Хитайниң уйғур тебабитини “мениң” қиливалалмаслиқидики сәвәб нәдә?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.05.12
uyghur-80-xalta-doriger.jpg Уйғур тебабитидә дора қилип ишлинидиған қурутулған тәбиий өсүмлүкләр йәни 80 халта.
saveuyghur.org

Хитай һөкүмити уйғур тебабитини “миллий тебабәт” намида “җуңго тебабитиниң бир қисмиға айландуруш” пиланини қәдәм басқучлар билән елип бериватқан болсиму, әмма уйғур һеким-һөкүма вә тевип һәмдә доригәрләр бирдәк, “хитай, шанлиқ тарихқа игә уйғур тебабитиниң тәрәққиятини тосқунлуққа учратсиму, мениң қиливалалмайду” дегән ишәнчтә. Ундақта уйғур тебабәт кәсип игилириниң бу чүшәнчисиниң һекмити немә? хитай һөкүмити зор мәбләғ вә күч билән системилиқ илгири сүрүватқан уйғур доригәрлик байлиқини монопол қилиш, уйғур тебабитини хитайлаштуруп йоқ қилишқа урунуватқан бир шараитта, уйғур тебабәтчиликиниң йәнила хаслиқини сақлап қалалишидики қудрәт вә хасийәт нәдә? бу һәқтә уйғур һекимлар өзидики бу хил ишәнчиниң, хитай тебабити билән уйғур тебабитиниң мәнбә вә нәзәрийә җәһәтләрдики зор пәрқтин кәлгәнликини оттуриға қоюшиду.

Уйғур тебабәтчилики учраватқан хирис вә тәһдитләр һәр тәрәплимилик болмақта. Хитай һөкүмити уйғур теббий доригәрлик байлиқидин пайдилинип базар тепиш йоллирини ичиш үчүн, хитай мәбләғ сайлиғучиларниң уйғур тебабәт техника вә ретсепларға игә болушиға түрткә болидиған сиясәтләрни йүргүзмәктә. Йәнә бир тәрәптин уйғур тебабитини “миллий тебабәт” намида хитай тебабитиниң бир қисми қилиш үчүн уйғур әнәниви тебабәт дорилириниң намидин тартип ретсепларғичә хитайчә аташни тәләп қилип, уйғур теббий мәктәп вә шипаханиларниму аста ‏-аста хитайлаштуруватқанлиқи мәлум.

Америкидики вашингтон дохтурханисиниң теббий хадими, уйғур аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң сабиқ дохтури доктор җүрәт обул әпәнди, гәрчә нөвәттә уйғур тебабәт кәспи хирисларға учрап зор хораватқан болсиму, хитайниң, әнәниви тебабәтчилик кәспидин ибарәт бир илимниму сиясәткә бағлап, уни хитай тебабәтчиликиниң бир қисми қилип көрситиштәк әқилгә мувапиқ болмиған бир сиясий ғәризиниң һечқачан әмәлгә ашмайдиғанлиқини билдүрди. Униң чүшәндүрүшигә қариғанда, чүнки хитай тебабити билән уйғур тебабитидә мәлум охшашлиқлар болсиму, келиш мәнбәси, тарихий асаси пүтүнләй қарши йөнилиштә, хитай тебабити шәрқий җәнуб асия районини мәнбә қилип барлиққа кәлгән болса, уйғур тебабитиниң мәнбәси гирик, әрәб-парс, оттура шәрқ, иран мәдәнийәтлириниң җуғланмиси вә өз алаһидилики билән муҗәссәмләп барлиққа кәлгән. Охшимайдиған икки система. Уйғур тебабитиниң нәзәрийәви асасидиму хитай тебабити билән түп пәрқләр бар. Бу пәрқләрдин өтмәй туруп хитай уни җуңго тебабитиниң бир қисми қиливалалмайду. Илимға ялғанчилиқ қилғили болмайду, илим сиясәткә бағлинидиған нәрсә әмәс, сиясий ғәрәздә уйғур тебабитигә бузғунчилиқ қилиш билән уни йоқ қиливетәлмәйду. Уйғур тебабитиниң һазирғичә давамлишип келишидики сәвәб, тебабәт кәспиниң устаздин шагиртқа өтүши, уйғур тебабәт мәктәплири вә устазлирини қәдирлимигәндә, бу кәсипниң тоғра давамлишиши тәс.

Хотән шәһиридә әң даңдар устилардин тәлим алған вә уйғур доригәрлик кәспий карханиси қурған болсиму, хитай һөкүмитиниң тосқунлуқиға учрап, ширкити вәйран болған бир доригәр түркийәдин зияритимизни қобул қилип, бир қисим тевип вә доригәрләр даириләрниң хитай һөкүмитиниң уйғур тебабитиниң әнәнисигә хилап сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүп, уйғур тебабитини қоғдашни тәләп қилип язма тәләпләрни оттуриға қойған болсиму, нәтиҗиси болмиғанлиқини билдүрди. Бу карханичи тевип өзиниң устазлириниңму, кәсипдашлириниңму тосқунлуқ вә зиянкәшликләргә учрап бу кәсиптин сиқип чиқириливатқанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, уйғур тебабити доригәрликиниң әнәниви әвзәллики вә хасийити униң уйғур диний вә инсаний әхлақи билән юғурулғанлиқида. Һалбуки, хитай даирилириниң уйғур тебабәт илминиму хитайлаштуруши, динни чәклиши, тәҗрибилик, инавәтлик һекимләргә бесим қилиши билән, уйғур миллий вә диний әхлақи тәрбийиси билән уйғур қәдимий тебабәт кәспи бир гәвдә қилинған әнәниви тебабәт минути тосқунлуққа учрап, хитай тебабити билән бирләштүрүлгән теббий мәктәпләр хитайлар тәрипидин башқурулидиған болғачқа, уйғур тебабити иман билән юғурулған әнәниви кәспий әхлақ мизанлиридин айрилип қалмақта. Бу болса уйғур тебабити вә доригәрлик кәспи йүзлиниватқан әң зор тәһдит.

Хитай даирилириниң уйғур шипахана, тебабәт дохтурханилирида ретсеп вә диагноз аталғулирини хитайчә қоллиниш мәҗбурий омумлаштуруватқанлиқи мәлум. Илгири уйғур тебабәт кәспигә иштияқ бағлап, мәшһур тевипларни устаз тутуп өгәнгән, һазир түркийәдә бу кәспини давамлаштуруватқан бир уйғур тевип, хитайниң йеқинқи йилларда уйғур тебабитини хитай тебабәтчиликиниң бир қисми қилип көрситиш үчүн, барлиқ уйғур тебабитигә даир китаб, материялларда шу нуқтини гәвдиләндүрүп, мәйли ретсеп вә башқа һәр қандақ материялларни өзгәртиватқанлиқини, хитайниң тебабәтчилики билән уйғур тебабәтчиликидә нәзәрийәви җәһәттики зор пәрқләр болсиму, уни өзиниң тебабитиниң бир қисми қилиш үчүн пүтүнләй монопол қиливатқанлиқини билдүрди. У, уйғур тебабәтчиликидә дориларниң тәбиити, шәйиләрниң характериниң айрилишиму хитай тебабити нәзәрийәсидикидин түп пәрқләргә игә икәнликини шәрһләп, яңақни уйғур тебабитидә қуруқ иссиқ дәп һөкүм қилинған болса, хитай тебабитидә уни қуруқ соғуқ дәп һесаблайдиғанлиқини мисал қилип көрсәтти.

Нөвәттә түрлүк бесим түпәйли, йеқинқи йилларда уйғурлар ичидики бир қисим инавәтлик вә имканийити бар тевип һәм доригәрләр түркийәгә келиватқан болуп, истанбулниң уйғурлар көпрәк олтурақлашқан зәйтинбурну районидила уйғур тебабити билән шуғуллиниватқан 7, 8 уйғур бар икән. Буниң билән нөвәттә түркләрму әнәниви уйғур тебабәт дорилири билән бара-бара тонушуватқан болуп, уйғур тебабәтчиликиниң түркийәдә тарихий асасий барлиқини оттуриға қойған бу тевип, уйғур тебабитиниң бара -бара түркийәгә вә түркийә арқилиқ мәбләғ вә техника болған шараитта йәниму тәрәққий қилдуруп дуняға йүзләндүрүш еһтималдин үмиди барлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.