Уйғур дияридики “қораллиқ сүр-һәйвә көрситиш” кә хитай ичи-сиртидики инкаслар пәрқлиқ болди

Мухбиримиз меһрибан
2017.02.20
urumchi-partlash-bronewik.jpg 22-Май күни үрүмчидә йүз бәргән партлаш вәқәсидин кейин, үрүмчигә йөткәп келингән броневиклар. 2014-Йили май.
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмәт таратқулири 14-феврал хотән гумида йүз бәргән пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин, уйғур аптоном райониниң һәрқайси шәһәрлиридә “террорлуққа қарши қәсәмяд йиғини” ечилип, шәһәр кочилирида “қораллиқ сүр-һәйвә көрситиш” елип бериливатқанлиқини хәвәр қилди. Даириләрниң уйғурларни нишан қилған бу хил қаттиқ зәрбә бериш долқуни чәтәлләрдики уйғур вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриди.

Әмма, хитай таратқулирида, уйғур дияридики һәр милләт хәлқиниң үч хил күчләргә қаритилған “қораллиқ сүр-һәйвә көрситиш”тин хатирҗәмлик һес қилғанлиқи вә қоллаватқанлиқи тәрипләнмәктә.

14-Феврал гума наһийәсидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗум вәқәси һәққидә бирқанчә күндин буян, хәлқара таратқуларда муназирә елип берилип, “хотән гума пичақлиқ һуҗуминиң чен чүәнгониң тибәттә йүргүзгән һәм қаттиқ қол болуш, һәм “қошмақ туғқан” болуп еритип түгитиш сияситини уйғур диярида йүргүзүп мәғлуп болғанлиқиниң бешарити дәп тәнқидләнмәктә.

Мушундақ бир шараитта, хитайниң һөкүмәт таратқулирида гума пичақлиқ һуҗумидин кейин, илгири-кейин болуп, 16-феврал хотәндә, 17-феврал қәшқәрдә, 18-феврал үрүмчидә “террорлуққа зәрбә берип, муқимлиқни сақлаш аммиви қәсәмяд йиғини” өткүзүлгәнлики вә һәр милләт хәлқиниң үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини қоллиғанлиқи һәққидики хәвәрләр көпәйди.

Хитайниң хәлқ тори хитайчә вә уйғурчә 20-феврал хәвиридә, өткән һәптә хотән гумида йүз бәргән пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин, 18-феврал үрүмчидә ечилған “қораллиқ сүр-һәйвә көрситиш”, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни сақлаш қәсәмяд йиғинидин кейин райондики хәлқниң уйғур диярида давамлишиватқан террорлуққа зәрбә бериш долқуни вә шәһәр кочилиридики“қораллиқ сүр-һәйвә көрситиш” кә қарита, қоллаш һәтта қаттиқ бастурушни тәшәббус қилиш позитсийисидә болуватқанлиқи тәрипләнди.

Хәлқ гезити үрүмчидә ечилған “террорлуққа қарши қәсәмяд йиғини” һәққидә бәргән хәвиридә: “қиш күнидики үрүмчи йекәнкөл шәһәр аһалилири мәйданиға түмән миңлиған җамаәт хәвпсизлики кадир-сақчилири, қораллиқ сақчи қисим офитсер-әскәрлири мәрданә роһий қияпәттә топланди. Ақ, йешил, қара рәңдики қораллиқ аптомобиллар часа әтрәт түзүп, күчни топлап от ечиш тәйярлиқ һалитигә кирди. Қәсәмяд йиғиниға қатнашқан барлиқ муқимлиқни сақлиғучи күчләр ‛ партийәниң қоманданлиқини аңлаймиз! ғәлибилик җәң қилимиз! илғар истилға игә болимиз!‚ дәп үнлүк авазда қәсәм бәрди, яңрақ авазлар пәләккә йәтти” дәп баян қилинди.

Хәлқ ториниң 20-февралдики хитайчә вә уйғурчә санлирида йәнә, мәзкур гезит мухбириниң хотән, қәшқәр, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдики пуқраларниму зиярәт қилғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә райондики һәр милләт хәлқиниң һөкүмәт елип бериватқан “террорлуққа зәрбә бериш” долқуниға қарита қоллаш позитсийисидә болғанлиқи, пуқралириниң сөзлиридин нәқил елинип, ‛һәр милләт хәлқиниң дүшмини болған террорчи унсурларға қилчиму пурсәт бәрмәслик, қачидиған йол қоймаслиқ, уларни кукум талқан қилиш! мәркизий комитетни хатирҗәм қилиш, аптоном районлуқ парткомни хатирҗәм қилиш, һәр милләт шинҗаң хәлқини хатирҗәм қилиш! бу хәлқимизниң бу тәврәнмәс нишани, йүрәктики әқидимиз,‚, ‛ кочида чарлаш елип бериватқан сақчи-аптомобиллири, броневиклири биз пуқраларда хатирҗәмлик туйғусини күчәйтти” дегәндәк җүмлиләр билән баян қилинди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликиниң рәиси сиясий вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәнди 14-феврал хотән гумида йүз бәргән пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин, районда йүргүзүлүватқан қаттиқ бастуруш долқуни һәққидә тохтилип, хәлқарада даириләрниң уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруш сиясити әйиблиниватқан шараитта, әлвәттә хитай таратқулириниң бу хил сиясий тәшвиқатларни күчәйтип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини ақлашқа мәҗбур болуватқанлиқини билдүрди.

Елшат һәсән әпәнди баянида,хитай һөкүмәт таратқулириниң уйғурларниң һөкүмәткә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири һәққидики хәвәрлиридә һәр вақит ялғанчилиқ қилип кәлгәнликини тәкитләп, хәлқ гезити хәвиридики сөзләрниң һечқачан йәрлик уйғур қатарлиқ хәлқләргә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини, һәтта хитай көчмәнлириниңму һәқиқий сөзи әмәсликини билдүрди.

Елшат әпәнди йәнә, һөкүмәтниң дөләт ичидә танка-броневиклири арқилиқ өз хәлқигә һәйвә көрситиши шу җайдики хәлқниң һөкүмәткә болған наразилиқ кәйпияти вә қаршилиқ һәрикәтлириниң нәқәдәр күчәйгәнликини билдүрсиму, әмма хәлқ гезити қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулирида йиллардин буян бу хил вәқәләр вә вәқәдин кейинки җиддий вәзийәт һәққидә бериливатқан хәвәрлиридә, вәқәниң йүз бериш сәвәбини йошуруп, һәр вақит ялғанчилиқ қилип келиватқанлиқини, әмәлийәттә бу хил хәвәрләрниң йәрлик хәлқниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини техиму улғайтип, районда уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири тохтимайдиған вәзийәтни шәкилләндүргәнликини агаһландурди.

Түркийәдики сиясий вәзийәт анализчилиридин һаҗи тәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиму өз қаришини баян қилди.

Әркин әкрәм әпәнди бу хил һөкүмәт хаһиши билән хәлққә мәҗбурий теңилған ялған хәвәр вә шоарларниң хитайда омумлашқан әһвал икәнликини билдүрүп, болупму қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзүлүватқан уйғур диярида мәйли уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләр болсун яки хитай көчмәнлири болсун, районда йүргүзүлүватқан мустәмликә түсидики қаттиқ бастуруш сиясити сәвәбидин хәлқниң һәқиқий авазини аңлитиш имканийити йоқлуқини, шуңа һәр қетим уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәргән мәзгилләрдә хитайниң һөкүмәт таратқулирида бу хил ялған хәвәрләрниң көпийидиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, 18-феврал үрүмчидә ечилған террорлуққа зәрбә бериш қәсәмяд йиғинидин кейин, нәччә йүзлигән сақчи аптомобили, броневик, уруш аптомобили, оқ өтмәс мудапиә аптомобиллири қатарлиқларниң һимайисидә йүрүш қилған хитай сақчи, әскәрлири, үрүмчи йикәнкөлдин йолға чиқип, қизил тағ арқилиқ, җәнубий пойиз истансисиға барған, у йәрдин топлишип уйғурлар топлишип олтурақлашқан иттипақ йоли, ғалибийәт йоли қатарлиқ кочиларда аммиға һәйвә көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.