“уйғур хәлқ нахшилири” ни өгитишму яки уйғурларға “һәйвә” көрситишму?
2024.09.11
Йеқинқи йиллардин буян, муһаҗирәттики уйғурлар пүтүн күчи билән уйғур ирқий қирғинчилиқини дуняға аңлитиш вә уйғур мәсилисини хәлқара күнтәртиптә тутушқа тиришиватқан күнләрдә, тонулған уйғур нахшичи, финландийә пуқраси дилбәр юнусниң хитай сәһнисидин ваз кәчмәй, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириға маслишиватқанлиқи мәлум.
Йеқинда фейисбук иҗтимаий таратқу суписида, хәлқарада тонулған уйғур нахшичи дилбәр юнус билән атақлиқ уйғур хәлқ нахшичиси сәнубәр турсунниң бирликтә нахша мәшиқ қиливатқан бир видийоси кәң тарқилишқа башлиған. Мәзкур видийода намаян болған ғәрбчә опера услуби билән нахша ейтишта нам чиқарған нахшичи дилбәр юнусниң уйғур тили билән хитай тилини арилаштуруп сөзлигән һалда, уйғур хәлқ нахшилирини өз услуби вә пуриқи билән вайиға йәткүзүп орунлап, уйғур хәлқиниң қәлбидин чоңқур орун алған сәнубәр турсунға уйғур хәлқ нахшилирини қандақ ейтишни өгитиш мәнзириси муһаҗирәттики уйғурлар арисида көплигән муназириләр вә ғулғула қозғиған.
Дуня уйғур қурултийи әнглийә ишханисиниң мудири рәһимә мәхмут ханим фейисбук иҗтимаий таратқу суписида һәмбәһирлиниватқан бу видийони көргәндин кейинки һес-туйғулирини ортақлашти. Униң қаришичә, ғәрбчә услубтики опера нахшичиси дилбәр юнусниң уйғур хәлқ нахшилирини кәспий сәвийә җәһәттин юқири көтүрүп, уни қандақ шәкилдә техиму пурақлиқ, толуқ намаян қилип ейтишни, уйғур хәлқ нахшилирини узун йиллардин бери өзиниң ләрзан вә яңраң авази билән вайиға йәткүзүп ейтип келиватқан кәспий нахшичи, сәнәткар сәнубәр турсунға өгитиши толиму күлкилик икән. У өз пикрини ипадиләп мундақ деди.
У сөзидә йәнә, бу видийода дилбәр юнусниң сәнубәр турсунға уйғур хәлқ нахшилирини өгитишиниң арқисиға шәк-шүбһисизки хитай даирилириниң уйғурларниң миллий нахша-музикилириғиму чат керип, уни өзгәртишкә урунуштәк өз күч-қудритини намаян қиливатқанлиқи йошурунған.
Дәрвәқә, уйғур елидә 2017-йилидин буян башланған уйғурларға қаритилған юқири бесимлиқ сиясий атмосфера вә еғир сиясий вәзийәт мәзгиллиридиму дилбәр юнус бейҗиңда вә уйғур елидә консерт берип кәлгән. Һәтта уйғур хәлқиниң бешиға кәлгән әң еғир вәқәләрдин бири “5-июл қирғинчилиқи” дин кейинму, униң хитайда бир мәйдан оюн қойғанлиқи хитай таратқулиридин мәлум болған болуп, дилбәр юнусниң бу һәрикәтлири муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң тәнқидигә учриғаниди.
Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханим радийомизға қилған сөзидә, мәзкур видийодики көрүнүшләрдин хитай коммунистик партийәсиниң мустәбит һөкүмранлиқида яшаватқан вә чәт әлләрдә яшап турупму, уларниң контроллуқи астида қеливатқан кишиләрниң роһий-писхик һалити вә мәвқәсини ениқ көрүвалғили болидиғанлиқини тилға алди. У мундақ деди:
“мениңчә йүзәки нуқтидин қариғанда, биз бу йәрдә бир кишиниң аилисигә, һәтта достлириға, яки өзигә хиянәт қилип, залим вә мустәбит зиянкәшлик қилғучи һөкүмранларниң бир әзаси болуп қалди дәп ойлаймиз. Шәк-шүбһисизки, йеқинқи йиллардин бери уйғурлар еғир вәзийәт астида қалған шараиттиму уларниң изчил хитай тәшвиқатиға қатнишиш вә бу хил тәшвиқатқа ярдәм бериши қаримаққа бир хаинлиқтур. Һалбуки, бундақ кишиләр наһайити зерәк болуп, бу хил вәзийәт астидики түзүлмә системисини қандақ ишлитишни билиду вә униңдин мәнпәәтлинип, униң бир шерикигә айлиниду. Әмәлийәттә инсанийәт дунясида, мәйли уйғурлар, тибәтләр вә хитайлар арисида болсун, нурғун җайларда бундақ кишиләрниң барлиқини көрәләймиз, чүнки буму көп учрайдиған һадисә.”
Язғучи таң дәнхоң ханимниң қаришичә, дилбәр юнусниң кәспий җәһәттики өсүп йетилиш җәряни вә униң изчил һалда хитай һөкүмитиниң маддий-мәниви алаһидә имтиязлиридин толуқ бәһримән болуп яшаштәк арқа көрүнүшлири, униң дәл хитай компартийәсиниң меңә ююш искәнҗисигә мәһкум болғанлиқиниң рошән ипадисидур. У мундақ деди:
“бу нахшичи һәққидә тохталсақ, у наһайити кичик вақитлиридин башлапла сәнәт һаятини башлиған. Бу асанла писхика җәһәттин контрол қилинидиған вә меңини ююп кетәләйдиған яш мәзгили болуп, униң нахша ейтиш таланти хитай оқутқучи вә хитай һөкүмитиниң қәдирлишигә еришкән. Һәмдә уларниң түрлүк имтиязлиридин бәһримән болған. Бу хил шараитта бундақ кишиләр уларниң өз миллити, өз қериндашлириға зиянкәшлик қилғучилар икәнликини билсиму, тәбиий йосунда зиянкәшлик қилғучи тәрәп билән һәмкарлишиду. Һәтта өзлиридә сәвәнлик вә хаталиқ болғанлиқиға ишиниши мумкин. Шуңа у бу зиянкәшлик қилғучиларниң қилмишини тоғра дәп қарап, уларниң қилмишлирини йүзәки җәһәттин вә яки шәкил үчүнла әмәс, бәлки уларни ич-ичидин етирап қилидиған һаләткә йетип бариду.”
У сөзидә йәнә, хитай тәшвиқатлириға һәмнәпәс болуватқан дилбәр юнусниң өз қериндашлири - уйғурларға зиянкәшлик қилғучи мустәбит һөкүмранлиққа янтаяқ болуши һәққидә өз қаришини ипадиләп мундақ деди.
“ениқки, у хитайниң түрлүк пайда мәнпәәтлиригә еришип, хитай тәрәпни таллиди һәмдә бу арқилиқ өзини бихәтәр һес қилди. Шуңа униң үчүн вәзийәттә һечқачан хәтәр йоқ болғанлиқтин, әркин һалда хитайға берип келәләйду. Демәкки, у пәқәт өзинила қоғдаштәк бу ‛әқиллиқ‚ чариси билән өзини қоғдап қалалиди. Һалбуки, униң хитай компартийәсиниң уйғурларға қарши елип барған ирқий қирғинчилиқини ашкарилаш үчүн барлиқ шәрт-шараитлири болған тәқдирдиму, әмма у башқа бир йолни таллиди. Бәлки, һеч болмиғанда өзи вә аилисидикиләр үчүн буни бихәтәр дәп ойлиған болуши мумкин. Чүнки бу йол униң үчүн мәнпәәтлик вә келәчики болған йолдур. Шуңа у буни биринчи орунға қойған болуши мумкин.”
Йипәк йолиниң түгүнигә җайлашқан, уйғурларниң мәдәнийәт бөшүки дәп аталған қәшқәрдә туғулған дилбәр юнус, 1984-йили 8-айда хәлқаралиқ “1-нөвәтлик мирям һейлин хәлқара нахша мусабиқиси” ға қатнишип алтун медалға еришип, дуняға тонулған. Хитай ахбаратлирида уни “киристал аваз”, “хитай булбули” дәп тәрипләнгәнлики һәмдә униң “вәтини” үчүн, “хәлқи” үчүн нахша ейтишини арзу қилип келиватқанлиқи хәвәр қилинип кәлмәктә. Ваһаләнки, узун йиллардин буян финландийә опера өмикиниң нахшичиси болуп келиватқан дилбәр юнус изчил һалда хитайниң бейҗиң вә уйғур елидә өзиниң нахша кечилики вә консертлирини берип кәлгән, түрлүк сәнәт кечиликлиригә қатнашқан. Игилинишичә, бу йил 5-айниң 2-күни, мәркизий шәһәр үрүмчидики хәлқ тиятирханисида ялғуз кишилик нахша кечилики өткүзгән.
Сөһбитимизгә дахил болған көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, бир пүтүн милләт гәвдиси бойичә ирқий қирғинчилиққа учраватқан, уйғур мәдәнийити, тарихий вә уйғур кимлики йоқ қилиниватқан бүгүнкидәк зулмәтлик күнләрдә, болупму уйғур хәлқи демократик дөләтләрдә яшаватқан уйғурларниң өзлириниң әркин яшаватқан имтиязлиридин пайдилинишқа һәсрәт қеливатқан пәйттә, дилбәр юнусқа охшаш тонулған уйғур сәнәткарниң хитайға янтаяқ болуши бәкму әпсуслинарлиқтур.