Тәтқиқатчи лео майлет: хитайниң “шинҗаң уссули...” дегәнлири мустәмликичиләрниң бесивелинған милләтләр үстидики мәдәнийәт оғрилиқидур
2023.04.19

Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң мәтбуат-тәшвиқат васитилиридә хитайниң охшимиған шәһәрлиридики бағчиларда, деңиз саһилидики саяһәт районлирида уйғурларниң әнәниви миллий кийимлирини кийивалған хитайларниң уйғур уссулини мәйдан уссули қилип дорап ойнаватқанлиқидәк һаләтниң барғанчә әвҗ еливатқанлиқи мәлум болмақта. Хитай һөкүмәт мәтбуатлири буларни “шинҗаң уссули” ниң омумйүзлүк қарши елишқа еришкәнлики, һәвәс қилишқа еришкәнлики дәп тәсвирлимәктә.
Бу һәқтә “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” да “шинҗаң уссули немә үчүн бунчә алқишқа еришти?” дегән темида 17-апрел елан қилинған бир тәшвиқат мақалисидә уйғурларниң усуллири “шинҗаң усули” дегән нам астида тәкрарлиниду. Униңда “шинҗаң уссулини омумлаштуруш үчүн, аптоном районлуқ мәдәнийәт сарийи бир нәччә йил илгирила торда шинҗаң усулини омумлаштуруш оқутушини қанат яйдурғаниди” дейилгән.
Униңда ейтилишичә, “шинҗаң уссули” “бирликтә шинҗаң уссули ойнаш” әндизиси бойичә ялғуз үрүмчи шәһәрлик хәлқ бағчисила әмәс, бәлки ләнҗу, шиән, шеняң, сәня дегәндәк җайлардики бағчә, мәйданларда хитайлар тәрипидин опчә ойнайдиған аммиви усулиға айлинип барғанчә омумлашмақтикән.
Мақалидә дейилишичә, “шинҗаң уссули” қатарлиқ мунасивәтлик темилар, қисқа син бәһирләш супилирида алқишлиқ темиға айланған болуп, пүтүн торда тарқитиш (оқуш) миқдари 1 милярд 600 милйон қетимдин ашқаникән. Вейбоға “шинҗаң уссули” дәп киргүзгәндә, буниңға даир көрүлүш сани он милйондин ашидиған темидин сәккизи, бир милйондин ашидиғинидин 50 кә йеқини барлиқи мәлум болған.
Хитайниң “шинҗаң гезити” дики бу мақалидә “шинҗаң усули” ниң алқишқа еришишниң сәвәби йәкүнлинип: “шинҗаң усули җуңго омумий хәлқ бәдән чениқтуруш паалийитиниң муһим тәркибий қисми болупла қалмай, йәнә кишиләрниң шинҗаңни чүшинишидики бир көзнәккә айланди; сәһнидики шинҗаң усулиға милләтләр хәлқ уссули, күсән музикилиқ уссули, классик уссул, һазирқи заман уссули қатарлиқ уссул тили юғурулған болуп, һәр бири ‛шинҗаң һекайисини яхши сөзләш‚ тики аҗайип надир әсәрләргә айланди” дейилгән.
Ундақта хитай һөкүмити нам қоювалған бу “шинҗаң уссули” кимниң усули? бу әмәлийәттә уйғур миллий усули болуп, у, уйғур миллитиниң көп әсирлик миллий сәнәт әнәниси иди. Лекин, хитай даирилири һазирғичә мәзкур усулни уйғур уссули дәп атлимастин бәлки “шинҗаң усули” дәп атап тәрғиб қилмақта.
Уйғур музика сәнитини тәтқиқатчилиридин, лондон университетиниң профессори рачел харрис (Rachel Harrs) ханимниң уйғур уссулиниң хитайлар тәрипидин алқишқа еришиш сәвәби һәққидики қариши шинҗаң гезити мақалиси чиқарған йәкүндин пәрқлиқтур. У қарашлирини мундақ оттуриға қойди: “хитайларниң бу хил уйғур усулини ‛шинҗаң уссули‚ дәп ойнаватқанлиқи бәкму ғәлитилик, әлвәттә уйғур усулиниң хитайлар тәрипидин бу қәдәр алқишқа еришип кетишидә хитай һөкүмитиниң пиланлиқ тәшвиқат вә тәдбирлири зор рол ойнимақта. Буни уларниң уйғур усули яки қазақ усули бойичә әмәс бәлки ‛шинҗаң уссули‚ дәп туруп кеңәйтиватқанлиқидинму көрәләймиз. Йәнә шуниңдәк хитай мәтбуатлирида уйғур усул сәнитини таң дәврләрдики хитай мәдәнийити билән бағлап чүшәндүрүп тәшвиқат қиливатқанлиқиму хитай һөкүмитиниң мәқситини ашкарилайдиған йәнә бир тәрәп, бу хитай һөкүмитиниң уйғур диярини әзәлдин хитайниң бир қисми қилип бағлап көрситиштәк техиму чоң пиланиниң бир қисми”.
Биз, чәтәлләрдә тарқитилидиған йоутуб қатарлиқ видийо қаналлиридин “уйғур усулини өгиниш” дегәндәк хитайчә хәтни киргүзүп тәкшүрүп көргинимиздиму, һәқиқәтән хитайларниң уйғур уссулини “шинҗаң уссули” дәп өгитиватқан онлиған видийолуқ уйғур уссули дәрсликлири ечилди. Уларда өгәткүчиләрму вә өгәнгүчиләрму охшашла хитайлар иди. Буларда мәзкур усулларниң уйғур миллий уссули икәнлики һәм уйғур кимлики вә мәдәнийити һәққидә чүшәнчә берилмигән. Пәқәт “шинҗаң уссули” дегән нам астида чүшәндүрүлгән.
Ундақта, хитай һөкүмитиниң уйғурларға омумйүзлүк ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи, уйғур мәдәнийити, сәнити, маарипи вә тилиму охшашла мәдәнийәт ирқий қирғинчилиқиға учраватқанлиқи хәлқара җәмийәт тәрипидин тәнқидкә учраватқан мушундақ бир пәйттә қандақ болуп, хитайлар уйғурларниң уссулини “шинҗаң уссули” дәп һәвәс билән өгинидиған болуп қалди?
Хитай даирилириниң уйғур уссулиниң әсли саплиқи, гүзәллики вә миллий сәнәт кимликини бузуп “шинҗаң уссули” дегән намда тәрғиб қилиши нәтиҗисидә пәйда болуватқан һәр хил шәкилдики уйғур уссуллириниң һәр түрлүк ипадилириниң иҗтимаий тартқуларда тарқилиши уйғур сәнәткарлириниңму инкасини қозғимақта.
Бу һәқтә австралийәдики сәнәткар, уйғур муқам вариси шөһрәт турсун хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийәт сәнитини “җуңхуа мәдәнийити ортақ еңи” шоари астида өзиниң қиливелишқа урунушиниң бурундин тартипла мәвҗут икәнлики, пәқәт бүгүнки күндә униң техиму ялиңач түскә киргәнликини билдүрди.
Профессор рачел харрис ханим хитай һөкүмитиниң хитайларға уйғур уссули өгиниш долқуни қозғаш арқилиқ йәтмәкчи болған ғәризини мундақ чүшәндүрди: “хитайларниң наһайити хушал һалда уйғур уссули ойнаватқанлиқи мени ғәзәпләндүриду, чүнки бу хил мәдәнийәт оғрилиқи хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясити, инсанийәткә қарши җинайәтлири уйғур вә қазақ қатарлиқ милләтләргә тәһдит елип келиватқан, ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан бир вақитта йүз бәрмәктә. Әгәр һазир уйғурлар өзлири халиған йиғилишларда усул ойниялиған болса биз бунчә ғәзәпләнмигән болаттуқ. Биз буниң уйғур диярида бүгүн мумкин әмәсликини билимиз, уйғурларниң опчә паалийәтлириниң чәкләнгәнликини, уйғур мәдәнийәт сәнитини сақлап келиватқан нурғун кишиләрниң тутқун қилинип түрмә-лагерларға ‛террорчи яки бөлгүнчи‚ дегәндәк боһтанлар билән узақ йиллиқ қамақларға соланғанлиқини билимиз. Хитай һөкүмитиниң шундақ еғир бастуруши давам қиливатқан бир пәйттә көтүрүлгән уйғур уссулини өгиниш қизғинлиқи пәқәт хитай һөкүмитиниң райондики җинайәтлирини йепип көрситишни мәқсәт қилған”.
Йеқиндин буян хитайниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” нами астида уйғурларға тәвә миллий мәдәнийәтниму хитайниң қилип көрситишкә урунушлириға, җүмлидин уйғурларниң уссулиға бирдинла һәвәс қилғучи хитайларниң көпәйгәнликидәк һадисиләргә диққәт қиливатқан, фирансийәдики уйғур мәдәнийити тәтқиқатчиси лео майлет(Leo Maillet) өзиниң қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди:
“хитайлардики уйғурларға тәвә мәдәнийәт сәнәтни өзиниң қиливелиш урунушини мән 2019-йили шиәндә саяһәттә болғинимда һес қилғанидим. Улар тәнһәрикәт қилидиған мәйданларда уйғурларниң әтләс көңләк кийимлирини, доппилирини кийишип, уйғурларниң музикилириға уссул ойнаватқанларни тола учратқанидим. Әмма улардин ‛бу уйғурларниң кийимлири вә музикилириғу, силәр уйғур райониға берип баққанму?‚ дәп сориғинимда болса, уларниң һеч бириниң уйғур райониға берипму бақмиғанлиқини аңлап һәйран қалғанидим. Әмәлийәттә бу уйғурларға вә уларниң мәдәнийәт-сәнитигә һақарәт қилғанлиқ, бесивелинған милләтләрни бир тәрәптин кәмситип, йәнә бир тәрәптин уларға хас һәммә нәрсиләрни тартивелиш, оғрилаш мустәмликичиләргә хас ортақ қилмиштур. Мисал алсақ, хитай даирилири уйғурларға тәвә болған мәдәнийәт-сәнәтни тартивелип, униң уйғурларға тәвәликини қәстәнлик билән инкар қилип ‛шинҗаң уссули‚, ‛шинҗаң музикиси‚, ‛шинҗаң нени‚ дегәндәк исимларға өзгәртип өзлириниң қиливалмақта. Мениң нәзиримдә бу мустәмликичиләрниң бесивелинған милләтләр үстидики мәдәнийәт оғрилиқидур”.
Уйғурлар кәң көләмлик ирқий қирғинчилиққа учраватқан бүгүнки күндә, уйғурларниң нахша музикилирила әмәс, йәнә, уйғур доппа, әтләс вә кийим-кечәклири йәнә башқа түрлүк мәдәнийәт-сәнәт, әнәниви һүнәр кәсип буюмлириму хитайниң иҗадийәтлири сүпитидә дуня сәһнилиридә шинҗаң сәнити, шинҗаң музикиси, шинҗаң сәнәт буюми дегән намларда тонуштурулушқа башлиди.
2017-Йилидин буян хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ сияситини рәсмий йолға қойған бир вақитта йәнә “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш қурулуши”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” еңи турғузуш дегәндәк намлар билән, уйғур қатарлиқ йәрлик мусулман хәлқләрниң мәдәнийитини хитайлаштуруш тәдбирлирини һелиһәм күчәйтиватқанлиқи көзәткүчиләр тәрипидин оттуриға қоюлмақта.
Профессор рачел харрис уйғур диярида хитайниң ирқий қирғинчилиқи һелиһәм давам қиливатқан мушундақ бир вәзийәттиму, хитайларниң йәнә пәрвасиз һалда уйғур усулини “шинҗаң уссули” дәп ойнашлириниң кишини һәқиқәтәнму тәәҗҗүпләндүридиған һадисә икәнликини билдүрүп мундақ деди:
“мән илгирики йилларда уйғур диярида яшиған вақитлиримда, уйғурларниң һәқиқий тәбиий гүзәл вә қизғин усулларни тойларда, мәшрәпләрдә, йиғилишларда охшимиған мәйданларда ойниғанлиқини көргән, мән сәһниләрдә кәспий уйғур уссулчилар ойниған надир усулларниму яхши көримән. Әлвәттә бүгүнки күндә уйғурлар усул ойнайдиған бундақ әнәниви мәдәнийәт сорунлириниң һәммиси чәкләнгән. Уйғурлар өзлириниң усулини ойнаштинму чәкләнгән мушундақ вақитта, мән хитай пуқралириниң уйғурлар вә уларниң мәдәнийити учраватқан бастуруш, йоқитишларға писәнт қилмастин, уларниң мәдәнийитини оғрилап ‛шинҗаң усули‚ дәп ойниялайдиғанлиқини пәқәтла чүшинип йетәлмәймән. Улар чоқум бу хил мәдәнийәт оғрилиқиниң еғир җинайәт икәнлики һәққидә саватқа игә болуши вә уни чүшинип йетиши керәк”.
Хитайларниң уйғур усулини һәтта хитай өлкилиридә аммиви тәнһәрикәт уссули сүпитидә опчә ойнайдиған һаләт барғанчә омумлашқан болса, йеқинқи мәзгилләрдә уйғурчә кийинивалған хитайларниң сәһниләрдә, оюн мәйданлирида саяһәтчиләргә уйғур усулини көрситиватқанлиқидәк ғәлитиликләр иҗтимаий таратқуларда ипадисини тапмақта. Һәтта чәтәлләрдиму, хитай әлчиханилириниң орунлаштуруши билән хитай муһаҗирлириниң уйғурларниң кийимлирини кийип, уйғур музикисини қоюп ашкара уйғур уссулини дорап ойнап байрамларда параттин өткәнликидәк сахта әһвалларму йүз бәргәниди.