Америка ширкәтлири уйғурлар учраватқан зулумға қачанғичә сүкүт қилиду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.03.15
Хитай дөләтлик көргәзмә вә йиғин мәркизидә өткүзүлгән хитай хәлқара импорт көргәзмиси (CIIE) дә интел бәлгиси. 2018-Йили 6-ноябир, шаңхәй.
REUTERS

7-Март күни “күндилик хәвәр” торида елан қилинған бир мақалидә америка һөкүмити билән америка сода саһәсиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә тутқан икки хил позитсийәси тәһлил қилинған. Мақалидә тәкитләнгән нуқта шуки, америка һөкүмити хитайниң уйғурларға елип барған җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған болсиму америка сода саһәси бу ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң бир қисми болған қәбиһ зорванлиқ вә заманиви қуллуқ мәсилисигә техичә инкас билдүрмигән.

Бу мақалиниң апторлиридин бири, “күндилик хәвәр” ториниң мухбири илай байиндир (Eli Binder) зияритимизни қобул қилип, бу мақалидә оттуриға қоюлған теминиң арқа көрүнүши һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “өткән бир йилда америка ширкәтлири шинҗаңдики тәқип-назарәт системисида бәлгилик рол ойниди. Мәсилән, интел, нивидия ширкәтлири тәминлигән өзәк шинҗаңдики камераларға сәпләнди. Тәкшүргүчиләр йәнә даңлиқ америка маллириниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән четишлиқ икәнликини байқиди. Трамп һөкүмити билән байдин һөкүмити хитайниң шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини җакарлиғандин кейин, бу қарар толиму күчлүк бир әхлақий мәсулийәтни тәқәзза қилиду, униң йәнә қанун җәһәттә әһмийити бар. Мәнчә хитайниң хәлқара карханилириға диққәт қилидиғанларниң һәммиси билидуки, америка һөкүмити хитайниң җинайитини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп атиған болсиму, хитайниң мал тәминләш линийәсидин айрилишни халайдиған яки хитайда йүз бериватқан шу ишларға ашкарә қарши туридиған ширкәтләр наһайити аз. Алма, кока кола, найк ширкәтлириниң ‛уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ гә қарши туруватқанлиқи хәвәр қилинди, йәнә он нәччә ширкәтниң буниңға қетилғанлиқи мәлум. Һалбуки, америка ширкәтлириниң ирқий қирғинчилиққа қандақ инкас қайтуруватқанлиқи һәққидә йезилған бирәр мақалә көрмидим, шуниң билән биз хитайда тиҗарәт қиливатқан әң чоң америка ширкәтлири билән алақилишип уларниң көз қарашлирини соридуқ. Уларниң җаваби ‛сүкүт қилиш һәммидин әвзәл‚ дегәндин ибарәт болди”.

Америка һөкүмити хитайниң җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткәндин кейин, буни тосуш үчүн қандақ һәрикәтләрни қоллиниду? әгәр америка дөләт мәҗлиси “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни” ни мақуллап, иҗраатни башлиса, бу америка сода саһәсигә қандақ тәсир көрситиду? мана бу мәсилә нөвәттә америка ширкәтлири әң диққәт қиливатқан бир мәсилә болуп қалған.

Адвокат вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл әпәнди мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған мәсилигә изчил көңүл бөлүп келиватқан болуп, америка һөкүмити билән америка ширкәтлириниң заманиви қуллуқ мәсилисидә қайси нуқтида бирлишәләйдиғанлиқи һәққидә тохтилип: “америка һөкүмити америка ширкәтлиригә буйруқ берәлмәйду. Әмма америкаға охшаш капталистик дөләтләр бирлишип йетәкчи низам түзүп, қанунлуқ билән қанунсиз ишларни бекитип бәрсә, тиҗарәт дуняси пайда-мәнпәәтни әхлақниң үстигә қойивалмиса, истемалчиларму қуллуқ әмгикидин кәлгән мәһсулатни сетивалмиса, бу мәсилиниң һәл болушидин үмид күткили болиду,” деди.

Мақалидә көрситилишичә, америкадики 48 чоң ширкәттин 31 ширкәт уйғурлар учраватқан қирғинчилиққа инкас билдүрмигән, 11 ширкәт у һәқтә баһа беришни рәт қилған, алма, IBM қатарлиқ 5 ширкәт мал мәнбәсиниң уйғур районидин кәлмәйдиғанлиқини ейтқан, пәқәт Dell ширкитила мәҗбурий әмгәк мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән. Америка-хитай сода җәмийитиниң сабиқ рәиси буниң сәвәбини чүшәндүрүп “әгәр бу ширкәтләр хитайға қарши сөзләп қойса, хитайдики хизмәтчилирини палакәт басиду, хитайдики содисиму өлиду” дегән. Дуняниң 2-чоң иқтисадий гәвдисигә айланған хитай һазир ташқи содини өзиниң ташқи сияситигә бағливалған болуп, һөкүмәтни тәнқидләйдиған һәр қандақ чәт әл ширкити хитайда пут тирәп туралмайдиған һаләт шәкилләнгән.

Мақалидә ейтилишичә, көплигән ғәрб ширкәтлири хитайда завут қуруштин көрә хитай завутлирини һөддигә елишни әвзәл көргән, хам әшядин тартип мәһсулат ишләпчиқиришқичә һәммисини хитай завутлириға һавалә қилған. Шу сәвәбтин, бу ширкәтләр хитайда ишләпчиқирилған малниң нәдин кәлгәнлики, кимләрни ишлитип мәһсулат ишләпчиқарғанлиқи дегәнләрни билип кәтмәйдикән, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни из қоғлап тәкшүрмигичә ениқлап чиққили болмайдикән.

Йеқинқи хәвәрләрдә ашкариланғинидәк, ғәрб әллиридики ширкәтләр уйғур районидин чиқидиған пахта, пәмидур мәһсулатидин башқа йәнә шамал күчи билән һәрикәтлинидиған турбина, қуяш нури батарийәси, чач мәһсулатлири, биткойин метали қатарлиқларни сетивалған. Хитай уйғур районида мәҗбурий әмгәктин пайдилинпла қалмай, ичкири хитайдики завутлардиму уйғурларни ишләткән. Мақалидә мундақ соал қоюлиду: “көплигән ширкәтләр өзлириниң мал тәминләш һалқисиниң мәҗбурий әмгәк билән алақиси йоқлуқини ейтиду, әмма улар өзлириниң ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан бир дөләтниң иқтисадиға ярдәм бериватқанлиқини қандақ инкар қилалисун?”

Хәлқара җинайәт мутәхәсислириниң қаришичә, хитайдики тиҗаритини давам қиливатқан америка ширкәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” җинайитигә биваситә шерик болди дегили болмисиму, әмма “ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан бир дөләткә ярдәм бәргүчи, йәни хитайни қоллиғучи” дейишкә болидикән.

Мақалидә мунулар билдүрүлгән: “америка һөкүмити уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хитай ширкәтлирини чәкләп, пахта вә пәмидур мәһсулатлирини импорт қилишни чәклиди. “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни” ниң мақуллинишиға әгишип, йәнә нурғун чәклимиләр қоюлуши мумкин. Бу чағда америка ширкәтлириму шинҗаңдин келидиған көплигән мәһсулатларниң мәнбәсини тәкшүрүшкә мәҗбур болиду.”

Нури түркәл әпәндиниң мәзкур мақалидә билдүрүшичә, америка сода саһәси хитайни тоғра иш қилишқа мәҗбурлашта дипломатлардинму күчлүк тәсиргә игә икән. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “тиҗарәт дунясидики ғоллуқ инсанлар хитайниң иқтисадиға биваситә тәсир көрситәләйду, шуңа улар һазирқи вәзийәтни оңшашта һөкүмәткә маслишиши керәк. Әгәр бундақ қилмай, заманиви қуллуқни нормаллаштуруш үчүн хизмәт қилса, бу наһайити йиргинчлик бир иш болиду.”

Мәзкур мақалиниң апторлиридин бири, ню йоркта турушлуқ мухбир катрина норсроп (Katrina Northrop) нури түркәл әпәндиниң бу пикригә тамамән қошулидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “нури түркәл әпәнди тоғра дәйду, карханилар гәрчә биздә һоқуқ йоқ десиму, әмәлийәттә һоқуқи чоң. Әгәр карханилар хитайдин чекинип, һәтта йөткилип чиқалиса, хитай кишилик һоқуққа таҗавуз қилиштәк бундақ қорқунчлуқ қилмишини давамлаштуралмайду. Әмма карханилар ундақ қилмай, мумкинқәдәр сүкүт қилишни талливалди. Чүнки улар хитайниң өч елишидин вә хитайдики ғайәт зор истемал базиридин қуруқ қелиштин әнсирәйду. Хитай өзиниң қаидисигә бойсунмиған ширкәтләрни җазалайду, NBA (америка васкитболчилар бирләшмиси)дин буни көрдуқ. Бундақ әһвалниң йүз бәрмәслики үчүн, карханилар бирликтә һәрикәт қилиши керәк, әгәр карханилар бирлишип хитайниң қилмишиға қарши аваз чиқарса, ялғуз бирла ширкәт җазалинидиған иш болмайду. Уларниң һәммиси ортақ мәйданда туруп қаршилиқ билдүрсә, хитайға бу наһайити күчлүк сигнал болиду. Йәнә шуни дәп қоюш керәкки, дипломатлар ширкәтләргә уларниң тиҗарәт йоли билән бесим қилалайдиған һоқуққа игә, һөкүмәтниңму шундақ имканийәтлири бар, һөкүмәт йәнә дипломатийәдин пайдилиниду. Һәр икки тәрәп бирликтә һәрикәт қилса болиду һәм қилалайду, шундила униң үнүми зор болиду.”

Нури түркәл әпәнди йәнә уйғур истемалчиларниңму алди билән өзлири баш болуп, хитайдин мәнпәәтдар болуватқан, мәҗбурий әмгәккә четишлиқи болған ширкәтләрниң маллирини алмаслиқи керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.