Хитайниң “никаһ-той ислаһати” уйғурларға қандақ иҗра қилиниватиду?

Мухбиримиз меһрибан
2023.04.24
toylishish-opche-toy.jpg Санҗидики йүзләрчә җүпниң опчә той қилиш мурасимидин көрүнүш. 2021-Йили 25-май.
cj.gov.cn

Хитай “хәлқ тори” да 20-април елан қилинған “никаһ-той ислаһатиға нәзәр” намлиқ мақалә, хитайниң һәрқайси өлкилиридики һөкүмәт таратқулирида бирла вақитта кәң тарқитилған. Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай хәлқ ишлири министерлиқи 2020-йили “никаһ ислаһати тәҗрибә нуқтилири” намлиқ һөҗҗәт тарқатқан. Һөҗҗәттә “хитайда никаһ-той мурасимида тойлуқни азайтиш, той мурасимлирини аддилаштуруш, мурасим-қаидиләрни ислаһ қилиш” қатарлиқ нуқтилар тәкитләнгән. Хәвәрдә йәнә мәзкур һөҗҗәттики қарар-бәлгилимиләрниң 2021-йили 4-айдин башлап, пүткүл хитай бойичә 32 орунда синақ тәриқисидә йолға қоюлушқа башлиғанлиқи тилға елинған.

Ундақта, хитай хәлқ ишлар министерлиқи тарқатқан “никаһ-той ислаһати” уйғурларға қарита қандақ шәкилдә иҗра қилиниватиду?

Бу һәқтә “тәңритағ тори” ниң 2021-йили 9-айниң 21-күнидки хәвиридә үрүмчи тудуңхаба райони хитайдики 32 “никаһ ислаһати синақ орни” ниң бири қилип бәлгиләнгәнлики билдүрүлгән. Униңда хитайниң “никаһ-той ислаһати” ниң үрүмчи тудуңхаба районида 2021-йили 9-айдин башлап дәсләпки басқучта синақ тәриқисидә йолға қоюлидиғанлиқи тилға елинған.

Илгири шинҗаң университетида уйғур фолклори бойичә дәрс бәргән, һазир америкада яшаватқан меһриай мәмтели ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У, хитай һөкүмитиниң аталмиш “никаһ-той ислаһати” ни һөҗҗәтләштүрүп йолға қоюши, болупму уни уйғур районида синақ тәриқисидә йолға қоюши, диний-етиқад, мәдәнийәт вә өрп-адәт җәһәттә хитайлардин түптин пәрқлиқ болған уйғурларниң тарихтин буян давамлаштуруп келиватқан миллий, диний вә барлиқ мәдәнийәт әнәнилирини хитайлаштуруштин башқа нәрсә әмәс, дәп көрсәтти.

Хитай коммунист һакимийити уйғур диярини идарә қилған 70 йилдин артуқ вақиттин буян, уйғурларниң “никаһ-той, нәзир-чирақ паалийәтлирини аддийлаштуруш, мурасимлардики бәзи диний һалқиларни ислаһ қилиш” дегән намларда уйғурларниң ислам диниға четилидиған диний адәтлири вә әнәниви удумлирини өзгәртишкә урунуп кәлгән иди. Хитай тәшәббус қилип кәлгән аталмиш “никаһ-той мурасимлирини ислаһ қилиш” бәлгилимиси бойичә, өткән әсирниң 90-йиллириғичә никаһ той мурасимлирини аддий өткүзүш тәшвиқ қилинған. 2000-Йиллардин кейин уйғур диярида яшларни йеңичә шәкилдики коллектип той мурасими өткүзүшкә тәшәббус қилиинған; 2017-йилидин башлап уйғурлар билән хитайларниң тойлишиши тәшәббус қилинидиған тәшвиқат хәвәрлири үзлүксиз көпәйгән.

2017-Йили2-айниң 21-күни “тәңритағ тори” да “айнургүл билән тйән чаңшиң (қәйсәрҗан)ниң никаһ тойиға мубарәк болсун!” дегән лозунка есилған той мурасими һәққидики бир сүрәтлик хәвәр елан қилинған. Шундин кейин хитай әрлириниң уйғур қизлири билән қилған тойлири һәққидики тәшвиқат хәвәрлири үзлүксиз көпәйгән.

“тәңритағ тори” ниң бу йил 3-айниң 26-күнидики сүрәтлик хәвиридә, лопнур наһийәсидики чечәк байрими мәзгилидә 8 җүп қиз-йигитниң хитайчә кийинип коллектип той мурасими өткүзгәнлики хәвәр қилинған. Хәвәрдә йеңичә коллектип той мурасими өткүзгән яшлар арисида хитайлар билән тойлашқан уйғур қиз-йигитлириниңму барлиқи тилға елинған.

Биз хитайниң аталмиш “никаһ-той ислаһати” бәлгилимилириниң уйғур районида иҗра қилиниш әһвалини билиш үчүн, уйғур дияридики хәлқ ишлар идарилириға телефон қилған болсақму, әмма бу орунларниң телефонлири елинмиди

Қәшқәрдики мәлум саяһәт идарисиниң хадими зияритимизни қобул қилип, һазир уйғур диярида хитайлар билән уйғурлар тои қилса һечқандақ чәклимә йоқлиқини билдүрди.

У буни “никаһ әркинлики” дәп атиди вә мундақ деди: “әлвәттә, һазир хәнзулар билән уйғурлар тойлишидиған әһваллар интайин көп. Һазир буниңға йол қоюлиду. Чүнки 21-әсиргә кирдуқ. Һазир бу җәһәттә әркин қоюветилди. Шундаққу?”

У бизниң “қәшқәрдә хитайлар билән тойлашқан уйғурлар көпму?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “һазир һәммә адәм баравәр болуп кәтти. 56 Милләтниң һәммиси бир аилә кишилиридәк. Никаһлиниш-тойлишиш әркинлики болғачқа, һәммәйлән өзи халиғини билән той қилса болидиған вәзийәт шәкилләнди.”

Мәлум болушичә, уйғур диярида хитайлар билән тойлишиш тәшәббуси 2017-йили уйғурларни йиғивелиш лагерлириға қамаш долқуни мәзгилидә әвҗигә чиққан. Хитай һөкүмәт хәвәрлиридә уйғур қизлири билән никаһлиниш, хитай көчмәнлирини уйғур дияриға җәлп қилишниң тәшвиқат вастисиға айланған. Йәни бу хил тәшвиқатларда, уйғур қизлири билән тойлашқан хитайларға 50 миң йүән хәлқ пули, бикарлиқ өй, бикарлиқ йәр вә пәрзәнтлирини һәқсиз оқутуп бериш қатарлиқ етибар сиясәтлириниң барлиқи кәң тәшвиқ қилинған иди.

Канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә язғучи шең шө ханимниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң “никаһ-той ислаһати” намида хитайларни уйғурлар билән тойлишишқа риғбәтләндүрүши, уйғурларға йүргүзүливатқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир парчиси икән.

У мундақ деди: “бу йәрдә пәқәт уйғурларниң мәдәнийити, өрп-адәтлирини түп йилтизидин йоқитишла мәқсәт қилинмиған, бәлки хитай һөкүмити мукапатлаш усули арқилиқ хитайларни уйғурлар билән тойлишишқа тәшәббус қиливатиду. Хитай һөкүмити һазир интайин рәзил вастиларни қоллинип, уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сияситини йүргүзмәктә.”

Уйғурлар хитай бойичә башқа диндики милләтләр, болупму хитайлар билән тойлишиш нисбити әң төвән болған хәлқ иди. Хитай коммунисит һакимийити уйғур диярини идарә қилған 70 йилдин артуқ вақит җәрянида уйғурларниң хитайлар билән никаһлиниши хитайдики башқа милләтләргә селиштурғанда әң төвән нисбәттә, һәтта 1 пирсәнткиму йәтмигән иди. Шундақ болғачқа, йеқинқи бирқанчә йиллардин буян хитай даирилири һәр хил усул-вастиларни қоллинип, уйғурлар билән хитайларниң тойлишишини сиясәт характерлиқ тәшәббус қилип кәлмәктә.

Түркийә һаҗи тәпә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә “никаһ-той ислаһати” ни көтүрүп чиқип, хитайлар билән уйғурларниң өзара тойлишишини тәшәббус қилиши, хитайниң уйғур районидики миллий ассимилиятсийә вә ирқий тазилаш сияситиниң бир қисми икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.