Такаши: шинҗаң уйғур аптоном райониниң мустәқиллиқ мәсилиси
2012.12.17

Аптор мақалисидә 5-июл үрүмчи вәқәсидики қәһриман уйғур ханим-қизлирини хитай әскәрлириниң қаттиқ бастуруватқан көрүнүши, үрүмчидә чарлаш елип бериватқан қораллиқ сақчи қисимлириниң сүрәтлири, уйғурлар билән хитайларниң нопус җәһәттики селиштурма статистика җәдвили қатарлиқлар бирликтә берилгән. Мақалиниң мәзмунлирини японийидики ихтияри мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири аңлитиду.
Такаши әпәнди мақалисидә, уйғурларниң әзәлдинла тарихта өз дөләтлирини қуруп, җаһан сорап кәлгән түркий милләт икәнлики, милади 750-йилидин башлапла өз дөләтлирини қуруп болғанлиқини, 1759-йили чиң суласи бу земинни хитай земиниға қошувалғичә болған арилиқларда өз дөләтлиригә өзи хоҗа болуп кәлгәнликини баян қилған.
Аптор, “уйғурлар 1933-, 1944-йиллирида арқа-арқидин икки қетим шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә шәрқий түркистан җумһурийитини қурған, әмма, сабиқ совет һөкүмити билән хитай оттурисидики һәр-хил сиясий келишим,түпәйлидин икки җумһурийитидин айрилип қалған” дәп көрсәткән.
Мақалидә йәнә уйғурларниң 1949-йили компартийисиниң мустәмликисигә айланғандин бери түрлүк мустәқиллиқ һәрикәтлирини елип берип, вәтән қуруш үчүн изчил бәдәл төләп келиватқан күрәшчан милләт икәнликигә апирин оқулған.
Аптор мақалисидә мундақ дәйду: “1955-йили уйғур аптоном район нами билән қурулған аптоном район пәқәтла ялған аптоном райондин ибарәттур, уйғур аптоном районида аптоном районға хас һечқандақ сиясәт йоқ.1955-Йилидики хитайниң аптоном райондики омумий нопус пирсәнти 6.1%, Башқа милләтләр 19.2%, Уйғурлар 74.7% Иди. Лекин, 2007-йилиға кәлгәндә хитайлар 41%,uyghurlar 45%, башқа милләтләр 14% болди. 55 Йил җәрянида хитайниң нопуси уйғур аптоном районида тез сүрәттә ешип барди.”
Такашиниң мәзкур мақалисиниң оқурмәнлиридин бири, илгири уйғур елидики йеза игилик университетиниң лектори болған, һазир японийидә яшаватқан доктор турмуһәммәт мәзкур мақалә һәққидә өзиниң бир қисим қарашлирини сөзләп өтти.
Мақалидә, хитай һөкүмити ичкири өлкиләрдә әмәс, бәлки уйғур аптоном райониниң тәклимакан қумлуқида атом синақлирини 46 қетим елип барғанлиқини билдүриду.
Такаши мақалисидә, “1991-йилидин башлап оттура-асияда көплигән мустәқил дөләтлириниң барлиққа келиши, ‘әзәлдин дөләт қуруп кәлгән уйғурларға техиму көп илһам вә җасарәт елип кәлгән. Уйғурларниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрүш һәрикәтлири әвҗигә чиққан. Хитай компартийисиму бу байлиққа толған земиндин айрилип қалғучә тездин булаң-талаң қилишниң койида, ялғандин ғәрбни ечиш сияситини ойдуруп чиқарған, көплигән хитай ширкәтлири қанунлуқ вә яки қанунсиз болушидин қәтий нәзәр уйғур аптоном райониниң йәр-асти байлиқлирини пурсәтни чиң тутуп булашқа киришкән. Нефит булаш һәрикити башланған. Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити хитай пуқралирини бай қилди. Уйғурларни болса техиму намратлаштурувәтти. Уйғурларни хитайға қул қилип бериштин ибарәт адаләтсизликләр, уйғур аптоном районидики уйғурларниң мустәқил болуш һәрикитиниң сүритини тезләтмәктә” дәп көрситиду.
Аптор мақалисидә йәнә хитайниң уйғурларни терроризмға бағлиши һәққидә тохтилип мундақ баян қилиду:
“хитай дөлити уйғурларниң барлиқ мустәқиллиқ һәрикәтлирини террорлуқ һәрикәт дәп қарайду. Хәлқараға шундақ дәп тәшвиқ қилип өзлирини терроризмниң қурбани қилип көрситиду.Әмәлийәттә хәлқара җәмийәт хитайниң бу тәшвиқатиниң сахтилиқни аллиқачан чүшинип йәткәнлики үчүн уйғурларниң елип бериватқан барлиқ һәрикәтлирини мустәқиллиқ һәрикити дәп қарайду. Хитай һөкүмити 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәси тоғрисида хәлқара җәмийәткә қанаәтләнгүдәк җаваб бәрмиди. Шу вақитниң өзидә италийидә тәрәққий қилған 8 дөләт йиғиниға сирттин тәклип билән қатнишиватқан хитайниң дөләт рәиси ху җинтав йиғин мәйданидин тезла ғайиб болди. Уйғурларни вәһшийләрчә бастурди.”
Аптор мақалисидә йен хитай һөкүмитиниң үзлүксиз улғийиватқан, хәлқараниң қоллишиға еришиватқан, шундақла хәлқаралишиватқан уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитидин әнсирәп һәмишә уйғурларни һәрбий, сақчи вә қораллиқ сақчи қисимларниң күчигә тайинип бастуруп кәлгәнликини, әмма һазирқи хәлқара вәзийәтниң өзгиришидин қариғанда хитайниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш вә бастуруш сияситиниң бәк узунға бармайдиғанлиқини, бәлким тез арида хәлқара җәмийәт уйғур аптоном районниң мустәқиллиқ мәсилисигә һәммидин балдур баш қатуруши вә көңүл бөлүши мүмкинликини оттуриға қойиду.
Мутәхәссис такаши мақалисини мундақ ахирлаштуриду:
“ху җинтав һөкүмити уйғурларни вақитлиқ бастурған билән мана әмди хәлқара җәмийәтниң вә бир қисим дөләтләрниң бесими астида, әмдиликтә йеңи һөкүмәтни, хәлқара җәмийәт билән һәмкарлишип,уйғур аптоном районниң мустәқиллиқ мәсилисини обдан ойлинишқа, тинчлиқ билән бир тәрәп қилишқа, тәйяр туруши керәк. Чүнки бу һазирқи хәлқара вәзийәтниң тәқәззаси, хитай һөкүмитиму буни обдан чүшиниду.”