Мутәхәссисләр : совет архиплири 20-әсир уйғур сиясий тарихи тәтқиқатидики муһим мәнбәләрниң бири
2017.01.31
Тарихчиларниң қаришичә, 1917-йилидин таки 1950-йилиғичә болған 30 нәччә йил җәрянда совет иттипақи уйғур диярини өзиниң муһим ташқи сиясий истратегийилик нуқтиси қатарида көрди.
Совет иттипақи компартийәси мәркизий комитети сиясий бюроси 20-әсирниң 20-йиллиридин башлап, уйғур дияриниң сиясий, етник, сода-иқтисад, мәдәнийәт вә башқа мәсилилири һәққидә бир қанчә қетим қарарларни алған болуп, у, 1930-40-йиллирида көтүрүлгән миллий азадлиқ һәрикәтлиригә биваситә арилашти һәтта уйғур дияриниң сиясий тәқдирини бир тәрәп қилишта муһим рол ойниди.
Мәзкур тарихи темилар бойичә бир қисим тәтқиқат әсәрлири мәйданға кәлди вә изчил кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин буян әйни дәвргә аит совет архип материяллириниң бир қисмиму елан қилинишқа башлиған болуп, бурунқи тәтқиқатларда совет һөҗҗәтлири ишлитилмигән болса, мутәхәссисләр мана әмди мәзкур архип һөҗҗәтлиридин тәтқиқатлар үчүн пайдилиниш керәкликини илгири сүрмәктә.
Хәлқара тарихшунаслиқта уйғур дияриниң йеқинқи вә һазирқи заман сиясий тарихи темилири активаллиққа игә болған болуп, мәзкур нуқта бойичә 20-әсирдә ғәрб тарихчилиридин андрев форбесниң “хитай оттура асиясидики милитаристлар вә мусулманлар. Җумһурийәт дәврдики шинҗаңниң 1912-1949-йилидики сиясий тарихи”, америкилиқ тәтқиқатчи линда бенсонниң “или инқилаби” намлиқ китаблири вә арқидин австралийәлик хитай тарихчиси давид ваңниң “совет көләңгиси астида: ғулҗа вәқәси. Шинҗаңдики етник тоқунуш вә хәлқара риқабәт. 1944-1949-Йиллири” намлиқ китаблири мәйданға кәлгән иди. Мәзкур әсәрләрдә 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилаби мәсилиси мәхсус йорутулған. 1930-1940-Йиллири тарихи мәсилилири йәнә америка алими җамс миллвардниң “явро-асияниң түгүни: шинҗаң тарихи” намлиқ китаби вә башқа алимларниң айрим әсәрлиридинму орун алди.
Бу саһәләр бойичә профессор валерий бармин вә башқа бир қисим русийә тарихчилириму бир қатар әсәрләрни елан қилған болуп, мәзкур саһә бойичә йәнә хитай, түркийә, японийәдиму бир қисим әсәрләр мәйданға кәлди. Лекин, ғәрб алимлириниң, омумән, һәр қайси әл тарихчилириниң уйғур дияриниң 20-әсирниң биринчи йеримидики тарихиға мунасивәтлик тәтқиқатлирида илгири пәқәт һәр хил тиллардики мәнбәләрдин пайдилинилған болсиму, лекин улар түрлүк сәвәбләр түпәйлидин совет иттипақи архиплиридин пайдилиниш шуниңдәк уйғурларниң өзлириниң мәнбәлиридин пайдилиниш имканийити болмиғанлиқи үчүн өз тәтқиқатлирида йәнила бир тәрәплимиликтин хали болалмиди. Давид ваң қатарлиқларниң әсәрлиридә болса хитай нуқтиинәзәрлири гәвдиләндүрүлди.
Әлвәттә, совет иттипақиниң уйғур дияриниң 20-әсирниң биринчи йеримидики сиясий һаятиға аит архиплириниң илим саһәсигә йетип келәлмәсликидики асаслиқ сәвәб, мәзкур архипларниң ашкариланмиғанлиқидин иди. Әмма совет иттипақи йимирилгәндин кейин, болупму 90-йилларниң оттурилиридин башлап бу архипларниң бәзилири арқиму -арқидин ечилишқа башлиди вә һазирму давамлиқ чәклик йосунда елан қилинмақта һәм тәтқиқатлар үчүн ишлитилмәктә.
Уйғур тарихчилиридин қазақистандики туран университетиниң тарих профессори абләт камалоф, түркийә һаҗитәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм вә қазақистандики уйғур тарихчилиридин қәһриман ғоҗамбәрди өзлириниң 20-әсир уйғур тарихи мәсилилири вә совет архиплиридин тәтқиқатлар үчүн пайдилиниш мәсилисигә аит көз қарашлирини оттуриға қойди.