Тәтқиқатчилар уйғур дияридики “террорлуқ” қа қандақ қарайду?
2016.05.06

Йеқинда “меркатор хитай тәтқиқат мәркизи” 2010-йилидин 2015-йилиға қәдәр хитай вә уйғур диярида йүз бәргән “террорлуқ” вәқәлири һәққидики анализ доклатини елан қилди.
Баш штаби германийәниң берлин шәһиридики “Меркатор хитай тәтқиқат мәркизи” тәтқиқатчилиридин моритз рудолф, җоһаннәс буков вә марк җулийәннә қатарлиқ тәтқиқатчилар 2010-йилидин 2015-йилиға қәдәр болған 5 йил ичидә хитай вә уйғур диярида йүз бәргән “террорлуқ” вәқәлири һәққидә елип барған тәтқиқатлириниң нәтиҗисини анализ доклати сүпитидә мәркато тор сәһиписидә елан қилди.
Мәзкур анализ доклати 3 бөләккә бөлүнгән болуп, 1-бөлики “хитайдики террорлуқ: әмәлийәт вә мәсилә” дегән темида, 2-бөлики “хитай һакимийитиниң террорлуққа қарши күриши” дегән темида, 3-бөлики “хитайниң террорлуққа қарши туруштики хәлқаралиқ теришчанлиқи” дегән темилар асасида һазирланған.
Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, меркатор тәтқиқат мәркизиниң бу доклатиниң уйғур җәмийитиниң реаллиқиға уйғун көплигән мәсилиләрни йорутуп бәргәнликини тилға алди.
Бу доклатниң муқәддимисидә мунулар баян қилиниду: “бейҗиң, күнмиң, үрүмчи: бу үч чоң шәһәр 2013-йили билән 2014-йили арилиқида көлими зор вә кәскин болған террор һуҗумиға нишан болди. Қисқиғинә 8 ай ичидә тирикбомба һуҗуми, аптомобил бомба һуҗуми вә пичақлиқ һуҗумлар нәтиҗисидә аз дегәндә 72 адәм һаятидин айрилди, 356 адәм яриланди. Бу вәқәләр гәрчә хәлқара ахбарат васитилиригә ашкара болсиму, әмма хитайниң ғәрбидики терроризм вәзийитиниң зади қандақ һаләттә давам қиливатқанлиқи һазирчә намәлум.”
Доклат муқәддимисидә йәнә шулар тилға елиниду: “бу террорчи һәрикәтләрниң арқа көрүнүши вә сиясий қатлимини чүшиниш үчүн, муһим болғини, террорчиларниң җуғрапийилик тарқилиш әһвали вә чегра һалқиған тәһдит даирисини билиш лазим. Алдинқи бир қанчә йилларда хитай һөкүмитиниң террорға қарши туруш сиясити өзини қоғдаштәк пассип кризис һалитидин террорлуққа қаттиқ зәрбә бериштәк актип һәрикәт һалитигә көчти. Террорлуқ хитайниң иқтисадий тәрәққият истратегийәсигә биваситә тәсир көрситидиған болғач, болупму барғансери ешип бериватқан чегра сиртидики мәқсәтлирини нәзәргә елиш нуқтисидин хитай һөкүмити һазир террор мәсилисигә әң актип нәзәрдә қаримақта. Бу сәвәблик, бейҗиң һөкүмитиниң террорлуққа қарши күрәшниң көлимини кеңәйтип, көп тәрәплимилик хәлқара һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш еһтимали бар.”
Мәзкур доклатта, хитайниң асиядики 22 дөләт билән террорға қарши һәмкарлиқ орнатқанлиқи, болупму оттура асия әллири вә пакистан, афғанистан, һиндонезийә қатарлиқ әлләрниң хитай билән актип һәмкарлишип, уйғур милитантлирини хитайға қайтуруп бериватқанлиқи тилға елинған.
Меркатор хитай тәтқиқат мәркизиниң бу доклатиниң баш қисмиға уйғур дияри вә хитайда “террорлуқ” вәқәлири йүз бәргән орунларниң хәритиси киргүзүлгән болуп, 10 қетимдин артуқ, 50 қетимдин артуқ вә 100 қетимдин артуқ вәқә йүз бәргән һәмдә давамлиқ йүз бериш еһтимали болған җайлар алаһидә бәлгиләр билән көрситилгән.
Хәритидә террор һуҗуми сәвәблик 2010-йили 7 адәм өлүп, 14 адәмниң яриланғанлиқи, 2011-йили 19 адәм өлүп, 32 адәм яриланғанлиқи, 2012-йили 27 адәм өлүп, 38 адәм яриланғанлиқи, 2013-йили 108 адәм өлүп, 54 адәм яриланғанлиқи, 2014-йили болса 307 адәм өлүп, 410 адәм яриланғанлиқи, 2015-йили 10 адәм өлүп, 15 адәмниң яриланғанлиқи көрситилгән.
Хәритидә йәнә, қәшқәр, үрүмчи, йүннән, бейҗиң қатарлиқ җайлар террор вәқәлири көп йүз бәргән вә йүз бериш еһтимали болған районлар қилип көрситилгән. Уйғур дияриниң хотәндин қумулғичә болған җайлиридики нурғун шәһәр, наһийиләр вәқә йүз бәргән вә йүз бериш еһтимали болған районлар шәклидә гәвдиләндүрүлгән.
Мәзкур анализ доклатиниң 1-бөлики болған “хитайдики террорлуқ: әмәлийәт вә мәсилә” дегән қисмида, хитайдики террор мәнбәсиниң уйғур атлиқ аз санлиқ милләтләр районини нуқта қилғанлиқи, бу йәрдә мусулман уйғурлардин сирт таҗик, моңғул, қазақ, қирғиз, хитай қатарлиқ көплигән милләт яшайдиғанлиқи, хитайниң бу район һәққидики учурларни қаттиқ қамал қилидиғанлиқи, һайделбербер университетиниң 2014-йили уйғур диярини “чәклик даиридики уруш райони” қатариға киргүзгәнлики баян қилиниду.
Бу 1-бөләктә йәнә, уйғур дияриниң 18-әсирдә хитайлар тәрипидин истила қилинған, уйғур-хитай милләтлири арисида тоқунуш көп йүз беридиған бир район икәнлики, өз әрки, миллий кимлики үчүн баш көтүргән һәрқандақ уйғурниң диний радикал яки бөлгүнчи вә яки террорчи атилип җазалинидиғанлиқиға даир мисаллар оттуриға қоюлиду.
Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәндиму бу пикирни қуввәтләп, уйғур дияридики миллий тоқунушларға хитайниң зулум сиясити сәвәбчи болуватқанлиқини тәкитлиди.
Доклатта йәнә, уйғурларниң диний ибадәтлириниң чәклинидиғанлиқи, сақал қоюш, ромал артиштәк әқәллий миллий адәтлириниңму бастурушқа учраватқанлиқи, бу хил еғир миллий зулумниң уйғурларни радикаллаштуриватқанлиқиниму әскәртилгән болуп, германийәдики уйғур сиясий актиплиридин әсқәрҗан әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини шәрһләп өтти.
Меркаторр хитай тәтқиқат мәркизиниң 3 қисимлиқ бу доклатиға хитайниң уйғур дияриға қарита йүргүзүватқан миллий сияситигә даир көплигән мәлуматлар киргүзүлгән болуп, 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин буянқи миллий тоқунушларму пакитлири билән баян қилинған.