Рисалә вә униң сарғайған бәтлиригә көмүлгән дуня

Обзорчимиз нәвбаһар
2022.08.19
Enqerede-neshr-qilinghan-Risaliler Әнқәрәдә нәшр қилинған “чағатай тилидики уйғур һүнәр-кәсип рисалилири” дин өрнәкләр.
RFA/Newbahar

Бүгүнки күндә явропадики нәччә онлиған кутупханилар вә музейларда тарихтики уйғур устилар, касиплар, хәттатлар һәмдә катиплар тәрипидин йезилған яки қолда көчүрүлгән йүзлигән һүнәр-кәсп рисалилири сақланмақта. Узун йиллар давамида варақлири сарғайған, сияһлири суслашқан, муқавилири титилған бу қиммәтлик рисалиләр, уйғур хәлқиниң узун тарих җәрянида яратқан мол мәзмунлуқ хәлқ билимини, коллектип иҗадийәт қуввитини, һүнәр-кәсп саһәсидики ихтиралирини, шундақла өзигә хас кәспчанлиқ роһини намайән қилип турмақта.

“рисалә” сөзиниң уйғур тилидики истемал җәрянида йүкләнгән мәниси- кәспләр қолланмиси яки һүнәр-кәспләр һәққидә йезилған баяннамә дегәнликтур. Рисалиләр һүнәр-кәсипләрниң әвладму-әвлад давамлишиши вә кейинкиләргә мирас қалдурулишида интайин муһим болған язма ядикарлиқтур.

Уйғурлар тарихтин буян шуғуллинип кәлгән түрлүк ишләпчиқириш вә кәспи паалийәтлири җәрянида, өзигә хас һүнәр - кәсип техникиси, ишләпчиқириш усул - тәртиплири вә һүнәр-кәсп түрлирини бәрпа қилған, шундақла  уни изчил түрдә бейитип кәлгән. Шуниң билән бир вақитта бу һүнәр-кәспләрниң ишләпчиқириш техникиси вә усуллирини кейинки әвладларға мирас қалдуруш үчүн, шу кәспләрниң устилири мәхсус рисалә йезип қалдурған. Рисалиләр қолда йезилип вә көчүрүлүп, әвладму-әвлад сақлинип кәлгән.

Адәттә рисалиләрниң һәҗими қисқа, тили аддий, мәзмунида кәспий билимләр вә алаһидиликләр әкс әткән болиду. Һүнәр-кәсп рисалилири янда елип йүрүшкә қолайлиқ болиду. Шиветсийәдә сақлиниватқан уйғур һүнәр-кәсп рисалилириниң көпинчиси адәттә узунлуқи 13 сантиметир, кәңлики 9 сантиметир келидиған хотән қәғизигә йезилған.

Лунд университети кутупханисиниң Prov.500 Номурлуқ архибида сақлиниватқан “моздузлуқ рисалиси” дин өрнәк.

Рисалиләрниң һәҗими қисқа болушиға қаримай, шу кәспкә даир наһайити мол мәзмунларни өз ичигә алған болиду. Рисалиләрдә мәлум бир һүнәр яки кәсип тоғрисидики қаидә-тәртип вә шу кәсиптә әмәл қилишқа тегишлик әхлақ өлчими алаһидә тәкитлиниду. Униңда һәр бир кәсипниң келип чиқишиға аит ривайәтләр, кәсипниң һиматчи пир-әвлиялириниң исми, әсваб-үскүниләрниң исми, кәсипни иҗра қилиштики тәртип-қаидиләр вә әмәл қилишқа тегишлик әһкам-мизанлар бир-бирләп баян қилиниду. Рисалиләрдә кәспий билим бериш, кәспий маһарәтләрни өгитиш билән бирликтә йәнә һүнәр-кәспкә даир диний илимләрдин савақ беришму муһим мәзмун қилиниду. Бир қисим рисалиләрниң йезилиш услуби соал-җаваб шәклидә болуп, шу кәсипни иҗра қилиш вә беҗириштә оқулидиған дуа вә айәтләрму баян қилинған болиду.

Һүнәр-кәсип һәрқандақ бир милләтниң мәдәнийәт әнәниси, ишләпчиқириш әнәниси вә турмуш әнәнисидә интайин муһим орун тутидиған хәлқ билими һесаблиниду. Бу мәнидин ейтқанда, уйғурларниң һүнәр-кәсип рисалилири шу хил һүнәр-кәсипниң тарихтики мәвҗутлуқиниң испати болалайду. Һүнәр-кәсп рисалилири йәнә тарихитин буян уйғурлар арисида тарқалған түрлүк һүнәр-кәсипләрниң пәйда болуши, тәрәққияти, җәмийәтниң иқтисадий әһвалиға көрсәткән тәсири вә шу кәспләрниң хараблишиш әһвалини чүшиништә һәм тәтқиқ қилишта зөрүр қолланмидур.

Һазир сақлиниватқан уйғурларниң һүнәр-кәсп рисалилириниң көпинчиси исламийәттин кейинки дәврләрдә йезилған болғачқа, униңда қоюқ исламий түс әкс-әткән болиду. Рисалиләрдин ислам дининиң уйғурлар турмушидики изиниң нәқәдәр чоңқурлиқини көрүвелишқа болиду. Рисалиләрдә йәнә устазлар һүнәр-кәспләрниң пирлири вә чоңларни һөрмәтләш, кәсипкә садиқ болуш, вападарлиқ, сәмимийлик қатарлиқ пәзиләтләрни йетиштүрүш тәкитләнгән болиду.

Оттура асия вә уйғурлар районида тарқалған рисалиләрниң һазирғичә бизгә йетип кәлгән нусхилирини омумән қолязма нусха, таш басма нусха вә йеңи мәтбә нусхиси дегән түрләргә бөлүшкә болиду. Рисалиләр таки 19-әсирниң ахирирлириғичә қолда йезилип вә көчүрүлүп келингән. 19-Әсирниң кейинки йеримидин 20-әсирниң башлириғичә болған җәрянда ташбасма техникаси оттура асия районида ишлитилишкә башлиған мәзгилләрдә рисалиләрниң хели көп бир қисми ташбасмида бесилип тарқитилған, 20-әсирниң биринчи йеримидин башлап рисалиләрниң көпинчиси йеңи мәтбәдә бесилип тарқилишқа башлиған. Әмма мушу мәзгилләрдиму бир қисим рисалиләр йәнила қолда көчүрүлүп тарқитилған әһвалларму тәң мәвҗут болуп кәлгән.

Уйғурлар вәтинидин йиғивелинған һүнәр-кәсип рисалилириниң сани вә түрлири һәққидә ениқ бир статистика болмисиму, лекин явропа әллиридики музейлар, кутупханиларниң каталоглирини тәкшүрүп көргәндә, 40 нәччә хилдин көпрәк һүнәр-кәсипни өз ичигә алған нәччә йүзлигән рисалиләрниң сақлиниватқанлиқи мәлум. Бу рисалиләр “түгмәнчилик рисалиси”, “қассаплиқ рисалиси”, “бапкарлиқ рисалиси”, “навайлиқ рисалиси”, “деһқанчилиқ рисалиси”, “бояқчилиқ рисалиси”, “төмүрчилик рисалиси”, “ядачилиқ рисалиси” (ямғур тиләш рисалиси), “содигәрчилик рисалиси” қатарлиқ һүнәр-кәсип вә ишләпчиқириш игиликигә аит кәсип қолланмилиридин тәркиб тапқан.

19-Әсирниң ахири 20-әсирниң башлирида бир қисим явропалиқ екиспедитсийәчиләр, миссийонерлар, саяһлар вә шәрқшунаслар шәрқий түркистанниң қәшқәр, хотән, йәркәнт, қумул вә турпан қатарлиқ шәһәрлиридин уйғур чағатай тил-йезиқида йезилған зор бир түркүм қолязмиларни елип кәткән болуп, уларниң арисида бир қисим һүнәр-кәсп рисалилириму сақланмақта. Шиветсийәлик түрколог гуннар ярриң, германийәлик шәрқшунас мартин хартман вә русийәлик олденбург қатарлиқларни рисалиләрни топлашта күч чиқарған кишиләр дейишкә болиду. Улар әйни вақитта шәрқий түркистандин топлап елип кәткән қолязмилар, болупму һүнәр-кәсп рисалилири кейинки дәврләргә кәлгәндә илим саһәсидә рисалиләр һәққидики тәтқиқатларниң мәйданға келишигә шараит һазирлиған.

Нөвәттә илим саһәсидә уйғур һүнәр-кәсип рисалилири тәтқиқати хели чоңқур вә юқири сәвийәдә кетиватқан болуп, бу саһәдики тәтқиқатларда һүнәр-кәсп рисалилириниң тирансикриптсийәси (оқулуши), текисти, қурулмиси, мәзмуни, тили вә иҗтимаий мәдәнийәт қатлими қатарлиқ нуқтилардин көплигән тәтқиқатлар қанат яймақта. Бу һәқтики тәтқиқатлар түркийәдиму қизиқиш қозғаватқан болуп, түркийә нәвшәһир университети явропа кутупханилирида сақлиниватқан уйғур һүнәр-кәсп рислалирини мәнбә қилған һалда, 2018-йили җәмий сәккиз парчә рисалә тәтқиқати китабини нәшр қилған.

Нөвәттә уйғурларға аит болған һүнәр-кәсп рисалилири шеветсийә, русийә, германийә, фирансийә, әнгилийә вә японийә қатарлиқлар көплигән дөләтләрдә сақланмақта. Буларниң ичидә шиветсийә лунд университити кутупханиси, шиветсийә упсала университети кутупханиси, русийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институти кутупханиси, германийә берлин брандбург тәтқиқат иниститути, берлин дөләт кутупханиси, фирансийә пәнләр академийәси кутупханиси, бүйүк биританийә кутупханиси, японийә тойо бунко кутупханиси шинҗаң уйғур аптоном районлуқ музей, ш у а р қәдимки әсәрләр ишханиси, шинҗаң университети кутупханиси, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси күтүпханиси қатарлиқ җайларда, шундақла бир қисим шәхсләрниң қолида сақланмақта.

Уйғурларниң һүнәр-кәсип рисалилири уйғур мәдәнийтиниң муһим тәркибий қисми болуп, һүнәр-кәсипләрниң мәйданға келиши, тәрәққияти вә кәсиплишишини тәтқиқ қилиштики муһим мәнбә болуп һесабнилиду. Рисалиләр йәнә йоқилиш хәвпигә дуч келиватқан уйғурларниң мәдәнийәт мираслири вә униң қиммити һәққидики чүшәнчини чоңқурлаштуруп, һүнәр-кәсипләр билән уйғур мәдәнийити вә тарихи оттурисидики бағлинишни тәтқиқ қилишта муһим әһмийәткә игә. Рисалиләр өз нөвитидә йәнә уйғурларниң тарихта бәрпа қилған хәлқ билимлири, йәни һүнәр-техника, кәсп түрлири вә ишләпчиқириш билимлирини чүшиништә, турмуш мәдәнийитини өгиништә, уйғур тилиниң кәспий саһәләрни ипадиләш һәм кәспий аталғуларни ясаш иқтидарини тәтқиқ қилишта кәм болса болмайдиған муһим мәнбәдур.

***
Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.