“милләтләр иттипақлиқи” шоари астида уйғур уссуллириниң хитайчилишиши диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2016.05.23
diniy-zad-zamaniwiy-usul.jpg Уйғур елидики диний затларни “заманиви усул” ойнашқа мәҗбурлап, мусабиқигә салған көрүнүш. 2015-Йили, учтурпан.
Socila Media

Хитай даирилири 2016-йилини “милләтләр иттипақлиқи тәрәққият йили” дәп елан қилғандин кейин уйғур аммисиниң мәниви турмушидики бир муһим тәркиб болған уйғурчә уссулларниң бу хилдики тәшвиқат қоралиниң васитисигә айлинип қалғанлиқи, шундақла шәкил җәһәттә барғанчә хитайчә услубтики механикилиқ һәрикәтләр тизмисиға айлинип қеливатқанлиқи мәлум болмақта. Илгири бу хилдики механик уссулларни уйғурлар арисида һәрқачан һөрмәткә сазавәр болуп келиватқан диний затларғичә мәҗбурий ойнатқан даириләрниң һазир буни һәрқайси йеза- қишлақлардики бир түрлүк сиясий паалийәткә айландуруватқанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.

“тәңри тағ тори”, “нур тори” қатарлиқ аммиви тор васитилириниң хәвәр қилишичә бу йиллиқ “хитай саяһәт күни” паалийитиниң уйғурлар районидики башлиниш мурасими үчүн 19-май күни қәшқәр һейтгаһ мәйданида түмән кишилик мәшрәп намида уссул паалийити өткүзүлди. Қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт баш болуп тәшкиллигән бу паалийәткә қатнашқан адәм саниниң көплүки вә бирликкә кәлтүрүлгән уссул шәкли қатарлиқ амиллардин тамашибинлар вә анализчилар бу қетимқи паалийәтниң даириләр орунлаштурған һәмдә мәлум мәзгиллик коллектип мәшиқни баштин кәчүргән сиясий тәшвиқат икәнлики һәққидә тәхминләрни қиливатқанлиқи мәлум. Кишиләрни техиму ойландурғини, бу қетимқи зор көләмлик уссул паалийитидә бир туташ орунланған мәшрәп уссулиниң әнәниви уйғур уссуллириға селиштурғанда наһайити еғир шәкилдики механикилиқ ритими болғанлиқи икән.

Мулаһизичиләр уйғур районидики түрлүк тәшвиқат паалийәтлири, җүмлидин ойниливатқан усуллар һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоймақта.

Уйғур уссул вә музика мәдәнийити һәққидә чоңқур тәтқиқатлар билән мәшғул болған мутәхәссис кристи симис “тәрәққият үчүн уссул ойнаш” Сәрләвһилик мақалисидә өзи зиярәт қилған уйғур аяллириниң “биз нахша вә уссулсиз яшиялмаймиз, уйғур уссули өлсә уйғурларму өлиду” дегән сөзлириниң символлуқ мәниси барлиқини әскәртиду. Униң қаришичә, уйғур уссули әсирләрдин буян уйғур мәдәнийитидә ғол мәзмунлар қатарида мәвҗут болуп келиватқан темилардин һесаблиниду. Уйғурлар мәйли аилидә болсун яки мәшрәпләрдә болсун, һәрқачан уйғур уссули вә униңға җөр болуп келидиған уйғур хәлқ нахша, музикилири арқилиқ өз миллий кимликини намаян қилиду. Униң зияритини қобул қилған уйғур аяллириму бирдәк “биз өзимизниң кимликини башқиларға пәқәт мушу уйғурчә уссул сәнити арқилиқ көрситәләймиз, кишиләрму биз ойниған уссулға қарап бизниң кимликимизни биливалиду” дегән.
Һалбуки иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған вә һазирчә қолимизда бар болған син материяллири хитай даирилири кәң тәшвиқ қиливатқан “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқат паалийәтлиридә уйғурлар дияридики кәң уйғур аммисиниң механик ритимдики уссулларға, җүмлидин типик болған “кичик алма уссули” ойнашқа мәҗбурлиниватқанлиқини көрситиду, шундақла мушу арқилиқ даириләр тәләп қиливатқан “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқатиниң әмәлийлишиш әһвали өлчиниватқанлиқи һәққидиму учурлар мәвҗут. Һәрқайси ахбарат васитилириниң түрлүк учурлири болса йәрлик даириләрниң “милләтләр ара сиңишишни илгири сүрүш” шоари астида бу хилдики паалийәтләрниң техиму чоң көләмгә кеңийиватқанлиқини алға сүриду.

Шуниң билән биргә кишиләрниң диққитини қозғаватқини, уйғурлар әсирләрдин буян ойнап келиватқан әнәниви уйғур уссулини хитай көчмәнлириниң өгиниши вә ашкара сорунларда ойнишидур. Хитай таратқулирида уйғурлар дияридики хитай көчмәнлириниң “милләтләр иттипақлиқи” ни җари қилдуруватқанлиқиниң символи сүпитидә уйғурчә уссул ойнашни өгәнгәнлики алаһидә гәвдиләндүрүлгәнлики мәлум. Һалбуки алақидар мутәхәссисләр мәдәнийәтләр ара сиңишиш тарихта даимлиқ һадисә һесаблансиму, һазирқи күндә оттуриға чиқиватқан “хитайларниң уйғурчә уссул ойнашни өгиниши” арқисида башқичә мәқсәтләрниң болушини тәхмин қилишмақта.

Америкида олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин доктор қаһар барат бу һәқтә пикир баян қилип, хитайларниң бу хилдики ят милләтләрниң уссулини өгинишиниң һечқандақ һәйран қаларлиқ иш әмәсликини билдүрди. Униң қаришичә, хитай тарихидики әң гүлләнгән дәврләрдин болған сүй вә таң сулалилири (милади 581-907-йиллар) мәзгиллиридила хитайларниң пайтәхти чаңән шәһиридә “ғуз уссули” намидики ғәрбий юрт уссуллиридин һузурлиниш вә уни зор иштияқ билән өгиниш омумий модиға айланған. Хитай сәнәткарлири, җүмлидин оттура түзләңлик әдибилири бу һадисини тәсвирләп йүзлигән нәзмиләрни пүткән.

Мәдәнийәтләрниң бу хилдики өз ‏- ара қобул қилиниши, йәнә келип уйғурларға охшаш уссул мәдәнийитигә игә болмиған хитай аммисиниң уйғур уссуллиридики гүзәллик вә нәписликкә һәвәс қилип уни өгиниш истикидә болуши бәкму тәбиий әһвал һесаблинидиғанлиқини тәкитлигән қаһар барат әпәнди һазир оттуриға чиқиватқан уйғур аммисиға “кичик алма уссули” ойнитиш, хитай көчмәнлирини уйғур уссули өгинишкә риғбәтләндүрүш һәрикитиниң арқисида хитай һакимийитиниң башқа ғәрәзлири барлиқини тәхмин қилидиғанлиқини билдүрди.

Уйғуршунасларниң пикричә, көплигән уйғурлар, җүмлидин уйғур аяллири уссул арқилиқ уйғурларға хас мәдәнийәтниң кейинки әвладларға қәдәр давам қилишини үмид қилиду. Уйғурларниң кәлгүсини уйғур пәрзәнтлиригә һавалә қиливатқан ата- анилар үчүн бу техиму шундақ һесаблиниду. Һалбуки, уйғур әнәниви мәдәнийитиниң муһим бир тәркиби қисми болған уйғур уссулиниң уйғур пәрзәнтлиридә унтулушқа йүз тутуши, униң орниға биғубар уйғур яшлирида “җапи” намида аталған механик уссулларниң мода болуши һәмдә тәдриҗий һалда көчмән хитайларниң әнәниви уйғур уссулниң йеңи орунлиғучилириға айлиниш интилишлири уйғурларни әндишигә салмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.