“уйғур сот коллегийәси” тәрипидин чиқирилидиған һөкүм вә қарарлар түркийәниң уйғур сияситигә қандақ тәсир көрситиши мумкин?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.09.14
“уйғур сот коллегийәси” тәрипидин чиқирилидиған һөкүм вә қарарлар түркийәниң уйғур сияситигә қандақ тәсир көрситиши мумкин? “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси, атақлиқ адвокат сир җефрей найис(Sir Geoffrey Nice) әпәнди сөзлимәктә. 2021-Йили 11-сентәбир, лондон.
Photo: RFA

Әнглийә пайтәхти лондон шәһиридә елип берилған “уйғур сот коллегийәси” ниң иккинчи қетимлиқ вә шундақла ахирқи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини 13-сентәбир күни мувәппәқийәтлик ахирлашти. Игилишимизчә, “уйғур сот коллегийәси” бу йил 12-айда һөкүм чиқиридикән. Түркийәдики ахбарат васитилирида, шундақла иҗтимаий таратқуларда, мәзкур соттин чиққан қарарниң уйғур дәвасиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи, бәзи дөләтләрниң бу қарарға асаслинип туруп, уйғурлар тоғрисида қарар мақуллайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Әмма көп қисим анализчилар мәзкур сотниң қарариниң уйғурлар үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлимәктә.

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири, истиратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди барлиқ испатлар тәһлил қилинғандин кейин, мәзкур сотниң битәрәп шәкилдә һөкүм чиқиридиғанлиқини баян қилди.

“‛уйғур сот коллегийәси‚ бу йилниң ахирида қандақ бир қарар чиқириши мумкин?” дегән соалимизға җаваб бәргән пешқәдәм уйғур паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди, мәзкур сотниң хитай үстидин “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” йүргәүзди дәп һөкүм чиқириш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

Мәлум болғинидәк, хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сияситини америка қатарлиқ 7 дөләт парламенти бирдәк “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән иди. Түркийәдики бәзи мутәхәссисләр бу қарарларниң сиясий қарарлар икәнликини, “уйғур сот коллегийәси” чиқиридиған қарарниң техиму тәсирлик болидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Һамутхан гөктүрк әпәнди “уйғур сот коллегийәси” дин чиқидиған қарарниң түркийәдики шәрқий түркистан дәвасиға зор тәсири болидиғанлиқини билдүрди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди әгәр “уйғур сот коллегийәси” хитай үстидин “инсанийәткә қарши җинайәт” яки “ирқий қирғинчилиқ” дәп һөкүм чиқарса, уйғурларға зор пайда елип келидиғанлиқини, хитайға нисбәтән қануний вә сиясий җәһәттин әмәлий бесим пәйда қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди, “уйғур сот коллегийәси” ниң бу йил 12-айда чиқиридиған қарарниң ислам дунясидики, болупму түркийәдики шәрқий түркистан дәвасиға иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қойди.

Әнқәрәдики һаҗи байрам университети қанун кәспиниң профессори иляс доған әпәнди бу һәптики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң лондондики ‛уйғур сот коллегийәси‚ ни ‛қанунсиз сот‚ дәп атиши пүтүнләй қуруқ гәп. Бу сотта хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан зулум сиясити системилиқ һалда һөҗҗәтләштүрүливатиду. Бу сот хәлқара қанунғиму мувапиқ, келәчәктә ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән аталғу тилға елинғанда, кишиләрниң каллисиға хитайниң уйғурларға елип барған бу вәһшиликлири келиду”.

“уйғур сот коллегийәси” ниң биринчи вә иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәргән барлиқ гуваһчиларниң язма гуваһлиқлири “уйғур сот коллегийәси” ниң тор бетигә қоюлған болуп, мәзкур гуваһлиқ аңлаш йиғинниң нәқ мәйдандин тарқитилған син көрүнүши “уйғур сот коллегийәси” ниң ютуб қанилида сақланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.