Хитай дуч келиватқан киризис уйғурлар йолуқиватқан паҗиәләргә қандақ тәсир көрситиду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.01.26
Америка һөкүмити хитай әлчиханисиниң уйғур аяллири һәққидики тивиттер учурини қаттиқ әйиблиди Хитай әлчиханиси уйғур аяллирини туғмас қилғанлиқини етирап қилғанлиқи мунасивити билән ишләнгән картон.
Yettesu

23-январ германийәдә нәширдин чиқидиған “күндилик почта” гезити “паракәндә әҗдәрһа” намлиқ бир мақалә елан қилип, ши җинпиң һөкүмранлиқидики хитай нөвәттә дуч келиватқан һәр саһә киризисларни әтраплиқ шәрһийилигән иди. 24-январ “франсийә авази” радийоси “хитай кәлгүсидә йеңидин ечиветиләмду яки дөләт қайтидин қулуплинамду?” намлиқ бир мақалә елан қилип, хитай йолуқиватқан бу апәтләрниң хәтири һәққидә тохталған. 24-январ “германийә долқунлири” радийосиму “кишиләр қайтидин ронақ тапалмайдиған хитай” намлиқ бир мақалә елан қилип, германийә мәтбуатлирида бу хусуста оттуриға қоюлған қарашларни шәрһийиләп өткән.

Мақалиләрда баян қилинишичә, хитай нөвәттә тездин һәл қилалиши қийин болған бир қисим сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий апәтләргә дуч кәлмәктикән. Буниң бири, өткән йили үрүмчидә йүз бәргән от апити пәйда қилған кәң көләмлик қаршилиқ һәрикәтлиридин кейин, хитайниң 3 йилдин буян йолға қоюп кәлгән “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини бирдинла әмәлдин қалдуруш мәсилиси болған. Нәтиҗидә вирус шиддәт билән ямрап, өлүм-йетим көпәйгән, пуқраларниң һөкүмәткә болған қаршилиқ идийәлири әвиҗ елишқа башлиған. “паракәндә әҗдәрһа” намлиқ мақалидә бу һәқтә мундақ баянларға орун бериду: “вирус вә украина уруши кәлтүрүп чиқарған киризис дунядики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә болған хитайға сүркәлмәй өтүп кетидиған иш болмайду. Өткән йили 11-айниң ахирлири үрүмчидә йүз бәргән, аз дегәндә 10 кишиниң җениға замин болған от апити, пүтүн хитайни бешиға келиватқан күлпәтләргә һөкүмәтниң вирус сияситиниң сәвәбчи болуватқанлиқидәк чүшәнчигә кәлтүрди.”

Иккинчиси, хитай омумий иқтисадиниң 20-30 пирсәнтини тәшкил қилидиған өй-мүлүк содисиниң гумран болуши, “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити кәлтүрүп чиқарған завутларниң тақилиши вә нурғунлиған яшларниң ишсиз қелиш мәсилиси болған. Хитай иқтисади өткән бир йилда һөкүмәт пиланлиғандәк 5 пирсәнт әмәс, бәлки аран 3 пирсәнт йүксәлгән. Бу һал һәм карханичиларниң, һәм ишчиларниң әһвалини еғир вәзийәттә қалдурған. Хитай иқтисадиға җан беғишлаватқан екиспорт саһәсиму буниң тәсиригә учриған. Хитай һөкүмитиниң өз хәлқини бу еғир вәзийәттин тиздин қутулдуруш қолидин кәлмәйдикән.

Үчинчиси, хитайда нопусниң қериши вә туғут нисбитиниң төвәнлиши болған. Бу темиға даир қарашларда илгири сүрүлишичә, өткән йили хитайда алдинқи йилиға селиштурғанда 850 миң адәм кам туғулған. Бу йүзлиниш йәнә давамлишидикән. Ши җинпиң һөкүмитиниң буни тормузлаш қолидин кәлмәйдикән. Нәтиҗидә йеқин кәлгүсидә хитайда қолай һәл қилғили болмайдиған әмгәк күчи киризиси пәйда болидикән. Бу хитайниң кәлгүси тәрәққияти үчүн зор тосалғу яритидикән. “кишиләр қайтидин ронақ тапалмайдиған хитай” намлиқ мақалидә бу һәқтә мундақ дейилгән: “өткән әсирниң 60-йиллиридики чоң ачарчилиқтин кейин, хитай тунҗи қетим нопус чөкидиған вәзийәткә дуч кәлди. Хитайниң нопус қурулмисидики бу тирагедийәлик өзгириш хитайниң баш көтүрүшигә мислисиз еғир тәһдит шәкилләндүрүпла қалмай, буниң тәсири дуня миқясиға қәдәр ямрайду.”

Төтинчиси, 3 йил давамлашқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити җәрянида хитай һөкүмитиниң ишикни тақивелип, дунядин хелила айрилип қалғанлиқи болған. Ши җинпиң 2022-йилиниң ахирлири оттура асия, сәуди әрәбистан вә G20 йиғини үчүн һиндонезийәләргә барған болсиму, бирақ у дуняниң хитайға қарита позитсийәлиридә бурунқиға охшимайдиған зор өзгиришләрниң барлиққа кәлгәнликини көргән. Тәрәққий қилған нурғунлиған дөләтләр хитайға илгирикидәк достанә муамилә қилмайдиған болуп қалған. Гәрчә хитай йеқиндин буян депломатийә саһәсидә тәләппузини юмшитип хәлқара сәһнәләрдики ролини әслигә кәлтүрүшкә уруниватқан болсиму, ши җинпиңға күлүп қарайдиғанлардин пәқәт мусулман дөләтлирила қалған. “хитай кәлгүсидә йеңидин ечиветиләмду яки дөләт қайтидин қулуплинамду?” намлиқ мақалидә бу һәқтә мундақ дейилгән: “ташқий дуня җуңнәнхәйниң һәқиқий сирини билмәйду. Өткән йили хитайдики бир қисим чоң шәһәрләрдә наразилиқ һәрикәт долқунлири әвҗ алғандин кейин, хитайниң юқири қатлимидикиләр бундақ кетиверишниң ғайәт зор хәтирини наһайити асанла чүшинип йәтти. Хитай рәиси ши җинпиң йеқинда хәлқара сәһнәгә қайтишқа интилгәндә болса, хитай билән башқа дөләтләрниң мунасивити аллиқачан җиддийләшкән бир вәзийәтни шәкилләндүрүп болған иди.”

Ши җинпиң һөкүмранлиқидики хитай дуч келиватқан бу еғир киризисларниң ақивитиниң уйғурлар билән қандақ мунасивити бар? бу уйғурларниң кәлгүсигә қандақ тәсир көрситиши мүмкин?

Германийәдики уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алптекин әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитай дуч келиватқан нопус кирисиниң кәлгүсидә хитай үчүн еғир бир мәсилигә айлинидиғанлиқинин тилға елип, мунуларни тәкитлиди: “мутәхәссисләр узун йиллар илгирила хитайдики нопусниң кәлгүсидә тез сүрәттә кемийиш еһтимали барлиқини вә шундақ болған тәқдирдә, буниң хитай иқтисадиға һәм тәрәққиятиға зор тосалғулар елип келидиғанлиқини оттуриға қоюшқан иди. Мана һазир хитайниң нопусиниң чөкүшкә башлиғанлиқи оттуриға қоюлуветипту. Нопус әслидә тәбиий қанунийәт бойичә тәрәққий қилидиған бир нәрсә. Әмма хитай өз пуқралирини ачарчилиқтин сақлаш үчүн, 80-йиллардин башлап нопусни тизгинләш сияситини йүргүзүп кәлди. Һазир нопусниң кемийишиниң алдини елиш үчүн, 3 пәрзәнтлик болуш сияситини йолға қойған болсиму, нопус көпийиш әмәс, бәлки қериш вә кемийишкә қарап йүзлиниватиду. Йетәрлик дәриҗидики әмгәк күчи болмиған дөләтниң тәрәққий қилалмайдиғанлиқи, дуняда дәриҗидин ташқири күчкә айлиналмайдиғанлиқи һәммигә мәлум. Уйғурлар хитайниң мустәмликиси астидики бир милләт болғанлиқи үчүн, хитайдики өзгиришләр уйғурларниң тәқдиригә тәсир көрситиду. Мубада хитай иқтисади чөкүп, һакимийәт ғулайдиған бир күнләр кәлсә, бәлки уйғурлар қутулуш йоллириға еришип қелиши мумкин. Һазир ғәрбтики тәрәққий қилған демократик күчләрниң хитайға қарши бир сәптә туруши хитайниң йемирилишини илгири сүрүши мумкин дәп қараймән.”

Шиветсийәдики вәзийәт анализчиси дилшат решит бу һәқтә тохталғанда, уйғурларниң тәқдириниң ши җинпиң һакимийитиниң йоқилишиға бағлиқ бир мәсилә икәнликини әскәртип мунуларни баян қилди: “хитай бир тәрәптин, өзи дуч келиватқан хитайдики ишсизларниң қаршилиқлирини, корона вабисида өлгәнләрниң санини вә уларниң уруғ-туғқанлириниң наразилиқлирини хәлқара җәмийәттин йошуриватқан болса; йәнә бир тәрәптин. Дөләтниң иқтисадий җәһәттики чөкүшини, хитай дөлитиниң хәлқарада барғансери йетим қеливатқанлиқини өзиниң хәлқидин йошуриватиду. Худди җаза лагерлири мәсилисини пүтүн дунядин йошурушқа уриниватқандәк. Әмма һазирқи реяллиқ хитай һакимийитигә еғир тәһдит елип келиватиду. Уйғурларниң тәқдириниң өзгириши, һазирқи хитай һакимийитиниң йоқилишиға бағлиқ бир мәсилә. Биз пат арида хитай һөкүмитини йоқулиду дийәлмисәкму, хитайдики күчлүк зиддийәтләрниң кәлгүсидә бир өзгиришләрни барлиққа кәлтүридиғанлиқиға үмид билән қариялаймиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.