Уйғур мусапирлири биливелишқа тегишлик нуқтилар (2)
2016.07.29
Вәтинини тәрк етип ғәрб әллиридин панаһлиқ тиләватқан уйғур мусапирлириниң, панаһлиқниң бәзи шәртлирини биливелишиниң зөрүрлүки мәлум болмақта.
Ғәрб мәтбуатлири 2015 - йилиниң 2 - дуня урушидин кейин дуняда әң чоң көчүш долқуни барлиққа кәлгән бир йил болғанлиқини илгири сүриду. Уруш, тәбиий апәт яки намратлиқ кәлтүрүп чиқарған бу көч - көч, асия вә африқа әллиридики милйонлиған инсанниң юртини ташлап демократик ғәрб әллиридин панаһлиқ тилишигә сәвәб болған.
Бирақ, уйғурларниң вәтинини тәрк етишидики сәвәб уларға охшимисиму, 90 - йиллардин кейин түркийә һәм явропа әллиригә келип панаһлиқ тилигән уйғурларниң саниму тарихтики һәрқандақ заманға қариғанда зор дәриҗидә ашқан. Иҗтимаий таратқулардики мәлуматларға асасланғанда, һазир түркийәгә йеқинқи бирқанчә йил ичидә келип йәрләшкән уйғурларниң сани 10 миңдин ашқан. явропа әллиригә келип панаһлиқ тилигәнләрниң саниму 10 миңдин һалқип кәткән.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу уйғурларниң 95 пирсәнтиниң панаһлиқ илтимаси қобул болған болсиму, йәнә бир қисминиң җаваб күтүватқанлиқини ейтти.
Узун йиллардин буян германийәниң карлисруһи шәһиридә мусапирларниң панаһлиқ хизмәтлири билән, болупму уйғурларниң панаһлиқ ишлири билән мәшғул болуп кәлгән уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларниң вәтинини тәрк етишигә сәвәб болған амилларниң хитай зулуми икәнлики аян. Бирақ уйғурлар “б д т кишилик һоқуқ әһдинамиси” вә җәнвә келишимидики кона һәм йеңидин киргүзүлгән панаһлиқ шәртлиригә аит бәзи мәзмунларни яхши биливалса, ғәрб әллиридики панаһлиқ илтимаслириниң оңушлуқ һәл болушиға пайдиси тегидиғанлиқини тәкитлиди.
Әнвәр әһмәт әпәнди, алдинқи программимизда тилға алған ғәрб әллиридин панаһлиқ тиләшниң 6 түрлүк шәртини бүгүн нисбәтән тәпсилий изаһлиди. У сөзидә йәнә, аялларниң, бимарларниң панаһлиқ һоқуқи һәққидиму тохталди.
Диққәтни чекидиғини, инсанларниң маарип тәрбийисидин толуқ бәһримән болалмаслиқи сәвәблик панаһлиқ илтимасида болуштин ибарәт йеңи бәлгилимә.
Әнвәр әһмәт әпәнди, хитайниң “қош тиллиқ маарип” сиясити түпәйли ана тил тәрбийисидин мәһрум болуватқан уйғурларниң бу нуқтиға етибар беши лазимлиқини тилға алди.
Панаһлиқ ишлири мутәхәссиси әнвәр әһмәт әпәнди, уйғур қизлириниң “ешинча әмгәк күчлири” намида хитайға йөткилишидики сәвәбниң арқа көрүнүши һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай әрлиригә ятлиқ болушқа мәҗбурлаш нийити барлиқини илгири сүрди вә уйғур қизлириниң бу хилдики мәҗбурий никаһтин өзини қачуруп ғәрб әллиридин панаһлиқ тиләш һоқуқиға игә икәнликини баян қилди.
Ахбарат васитилиридики учурларға асасланғанда, хитай һөкүмити уйғурларниң ғәрб әллиридин сиясий панаһлиқ тилишигә сәвәб болуватқан амилларниң һәммисини инкар қилиду. Мәсилән: дин мәсилисидә, алдинқи айларда чиқарған диний әркинликкә аит ақташлиқ китабида баян қилғинидәк, “уйғурлар тарихта мисли көрүлмигән диний әркинлик дәвридә яшимақта” дәйду. Хитай өлкилиригә йөткиливатқан уйғур қизлирини “ешинча әмгәк күчлири” дәп тәсвирләйду. Маарип саһәсидә йолға қоюлуватқан уйғур тилини чәкләш сияситини “қош тиллиқ маарип” дәп пәрдазлайду. Сиясий бесимларни болса “террорға қарши һәрикәт” дәп ниқаблайду.
Хитай һөкүмити аталмиш “ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити” ни 2014 - йилидин башлап күчәйтип йолға қоюшқа башлиған. Хитайниң мәзкур сиясәт баһанисидә уйғур қизлири көп салмақни игиләйдиған “ишләмчиләр” қошунини хитай өлкилиридики “иш орунлири” ға йөткиши уйғур җәмийитидә наразилиқ қозғиған. Ахири мәзкур сиясәт 2009 - йилидики “5 - июл вәқәси” гә сәвәб болған. Шундақтиму, хитайниң мәзкур сиясәтни һелиһәм изчил давам қиливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Әнвәр әһмәт әпәнди йәнә, диний бесим сиясити түпәйли панаһлиқ тиләшкиму болидиғанлиқини шәрһлиди вә бир қисим хитайларниң түрлүк динларниң мухлиси икәнликини билдүрүп, өзлириниң диний әркинликини қоғдаш дәваси билән ғәрб әллиридин сиясий панаһлиқ тиләватқанлиқини, әксичә миң йиллиқ ислам етиқади хитай һакимийити тәрипидин дәпсәндә қилиниватқан уйғурларниң бу саһәләргә сәл қараватқанлиқини илгири сүрди.
Әнвәр әһмәтниң ахбарат васитилиридики учурларға асаслинип ейтишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң ғәрб әллиридин сиясий панаһлиқ тилишигә сәвәб болуватқан амилларниң һәммисини инкар қилиду. Мәсилән, дин мәсилисидә, алдинқи айларда чиқарған диний әркинликкә аит “ақташлиқ китаби” да баян қилғинидәк, “уйғурлар тарихта мисли көрүлмигән дини әркинлик дәвридә яшимақта” дәйду. Хитай өлкилиригә йөткиливатқан уйғур қизлирини “ешинча әмгәк күчлири” дәп тәсвирләйду. Маарип саһәсидә йолға қоюлуватқан уйғур тилини чәкләш сияситини “қош тиллиқ маарип” дәп пәрдазлайду. Сиясий бесимларни болса “террорға қарши һәрикәт” дәп ниқаблайду.
Бирақ, ғәрб әллири һөкүмәтлири хитай тәрипидин уйғурларниң бешиға келиватқан зулумларни яхши билгәч, өз дәрдини ишәнчлик рәвиштә, мувапиқ шәкилләрдә оттуриға қоялиған уйғурларниң панаһлиқ илтимасини асанла қобул қилиду. Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиму бу нуқтини тәстиқлиди.
Германийәдә өткән икки һәптә ичидә 4 қетим һуҗум вәқәси йүз бәргән болуп, германийә даирилири бу һуҗумлардин аз дегәндә үчиниң панаһлиқ тилигүчиләр тәрипидин елип берилған террорлуқ һуҗуми икәнликини ейтқан.
Мәзкур һуҗумлар 2015 - йилидин буян 1 милйондин артуқ мусапирни қобул қилған германийәдә баш министир меркелниң көчмәнләр сияситигә наразилиқ пикирлирини улғайтқан иди.
Германийә баш министири ангела меркел пәйшәнбә күни германийә қатарлиқ явропа әллиридә йүз бериватқан террорлуқ һуҗумлирини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини, әмма германийәниң көчмәнләр вә мусапирлар сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиған.
Ундақта террорлуқ һуҗумлири вә көчмәнләргә қарши пикир еқими уйғурларға қандақ тәсир көрситиши мумкин?
Долқун әйсаниң билдүрүшичә, нөвәттә германийәдиму 2 миңдин артуқ уйғур яшайдиған болуп, буларниң арисида йеңидин панаһлиқ тилигүчиләрму вә панаһлиқ нәтиҗисини күтүп турғучиларму бар. Әмма германийәдә йүз бәргән һуҗумлар уйғурларниң панаһлиқ мәсилигә тәсир көрситәлмәйдикән.
Хуласә қилғанда, уйғур мусапирлири ғәрб әллиригә келип панаһлиқ тилигәндә, сиясий панаһлиқтин башқа “уруш мусапирлири”, “тәбиий апәт мусапирлири”, “кесәллик мусапирлири”, “диний бесим мусапирлири”, “маарип мусапирлири” дегәндәк салаһийәтләрдә панаһлиқ илтимасида болушниң мумкинликини биливелиши лазим икән.