Уйғурлар: еғир зулум, аччиқ реаллиқ алдидики күрәш вә үмидләр

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.03.03
tayland-uyghur-graphic.jpg Хәлқара җәмийәтниң бесими билән тайландтики 48 уйғурниң хитайға қайтурулуши вақитлиқ кечиктүрүлгән.
Photo: RFA

Уйғурлар өткән 70 нәччә йилда изчил йосунда хитайниң түрлүк зулум вә бесимлири астидики җапалиқ муһитта һаятини сақлап кәлгән. Уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ, миллий мәдәнийәт вә диний етиқадқа болған бастурушлар, шундақла кишилик һоқуққа қилиниватқан дәпсәндичиликләр аллибурун хәлқараниң диққитини қозғиған муһим мәсилиләрниң биригә айланди. Һалбуки, хәлқараниң уйғурлар мәсилисигә болған диққәт вә әндишилиригә мас һалда, мәсилини һәл қилиш йолидики әмәлий һәрикәтлири йетәрлик болмиди. Бу әһвал уйғурларниң хәлқара сиясәт сәһнисидә чәткә қеқилиш вә ярдәмсиз қелишиға сәвәб болмақта. Болупму 40 нәпәр уйғурниң йеқинда тайланд һөкүмити тәрипидин хитайға қайтурулуши, уйғурларниң ярдәмсиз вә чарисиз реаллиқини йәнә бир қетим намаян қилди.

48 Уйғур тутуп турулуватқан тайландниң көчмәнләр түрмисиниң алдидин айрилған, деризилири қара лентилар билән тосуветилгән аптобус. 2025-Йили 27-феврал, баңкок.
48 Уйғур тутуп турулуватқан тайландниң көчмәнләр түрмисиниң алдидин айрилған, деризилири қара лентилар билән тосуветилгән аптобус. 2025-Йили 27-феврал, баңкок.
Nuttaphol Meksobhon/Prachatai via AP

Тайланд һөкүмити вә мәнпәәткә тегишилгән инсанлиқ

2014-Йили бир қанчә йүз нәпәр уйғур хитайдин қечип, тайландқа йетип барғинида, тайланд сақчилири тәрипидин тутқун қилинғаниди. Булардин бир қисми түркийә қатарлиқ дөләтләрниң ярдимигә еришип һаят қалди. Йәнә бир қисми тайланд түрмисидики җапалиқ шараитларда еғир кесәлликләргә гириптар болди вә һаятидин айрилди. Уларниң ичидә кичик яштики балиларму, яшларму вә яшанғанларму бар иди. Булардин әң ахирида тайланд түрмисидә қәп қалғанлири 48 нәпәр болуп, улардин 40 нәпири 27-феврал күни хитайға туюқсиз өткүзүп берилди. Тайланд даирилири бу уйғурларниң “өз ихтиярлиқи билән вәтинигә қайтишни таллиған” лиқини билдүргән болуп, Һәтта хитайму бу уйғурларни “террорлуқ гуруһиниң қаймуқтуруши билән вәтинидин қачқанлар” Дәп изаһат бәрди. Б д т кишилик комитетиниң алий комиссари волкер түрк тайландниң бу қилмишини “хәлқара қанунларға хилап” деди. Американиң йеңидин тәйинләнгән ташқий ишлар министири марко рубийому бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгәнлики билән тайландни қаттиқ тәнқидлиди. Шундақла кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши дөләтләр вә учур васитилири, сиясийонлар вә паалийәтчиләр тайланд һөкүмитини тушмутуштин күчлүк әйиблиди. Әпсуслинарлиқи, хитайниң зулмидин қечип, он йилларчә түрмидә азаб чекишкә рази болсиму, хитайға қайтишни әсла халимиған бу уйғурлар ахирида рәһимсизләрчә хитайниң алқиниға ташлап берилди.

109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Йиллардин буян уйғурларниң хитай тәрипидин қандақ қисмәтләргә дучар қилиниватқанлиқи дуняға сир әмәс иди. Җаза лагерлириға қамаш, террорлуқ қалпиқи астида ирқий қирғинчилиқ қилиш, тил, мәдәнийәт, маарип вә диний етиқадлирини чәкләш қатарлиқларниң һәммиси хәлқара җәмийәт инсанларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа күнсери әһмийәт бериватқан бүгүнки дуня вәзийитидә йүз бәргәниди. Гәрчә хитайниң уйғурлар үстидики бу җинайәтлири хәлқараниң күчлүк әйибләшлири, һәтта иқтисадий ембарголириға учриған болсиму, уйғурларни ирқий қирғинчилиқтин қутулдуруп қалалмиди. Уйғурларниң хитайдин қечип чиқалиши бәлки бу дунядики әң мүшкүл бир иш болидиғанлиқи һечкимниң хиялиға кәлмиди. Чүнки бу қечиш уйғурларни өзи вә барлиқ уруқ-туғқан, тонуш-билишлирини хәтәргә муптила қилипла қалмастин, бәлки йәнә қечиш җәрянидики түрлүк мүшкүлатларға тәвәккүл қилиш, һәтта өлүп кетиштәк бәдәлләрни тәләп қилатти. Дуняниң һечбир йеридә бирәр инсан паспорт беҗириш үчүн, чәт әлләргә чиқиш үчүн уйғурлардәк бичарә әһвалға чүшүп қалмиғаниди. Нурғун уйғурлар мушундақ қечиш йоллирида һаятидин айрилған, җәсәтлири натонуш тупрақларда қалғаниди.

Хитайниң инкаси: хәлқараниң арилишишиға қәтий қарши туруш

Хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиси 1-март күни баянат елан қилип, канада һөкүмитиниң бу 40 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулушиға наразилиқ билдүргәнликигә инкас қайтурди. Хитай әлчиси баянатида, хитай һөкүмитиниң һәрқандақ шәкилдики қачқунлуқ һәрикитигә қарши икәнлики, тайланд һөкүмитиниң бу уйғурларни хитайға өткүзүп беришиниң хәлқара қанунларға уйғун икәнликини билдүрди. Хитай йәнә, бу уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлириниң толуқ қоғдашқа еришкәнлики, хитайниң қанун дөлити болғанлиқи, уйғурлар яки башқа милләтләрниң хитайда иқтисадий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә сиясий һәқ-һоқуқлириниң капаләткә игә икәнликини тәкитлиди. Һалбуки, хитайниң инкаси адәмдә өзлүксиз соал пәйда қилатти. Йәни уйғурларниң хитайдин қечип чиқип, панаһлиқ тәләп қилишини “чеградин қечиш” дәп аташ; шундақла бу уйғурларниң һаятини қутулдуруш үчүн хитайдин қачқанлиқини “қанунсиз қилмиш” дәп категорийәләштүрүшниң өзила, хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини ақлаш үчүнлүкини көрситип турупту. Техиму қизиқ йери, хитай бу мәсилини Американиң нөвәттә иҗра қиливатқан қанунсиз көчмәнләрни қайтуруш мәсилиси билән селиштуруп, өз қилмишиниң қанунлуқ икәнликини испатлимақчиму болди.

Уйғурлар: үмидсизлик вә әндишә ичидә

Йеқинқи йиллардин буян тайланд һөкүмити хитайдин қечип чиққан уйғурларниң һаят-маматиға наһайити зор тәсир көрситип кәлди. “банкок почтиси” ниң 3-марттики хәвиридә, тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп беришигә бу уйғурларни қобул қилидиған үчинчи бир дөләт болмиғанлиқи сәвәб болғанлиқи көрситилгән. Әмма бу тайландниң “б д т тән җазасини чәкләш әһдинамиси” вә “хәлқара мәҗбурий ғайиб қилиштин халий болуш әһдинамиси” да үстигә алған мәҗбурийәтлирини ада қилмиғанлиқ, йәни хәлқара қанунларни дәпсәндә қилғанлиқи һесаблиниду. Тайландниң уйғурларни хитайға қайтуруп бериши тунҗи қетимлиқ иш болмиғанлиқи сәвәблик, хитайға қайтурулған 40 уйғурниң бихәтәрлики күчлүк әндишә қозғиши тәбиий. Гәрчә хәлқара җәмийәт тайланд һөкүмитини уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақирған болсиму, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә тәшкилатлар бу уйғурларни қутқузуп қелиш үчүн бар күчи билән тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, лекин тайланд һөкүмити өзиниң иқтисадий вә сиясий мәнпәәти үчүн бу уйғурларниң инсанлиқ һәқлирини бир яққа қайрип, уларни хитайға рәһимсизлик билән қайтурди. Тайланд һөкүмитиниң бу қилмиши, муһаҗирәттики уйғурларда чәксиз азаб вә үмидсизлик пәйда қилди. Әҗәба, бу уйғурлар үчүн дуняда панаһланғудәк бирәр җай пәқәтла тепилмасмиди?

Тайланд баш министири петоңтарин шинаватра(Paetongtarn Shinawatra) хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти. 2025-Йили 6-феврал, бейҗиң.
Тайланд баш министири петоңтарин шинаватра(Paetongtarn Shinawatra) хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти. 2025-Йили 6-феврал, бейҗиң.
Thailand's Government Spokesman Office via AP

Дәрвәқә, уйғурларниң хәлқара җәмийәткә болған наразилиқлири күнсери күчийишкә башлиди. Чүнки уйғурлар йиллардин буян хәлқара җәмийәттин уйғурларға панаһлиқ беришни асанлаштурушни тәләп қилип келиватқан болсиму, лекин бу ишлар таки бүгүнгичә қолайлашқини йоқ. Гәрчә бир қисим ғәрб дөләтлири бу мәсилигә көңүл болуватқан болсиму, йәнә бир қисим дөләтләр хәлқара вәзийәттики давалғушлар түпәйли, уйғур мәсилисидә йәнила хитайға баш егиш яки сүкүт қилишни таллиди. Техиму муһими, демәк, хәлқараниң кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйданиниң өзгириши, тәбиий һалда хитайниң уйғурларни дөләт һалқип бастурушиға техиму чоң пурсәт һазирлиди. Демәк, уйғурлардики үмидсизлик вә әндишиләрни дәл юқириқи бир қатар мәсилиләр кәлтүрүп чиқарғаниди.

Уйғурлар: өзини оңшаш вә күрәшни давамлаштуруш

Дуняниң аччиқ реаллиқи уйғурларни өз тәқдири үстидә қайтидин қарап чиқишқа мәҗбур қилмақта. Техиму көп уйғурлар ташқий дуняниң ярдәм вә диққәтлириниң уйғурлар мәсилисини һәл қилишқа йетәрлик әмәсликини чүшәнмәктә. Гәрчә җапа-мушәққәтләр вә хейим-хәтәрләр уйғурлардин һеч айрилмиған болсиму, лекин уйғурлар йәнила җамаәтлишиш, тәшкиллиниш, иттипақлишиш арқилиқ муһаҗирәттә өзини сақлап қелишқа тиришмақта. Гәрчә дуняниң рәһимсизлики билән хитайниң қаттиқ бастурушлири уйғурларға түрлүк хәтәр вә бесимлар елип келиватқан болсиму, һәтта уйғурларниң алдидики йоллар түрлүк-түмән қийинчилиқларға толған болсиму, әмма уйғурлар пәқәт өзини тез вақитта оңшап, қийинчилиқни кәйнигә ташлиялиғандила, андин үмидварлиқни сақлап, һаят қелиш имканиға еришәләйдиғанлиқини чоңқур һес қилмақта.

Хуласә қилғанда, уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ, бесим вә инсанпәрвәрлик киризисини пәқәт хитай биләнла мунасивәтлик болмастин, бәлки пүткүл инсанийәтниң рәһимсизликигә бағланған бир мәсилидур. Хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисидики қош өлчими, дәл хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқни бүгүнгичә давамлаштуралишидики әң муһим амилдур. Хитайниң тайландтин қайтурулған 40 нәпәр уйғур һәққидики инкасиму бу тәрипини дәлилләп турупту. Һалбуки, уйғурлар мана мушундақ зулмәткә толған бир дуняда, тиришип-тирмишип һаятлиқ йолини издимәктә. Мәйли кәлгүсидә қандақ бир тәқдир уйғурларни күтүп турған болсун, уларниң әркинлик вә һөрлүк арзулири, ғурур вә адаләткә болған интилишлири бу җапалиқ йолда һаман давамлишиду. Уйғурлар өз арзулиридин һәргизму ваз кәчмәйду. Чүнки уйғурлар дуняда адаләтниң муқәррәр һалда зулум вә рәһимсизликләр үстидин ғәлибә қилидиғанлиқиға, қараңғу зулмәттин кейин гүзәл таңниң уйғурларға һаман бир күни қучақ ачидиғанлиқиға шәксиз ишиниду!

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.