Хитай һөкүмити 70 йилда уйғур елидә бәхт-саадәт яратқанлиқини тәшвиқ қилмақта, әмма хәлқара немә дәйду?

Мухбиримиз ирадә
2019.10.02
xitay-herbiy-kocha-charlash-uyghur-qiz.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң кочида чарлап йүргән көрүнүши. 2017-Йили 23-март, қәшқәр.
REUTERS

Хитай һөкүмити бу йил хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини зор тәнтәнә билән қутлуқлаватқан бир пәйттә, барлиқ һөкүмәт ахбарат васитилирини ишқа селип туруп хитай компартийәси һакимийити астида уйғур елидики барлиқ милләтләрниң зор бәхт-саадәтләргә еришкәнликини кәң тәшвиқ қилди. Бу һәқтики тәшвиқат хәвәрлири хитайниң “йәршари вақти гезити”, шинхуа тори вә тәңритағ тори қатарлиқ һөкүмәт ахбаратлирида инглизчә, уйғурчә вә хитай тиллирида тарқитилмақта.

Бу хәвәрләрдә төвәндикидәк ибариләр орун алған: “шинҗаң уйғур аптоном райони йеңи җуңго қурулған 70 йилдин буян, партийә мәркизий комитетиниң сәмимий ғәмхорлуқида, вәтән чоң аилисиниң иллиқ қойнида, шинҗаң баштин-ахир хәлқниң бәхт-саадитини ашурушни тәрәққиятниң түп мәқсити қилип, хәлқ турмушини капаләтләндүрүш вә яхшилашта чиң турди. . . Аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт йеңи дәврдики партийәниң шинҗаңни идарә қилиш тәдбирини омумйүзлүк изчиллаштурди, һәр милләт амминиң еришиш туйғуси, бәхт туйғуси, бихәтәрлик туйғуси күндин-күнгә ашти”

Бүгүн йәнә, хитайниң “йәр шари вақти” гезити инглиз тилида “70 йилда хитайниң шинҗаң райони һаяти күч вә муқимлиққа толған бир келәчәккә қучақ ачти” темисида мақалә елан қилип, 70 йиллиқ хитай һакимийити астида районниң муқимлиққа еришкәнлики вә йеқинқи 3 йилдин буян бир қетимму террорлуқ вәқәси йүз бәрмигәнликини ипадә қилди.

Һалбуки, хитайниң юқиридики тәшвиқатлири уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан органлар вә көзәткүчиләрниң күчлүк тәнқидигә учриди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон бүгүн бу һәқтә радийомизға билдүргән инкасида юқиридики йәршари вақти гезити илгири сүргәнләрниң өзини қаттиқ әҗәпләндүрүватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мениң йәр шари вақти гезитидин сорап баққум келиватиду. Улар һазир лагерларда зораванларчә тутуп турулуватқан аз дегәндә бир милйон кишидин уларниң қандақ бәхтлик икәнликини сорап беқиптиму? райондики 12 милйон уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң күндилик һаяти дәриҗидин ташқири контрол астиға елинған, халиғанчә ибадәт қилиши, әркин саяһәт қилиши қаттиқ чәкләнгән, уларниң пүтүн һәрикити күн бойи назарәт астиға елинғанни аз дәп йәнә хитай һөкүмәт кадирлири өйлиригә мәҗбурий көчүрүлгән. Улар йәнә бәхитликмикән. Мән мушундақ шараит астидики кишиләрни йәнә қандақ болуп бәхтлик дегили болидиғанлиқини пәқәтла чүшинәлмидим”.

Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғур елидики сиясәтлирини қанчилик көккә көтүрүшидин қәтийнәзәр, униң әмәлийәттә райондики уйғур қатарлиқ мусулман милләтләргә зор балайиапәтләрни елип кәлгәнлики, болупму 2017-йилидин буян уйғур елидә зор көләмлик йиғивелиш лагерлирини қуруп, 2 милйон әтрапида йәрлик хәлқни лагерға қамаш вә районда юқири техникилиқ назарәт системиси вә ген учурлирини йиғиш қатарлиқ васитиләр арқилиқ сақчи дөлити системиси қурғанлиқи техи йеқинда ню-йоркта чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғини мәзгилидики муһим муназирә темилириниң бири болди. 23-Сентәбир омумий йиғин чақирилған биринчи күни америка һөкүмити “дини әркинликни һимайә қилиш” темисида бир йиғин чақирип, уйғурларниң дини әркинлик мәсилисини оттуриға қойди.

Йиғинда җәвһәр илһам дадиси илһам тохти вә лагерларға қамалған уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бәрди. Арқидин, 24-сентәбир күни америкиниң ташқи ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши вә шундақла канада, германийә, голландийә вә әнглийәниң қошумчә саһибханилиқ қилиши билән “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” темисида бир муһакимә йиғини ечилип, уйғурлар дучар болуватқан зулумлар пакитлири билән американиң юқири дәриҗилик әмәлдарлири тәрипидин оттуриға қоюлди. Америка муавин ташқи ишлар министири җон солливен йиғинда муһим сөз қилип, хитай һөкүмитиниң һазир бир милйондин ошуқ уйғур вә башқа мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларни өз миллий мәдәнийити вә динидин мәһрум қиливатқанлиқи вә у йәрдики тутқунларға инсан қелипидин чиққан қопал муамилә вә искәнҗә селиватқанлиқи һәққидә муһим испатлар барлиқини билдүрди. У йәнә хитай һөкүмити “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш орни” дәватқан орунларда әмәлийәттә нурғун докторлар вә профессорларға охшаш аллиқачан кәсип әһли кишиләрниң йиғивелинғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлирини террорлуқ билән алақиси болмиған системилиқ бесим сиясити, дәп көрсәтти.

Софи ричардсон ханимму бүгүнки сөзидә, хитайға охшаш мустәқил ахбарат болмиған бир дөләттә бир кишиниң бәхтлик икәнликини илгири сүрүшниң толиму әхмиқанилик икәнликини билдүрди. У мундақ деди: “юқири дәриҗилик бесим билән башқурулидиған вә мустәқил ахбаратчилиқ болмиған бир дөләттә қандақ болуп бир кишиниң яки топлулуқниң бәхтликликини илгири сүргили болиду. Бу дөләттә мустәқил пикир йүргүзгән кишиму җазалинидиған турса. Мәсилән, илһам тохти буниң типик мисали. У өзиниң пикир қилиш һоқуқини ишләткәнлики вә дөләтниң сиясәтлиригә болған пикрини тинчлиқ билән ипадә қилғанлиқи үчүн өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Ундақта илһам тохти бәхтликму, униң америкида туруватқан вә аилиси билән алақиси үзүлгән қизи җәвһәр бәхтликму? мана бу толиму рошән селиштурма.”

24-Сентәбир күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оттуриға қоюлған кәлгән йәнә бир муһим тема болса уйғур мәһбусларниң ички органлириниң қанунсиз ишлитилиш мәсилиси болди. Әнглийәдики “хитай коллегийәси” намлиқ бир мустәқил хәлқ сот мәһкимисиниң адвокати һамид саби 24‏-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 42‏-нөвәтлик йиғинида гуваһлиқ берип, хитайниң уйғур вә фалунгуңчиларниң ички әзалирини мәҗбурий елип көчүрүватқанлиқи вә сетиватқанлиқи, б д т ға әза дөләтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблиниш мумкинчилики болған җинайәткә қарши җиддий тәдбир елиш “мәҗбурийити” ниң барлиқини агаһландуруп зор ғулғула қозғиди. Бу вәқәму хәлқарадики ахбаратларда күчлүк диққәт тартти.

Йеқинда йәнә, 600 нәпәргә йеқин уйғур тутқунниң хитай сақчилириниң қаттиқ назарити астида корла вогзалидин мәхсус пойиз билән хитай өлкилиригә елип меңилғанлиқиға аит көрүнүшләр ашкарилинип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики лагерлириниң улар дәватқандәк “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” орни әмәслики йәнә бир қетим испатланди. “вашингтон почтиси” гезити бу һәқтә мәхсус баш мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң диний бастурушни кеңийиватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бу бастурушлириға һөкүмәтләрниң сүкүт қилмаслиқи керәкликини билдүргән.

Доктор софи ричардсон ханимму сөзидә хитай һөкүмити райондики йиғивелиш лагерлирини бикар қилмиғучә, әркин ахбаратчилиқни, әркин сайламни йолға қоюп, хәлқниң өз тәқдирини өзи бәлгилишигә йол қоймиғучә дуняни сахта тәшвиқатлириға ишәндүрәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Америкадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин әркинлик сарийиму бүгүн хитай хәлқ җумһурийитиниң 70 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида, хитай реҗиминиң 70 йиллиқида бир милйондин ошуқ уйғурниң тутуп туруш лагерлириға соланғанлиқини, хитайдики дини гуруппиларниң, өктичи зиялийларниң зәрбигә учрап, иҗтимаий җәмийәтниң қаттиқ зәрбигә учриғанлиқини тәкитлиди вә хитай һөкүмити қурулған 1949-йилидин буян он милйонларчә кишиниң бу реҗимниң қурбани болғанлиқини билдүрди. Улар йәнә баянатида, нурмуһәммәд тохти, илһам тохти вә ташполат тейип қатарлиқларни хитайдики өлүмгә һөкүм қилинған вә яки өлтүрүлгән виҗдан мәһбуслири қатарида көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.