Уйғур дияри хитайдики ишсизлиқ вә иқтисадий чөкүшни һәл қилидиған “сеғин кала” ға айланмақта
2024.03.01
Хитайдики ишсизлиқниң ешиши вә иқтисадниң чекиниватқанлиқи нөвәттә дуня таратқулиридики қизиқ нуқтиға айланди. Көплигән хитай көзәткүчилири хитайда күндин күнгә еғирлаватқан “ишсизлиқ вә иқтисадий чекиниш” ниң сәвәби үстидә хилмухил қарашларни оттуриға ташлимақта. Бу қарашлардики әң чоң ортақлиқ, америка билән хитай арисидики мунасивәтниң йирақлишиватқанлиқидур.
Йеқинқи йиллардин буян дунявий карханиларниң асасән уйғур ирқий қирғинчилиқиға бағланған болуши, уйғурларниң нөвәттә хитайниң санаәт вә ишләпчиқириш механизминиң әң муһим һәрикәтләндүргүч күчигә айландурулғанлиқини аллибурун испатлап бәргәниди. Һалбуки, хитайдики чәт әл мәбләғлириниң чекинишиниң уйғурларниң нөвәттики әһвалини яхшилашқа бирәр пайдиси болғанлиқи һәққидә бирәр ениқ дәлил техи оттуриға чиққини йоқ. Әксичә, чәт әл карханилириниң хитайдин чекинип чиқиши, хитайниң деңиз яқиси районлирида ишсизлиқ вә иқтисадий чекинишни кәлтүрүп чиқириватқанлиқиға аит хәвәр яки анализлар хитай ичи вә хәлқарада кәң тарқалмақта.
Ундақта, хитайда расттинла иқтисадий вә ишсизлиқ киризиси йүз бериватамду яки бу аталмиш “киризислар” ниң кәйнидә бизгә намәлум болған башқа сәвәбләрму барму?
2016-Йилидин буян америка вә хитай арисида изчил давам қилип кәлгән “сода уруши” уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқидәк бир һәқиқәтниң хәлқараға ашкарилинишиға актип тәсир көрсәткәниди. Бу вәҗидин америка башчилиқидики ғәрб дунясида уйғур мәсилиси күндин күнгә диққәтни тартип, ақивәттә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бир қанчә ғәрб дөләтлириниң һөкүмәт вә парламентлирида етирапқа еришкәниди, шундақла америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири хитайға бир қисим җаза тәдбирлирини қолланғаниди. Америка билән хитай арисидики мунасивәтләрниң йириклишишигә әгишип оттуриға чиққан хитайниң ғәрб демократик түзүлмисигә риқабәт елан қилиши, чәт әл мәбләғлириниң хитайдин чекинип чиқишида бәлгилик муһим рол ойниди. Шуни тәкитләш керәкки, чәт әл мәбләғлириниң чекиниши, һәргизму хитайниң иқтисадий җәһәттә чекинишини кәлтүрүп чиқарғудәк дәриҗидә тез вә көп болған әмәс. Гәрчә бир қисим чәт әл карханилири аста-аста чекиниш йолини тутуватқан болсиму, лекин йәнә “тесла” ға охшаш карханилар хитайға техиму көп мәбләғ салмақта.
Дәрвәқә, бир қисим чәт әл карханилириниң чекиниши хитайниң деңиз яқиси районлирида ишсизлиқ вә иқтисадий чекинишни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи тәбиий. 29-Феврал хитайниң “партийә қурулуши” орган торида елан қилинған “Җуңгочә заманивилишиш қурулушини илгири сүрүшниң үнүмлүк йоли” намлиқ мақалидә юқириқи мәсилиниң башқа бир тәрипи намаян қилинған. Мәзкур мақалидә дейилишичә, хитайниң диң шявпиң дәвридә йолға қойған “ислаһат” вә “ишикни ечиветиш” сияситиниң әмәлийлишиши, әслидинла нопуси көп болған хитай районлириниң нопусини техиму көпәйтивәткән. Гәрчә әмгәк күчлириниң көпийиши мәзкур районларниң иқтисадий тәрәққиятиға зор қолайлиқларни елип кәлгән болсиму, лекин буниң “пассип тәрипи” му көрүлүшкә башлиған. Бу вәҗидин хитай бихәтәрлик нуқтисидин район характерлик нопус тәңшәшни пилан қилған. 1999-Йили хитайниң “ғәрбни кәң көләмдә ечиш истратегийәси” му дәл нопус тәңшәшни баш нишан қилған.
Аталмиш “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” тики ғәрб аталғуси, әмәлийәттә асаслиқи уйғур елини көрситидиғанлиқи һәммигә мәлум. Демәк, юқириқи мақалида ейтилғинидәк, хитайниң уйғур елида аталмиш “ғәрбни ечиш сиясити” ни йолға қоюши, уйғур елини хитайлаштурушни түп нишан қилған сиясәт дейишкә болиду.
“хәлқ тори” ниң 2020-йили сентәбирдики “хәлқ мунбири” сәһиписидә елан қилинған “йеңи дәврдики ғәрбни ечиш сияситиниң йеңи йөнилиши” намлиқ мақалә бизниң бу һәқтики қарашлиримизниң тоғра икәнликиниң дәлилидур. Бу мақалиниң омумий мәзмунидин қариғанда, хитай “ғәрбни ечиш сиясити” ни икки басқучлуқ елип барған болуп, биринчи басқуч 1999-2010-ғичә болуп, бу мәзгилдә уйғур елида яшаш муһитини яхшилаш, бихәтәрликни капаләткә игә қилиш, мәбләғ салғучиларни чақириш вә иқтисадни тәрәққий қилдуруш… вәһаказалар. Иккинчи басқуч 2010-2020-йилиғичә болуп, бу алдинқи он йилда қилғанларни техиму пухта асасқа игә қилип, бихәтәрлик вә иқтисадий тәрәққиятни техиму яхшилашни нишан қилған. Һалбуки, уйғурлар мана бу мәзгилдә “үч хил күч” қалпиқи кийдүрүлүштин башлап таки ирқий қирғинчилиқ қилинғучә болған қабаһәтлик йилларни баштин кәчүрди.
Хитай, сабиқ совет иттипақи парчиланғандин буян “дөләт хәвпсизлики” ни иқтисадий тәрәққиятниңму үстигә қоюп кәлгән. Йәни нопуси аз, земини кәң болған ғәрбий районларға хитай нопусини йөткәш болса, хитайниң дөләт хәвпсизликини капаләткә игә қилишниң асасий дәп қаралған. Демәк, аталмиш “ғәрбни ечиш сиясити” ниң баш нишани хитай нопусини уйғур елиға йөткәш болғаникән, хитай көчмәнлириниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш алдинқи шәрткә айлиниду. Чүнки һечқандақ бир йәрлик хәлқ, өз кимлики вә тупрақ һоқуқиға тәһдит шәкилләндүрүшни нишан қилған көчмәнләрни қарши алмайду. Уйғурларму әлвәттә шундақ!
Бу нуқтидин қариғинимизда, хитайниң 1999-йилидин 2020-йилиғичә уйғурлар үстидә елип барған бастурушлириниң сәвәблирини техиму ениқ чүшинәләймиз. Йәни хитай уйғурларни йоқитиш бәдилигә хитай пуқралириниң уйғур елиға “хатирҗәм” көчүп келип, хитайниң аталмиш дөләт хәвпсизликини капаләткә игә қилишни мәқсәт қилған. Ундақта, хитайниң уйғур елиға көчмән йөткәш үчүн уйғурларни йоқитиши, хитай көчмәнлириниң тез сүрәттә көчүшигә қолайлиқ туғдуруп бәрдиму?
Хитай һөкүмити өткән йигирмә нәччә йилда сиясий вә иқтисадий җәһәттә зор күч сәрп қилип, деңиз яқиси районлириниң санаәт-ишләпчиқириш линийәсини уйғур елиға йөткәп кәлгән, уйғур елиниң түрлүк шараитлирини яхшилиған вә хитай көчмәнлири үчүн наһайити яхши болған ярдәм сиясәтлирини йолға қойған болсиму, әмма көчмәнләрни зор көләмдә йөткәш йәнила көңүлдикидәк болмиған. Бу һәқтә хитайниң “җү юваң” торида 2023-йили майда елан қилинған “хитайдики алий мәктәп оқуғучилириниң хизмәт издәш йөнилиши һәққидә тәкшүрүш доклати” да мәлуматлар берилгән. Мәзкур доклатта дейилишичә, мәктәп пүттүргәндин кейин “хизмәт орни ешип-тешип туридиған ғәрбий районға беришни таллиғанлар аран 2 оқуғучи болған” . Бу хилдики тәкшүрүш 2022-йилиму елип берилған болуп, у доклаттиму хитай яшлириниң уйғур елиға келишни халисила, көңүлдикидәк хизмәткә еришәләйдиғанлиқи, буниң дөләтниң алий мәктәп оқуғучилириға чиқарған сиясити икәнлики тәкитләнгән.
Һәтта хитай компартийәси мәркизий комитетиниң “дөләтлик нопус тәрәққияти пилани (2016-2030) ” һәққидики уқтурушидиму, хитай пуқралирини “ғәрбни ечиш сиясити” гә аваз қошуп, уйғур елиға көпләп берип олтурақлишишқа риғбәтләндүрүш тәкитләнгән.
Юқириқи амиллардин шуни көрүвелишимиз мумкинки, хитайда аталмиш иқтисадий яки ишсизлиқ киризисиниң йүз бериватқанлиқи һәргизму тасадипийлиқ әмәс. Чүнки аталмиш “ғәрбни ечиш сиясити” йолға қоюлуп, хитайниң деңиз яқиси районлиридики санаәт вә ишләпчиқириш линийәсини уйғур елиға йөткәшниң өзила хитай өлкилиридә ишсизлиқни кәлтүрүп чиқиридиған әң чоң амил иди. Буни хитай һөкүмити йигирмә нәччә йил аввал билмәй қалармиди? әлвәттә, ундақ әмәс! зор миқдардики хитай нопусини уйғур елиға кәң көләмдә йөткәп келишниң бирдинбир йоли, хитай пуқралири арисида яшаш киризиси пәйда қилиштур. Дәрвәқә, бу киризис нөвәттә наһайити устилиқ билән пәйда қилинди!
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.