Японийә журнили: хитай дөлити уйғурларни һарақ вә тапанча билән қорқутуватиду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.09.01
yaponiye-zhornal.jpg Японийәдики “һәптилик хәвәрләр” журнилида елан қилинған “хитай дөлити уйғурларни һарақ вә тапанча билән қорқутуватиду” намлиқ сиясий анализ мақалисидин сүрәткә елинған.
RFA/Qutluq

Японийә шизука университетиниң профессори оно акира японийәдики нопузлуқ журналлардин бири болған, “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң 1-сентәбирдики санида “хитай дөлити уйғурларни һарақ вә тапанча билән қорқутуватиду” намлиқ сиясий анализ мақалисини елан қилип, кәң оқурмәнләрниң күчлүк диққитини қозғиди.

Мәзкур мақалә, хитайниң уйғур мусулманлириниң роза ейида роза тутушини чәклишидин ибарәт бу хилдики диний бастуруш сияситигә қарши түркийәниң һәр қайси җайлирида көтүрүлгән хитайға қарши намайишлардин башланған. Аптор түркийәдә өткүзүлгән хитайға наразилиқ билдүрүш намайишлирида һәммидин бәкрәк дуняниң вә шундақла японларниң диққитини тартқини, истанбулдики хитай консулханиси алдида елип берилған намайишта хитайға болған ғәзәп-нәприти толуп ташқан амма хитай байриқини көйдүрүш билән биргә консулхана ичигә бастуруп кирмәкчи болғанлиқи икәнлики һәққидә тохталған. У мақалисидә, намайишчиларниң корейәлик саяһәтчини хитайға охшитип униңға һуҗум қилмақчи болғанлиқиниму алаһидә тилға алған.

Мақалидә, түркийәдики хитайға қарши намайишлар таза әвҗигә көтүрүлүватқан бир пәйттә, ойлимиған йәрдин тайланд һөкүмитиниң хәлқара җәмийәтниң бесимиға қаримай, хитай зулумидин қечип тайландқа келип панаһланған йүз нәччә нәпәр уйғурни бейҗиңға қайтуруп бәргәнлики, түркләрниң вә шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң ғәзипини қозғивәткәнликини, шуниң билән тәң һәр қайси әлләрдә тайланд һөкүмитигә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайишлириниң башланғанлиқини билдүргән.

Профессор оно мақалисидә, немә үчүн түркийә хәлқи хитайға қарши наразилиқ намайишлирини елип бариду? дегән соални оттуриға қоюп, мәзкур соалларға өзи бирму-бир җаваб берип, бу һәқтә әтраплиқ мулаһизә йүргүзиду.

Хитайниң рамзан ейидики уйғурларниң диний етиқадини дәпсәндә қилиш сиясити һәққидә тохталған аптор, хотәндә йүз бәргән бир вәқәни мисал қилип көрситип өткән. Униңда:“шәрқий түркистанниң җәнубидики хотәндә ислами турмуш өрп-адәтлири ичидә яшаватқан уйғурларниң роза тутуши омумйүзлүк чәклинип, даириләр рамзан ейида пүткүл хизмәтчиләрни бирдәк чүшлүк тамақ йейишкә вә шундақла һарақ вә пива ичишкә мәҗбурлиған. Хилаплиқ қилғучиларни хизмитидин бошитип җазалиған” дейилгән.

Аптор мақалисидә:“шәрқий түркистандики уйғурлар тинчлиқ билән намайиш өткүзсә, улар террорчи вә миллий бөлгүнчи дәп қарилип, хитай сақчилири тәрипидин етип ташлиниду. Шәрқий түркистан тупрақлирида хитайларниң уйғурларни етип өлтүрүши адәттики бир ишқа айлинип қалған” дәйду.

У мақалисидә, хитай өлкилиридә хитай пуқралири һөкүмәткә қарши һәр қандақ һәрикәт елип барсиму, сақчиларниң уларға қаритип оқ чиқиришиниң әсла мумкин әмәсликини,хитайниң ичидә йүз бериватқан топилаң вә қаршилиқ һәрикәтлири уйғур елидикидин нәччә һәссә көп болсиму, бирақ хитай һөкүмити буни йошуруп уларға башқичә сиясәт қоллиниватқанлиқини илгири сүрүп: “сиз, хитай таратқулирида һөкүмәткә қаршилиқ билдүргән вә яки намайиш қилған хитайларниң етиветилгәнлики һәққидики хәвәрни көрдиңизму вә яки аңлидиңизму?” дәйду.

Профессор оно мақалисидә, йеқинда өлтүрүлгән уйғурлар һәққидә тохтилип, буниңда июл ейида шеняң шәһиридә сақчилар тәрипидин етиветилгән үч нәпәр уйғурни мисал қилип,3-айдин һазирғичә җәмий 25 уйғурниң сақчилар тәрипидин етиветилгәнликини, мәркизи шяңгаңдики хитай демократик кишилик һоқуқ мәркизиниң доклатиға асасланғанда болса, бу йил 1-айниң оттурилиридин 2-айниң оттурилириғичә бир ай ичидә җәмий 46 уйғурниң өлтүрүлгәнликини баян қилған.

У йәнә, хитайниң изчил һалда түрлүк иқтисадни гүлләндүрүш ялған шоарлири билән уйғурларни алдап ичкири өлкиләрдин түркүмләп көчмәнләрни уйғур елиға йөткәватқанлиқини баян қилип: “бейҗиң илгири ғәрбни ечиш сияситини йолға қоюп уйғурларниң иқтисадини гүлләндүрүш арқилиқ уларни бейитмақчи болди. Компартийә уйғурларниң өзигә болған қаршилиқ һәрикәтлирини иқтисадий пәрқтин келип чиққан дәп қарап, уларни бейитиш арқилиқ өзлиригә майил қилмақчи болди. Әмәлийәттә ғәрбни ечиш сияситидә хитай көчмәнлирини йөткиди вә уларни бай қилди. Уйғур ели хитай көчмәнлири тәрипидин талан-тараҗ қилинип, уйғурлар техиму кәмбәғәллишип кәтти. Улар һәтта йәрлиридин, бағлиридин, яйлақлиридин айрилди. Әмдиликтә болса ши җинпиңниң ‛бир бәлвағ, бир йол‚ сияситидә уйғурлар җенидин айриливатиду” дәйду.

Аптор мақалисидә, хитайда уйғурдәк азсанлиқ милләтләр дәһшәтлик езилип, һәр-хил бастурушларға учраватқан болсиму, явропа әллири, японийәдәк дөләтләр бу мәсилиләргә һеч немә демәй сүкүт қилип туруватқанлиқини, бирақ түркийә бу дөләтләрдин көп пәрқлиқ болуп, улар уйғурлардәк өз қериндашлириниң хитай һакимийити тәрипидин аяқ асти қилинишиға йол қоймай, буни түркийә дөлитиниң ташқи сияситидики муһим мәсилиләрдин бири көрүп, уйғур мәсилиси һәққидә хитай билән сөһбәтләшкәнликини оттуриға қойған вә түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң бу һәқтә елан қилған баянатлирини көрсәткән.

Японийәлик профессор оно мақалисини:“түркийә дөлити вә түрк хәлқи өз қериндашлири болған уйғурларниң азаблириға чидимай, уларға саһиб чиқти” дәп ахирлаштуриду.

Ахирида зияритимизни қобул қилған мустәқил тәтқиқатчи һюма мәзкур мақалә һәққидә тохтилип мундақ деди: “мақалидә илгири сүрүлгән идийә асаслиқи уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң дәпсәндә қилиниши әһвали болсиму, бирақ мақалини оқуған һәр бир киши уйғурлар билән түркләрниң қериндашлиқидин ибарәт бу бир пүтүн тарихни толуқ чүшинип йетәләйду вә бу нуқтидин уйғур мәсилисиниң саһиби түркийә икәнликини биләләйду дәп ойлаймән.”

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.