Уйғур нанлири: уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәһсули
2023.03.16

Америка һөкүмити вә бирқисм явропа дөләтлири хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ вә исанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини бекиткәндин кейин хитай даирлири бу қилмишлирини инкар қилип, хәлқара тәшвиқатқа зор күч сәрп қилип кәлди. Гәрчә хитай һөкүмити ғәрб җәмийитиниң демократик түзүлмисигә пүтүн күчи билән қарши туридиған болсиму, әмма улар ғәрбни қарилашта йәнила ғәрбниң учур васитилири вә пикир әркинликигә таянмақта. Бу вәҗидин, хитайниң уйғурларға қарши тәшвиқатлириму йиллардин буян ғәрб дунясиниң әркин пикир мунбәрлири арқилиқ елип берилмақта.
Гәрчә уйғур ели ичидики уйғурлар билән уйғур ели сиртидики уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики алақиси хитай һөкүмити тәрипидин пүтүнләй үзүп ташланған болсиму, әмма твиттер қатарлиқ хәлқара учур васитилиридә “бәхтлик уйғурлар” һәққидики тәшвиқатларниң көпийиши дәл буниң мисалидиндур.
Йеқинда, турсун ели намидики бир твиттер қолланғучиси уйғур ирқий қирғинчилиқини ялған көрситиш тәшвиқати билән пәйда болди. Униң бир қанчә күн аввал елан қилған “уйғур нанлири” һәққидики бир тәшвиқат филими дәл шундақ тәшвиқатларниң бири һесаблиниду. Мәзкур қисқа филимда бир аилә уйғурларниң “юртиниң уйғур нанлириға вакаләтчи болған” лиқи вә херидарларниң қоллишини үмид қилғанлиқи сөзләнгән. Қаримаққа бу филим һәқиқәтәнму нан тиҗарити билән шуғуллинидиған уйғурларниң хушал вә бәхтлик симасидәк туйғу бериду. Әмма ташқи дуня билән алақиси үзүлгән вә твиттер ишлитиши җинайәт санилидиған хитайда, твиттер ишлитиши мумкинму? ениқки, мәзкур твиттер акконти (һесаби) вә бу акконтта елип бериливатқан тәшвиқатлар хитайниң һөкүмәт васитиси билән оттуриға елип чиқилған сахта тәшвиқат.
Бизгә мәлум нан уйғурларниң һаятиниң айрилмас бир қисми. Йәни нан, уйғурларниң күндилик турмуши, ишләпчиқириш паалийити, иҗтимаий мунасивити, өрп-адити, мәдәнийити һәтта етиқади қатарлиқ пүткүл мәвҗутлуқ шәкли нан билән зич бағланған. Уйғурлар өзлириниң турмуш шараитини яхшилаш йолида үзлүксиз издинип, өзигә хас бир йүрүш әнәниви ишләпчиқириш усули, васитилири вә шуниңға охшаш мунасип йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, туралғу җай, һүнәр-сәнәт, турмуш мәдәнийитини бәрпа қилған. Шундақла нан уйғурларниң күндилик турмушиниң әң асаслиқ гәвдисигә айлинип кәткән. Нан уйғурларниң чарвичилиқ ишләпчиқиришидин деһқанчилиқ ишләпчиқиришиға оңушлуқ өткәнлики вә деһқанчилиқ мәһсулатлирини кәң көләмдә пишшиқлап ишләш техникиси игиллигәнликиниң дәлилидур. Нан тонур мәдәнийити билән биваситә мунасивәтлик болуп, тонур уйғурлар топлишип олтурақлашқан оттура асия райониға кәң тарқалған. Қумул, турпан, чәрчән, нийә, сампул қәдимки қәбристанлиқлиридин буниңдин 3000 йил бурунқи дәврләргә тәвә нан парчилири тепилғанлиқи тилға елинған. Йәнә нийә қәдимки харабиси қатарлиқ җайлардин буниңдин тәхминән 3000 йил бурунқи дәврләргә мәнсуп нан парчилириниң тепилғанлиқиму уйғурларниң нан билән болған алақисиниң нәқәдәр узун тарихқа игә икәнликини дәлилләп турупту.
Демәк, нан уйғурлар үчүн һаятиниң бир қисмидур. Хитай ахбарат васитилиридики уйғур нанлириға алақидар мәлуматлардин қариғандиму, нөвәттә уйғур нанлири пүткүл уйғур елиниң һәммә җайлириға туташқан чоң типтики кәсип зәнҗири шәкилләндүрүп, хитай мәхсус тәрәққий қилдурушни қарар қилған он чоң кәсипниң биригә айланған. Қисқиси хитай тәшвиқ қилғандәк уйғур нанлири бүгүн зор тәрәққиятларға еришкән. Гәрчә уйғур нанлириниң тәрәққияти кишигә үмид бәрсиму, әмма мәсилә бу тәрәққият уйғур нанлириниң һәқиқий игиси болған уйғурларға қанчилик мәнпәәт елип келәлигәнликидур.
Хитай тәшвиқатлириға нәзәр салидиған болсақ, уйғур елида нан кәспини тәрәққий қилдуруштики мәқсәтниң “намратлиқтин қутулдуруш” ла әмәс, “терорлуқ вә радикаллиқни йоқитиш” биләнму алақидар икәнлики тилға елинған. Һәтта “намратлиқтин қутулуш” үчүн каллисидики “зәһәрлик идийәни ююп тазилаш, хитайчә өгниш вә кәсп өгиниш” тәләп қилинған.
2018-Йили хитай “йәршари вақти гезити” ниң уйғур ирқий қирғинчилиқини ақлаш үчүн ишлигән “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши турушта шинҗаң мундақ усул қолланди” намлиқ һөҗҗәтлик хәвирини “йәршари вақти гезити” ниң баш муһәррири ху шиҗиң (胡锡进) өзи баш болуп ишлигәниди. Әмма бу хәвәр елан қилинип хәлқарада күчлүк ғулғула қозғаш билән биргә, филимдики тәпсилатлар уйғурларниң һәқиқәтәнму қанунсиз шәкилдә, лагерларға қамалғанлиқини ашкарилап, күчлүк ғулғула қозғиғаниди. Хитай һөкүмити еһтиятсизлиқтин өзи ашкарилап қойған бу һәқиқәтни йепишқа үлгүрәлмәй турған бир пәйттә, ню-йорк вақит гезитидә 400 бәтлик хитай мәхпий һөҗҗәтлири елан қилинип, уйғур мәсилиси хәлқарада йәниму қизиқ нуқтиға айланған. Шу вақитқичә, изчил йосунда уйғур елида лагерларниң мәвҗутлуқини, уйғурларниң лагерларға қамалғанлиқини инкар қилип кәлгән хитай һөкүмити узун өтмәй “тәрбийәләш мәркәзлиридики оқуғучиларниң һәммиси оқуш пүттүрүп хизмәткә орунлишип болған” лиқини җакарлашқа мәҗбур болғаниди.
Шу қетимлиқ хәвәрдә тилға елинған “хотән шәһәрлик кәспий тәрбийиләш мәркизи” дә нан йеқиш завути вә завутта “техника өгиниватқан” уйғурлар һәққидиму учурлар бар иди. Йәни, хотән шәһәрлик кәспий тәрбийиләш мәктипи аталған җаза лагирлирида аталмиш “кәсип өгиниватқан” уйғурларниң мухбирға бәргән баянлирида өзлириниң билип-билмәй диний әсәбийлик вә радикаллиқ билән зәһәрләнгәнликини, мәзкүр тәрбийиләш мәркизигә келип, идийисидики зәһәрләр тазилинип, кәсип өгинип, қайта адәм болушқа тиришиватқанлиқи. . . . . . Қатарлиқ мәзмунлар сөзләнгәниди.
Әмдиликтә қарайдиған болсақ, уйғур елида кәсипләштүрүш дәриҗисигә йәткүзүлгән ғайәт зор навайлиқ кәспий зәнҗириниң әслидә уйғурларниң бойниға қуллуқ зәнҗири сүпитидә селиниш мумкинчиликини пәрәз қилишимиз тәс әмәс. Бу һәқтә даңлиқ уйғур мәсилиси мутәхәссиси, тәтқиқатчи адриан зенз әпәндим 2021-йили ечилған “уйғур соти” да ашкарилиған хитай мәхпий һөҗҗәтлиридә дәлилләрму оттуриға чиққан. Йәни, ши җинпиңниң мәхпий сөзи дейилгән мәзкур һөҗҗәттә, ши җинпиң аталмиш “террорлуқ вә әсәбийликни йилтизидин йоқитиш билән тәң қайта тәрбийәләш орунлири арқилиқ идийәси зәһәрләнгәнләрни тазилаш” буйруқини бәргән. Шундақла йәнә, уйғурларни хитай карханилириға апирип ишлитиш, җәнубий уйғур елидики уйғур нопус қурулмиси өзгәртиш үчүн, 300 миң хитай нопусини йөткәп келиш һәққидиму буйруқ бәргән.
Демәк, уйғур елида көләмләштүрүп тәрәққий қилдурулуватқан нанчилиқ саһәсиниң ши җинпиңниң буйруқи бойичә уйғур әмгәк күчлиридин пайдиланғанлиқи ениқ.
Тәңритағ ториниң 2018-йили елан қилған бир хәвиридә җәнубий уйғур елидин үрүмчидики нан мәдәнийити кәспләр бағчисиға ишқа орунлашқанларниң 40 персәнти қәшқәр вә хотәндин йөткәп келингәнлики тилға елинған. Йөткәп келингәнләрниң иштин сирт вақтида, һәптидә 4 қетим хитай тили өгиниш, хитай мәдәнийитини өгиниш, қанун-низамларни өгиниш кәчлик курсиға орунлаштурулғанлиқи тилға елинған. Униңдин башқа мәзкүр ишчиларға “милләтләр иттипақлиқи, бир аилә кишилири” дегәндәк хитайлар билән туғқанлаштуруш паалийәтлирини орунлаштурғанлиқиму дейилгән.
Гәрчә хитай һөкүмити уйғурларниң пүтүнләй өз ихтиярлиқи билән бу навайханиларда хизмәтчи болғанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма реаллиқта бу ишниң кәйнидә хитай һөкүмитиниң бир қоллуқ пиланлиқ орунлаштуруши болғанлиқини йошуруш унчә асан әмәс. Йәни тәңритағ торидаберилгән уйғур навайчилиқиниң кәсиплишиш җәряниға алақидар бир хәвиридә, аталмиш һөкүмәт даирилири, “әлгә нәп йәткүзүш·访惠聚” хизмәт гуруппилири вә кәнт комитетлири һәр қайси кәспий техника тәрбийиләш мәктәплири билән һәмкарлишип, навайчилиқ коператиплирини қуруп чиққан вә тәрбийиләш орнидин адәм йөткәп ишләткәнлики ениқ йезилған. Дәрвәқә, худди елида күнсери көләмлишиватқан ғайәт зор нанчилиқ кәспий зәнҗириниң худдий башқа саһәләргә охшашла уйғур мәҗбурий әмгики, қисқиси уйғур ирқий қирғичилиқи билән бағланғанлиқи еһтималдин йирақ әмәс.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.