Җяң земинниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики қара қоли
2022.12.01

(Уйғур ирқий қирғинчилиқиниң әң муһим җавабкарлиридин бири болған хитай компартийәсиниң сабиқ баш секритари җяң земинниң өлүми мунасивити билән)
Уйғур хәлқи 1949-йилидин буян хитай мустәмликиси астида тил билән тәсвирләп түгәткүсиз еғир азаб-оқубәтләрни баштин кәчүргән болсиму, әмма бүгүнгичә бу азаб-оқубәтләрниң көп қисми тарихқа айлинип, бу зулумларниң җавабкарлири җинайи мәсулийәт билән әйиблиништин йирақ қалдурулди. Дуня пәқәтла йеқинқи бир қанчә йилда хитай йошуруп қелишқа амал қилалмай ашкариланған җаза лагерлири вә уйғур ирқий қирғинчилиқи сәвәблик уйғурларға диққәт қилишқа башлиди. Шундақла бу қирғинчилиқниң ғәрб қиммәт қарашлирини вәйран қилиштәк қудрәткә игә шәкилдә дуняға тәһдит пәйда қиливатқанлиқи, уйғурларниң тәқдирини ғәрб қиммәт қарашлири билән бағлап, уйғур мәсилисини хәлқара күнтәртипкә елип чиқти. Дәрвәқә, һәр ким өз мәнпәәтигә мунасивәтлик болған ишларға қизиқиду, өз мәнпәәтигә зиянлиқ болған ишларға қаршилиқ билдүриду, инсанлар өз мәнпәәтигә биваситә мунасивәтлик болғинини һес қилғандила, андин башқиларниң ишлириға өз ишидәк муамилә қилалайду. Мана бу инсан тәбиитиниң ортақ маһийитидур.
Бүгүн, йәни 2022-йил 11-айниң 30-күни, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң әң муһим пиланлиғучиси вә иҗрачилиридин бири, шундақла әң чоң җавабкарлиридин бири болған хитай компартийәсиниң 3-әвлад рәһбири, сабиқ баш секритари вә хитай дөләт рәиси җяң земинниң 96 йешида бейҗиңда өлгәнлик хәвири дуняға җакарланди. Җяң земинниң өлүми тәбиий һалда нурғун кишиләрниң диққитини у хитайда һоқуқ йүргүзгән 90-йилларға қайтурди.
Өткән әсирниң 90-йиллири хитайниң уйғур сияситидә җиддий өзгириш болған, бастуруш күчәйгән, уйғурлар пүткүл милләт гәвдиси билән қабаһәтлик қисмәтләр қойниға мәҗбурий сөрәп кирилгән паҗиәлик йиллар иди.
1989-Йилидики “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” қанлиқ бастурулғандин кейин, шаңхәй шәһәрлик парткомниң секритари болуп вәзипә өтәватқан җяң земин, дең шявпиңниң биваситә көрситиши билән хитай компартийәсиниң 3-ә қилип бекитилгән иди. Җяң земин хитайда һоқуқ тутқан мәзгилдики уйғурларниң вәзийитигә нәзәр салидиған болсақ, “барин инқилаби”, “5-феврал ғулҗа қәтлиами” қатарлиқ қанлиқ паҗиәләр көз алдимизға келиду. Бу қәтлиамлар вә инқилаблар, җяң земиндин аввалқи дең шявпиң дәвридиму, мав зедоң дәвридиму охшашла йүз бәргән. Әмма хитайниң 1978-йилидики 11-нөвәтлик 3-омумий йиғинида ислаһат елип баридиғанлиқини җакарлиғандин кейин йүз бәргән уйғур қаршилиқ һәрикәтлири, бүгүнки уйғур ирқий қирғинчилиқи билән чәмбәрчас бағланған дәп қарашқа болиду.
Җяң земинниң уйғур сиясити һәққидә еғиз ечиштин аввал, хитай компартийәсиниң иккинчи әвлад рәһбири дең шавпиң вә униң уйғурларни идарә қилиш сияситини тилға елишқа тоғра келиду. Чүнки мәсилиниң беши дәл дең шявпиң дәвридики биңтуәнниң әслигә кәлтүрүлүши вә уйғурларниң аталмиш ислаһаттин вастилиқ һалда йирақ қалдурулуши билән мунасивәтлик болғанлиқидур. 1985-Йили 12-дикабир үрүмчидә йүз бәргән уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң зор көләмлик наразилиқ һәрикити дәл дең шавпиң дәвридики уйғурларға қилинған бу адаләтсизликләргә берилгән әң күчлүк инкас һесаблиниду. Чүнки шу қетимлиқ оқуғучилар һәрикитидә уйғур яшлири биңтуәнниң әслигә кәлтүрүлүшигә қарши турған, шундақла “демократийә, әркинлик, баравәрлик” шуарини көтүрүп чиққан иди. 1985-Йилидики уйғур оқуғучилар һәрикити 1989-йилидики “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” дин дәл төт-бәш йил аввалла хитайни “сиясий түзүлмә ислаһати” қилишқа вә ғәрб әллиридәк демократийәлишишкә қистиған иди. Гәрчә бу һәрикәт “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” дәк хәлқаралиқ тәсир көрситиш имканиға еришәлмигән болсиму, әмма хитай һакимийитини қаттиқ қорқутқан иди. Бу һәрикәт бастурулуп узун өтмәйла, йәни 1988-йили 15-июнда шинҗаң университетиниң оқуғучилири физика факултетиниң һаҗәтхана ишикигә уйғурларни қаттиқ һақарәтлигән хитайчә хәтләр сәвәблик наразилиқ намайиши өткүзүп, үрүмчи кочилирини ләрзигә кәлтүргән иди. Бу қетимму уйғур оқуғучилар йәнила “демократийә, баравәрлик вә әркинлик” шуарини товлиған, уйғур елидики хитай көчмәнлирини өз юртлириға қайтуруп кетишини тәләп қилған, уйғур аптоном районини уйғур хәлқниң өзи идарә қилишини истигән иди. Әмма бу һәрикәтму хитай һакимийити тәрипидин қаттиқ бастурулди. Йоқуриқи икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикитидин кейин, хитайниң 3-әвлад рәһбири болуп вәзипигә олтурған җяң земин “бөлгүнчиликкә қарши туруш” вә “муқимлиқни сақлаш” ни уйғур аптоном районини идарә қилишниң әң муһим хизмәт низами қилди. Җяң земин вәзипигә олтуруп бир йил болмайла, йәни 1990-йили 4-айда “барин инқилаби” йүз бәрди, бу өткән әсирниң 90-йиллири партлиған уйғурларниң хитай һөкүмранлкиқиға қарши зор көләмлик қораллиқ инқилаби иди. “барин инқилаби” ниң партлишиға сәвәб болған асаслиқ амилларниң бири, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қаттиққоллуқ билән йүргүзиватқан пиланлиқ туғут сиясити иди. Чүнки бу сиясәт сәвәблик уйғур деһқанлири түрлүк зиянкәшликләргә учраш билән биргә, хитай өлкилиридин уйғур елигә тохтимай еқип чиқиватқан хитай көчмәнлириниң байлиқ мәнбәлирини талан-тараҗ қилиши, уйғурларниң яшаш имканийәтлирини барғансери тарайтивәткән иди. Әмма “барин инқилаби” ни тутқа қилған җяң земин, уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқлириниң характерини “бөлгүнчилик”, “диний әсәбийлик” кә бағлап, икки қетимлиқ уйғур оқуғучилири һәрикитини аста-аста кишиләрниң диққитидин йирақлаштурди. Чүнки демократийә, әркинлик вә баравәрлик шуарини көтүргән уйғурларни “бөлгүнчилик”, “әсәбийлик” билән әйибләп бастурушниң бәдили бәлки хитай компартийәсиниң қануний асасини тәвритип қоюшқа елип баратти.
1996-Йили җяң земин башчилиқидики хитай компартийәси мәркизий комитети “7-номурлуқ һөҗҗәт” ни елан қилип, уйғурларни хитай дөлити ичидики “хәлқ дүшмини” гә айландурушниң тунҗи қәдимини алди. Җяң земин үчүн “7-номурлуқ һөҗҗәт” ниң сәвәбсиз чиқирилмиғанлиқини испатлаш, уйғурларниң һәқиқәтәнму хитайниң “хәлқ дүшмини” икәнликини дуняға қобул қилдуруш, һакимийәтниң кейинки муқимлиқи вә хитай компартийәсигә қарши башқа күчләрниң баш көтүрүшиниң алдини елиштики әң муһим қәдәм иди. “7-номурлуқ һөҗҗәт” тә зөрүр болған дипломатийә чарилиридин имканийәтниң баричә пайдилинип, аталмиш “ташқи дүшмән күчләр” дәп қариливатқан уйғур сиясий паалийәтчилирини һәмдә чегра сиртидики уйғур миллий һәрикитини парчилаш вә чәкләш лазимлиқи оттуриға қоюлған.
1996-Йилиниң башлирида хитай компартийәси чиқарған “7-номурлуқ һөҗҗәт” елан қилинип бир йил болғанда, , йәни 1997-йили февралда уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә йәнә бир қетимлиқ уйғур қаршилиқ һәрикити йүз бәрди. Бу һәрикәт хитай һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулуп, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” намида тарих бетигә қалдурулди. Һалбуки, бу қирғинчилиқ җяң земин рәһбәрликидики хитай һакимийити тәрипидин “чәт әл күчлири” гә четилип, ақивәттә 2002-йилидики уйғурларни “хәлқара терорлуқ” тизимликигә киргүзүшкә йол ачти.
Хитай һөкүмити, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини “хәлқара терорлуқниң бир қисми” қилип көрситишкә башлиғандин тартип, таки лагерлар мәсилиси хәлқараға ашкариланған 2017-йилларға қәдәр, уйғур мәсилиси хәлқараға “хитайниң ички иши”, “хитайниң земин пүтүнлүкини парчилашқа урунған бир учум ‛шәрқий түркистанчи‚ларниң бөлгүнчилик һәрикити” дәп тәшвиқ қилинди. Техиму ечинарлиқ йери шуки, һәтта бир қисим дөләтләр вә хәлқаралиқ органларму хитай тәминлигән тәшвиқатларға асаслинип, буни шундақ чүшәнди вә қобул қилди. Шу сәвәбтин, уйғурлар өз вәтинидә қандақ зулумларға учриған болмисун, инсанлиқ һәқлири қанчилик дәпсәндә қилинмисун, хели узунғичә хәлқар җәмийәтниң көңүл бөлүшигә вә диққитигә муйәссәр болалмиди. Бу мәзгилләрдә уйғурлар дунядин үмидсизләнгән, дуняму уйғурдәк бирмилләтни есидин чиқирип қойғаниди.
Қисқиси, җяң земин дәври, дең шявпиң 1980-йилларда башлиған аталмиш “ислаһат” вә “ишикни ечиветиш” билән башланған, хитай һакимийитиниң “икки йүз йиллиқ пилани” ни әмәлгә ашурушта уйғур ирқий қирғинчилиқини хәлқарадин йошуруп қелишниң чоңқур асасини турғузған бир дәвр һесаблиниду. Бу ноқтидин ейтқанда, җяң земин худдий хитай компартййәсиниң биринчи әвлад рәһбири мав зедоң, иккинчи әвлад рәһбири дең шявпиң вә бүгүнки мустәбит ши җинпиңға охшашла уйғур ирқий қирғинчилиқиниң баш пиланлиғучилири, буйруқ бәргүчилири вә баш җавабкарлиридур.
Мана бүгүн хәлқара җәмийәт, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң хитай һакимийити йиллардин бери давраң селип кәлгән қандақтур бир учум “бөлгүнчи” ләрниң “шәрқий түркистан қуруш” үчүн хитай дөлитидә тәшкиллигән “терорлуқ һәрикити” мәсилиси болмастин, бәлки “уйғур аптоном райони” дегән нам берилгән, аптоном һоқуқи хитай асасий қануниға киргүзүлгән бир земинниң игиси болған уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқ мәсилиси икәнликини ениқ тонуп йәтти. Уйғур мәсилисиниң бүгүн хәлқаралиқ күнтәртипкә келишидики әң муһим сәвәбму дәл шу йәрдидур. Чүнки “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” вә башқа хәлқара қанун-низамлар ноқтисидин алғанда, “кишилик һоқуқ, игилик һоқуқидин үстүн” дур. Шуңиму уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш мәсилиси хитайниң ичкий иши болмастин, бәлки хәлқараниң ортақ ишидур. Мәйли җяң земин яки дең шявпиң вә яки тарихта уйғурларға қирғинчилиқ йүргүзгән һәрқандақ бир мустәбит болушидин қәтийнәзәр, уларниң өлүми һәргизму мәсулийәттин қечип қутулғанлиқ һесабланмайду. Улар уйғур ирқий қирғинчилиқи үстидики җинайи җавабкарлиқтин мәңгү қечип қутулалмайду!
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.