Америка бирләшмә агентлиқи: “хитайға болған наразилиқ уйғурларни сүрийә урушиға башлап кирди” 1
2017.12.26

Йеқиндин буян америкиниң нопузлуқ ахбарат васитилиридә уйғур ели шундақла уйғурларниң вәзийити һәққидә наһайити муһим мақалиләр елан қилинған иди. Әнә шундақ мақалиләрниң бири 22-декабир күни америка бирләшмә агентлиқи тәрипидин елан қилинди. Сүрийәдики қораллиқ гуруппилар билән бирликтә һәрикәт қиливатқан бир қисим уйғурларни зиярәт қилиш нәтиҗисидә елан қилинған бу мақалидә, бу уйғурларниң сүрийәгә бериштики сәвәблири тәпсилий йорутуп берилгән.
Америка бирләшмә агентлиқи мухбири геррий шех йеқинда уйғур елини зиярәт қилип, у йәрдики чекидин ашқан бихәтәрлик вә тәқиб системилири һәм шундақла “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” һәққидә тәпсилий учур бәргән иди. У уйғурлар һәққидики иккинчи парчә хәвирини сүрийәдә урушқа қатнашқан бир қисим уйғур қораллиқлириға беғишлиған болуп, униң бу мақалиси елан қилинғандин кейин күчлүк инкас қозғиди. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, “бирләшмә агентлиқиниң бу хәвири йиллардин бери уйғур тәшкилатлири дәп келиватқанларниң һәқиқәтликини тәстиқлиған болди”, деди. Уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан нурғун чәтәллик көзәткүчиләр бу мақалини тивиттерда һәмбәһирлиди вә бир еғиздин бу хәвәр мақалисини бу һәқтә тунҗи қетим наһайити әтраплиқ, толуқ йезилған бир мақалә дәп баһалиди. Биз төвәндә геррий шехниң “хитайға болған наразилиқ уйғурларни сүрийә урушиға башлап кирди” мавзулуқ мақалисидики мәзмунларни қисқичә тонуштуруп өтимиз. Униң мақалиси 2009-йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” дә намайишқа қатнашқанлиқ гумани билән хитай сақчилириниң тәқибигә учриған ели исимлик бир уйғурниң һекайиси билән башлиниду :
“елиниң қәшқәрдики өйигә сақчилар чүштин кейин бастуруп киргән иди. Сақчилар пүтүн өйни ахтуруп униң ятақ өйидин қуран вә соал-сорақ һәққидики икки парчә китабни тепип чиққанда униң қорқуп кәткән ата-аниси қарап турушқа мәҗбур болди. Ели өзиниң балаға қалғанлиқини һес қилған иди. Шу күни кечә сақчилар елини дәрәхкә бағлап қоюп, уни 5-июл үрүмчи вәқәсигә қатнашқанлиқиға иқрар қилдурушқа урунди. Улар елиниң йүзигә тамака яқти. Уни уйқусиз қойди. Униңға тузлуқ су берип, уссуз қойди. Пакиз су тәләп қилғинида болса, суни чиләкләп бешиға төкти. 2009 -Йилидики әнә шу соғуқ қиш кечиси елиниң сүрийәниң шималидики лавулдап йениватқан уруш оти ичидә қолиға калашниковни елип җиһадниң қара байриқи астида, әмма қәлбидә болса бир күн вәтинидики хитай һөкүмранлириға һуҗум қилиш арзуси билән урушқа қатнишишиға сәвәбчи болди. 2013 -Йилидин бери миңлиған уйғур сүрийәгә берип түркистан ислам партийәси қармиқида тәрбийәлинип, әл-қаидә билән бир сәптә туруп урушқа қатнашти вә бәлгилик хизмәт көрсәтти. Сүрийә президенти бәшәр әсәдниң қисимлири 6 йил давам қилип нәтиҗилинәй дәп қалған уруш давамида мана бу уйғур қораллиқлири билән күрәш қилди. Әмма сүрийә урушиниң аяқлишиши демәк бәлким хитайниң әң чоң қайғусиниң башлиниши демәк болуши мумкин”
Мухбир мақалисидә ели билән өткүзгән сөһбити һәққидә йәнә мундақ дәп язиду :
“аилисиниң хитай һөкүмитиниң зиянкәшлик қилишиға учримаслиқи үчүн өзиниң фамилисини дәп беришни рәт қилған ели маңа ‛биз у йәрдә уруш қандақ болди, әсәд дегән ким дегәнләр билән каримиз болмиди. Бизниң нийитимиз пәқәтла қорал тутушни өгинип, хитайға қайтиш иди‚ деди”.
Аптор бирләшмә агентлиқи тәрипидин елан қилған мақалисидә уйғур елидә бир қанчә қетим зораванлиқ террорлуқ түсини алған вә асаслиқ сақчи органлирини нишан қилған бәзи һәрикәтләрниң йүз бәргәнликини, хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтләрни хитай һөкүмитигә болған наразилиқтин әмәс, әксичә униң хәлқара җиһадчилиққа мунасивәтликликини илгири сүргәнликини, җүмлидин уйғурларниң меңисиниң җиһадчилиқ билән ююлғанлиқини илгири сүрүп кәлгәнликини баян қилған вә мақалисини йәнә төвәндикидәк давамлаштурған :
“бизниң бирләшмә агентлиқимизниң хитайдин чиқип сүрийәдә тәрбийәлинип урушқа қатнашқан 9 нәпәр уйғур билән өткүзгән сөһбәтлиримиз давамида бу уйғурларниң қандақтур сүрийәдә җиһад чақириқиға аваз қошуп уруш қиливатқан башқа қораллиқлар билән анчә охшап кәтмәйдиғанлиқи намаян болди. Улар арисида аяли вә балилири билән сүрийәгә кәлгән бир сақчи муәллими бар иди. Әл-қаидә қатарида уруш қиливатқан билән радикал ислам идийәсини қарши алмайдиған бир деһқан бар иди. 5 Вақ намазни толуқ оқуйдиған вә кечидә башқилар билән олтуруп йәһудийларниң дөләт қуруш тарихини өгинидиған бир дукандар вә шундақла 30 яшлардики, наһайити силиқ-сипайә гәп қилидиған, яшиғусиз һалға кәп қалған юртидин айрилғанда өзиниң 35 гектарлиқ етизиниң нерисини билмәйдиған, башланғуч мәктәп сәвийисидики ели бар иди. У өзиниң истанбулдики өйидә әйни чағни әсләп туруп өзиниң хитай сақчисидин зулум көргәндә ‛мән һаман бир күни өчүмни алимән‚ дәп қәсәм қилғанлиқини ейтти”.
Мухбир мақалиси давамида елиниң бешиға кәлгәнләрни мисал қилип туруп, 2009 -йилидики “үрүмчи вәқәси” дин кейин нурғун уйғурларниң тутқун қилинғанлиқи, районда йүргүзүлгән қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң кейинки бир йил давамида йәниму күчийип, һәтта нурғун уйғур зиялийлириниңму тутқун қилиниватқанлиқи һәққидә мәлуматлар барлиқини, қисқиси, ичкири өлкиләрдә меһманханиғиму чүшәлмәйдиған уйғурларниң ахири берип чәткә чиқип кетиштин башқа чариси қалмиғанлиқини баян қилған. Мухбир хәвиридә, у түркийәдә сөзләшкән, йәни илгири сүрийәгә берип урушқа қатнашқан бу уйғурларниң һәммисиниң пәқәт хитай һөкүмитиниң зулумиға учриғанлиқи үчүн ахири берип сүрийәдә қолиға қорал елишқа мәҗбур болған кишиләр икәнликини әскәрткән. Мухбир хәвиридә америкидики җорҗ вашингтон университетиниң оқутқучиси, доктор шан робертсниң мулаһизисигә йәр бәргән болуп, шан робертс хитай һөкүмитиниң узундин бери уйғурларни йоқ йәрдин қораллиқ уруш қозғаш хәвпи мәвҗут дәп әйибләп кәлгәнликини, 2009 -йилидики бастуруштин кейин болса әһвал өзгирип мана әмдиликтә хитай һөкүмити үчүн “тиләп тапқандәкла” бир вәзийәт шәкилләнгәнликини ейтқан.
Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ сиясәтлири нурғун хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқид қилишиға учриған. Кишилик һоқуқ органлири вә нурғун мутәхәссиләр хитай һөкүмити бундақ қаттиқ бесим сиясәтлирини аяғлаштурмиған тәқдирдә буниң уйғурларни ахири берип һәқиқәтән зораванлиқ йолини таллашқа мәҗбурлайдиғанлиқини агаһландурған иди. Әмма германийәдики “явропа мәдәнийити вә илаһийәтшунаслиқ институти” ниң оқутқучиси доктор адриян зенз радийомизға қилған сөзидә, уйғур елидики һазирқи сиясәтләрдин нарази болуватқан хитай нопусиниңму хитай һөкүмити үчүн бир тәһдит болуп шәкиллиниши мумкинликидәк бир көз қарашни оттуриға қойди. У мундақ деди: “2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин райондики хитайлар бихәтәрлик тәдбирлири йетәрлик болмиди, дәп шикайәт қилип һөкүмәттин нарази болған иди. Шуниң билән районда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди. Буниңға әлвәттә хош болған хитайлар бар. Әмма чен чүәнго кәлгәндин кейинки елинған тәдбирләр бәкла чекидин ешип кәтти. Мәнчә бу наһайити зор хәвп. Буниңға нисбәтән райондики хитайлардиму охшимиған пикирләр бар. Һазир шинҗаңдики хитай нопусиниң көплүкини нәзәрдә тутқанда уларниң буниңға қайтуридиған наразилиқ инкасиниму хитай һөкүмити үчүн зор хәвп һасил қилалайду, дейишкә болиду”.
Бирләшмә агентлиқи мухбири мақалиси давамида нурғун уйғурларниң 2009 -йилидин кейинки қаттиқ бастуруш сиясәтлири түпәйлидин өз юртлирини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болғанлиқи вә ахири бир амаллар билән түркийәгә кәлгәндин кейин қандақ болуп сүрийәгә берип қалғанлиқини елиниң һикайсии арқилиқ баян қилған. “елиниң сүрийәгә берип қелиш сәвәби бирләшмә агентлиқимиз түркийәдә сөзләшкән башқа уйғурларниңки билән охшаш. Йәни уларму қораллиқ гуруппиларға хитай һөкүмитигә болған өчмәнлики вә мустәқил бир уйғур дөлити қуруш арзуси билән қатнашқан икән. Уларниң көпинчисиниң башқа дөләтләрдикидәк җиһадни мәқсәт қилған сиясий исламдин хәвири йоқ икән. Уларниң һечқайсиси хитайниң ичидә бу қораллиқ гуруппиларға адәм қобул қилидиғанлар билән тонушмиған икән.”
Биз кейинки аңлитишимизда бу мақалә һәққидә силәргә давамлиқ мәлумат беримиз.