Уйғур вәтини пәләстингә охшимайду
2014.08.12
28-Июл йәкәндики бастурушлар чәтәллик сиясий анализчиларниң түрлүк мулаһизә вә қарашлириға сәвәб болупла қалмастин, чәтәлдә яшаватқан уйғурлар вә хитайлардиму пәрқлиқ инкасларни пәйда қилди. Йәкәндики 28-июл қирғинчилиқи тоғрисида әлвәттә, хитайда әркин муназиригә һеч орун болмисиму, чәтәл ахбарат қаналлирида хитайларниң бу хусуста әркин пикир баян қилишиға тосалғу йоқ. Бәзи ғәрб ахбарат васитилиридә қарашлирини оттуриға қоюватқан хитай зиялийлириниң әсәбий идийиси билән хитай һакимийитиниң мәвқәси пүтүнләй бирдәк болмақта.
Фирансийә авазиниң муназирә мунбиридә 6-авғусттин буян 28-июл йәркән вәқәси һәққидә муназирә қанат йейиватиду. “шинҗаңниң нөвәттики вәзийитини қандақ шәрһиләш керәк” дегән тема астида давам қиливатқан бу муназиригә пикир қатнаштуруватқан хитайларниң мутләқ көп қисми уйғурларниң нәслини қурутуп ташлаш тәшәббусида болмақта. Бәзи хитайлар “уйғурларни исраилийә пәләстинликләрни қирғандәк қирип ташлаш керәк” десә, бәзилири “америкилиқлар тарихта индианларни қирғандәк қирип түгитиветиш керәк” дейишмәктә. Йәнә бәзилири “ваң җинниң йолини тутуш керәк, ваң җин өз вақтида уйғурларни шәпқәтсиз қирип ташлаш арқилиқ районда муқимлиқ бәрпа қилғаниди” дейишмәктә.
Бу хил тәшәббустики хитайлар, хитай һакимийитиниң уйғур вәтинидә йолға қоюватқан ассимилятсийә һәм қаттиқ бастуруш сияситини тамамән қоллаш тәрәпдарлири болуп, уларниң пикричә, шинҗаң җуңгониң земини, бу земиндики хитай пуқралириниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн уйғурларға давамлиқ қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзүш керәк. Йәкән вәқәсигә охшаш вәқәләрдә зиянкәшликкә учриған хитайларниң қисасини елиш үчүн, уйғурлар үстидин дәһшәтлик қирғин елип бериш керәк.
Уйғурларниң оғисини қайнитидиған бу хил көз қарашларға рәддийә бериватқан уйғур зиялийлири болса, бу хитайларниң хитай компартийиси тәрипидин меңиси ююветилгән маңқуртлар икәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғур-хитай оттурисида қәстән пәйда қиливатқан миллий өчмәнлик сияситигә қурбан болуватқанлиқини, уйғур вәтининиң уйғурларға мәнсуплуқи вә бу вәтәнниң хитайлар тәрипидин таҗавуз билән бесивелинғанлиқини, уйғурларни қирип түгитиветиш мумкин әмәсликини тәкитләп, язмилирида шундақ баянларға орун бәргән:
-Хитай коммунистлириниң вәтинимизни таҗавуз билән бесивалғанлиқи бир һәқиқәт. Бизниң игилик һоқуқимизни, миллий маарип һоқуқимизни тартивалғанлиқи бизниң тинимсиз күрәш қилишимизға сәвәб болуватқан негизлик амил. Күришини тохтатмиған милләт йоқалмайду. Бир милләт урушта әмәс, бәлки сүкүт ичидә йоқилиду.
Бирақ, чәтәлдики уйғур зиялийлири 28-июл йәкән вәқәсидә қәтлиамға учриғанларниң сани 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидә қирғин қилинған уйғурларниң санидин көп болсиму, ғәрб ахбарат васитилиридә бу вәқәниң 5-июл үрүмчи вәқәсидәк кәң тәшвиқ қилинмиғанлиқини һәмдә дегәндәк зор тәсир қозғиялмиғанлиқини тилға елишмақта. Д у қ тәшвиқат-нәшрият мәркизиниң мудири пәрһат муһәммиди әпәнди йәкәндики қирғинчилиқ билән пәләстиндики қирғинчилиқни селиштуруп, йәкән вәқәсиниң техиму кәң тонулмаслиқиға хитайниң ахбаратни йүксәк дәриҗидә қамал қилиши сәвәб болғанлиқини илгири сүрди. Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди, пәләстин билән шәрқий түркистанниң пәрқи үстидә тохтилип, пәләстинниң мусулманлар дунясида күчлүк арқа тирәккә игә икәнликини, уйғур қаршилиқ һәрикәтлири үчүн болуватқан ярдәмләрниң болса интайин чәкликликини, һәтта йоқ дейәрлик болуватқанлиқини тилға алди. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң рәиси абдуҗелил қарақаш әпәнди болса, хитайниң қанлиқ бастуруш билән уйғур миллий һәрикитини йоқитишқа урунуватқанлиқини, әмма бу хам хиялиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини, йеқин кәлгүсидә йүз беридиған зор қаршилиқларни һечким тәсәввур қилалмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Әмма, йәкән вәқәси тоғрисидики мәлуматлар ғәрб ахбарат қаналлирида давамлиқ тилға елинмақта. Америка, германийә, фирансийә, әнглийә қатарлиқ әлләрниң асаслиқ ахбарат васитилиридә йәкән вәқәси һәмдә уйғур илида йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи, диний бесимлар, инсаний һоқуқ чәклимилириниң һәддидин ешиватқанлиқиға аит учурлар үзүлмәй елан қилинип турмақта.