Хитайниң йеңи ерасидики уйғур қирғинчилиқи...“шинҗаңниң нөл йили” намлиқ китабни оқуғандин кейин
2022.12.06
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида нурғунлиған җаза лагерлирини ечип, уйғурларни асас қилған йәрлик түркий хәлқләрни тутқун қилиши вә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүши, уйғур мәсилисиниң дуня миқясида тонулушини, шундақла хәлқара таратқуларниң диққәт нуқтисиға айлинишини тезләтти. 2016-Йилниң ахирилиридин башлап кәң көләмдә кеңәйгән җаза лагерлириниң маһийитидин қариғанда, лагерлар мәсилиси милйонлиған кишиләрниң лагерларға қамилиши биләнла чәклинип қалмиған. Хитай һөкүмитиниң уйғур районида кәң-көләмдә қурған җаза лагерлири уйғурларға вә башқа йәрлик милләтләргә қарита җисманий җәһәттин ирқий қирғинчилиқ елип беришиға асанлиқ туғдурупла қалмастин, бәлки йәнә уларниң диний вә мәдәнийәт кимликини вәйран қилиш, мәдәнийәт мираслирини йоқитиш, әвлат қалдуруш иқтидаридин мәһрум қилиш, ата-ана вә балиларни айриветиш қатарлиқ мәдәнийәт вә писхикилиқ җәһәтләрдики қирғинчилиқларниму тезләштургән. Шуңа дуня әһлигә хитайниң уйғур районида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң маһийитини ечип бериш интайин һалқилиқ бир мәсилидур.
Илгири хитайниң ирқий қирғинчилиқи һәққидә елип берилған бир қисим илмий тәтқиқатлар вә елан қилинған китаблар хитай баянатчилирини қаттиқ сәкрәткән иди. Шундақтиму уйғур вәзийитигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан тәтқиқатчилар өзлириниң илгири уйғур районида елип барған тәкшүрүшлири, зиярәтлири вә чәт әлләргә қечип чиққан лагер шаһитлири билән өткүзгән сөһбәтлиридики пакитларни асас қилип туруп, пайдилиниш қиммити юқири, мәнбәлири ишәнчлик болған илмий әсәрләрни рояпқа чиқармақта.
Бу хил тәтқиқатларниң өрники сүпитидә 2022-йилниң бешида австралийә дөләтлик университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған дәррен байлер қатарлиқ үч тәтқиқатчиниң тәһрирликидә түзүлгән “шинҗаңниң нөл йили” намлиқ китабни алаһидә көрситип өтүшкә болиду.
Мәзкур китабта уйғур районида йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқни сиясий система көзникидин әмәс, бәлки конкрет мәсилиләр нуқтисидин көзитилгән; бу земинда һөкүм сүрүватқан вәһимә вә зулум ечип берилгән, шундақла хитайниң кишиләргә ашкариланмиған һәқиқий йүзини көрүши керәклики хитаб қилинған. Худди герман пәйласопи фредрих нетчиниң “уларниң ейтқанлири бизгә қаритилмиған тәқдирдиму, бизниң өгинип беқишимизға әрзийду” дегинидәк, уйғур мәсилиси пүтүн дуня җамаитиниң һесдашлиқини қозғиши, һәтта хитайниң мустәбит сияситигә қарши дунявий һәрикәткә айлинишиға пилтә болуп қелиши мумкин.
Китабни нәшргә тәйярлиғучилардин бири болған саймон фиразер университетиниң профессори даррен байлирниң мәзкур китабқа язған “кириш сөзи” гә қариғанда, бу китаб илгири уйғур дияридики зулумни әкс әттүргән башқа әсәрләргә қариғанда мәзмун җәһәттин пәрқлиқ икән. Китабниң баш темиси хитайниң ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик қануний муназириләргә мәркәзләшмигән, бәлки хитайниң сиясий идеологийә системисиниң мәнтиқиси вә тәсирини анализ қилиш арқилиқ, ирқий қирғинчилиқниң қурбани болған уйғур хәлқиниң ичидики бир қисим кишиләрниң һаят һекайилири асасиға қурулған. Китабта уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумларни баян қилиштин башқа йәнә тибәт вә қазақ хәлқи учраватқан бир қисим сиясий вә иҗтимаий хорлуқлар һәққидики муһакимиләргиму орун берилгән.
Бу китаб дуня миқясида җәмийәтшунаслиқ, инсаншунаслиқ вә тарихшунаслиқ саһәсидә нопузлуқ тәтқиқатлар билән шуғулланған 17 нәпәр тәтқиқатчиниң илмий мақалилиридин түзүлгән. Буларниң ичидә уйғурларға тонушлуқ тәтқиқатчилардин дәррен байлир, дейвид брофий, райин сам, тимосий гирус қатарлиқ тәтқиқатчиларниң мақалилириму бар.
Мәзкур китаб мәзмун җәһәттин 3 чоң қисимға бөлүнгән: биринчи қисимда бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң тарихий йилтизлири қезип чиқирилған. Кәң вә мурәккәп һадисиләргә четилған тарихий сәвәбләр һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән болуп, обейктип сәвәбләрдин башқа йәнә хитайларниң уйғур хәлқиниң мәнивийитигә қаритилған ассимилатсийә сияситиниң маһийити ечип берилгән; иккинчи қисимда хитай мустәмликичилириниң уйғурларни йәр-земиндин айриш арқилиқ уларниң диний-етиқади, мәдәнийәт кимликини қандақ вәйран қилғанлиқи, иқтисадий җәһәттин хитайниң сиясий оюнлириниң қурбани болуватқанлиқи баян қилинған; үчинчи қисимда хитайниң юқири техникилиқ назарәт системиси арқилиқ, уйғур диярини “сақчи дөлити” гә айландурғанлиқи ечип берилгән. Шуниң билән бир вақитта уйғур районида шәхсий учурларниң қамал қилиниш әһвали, хитайниң аталмиш йәршарилашқан тор хәвпсизлик системисиниң уйғур районида хәлқни контрол қилишниң бир васитиси сүпитидә қоллиниш методлири вә техникилири тәпсилий чүшәндүрүлгән.
Мәзкур китабқа киргәзүлгән мақалиләрдә, апторлар уйғур диярида йеқинқи йилларда йүз бериватқан вәқәләр үстидә чоңқур издәнгән. Ирқий кәмситиш, мутләқ һөкүмранлиқ, зулум вә йоқури техникилиқ көзитиш системиси қатарлиқ аламәтләрниң 21-әсирдә дуняда йеңи типтики мустәмликичилик вә ирқий қирғинчилиқниң қайта баш көтүрүшигә сәвәб болуватқанлиқини әтраплиқ мулаһизә қилған. Мәзкур китабта нөвәттә хитайниң районда уйғурларниң миллий, диний вә мәдәнийәт мәвҗутлуқини йоқитиш сияситини қандақ иҗра қиливатқанлиқи һәққидә оқурмәнләргә мәлумат бериш билән бирликтә, йәнә уларни бу һәқтә тәпәккур йүргүзүшкә чақириқ қилинған.
Китабниң нами символлуқ характергә игә болуп, удул тәрҗимә қилғанда “шинҗаңниң нөл йили” болиду. Мәлумки, өткән әсирниң 70-йилларида камбоджа коммонистик партийәсиниң камбоджада йүргүзгән қирғинчилиқи, 20-әсир дуня тарихидики әң дәһшәтлик қирғинчилиқлардин бири һесаблиниду. 1970-Йили коммунистик партийә камбоджада һоқуқни қолға алғандин кейин, “нөл йили” ниң башланғанлиқини җакарлап, пүтүн мәмликәттә коммунистик инқилап қозғаш муддиаси билән төт йил ичидә системилиқ ирқий қирғинчилиқни йүргүзүп, камбоджаниң тарихий әнәниси вә мәдәнийитини пүтүнләй вәйран қилиш гирдабиға әкилип қойған. Худди шуниңдәк, бу китабқа “шинҗаңниң нөл йили” дәп мавзу қоюлушиму хитай компартийәси һакимийитиниң уйғурларға қарита елип бериватқан тарихий характерлиқ ирқий қирғинчилиқиниң йеңи ерасини яритишиға символ қилинған.
Китабта җаза лагеридин башқа йәнә лагер сиртидики көзитиш тори, аталмиш “аммиға қолайлиқ” сақчи понкитлири вә йоқури техникилиқ йүз тонуш аппаратлирини өз ичигә алған бу контроллуқ системисиниң денамикилиқ хизмәт қилиш пиринсиплири, җәмийәтшунаслиқ вә инсаншунаслиқ кәспи нәзәрийәлиригә тәдбиқланған һалда мулаһизә қилинған. Китабтики сам тайнин (Sam Tynen) ниң мақалисидә, хитай даирилириниң уйғурларни юрт маканлиридин “көчүрүш” мәсилиси алаһидә мулаһизә қилинип, нөвәттә уларни өйлиридин көчүрүш яки өй-җайлиририни чеқиветиш вә тутқун қилиш қатарлиқ бир қисим “көзгә көрүнидиған” (visible) хәтәрләр билән бирликтә, йәнә кимлик картиси, тил, исим вә башқа ирқий пәрқләр, шундақла аталмиш “аз санлиқ милләт” яки “хитай болмиған милләт” болуштәк бир қисим амиллар түпәйлидин “көзгә көрүнмәйдиған” (invisible) тәһдитлик қисмәтләрниңму мәвҗутлуқи анализ қилинған. Китабта оқурмәнләргә техиму образлиқ вә җанлиқ бир картина яритип бериш мәқситидә, бир қисим метафора васитилириму қоллинилған. Бу арқилиқ китабниң оқушчанлиқи вә қиммити ашурулған. Мәсилән, дәррен байлерниң мәһәллиләр, аһалиләр олтурақ районлири вә коча-койларда тәсис қилинған йоқури техникилиқ көзитиш системисиниң маһийити мулаһизә қилинған мақалисидә, мәһәллиләрдики көзитиш понкитлири “үсти очуқ түрмә” гә охшитилған. Ундин башқа китабқа йәнә ишәнчлик мәнбәләрдин еришилгән фото сүрәт вә хәритиләрму қошумчә қилип берилгән.
Китабтики қоллинилған йәнә бир илмий метод шуки, көп сандики гуваһчилар вә зиярәт қилинғучилардин елинған биринчи қол мәнбәгә тайиништин ибарәт. Җаза лагерлири һәққидики пакитлар гүлбаһар җелилова қатарлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқини асас қилған һалда баян қилинған. Буниң билән, хитайниң “террорлуққа қарши һәрикәт” ни баһанә қилған уйғур дияридики йоқури техникилиқ бастуруш системиси вә җаза лагерлириниң әпти-бәшириси йәниму чоңқур ечип ташланған. Китабтики бир қисим санлиқ мәлуматлар кишини чөчүтидиған сан-сефирларни оттуриға чиқириду. Дәсләптә диний затларни қамаш билән башланған лагерлардики тутқунларниң, кейинчә уйғур районидики мусулманларниң 30 пирсәнтини игиләйдиған нисбәттә кеңәйгәнлики тилға елиниду.
Уйғур ирқий қирғинчилиқи тема қилинған “шинҗаңниң нөл йили” намлиқ бу мақалиләр топлими, хитайниң уйғурларға қаратқан мустәмликә сияситиниң һәр бир һалқиси үстидә инчикилик билән тохталған болуп, уйғурларниң һәтта өлгәндә қәбрисиз қелиштәк инсан тәсәввур қилғусиз ечинишлиқ күлпәтлириму аңлитилған. Бу китабтики әң йеңи пакитлиқ баянлар вә чоңқур анализлар, дуня җамаитини хитайниң йиллардин буян уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқиниң ич йүзини көривелишқа, шундақла тарихниң тоғра тәрипидә турушқа чақириқ қилишта муһим рол ойниғуси.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.