Уйғур көзәткүчиләр, ши җинпиңниң “йәрликкә нәп йәткүзүш” тәлимати үстидә пикир баян қилди
2016.10.10

Сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди ши җинпиңниң әбәдий әминлик чақириқи һәққидә мухбиримиз билән өткән һәптә өткүзгән сөһбити давамида, ши җинпиңниң йәрликкә мәнпәәт йәткүзүш вә тәрәққияттин ортақ бәһримән болуш тәлимати һәққидиму алаһидә тохталди.
У, бу тәлиматта хитай даирилириниң уйғур районидики милләтләр ара тәңсиз вәзийәтни етирап қилиш позитсийәси мәвҗутлуқини, әмма бу вәзийәтни өзгәртиштин ибарәт нийәт вә ғайисиниң йоқлуқини оттуриға қойди.
Көзәткүчи учқунҗан әпәнди, бу тәлиматниң пәқәт хәлқара көзәткүчиләрниң тәнқидигә җавабән һәм еғиз тувақлаш мәқситидә тәкитләнгәнликини илгири сүрди.
Сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, хитайниң мәзкур тәлиматиниң, бир нуқтидин йәрлик хәлқләрни алдаш яки еғизини тувақлаш үчүн оттуриға қоюлғанлиқини баян қилса, сиясий көзәткүчи учқунҗан әпәнди, бу темида елхәт арқилиқ бәргән җавабида, хитайниң бу тәлимат арқилиқ мустәқил тәтқиқатчилар вә хәлқара көзәткүчиләрниң тәнқидлиригә җаваб қайтуруватқанлиқини яки уларни алдашқа һәрикәт қиливатқанлиқини тәкитлиди.
Униң баян қилишичә, илгирики йилларға нисбәтән уйғур районидики иқтисадий тәрәққиятниң чоңлуқи сир әмәс; әмма бу тәрәққияттин земинниң игилири болған уйғурларниң бәһримән болалмиғанлиқи, әксичә бу тәрәққиятниң қурбани болғанлиқиму хитай тәрәп үчүн йошуруш мумкин болмиған бир реаллиқ. Хитайниң сода-санаәт ишлириниң еһтияҗи сәвәблик, уйғур райониниң ташқи дуняға барғансери ечилиши, буниң үстигә районда һакимийәткә болған қаршилиқ һәрикәтлириниң тохтавсиз йүз бериши хитай даирилирини райондики тәңсизликни юқириқидәк шәкилдә етирап қилишқа мәҗбурлиған.