Уйғурлар билән пәләстинликләргә қаритилған қош өлчәм: мәнпәәтләр вә тоқунушлар

Мухбиримиз әзиз
2022.10.28
bdt-uyghur-tekshurush-bilet-tashlash “шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ниң аваз нәтиҗиси. 2022-Йили 6-өктәбир.
REUTERS

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ вә бастуруш қилмишлири алиқачан ташқий дуняға мәлумлуқ һадисигә айлинип қалған болуп, нөвәттә буниңдики муһим мәсилә бу қилмишларни аңлитиш әмәс, әксичә буниңға қарши әмәлий һәркәт қозғаш болуватқанлиқи мәлум. Буниңда һәммидин бәк хәлқараниң диққитини қозғиғини бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қармиқидики кишилик һоқуқ кеңиши тәйярлап чиққан уйғур дияри һәққидики доклатта “хитай һөкүмити шинҗаңда инсанийәткә қарши җинайәт садир қилған болуши мумкин” дәп хуласә чиқирилғандин кейин, буни муһакимигә қоюш мәсилиси болди.

Кишилик һоқуқ кеңишигә әза 49 дөләттин 19 дөләт хитай һәққидики бу доклатни б д т баш шитабида муназиригә қоюш һәққидики тәклипни рәт қилди. Бу дөләтләр қатарида көплигән мусулман дөләтлириниң болуши дуняни йәнә бир қетим һәйрәттә қалдурди.

Охшаш мусулманларға охшимиған “өлчәм” ләр

Б д т бинасида уйғур дияри һәққидики доклатни муназирә қилишни чөридигән авазға қоюшта дунядики әң чоң мусулманлар дөлити болған һендонезийәниң хитай һөкүмитини һемайә қилип аваз бериши хәлқарадила әмәс, һендонезийәниң өзидиму күчлүк тәсир қозғиди. “һиндонезийә-хитай тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси һәбиб паша (Habib Pashya) имзасида 27-өктәбир күни “явро-асияға нәзәр” журнилида елан қилинған обзорда, бу җәһәттики мәсилиләр тәпсилий баян қилинди. Апторниң қаришичә, йеқинқи йилларда елан қилинған көплигән доклатлар уйғур дияридики зор көләмлик тутқун, сиясий меңә ююш вә мәҗбурий ассимилатсийә қилиш қилмишлирини, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишини шунчә ениқ көрситип бериватқан болсиму, һиндонезийә һөкүмити уйғурлар мәсилисидә хитай билән өчәкишип қелишни халимиған. Һиндонезийәниң муавин ташқий ишлар министири фебриан руддий (Febrian Ruddy) җәнвәдә мухбирларға сөз қилип: “һиндонезийә һөкүмити һәрқайси тәрәпләр оттуриға қойған бу мәсилиләрни муһакимә қилиш кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилашқа һечқандақ иҗабий нәтиҗиләрни елип кәлмәйду, дәп қариғанлиқи үчүн бу ишларға арилашмаслиқ қарариға кәлди” дегән.

Апторниң баян қилишичә, һиндонезийә һөкүмити йиллардин буян пәләстин мәсилисидә әң актип мусулман дөлити болуп кәлгән. 2022-Йили июлда һиндонезийәниң испанийәдә турушлуқ баш әлчиси муһәммәд наҗиб (Muhammad Najib) бу һәқтә сөз қилип: “һиндонезийә һәрқачан пәләстин билән бир сәптә. Бу һал һазирму вә кәлгүсидиму шундақ болиду” дегән.

Һиндонезийәниң ташқий ишлар министири ретно марсуди (Retno Marsudi) буниңдин илгирирәк, йәни 2021-йили 20-майда б д т ниң нйо-йорк шәһридики баш шитабида чақирилған йиллиқ кеңәштә “һиндонезийә һөкүмити пәләстин мәсилисидә инсанпәрвәрлик, адаләт вә тинчлиқни һемайә қилиду. Исраилийәниң ишғалийәтчилики мәңгү әйипләйду” дәп ипадә билдүргән. Һалбуки, пәләстиндики киризислардинму еғир болған уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлған сорунларда охшаш мәсилигә қарита қоллаш мәвқәсини ипадилийәлмигән. Шуниңдәк пәләстин һәққидә билдүргәндәк кәскин баянатларниму елан қилалмиған. Әксичә хитай һөкүмитини һемайә қилиш мәйданида болған.

Бу нуқтиларни омумлаштурған аптор бу һадисиләрниң әмәлийәттә һиндонезийә асасий қануниғиму хилап қилмиш икәнликиниму көрситип өтиду. Чүнки һиндонезийәниң асасий қанунида “һиндонезийә һөкүмитиниң тинчлиқни алға сүрүш вә иҗтимаий баравәрликни әмәлгә ашурушқа һәссә қошуш мәҗбурийити бар” дәп бекитилгән болуп, уларниң һендонезийәдики мусулманлар мутләқ көп санни тәшкил қилған җәмийәтниң арзусиға бинаән иш көрүш мәҗбурийитиму бар икән. Чүнки 2019-йилила һиндонезийәдики “ислам һемайичилири фронти” қатарлиқ чоң тәшкилатлар җакарта шәһиридики хитай әлчиханиси алдида зор көләмлик намайиш уюштуруп, уйғурлар үчүн адаләт тәләп қилған һәмдә өзлириниң бу һәқтики арзулирини һиндонезийә һөкүмитигә тапшурған иди. Бу хилдики намайиш 2022-йилиму өткүзүлгән болуп, улар бу һәқтә сөз болғанда, “бизгә йирақ болған маканлардики мусулманларму бизниң қериндишимиз” дегән һәмдә һөкүмәттин бу һәқтә тәдбир елишни тәләп қилған. Шундақ туруқлуқ һиндонезийә һөкүмтитиниң бу хилдики тәләпләргә писәнт қилмаслиқи, маһийәттә һиндонезийә мусулманлириниң йүрикини ағритипла қалмастин, бәлки йәнә өзлириниң асасий қануниға хилап һәркәттә болғанлиққа баравәр болуп қалған.

“һиндонезийә үчүн ейтқанда, дөләт мәнпәәти уйғурлардин әла!”

Аптор билән болған бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида, һиндонезийә һөкүмитиниң немә үчүн бу хилдики “қош өлчәм” гә әгишидиғанлиқи муһим темилардин болди. Һәбиб пашаниң қаришичә, хитайниң һиндонезийәдики сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий тәсири ғайәт зор дәриҗидә мәвҗут болувтқан әһвалда һиндонезийә һөкүмитиниң хитайни рәнҗитидиған ишларни вуҗутқа чиқириши мумкин әмәс икән. Болупму һиндонезийә билән хитайниң ташқий сода омумий соммиси 2021-йили 85 милярд америка доллиридин ешип кәткән болуп, хитай һазир һиндонезийә үчүн әң чоң ташқий сода обйекти һесаблинидикән.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “алди билән шуни ейтишим мумкин. Һиндонезийә иқтисадий җәһәттә ғайәт зор дәриҗидә хитайға беқинип қалған, буни һечкимму инкар қилалмайду. Хитай һазир һиндонезийәниң әң чоң сода шерики болупла қалмастин, бәлки йәнә һиндонезийәдики әң чоң мәбләғ салғучи. Һиндонезийәниң канчилиқ, машинисазлиқ дегәндәк түрлиригә селиниватқан ғайәт зор мәбләғ хитайдин келиду. Йәнә келип бу хил сода мунасивити йилдин йилға қоюқлишиватиду. Әмма һиндонезийәниң хитай билән болған содисида изчил қизил рәқәм көрүлгәнликтин, һиндонезийә президенти җоко видодо (Joko Widodo) хитай тәрәп билән сөһбәтлишип бу вәзийәтни оңшашқа тиришиватиду. Әгәр хитай һиндонезийәгә селиватқан мәбләғлирини тохититипла қойса, һиндонезийә бирақла һалидин кетиду. Йәнә бир яқтин алсақ, һазир хитай һөкүмити ғайәт зор санда оқуш мукапат пули тәсис қилип һиндонезийә оқуғучилирини хитайда оқутуватиду. Бундақ әһвалда хәлқ арисидиму хитай һәққидики иҗабий пикирләр кәң асасқа игә болуватиду. Шундақла уйғурлар һәққидики хәвәрләрни ‛ғәрбниң оюни‚ дәйдиған пикиргә маһил кишиләрму хели көп салмақни игиләватиду. Шундақла кишиләр буни пәләстн вә башқа мусулманлар райони һәққидә ғәрб мәтбуатлирида берилгән хәвәрләр билән бир қатардики пикир, дәп қарашқа маһил.”

Һәбиб пашаниң билдүришичә, хитай һөкүмитиниң “қәрз дипломатийиси” һазир һиндонезийәниму башқа дөләтләргә охшаш һәрқайси җәһәтләрдин хитайға беқинди қилип қоюватқан бир муһим ташқий амил болуп қалған. Бундақ арқа көрүнүштә иш йүргүзиватқан һиндонезийә һөкүмити дуняниң немә дейишидин қәтийнәзәр, хитайни һемайә қилиши ениқ икән.

“һиндонезийә һазир хитай үчүн наһайити чоң мәбләғ селиш орнидур. Болупму ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши бойичә, хитай һазир җакарта-бандоң тез сүрәтлик төмүрйолини ясаватиду. Йәнә бир яқтин алсақ, хитайниң һиндонезийәгә иҗтимаий җәһәттин сиңип киргәнликигиму бәк узун болди. Хитайниң йемәк-ичмәк услуби, хитайчә тил-йезиқ, коңзи иниститутлири дегәнләр һазир һиндонезийәдики һәммила кишигә мәлумлуқ иҗтимаий һадисиләрдур. Болупму өткән он йилда хитайниң сиясий җәһәттә һиндонезийәгә тәсир көрситиши вә контрол қилиши барғансери юқури пәллигә чиқиватиду. Бундақ әһвалда тәбиийла һиндонезийә һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғурлар һәққидики доклатни музакирә қилишта хитай тәрәптә туруп беләт ташлиди.”

Һиндонезийәдики мусулманлар аммиси, мусулман тәшкилатлири вә бир қисим партийәләр уйғурлар һәққидә түрлүк һемайигәрлик пикирлирини оттуриға қоюп кәлгән болуп, һәбиб пашаниң қаришичә бу һал һелиму давам қилип кәлмәктә. Әмма һиндонезийә һөкүмити изчил хәлқниң назарити вә пикридин халий һөкүмәт болуп кәлгәнлики үчүн, уйғурлар һәққидики бу хил пуқравий чуқанлар дөләтниң түп сияситини өзгәртишкә аҗиз кәлгән.

У бу һәқтә мундақ деди: “һиндонезийә билән хитай оттурисидики мунасивәтни асасий җәһәттин алғанда, сода мунасивити десәк хаталашмаймиз. Һиндонезийә президенти җоко дәл мушу сода мунасивитини йүксәлдүрәлигәнлики үчүн 2019-йили қайта сайланди. Икки тәрәпниң сода мунасивити һазир барғансери юқури пәллигә чиқиватиду. 2023-Йили бу һал техиму шундақ болуши мумкин. Бундақ әһвалда, һиндонезийә һөкүмити үчүн уйғурларниң тәқдири һиндонезийәни бунчә қоюқ сиясий, иқтисадий вә иҗтимаиий саһәләрдики мәвҗутлуқ амиллири билән тәминләватқан хитай амилидин юқури орун тутмайду. Чүнки һиндонезийә тәбиий йосунда өзлириниң дөләт мәнпәәтини алдин ойлишиду, андин иккинчи нөвәттә пәләстин яки башқа җайлардики мусулманлар һәққидә сөз қилиду. Һиндонезийә хәлқи һелиһәм уйғурларға һесдашлиқ қилиду, уларни қоллайду. Әмма хәлқниң уйғурларға игә чиқиш һәққидики чуқанлириға һиндонезийә һөкүмити ‛биз хитайниң ичкий ишлириға арилишалмаймиз‚ дегән шәкилдә җаваб бериду. Дәл мушу сәвәбтин һиндонезийә һөкүмити һазир өз хәлқиниң йүрикини ағритипла қалмастин йәнә өзлириниң асасий қануниғиму мухалип ишларни қиливатиду. Әпсуски, һиндонезийәдә хәлқниң пикри һечқачан дөләтниң хизмәт функитсийәсигә тәсир көрситәлмәйду.”

Мәлум болушичә, хитайға бағлинишлиқ болған мушу хилдики “иқтисадий амил”, “сиясий амил” вә “иҗтимаий амил” қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин көплигән ислам дөләтлири уйғурлар мәсилисидә изчил “дөләтниң мәнпәәти уйғурлардин әла” дегән пиринсип бойичә иш көрүп келиватқанлиқи мәлум. Нөвәттә бу һал барғансери омумий еқимға айлиниватқан болсиму, хитай билән дуня оттурисидики зиддийәтниң өрлишигә әгишип буниңдиму бәзи өзгиришләрниң барлиққа келиши тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.