Уйғур паалийәтчиләр: “‛тәрбийиләш мәркәзлири‚ әмәлийәттә уйғур роһини ‛тәрбийәләватиду‚!”
2018.02.01
Уйғур дияридики һәрқайси шәһәр вә наһийиләрдә көпләп қурулуватқан “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” кишиләрни вәһимигә селиватқан һакиммутләқ муәссәләрниң биридур. Мәзкур муәссәләрниң ички қисмидики бәзи тәпсилатлар радийомиз мухбирлириниң әһвал ениқлашлири җәрянида айдиң болғандин кейин, хәлқара ахбарат васитилириниң күчлүк диққитини қозғиди. Буниң билән хәлқара җамаәт бу хил мәркәзләрниң сан җәһәттики көплүки вә униңға соливелинғанларниң мутләқ көп қисминиң уйғурлар болушиға асасән “бу хилдики ‛тәрбийиләш мәркәзлири‚ уйғурларға қаритилған бастуруш сияситиниң муһим тәркибий қисми болмақта” дегән чүшәнчигә кәлмәктә.
Бу хилдики әндишиләрниң ешип беришиға әгишип, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириму хәлқара җамаәтниң бу мәсилигә җиддий муамилә қилишини тәләп қилип кәлди. Биз бүгүн вашингтон шәһиридә хизмәт зияритидә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мудири өмәр қанат вә паалийәтчи рошән аббас ханимни радийомизға тәклип қилип, мәхсус мушу мәсилә һәққидә сөһбәт өткүздуқ.
Бу қетимқи сөһбәтниң тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.