Вәзийәт анализчилири: “намратлиқ вә муқимсизлиқниң сәвәби уйғурларниң сиясий, иқтисадий җәһәттики һоқуқсизлиқи”

Мухбиримиз меһрибан
2017.02.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ishsiz-uyghur-kochida.JPG Кочиларда иш күтүп ятқан уйғур ишсизлар. 2016-Йили күз (орни ениқ әмәс).
Oqurmen Teminligen

14-Феврал хотән гума пичақлиқ һуҗумидин кейин, хитай таратқулири районда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинғанлиқини хәвәр қилиш билән биллә, хотәнгә бериливатқан тәрәққият ярдәм соммисини бултурқидин 30.86% Ашурғанлиқини хәвәр қилди. Радийомиз хотәндин игилигән әһваллардинму хотәнниң хитайдики намрат районларниң бири икәнлики вә йиллардин буян бу мәсилиниң һәл болмиғанлиқи ашкариланған иди. Чәтәлләрдики сиясий вәзийәт анализчилириниң қаришичә, намратлиқни түгитиш шоари хитай компартийисиниң изчил давамлишиватқан тәшвиқати болсиму, әмма бу мәсилиниң һәл болмаслиқиға уйғурларниң сиясий һоқуқи вә районниң иқтисадий тәрәққиятидики хоҗайинлиқ орниниң йиллардин буян капаләткә игә қилинмаслиқи қатарлиқ көп хил амиллар сәвәб болған.

Хитайниң“шинҗаң гезити” ниң өткән һәптидики хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң тәстиқлиши билән хотән вилайитигә бу йиллиқ пиланда 32 милйон 900 миң сом аз санлиқ милләтләр тәрәққият соммиси тәстиқлиғанлиқи вә буниң бултурқидин 30.86% Көплүки хәвәр қилинди.

Ундин башқа, хотән гезитиниң 27-феврал дүшәнбә күнидики хәвиридин мәлум болушичә, хотәнниң керийә наһийисигә бу йиллиқ пиланда 95.55 Милйон сом ярдәм соммиси тәстиқланған болуп, хәвәрдә бу пулниң “бир кәнт‏-бир сиясәт, бир аилә‏-бир лайиһә” бәлгилимиси бойичә, керийә наһийисидики бақмичилиқ, орманчилиқ, бағвәнчилик, қол-һүнәрвәнчилик кәсиплири тәрәққиятидики 15 түргә сәрп қилинидиғанлиқи әскәртилгән.

Радийомиз хотән вилайити, хотән наһийиси, керийә, гума наһийилиридики һөкүмәт органлириға телефон қилип, 14-феврал гума пичақлиқ һуҗумидин кейинки хотән вәзийити вә хитай тәшвиқатидики намратлиқни йөләш тәрәққият соммиси һәққидики әһвалларни игиләшкә тиришқан болсақму, әмма хотән вилайәтлик хәлқ һөкүмити қатарлиқ җайларға қилған телефонимиз җавабсиз қалди.

Гума наһийилик сақчи идарисигә қилған телефонимиз вә хотән наһийисидики сақчиханиларға қилған телефонимиз уланған болсиму, әмма телефонимизни алған сақчи хадимлири район вәзийити һәққидики соаллиримизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп телефонни қоювәтти.

Хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини йеқиндин көзитип келиватқан чәтәлләрдики паалийәтчиләрдин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәндиләрниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур дияриға һөкүмранлиқ қиливатқан 60 йилдин буян районда йүргүзүватқан мустәмликә характеридики бир қатар радикал сиясәтлири уйғурларниң наразилиқини қозғап районда бир қатар қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуватқан асасий амил.

“пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди хитай һөкүмитиниң аталмиш намратларни йөләш, шинҗаңға ярдәм шоариниң қуруқ вә ялғандин ойдурулған тәшвиқат икәнликини, наразилиқ сәвәбиниң уйғурларниң өз земинидики сиясий җәһәттики һоқуқсизлиқ, иқтисадий тәрәққиятниң сиртида қалдурулуш, миллий өрп-адити вә етиқади бастурулуш қатарлиқ көп амилларға мунасивәтлик икәнликини тәкитлиди.

Яң җйәнли әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур сияситидики хата йөнилишини тәнқидләп: “компартийә һөкүмитиниң уйғур сияситидә йиллардин буян толиму еғир бир хаталиққа йол қоюлуватиду. Уларниң қаришичә, уйғурларниң наразилиқи вә қаршилиқ һәрикәтлиригә иқтисадий мәсилә сәвәб болған. Пәқәт иқтисадий мәсилиләр һәл болса, уйғурларниң наразилиқи пәсийиду, қаршилиқ һәрикәтлириму тохтайду. Шуңа хитай коммунист һөкүмити 60 йилдин буянқи тәшвиқатида изчил һалда ‛шинҗаңға ярдәм‚ тәшвиқатини давамлаштуруп кәлди. Уйғур мәсилисини һәл қилишта әмәлий тәдбир қолланмиди” деди.

Яң җйәнли әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур сияситидики хаталиқлар һәққидә тохтилип, хитай тәшвиқатидики “намратларни йөләш ярдәм мәблиғи” дин мәнпәәтдар болғучиларниң алди билән райондики хитай көчмәнлири икәнликини тәкитләп мундақ деди: “әмәлийәттә бу йәрдә муһим бир мәсилә, аталмиш ярдәм соммиси әмәлийәттә һечқачан уйғурлар үчүн ишлитилмәйду. Чүнки, бу земин хитайларниң һөкүмранлиқи астида. Райондики барлиқ 1-қол башлиқларниң һәммиси хитайлар. Хитайлар сиясәтни контрол қилди дегәнлик, районниң иқтисадий тәрәққият һоқуқиму хитайларниң қолида дегәнлик. Шуңа уйғурлар өз земинида сиясий вә иқтисадий җәһәттин һоқуқсиз, мәдәнийәт, өрп-адәт җәһәттин йәклиниш һәтта кәмситилишкә учрап кәлди. Шуңа иқтисадий ярдәм намидики пуллар уйғурлар үчүн ишлитилмәйду дегән қараш тәкитләнмәктә.”

Яң җйәнли әпәнди йәнә, уйғурларниң наразилиқини қозғиған муһим мәсилиниң миллий мәнпәәт мәсилиси икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян бу мәсилиләрни һәл қилишта һечқачан тиришчанлиқ көрсәтмигәнликини тәнқидлиди.

Яң җйәнли мундақ деди:“йәнә бир муһим мәсилә, уйғурларниң наразилиқини қозғиған мәсилә қандақтур хитай тәшвиқатидикидәк иқтисадий мәсилә әмәс, бәлки уйғурларниң миллий мәнпәәт мәсилиси. Уйғурлар хитайлардин тамамән пәрқлиқ болған бир милләт, уйғурларниң өзигә хас етник алаһидилики, чирай шәкли, тили, тарихи-мәдәнийити, диний етиқади вә өрп-адити бар. Хитай һөкүмити йәрлик уйғурларниң мустәқил, өзини башқурушини етирап қилмиған һаләттиму, уйғурларға өзини -өзи идарә қилидиған толуқ аптономийилик һоқуқ бериши керәк. Миллий тил, мәдәнийәт, өрп-адәт, диний етиқади қатарлиқлар қоғдилиши керәк. Әмма, хитай һөкүмити буларниң һечқайсини капаләткә игә қилмиди. Бундақ әһвалда, әлвәттә уйғурларниң наразилиқи күчийиду. Қаршилиқ һәрикәтлириму түгимәйду. Шуңа мән хитай һөкүмитини тамамән хата сиясәт йүргүзүватиду дәп қараймән.”

Дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, өзиниң илгири хитайда мухбир болуп ишлигән мәзгилидә, хотәндики намратлиқ мәсилиси һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип берип, райондики намратлиқ сәвәби һәққидә издәнгәнликини билдүрди.

Хитайниң бәйду торидики учур мәнбәлиридә, хотән вилайити хитайдики намрат районлар қатаридин орун алған. Мәлум болушичә, хотәнниң лоп, чира, нйә,гума қатарлиқ наһийилири хитайдики әң намрат 47 наһийә тизимликидин орун алған. Пәрһат муһәммиди әпәнди хитай һөкүмитиниң илгирики йиллардиму “шинҗаңға ярдәм, намратларни йөләш” тәшвиқатини қилип кәлгән болсиму, әмма һечқачан уйғурларға мәнпәәт йәткүзидиған әмәлий иш қилмиғанлиқини тәкитләп, өзиниң мухбирлиқ қилған мәзгилләрдики әмәлий вәқәләрни нәқил алди.

Пәрһат муһәммиди әпәнди хотән дияриниң байлиқи тәсвирләнгән тарихи пакитларниму нәқил елип, қаштеши қатарлиқ тәбиий байлиқи, гиләмчилик, әтләсчилик қатарлиқ қол-һүнәрвәнчилики, карван содиси тәрәққий қилған хотәнликләрни бүгүнкидәк намратлиқ һаләткә йүзләндүрүшкә хитай һөкүмити йүргүзгән әслидики миллий игиликни вәйран қилиш, райондики йәр асти-йәр үсти байлиқлирини игиливелиш, уйғурларға қарита сиясий җәһәттин һоқуқсизландуруш, иқтисадий җәһәттин мәнпәәт бәрмәслик қатарлиқ миллий баравәрсизлик сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәкитләп, бу хил миллий бастуруш сиясити өзгәрмисә, райондики наразилиқ вә қаршилиқниң йәнила давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
xi-jinping-putin-2023.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.