Бүгүнки “биңтуән” ниң хәтәрлик сигналлири

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.04.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
uyghur-bingtuan-ishlepchiqirish-qurulush.jpg Уйғур елиға тарқалған хитайниң ишләпчиқириш-қурулуш девизийәлириниң орунлишиш хәритиси.
xjbt.gov.cn

Йеқинда америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши “биңтуән: хитайниң шәрқий түркистандики йерим һәрбий мустәмликичи күчи” сәрләвһилик доклатини елан қилип, “биңтуән 60 йилдин буян, уйғур елидики йәрлик хәлқниң барлиқ һәқ-һоқуқлириға еғир дәриҗидә таҗавуз қилип келиватқан мустәмликичи орган вә хитайниң қаттиқ қоллуқ билән бастурушида асаслиқ рол ойнаватқан һәрбий күч”, дәп көрсәтти шундақла уни тарқитиветишкә чақирди.

Мухбиримиз доклатни тәйярлиғучи, тәтқиқатчи грег фәй әпәнди вә башқа мунасивәтлик әрбаблар билән, хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийәси, йәни “биңтуән” ниң маһийити вә униң уйғур җәмийитигә бериватқан хәтәрлик сигналлири һәққидә сөһбәт елип барди.

“шинҗаңниң муқимлиқиға капаләтлик қилип, чеграни қоғдаш” хитай һөкүмитиниң “биңтуән” гә йүклигән вәзиписидур. “биңтуән”, йәни “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийәси” 1954-йили, хитай компартийәси уйғур диярини игиләп, 5 йилдин кейин, әйни вақиттики “хитай коммунистик партийәси шинҗаң өлкилик инқилаби комитети” ниң тунҗи секретари ваң җенниң тәшәббуси вә хитай мәркизи һөкүмитиниң тәстиқи билән қурулған бир һәрбий һәм мәмурий орган иди. “биңтуән” 1970‏-йилларда тарқитиветилгән болсиму, лекин 1981‏-йили қайта әслигә кәлтүрүлгән.

“биңтуән” ахбарат васитилиридики тәшвиқат материяллириға қариғанда, “биңтуән” ниң 1954-йилидики нопуси 175 миң болуп, һазирқи омумий нопуси икки милйон 700 миңдин ашти. Әмма мутәхәссисләр әмәлийәттә униң нопусиниң өзи көрсәткән юқириқи рәқәмдин көп болуши мумкинликини ейтишмақта.

Йеқинқи йиллардин буян хитай мәркизий һөкүмити “биңтуән” гә һәссиләп мәбләғ селип, униң характерини “шинҗаңниң муқимлиқи вә әбәдий әминликни сақлаштики һәл қилғуч таянч күч” дәп бекиткән иди. Әмма уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң 26-апрел елан қилған “биңтуән: хитайниң шәрқий түркистандики йерим һәрбий мустәмликичи күчи” сәрләвһилик доклатида, “биңтуәнниң тәшвиқат, шәһәрлишиш, түрмә, һәрбийлишиш, ишқа орунлишиштики кәмситиш вә йеза-қишлақ сиясити йәрлик хәлқниң макансиз қелиши, муһитниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқарған” дәп көрситилди. Доклатта йәнә, бир қанчә һалқилиқ тәклип оттуриға қоюлуп, “биңтуәнгә көчмәнләрни қобул қилишни тохтитиш вә уни тарқитиветиш, “биңтуәнниң қолидики йәр-земин вә йәр асти байлиқлирини шәрқий түркистан хәлқигә бөлүп бериш”, “биңтуәнни қоралсизландуруш” қатарлиқ тәләпләр оттуриға қоюлған.
Доклатта көрситилишичә, 60 йилдин буян, “шинҗаң ишләпчиқириш, қурулуш биңтуәни” ишләпчиқириш әтрити, хизмәт әтрити, күрәш әтритидин турақлаштурғучи вә үлгә көрситишкә қарап тәрәққий қилип, тәңритеғиниң җәнуб вә шималида 14 девизийә, 176 ишләпчиқириш мәйдани вә полки, 4 миң 400 дин артуқ ширкәт-карханиси бар, уйғур елида йәнә 7 шәһәрни башқуридиған вилайәт вә бу вилайәтләр қармиқидики 69 наһийә тәвәси ичигә җайлаштурулған ғайәт зор күчкә айланған.

Мәзкур доклатни тәйярлиғучи, америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси грег фәй әпәндиниң тонуштурушичә, гәрчә уйғур кишилик һоқуқ мәсилилиригә аит доклатларда “биңтуән” чоқум тилға елинидиған нуқтилиқ бир мәсилә болуп кәлгән болсиму, бу доклат, мәзкур органниң биңтуән һәққидә елан қилған тунҗи тәпсилий доклати һесаблиниду. Бу доклат һазирқидәк “биңтуән” уйғур аптоном районидики әң зор вә уйғур вә башқилар үчүн әң хәтәрлик күчкә айланған бир күндә, униң мәвҗут болуп туруши вә униң елип келиватқан тәһдит һәмдә хәтәрлирини тәпсилий тонуштуруш зөрүрийити билән оттуриға чиққан.

Грег әпәнди мундақ дәп көрсәтти: “доклатта көрситилгәндәк бүгүнки күндә, биңтуән ғайәт зор йерим иқтисади, йерим һәрбий гәвдә. Хитай һөкүмити 2009‏-йили ‛5‏-июл вәқәси‚ дин кейин ‛биңтуән‚ ниң орнини өстүрүп, униңға өлкә дәриҗилик мәмурий органлиқ салаһийити бәргән. Бүгүн ‛биңтуән‚ ниң нопуси, шәрқий түркистанниң омуми нопусиниң 11-12 пирсәнтини тәшкил қилиду, әмма, биңтуән тәрипидин биваситә контрол қиливелинған йәр көлими, пүтүн районниң омуми йәр көлиминиң йеримиға йеқинрақини тәшкил қилмақта. ‛биңтуән‚ нопус қурулмисиниң 86% тин көпрәкини хитай көчмәнлири игиләйду. ‛биңтуән‚ ниң мәқсити биринчи нөвәттә мустәмликичиликтур : шәрқий түркистандики йәрләрни өзләштүрүш, чеграни қоғдаш вә һакимийитини мустәһкәмләштур. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң доклатида ‛биңтуән‚ ниң 60 йиллиқ тарихи вә вәзипилири шундақла арқа көрүнүшлири һәққидә тәпсилий баян қилинған болуп, иқтисадий, территорийә, мәмурий, қануний вә һәрбий һоқуқларниң һәммисигә игә бу гәвдиниң, хитай компартийәсиниң уйғур елини узаққичә идарә қилиш вә хитайниң ғәрбий-шимал чегра бихәтәрликини капаләткә игә қилишни мәқсәт қилған йерим һәрбий, йерим мәмурий аппаратидур. Һазир у уйғур дияриниң екологийәлик муһитиға селиватқан тәһдитлиридин һалқип йәрлик хәлқниң мәмурий җәһәттики һәқ-һоқуқлири, иқтисади җәһәттики һәқ-һоқуқлириға селиватқан тәһдитлиридин һалқип йәрлик хәлқниң һаяти мәвҗутлуқиға тәһдит елип кәлмәктә”.

Мәлум болушичә, “биңтуән” ниң девизийә вә полклириниң көп қисми уйғур дияриниң шималиға орунлашқан болуп, җәнубтики ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ вилайәтләргиму бирдин девизийә җайлашқан иди. Хитайниң 2-қетимлиқ “шинҗаң хизмити сөһбәт йиғини” да хитай коммунистик партийәси мәркизий комитетиниң баш секретари, хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур дияридики биңтуән ислаһатини тезлитиш, чоңқурлаштуруш вә уни җәнубий уйғур диярида давамлиқ кеңәйтип, техиму күчәйтишни тәкитлишигә әгишип, биңтуәнниң 13-бәш йиллиқ пиланда җәнубий уйғур райониға кеңийишни өзиниң ядролуқ стратегийәси қилди.

Хитай һөкүмәт мәтбуатлири “биңтуән” ни җәнубий уйғур диярида техиму кеңәйтип қуруш пиланини “шинҗаң уйғур аптоном районидики муқимлиқ вәзийитини қоғдаш еһтияҗидин болди” дәп тәшвиқ қилип кәлмәктә.

Грег әпәнди бу һәқтә мундақ дәйду: “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши яки башқа уйғур тәшкилатлири болсун ‛биңтуән‚ ниң уйғурларниң аптоном һоқуқини йүргүзүш, уйғур районидики муқимлиқ, йәрлик хәлқниң бихәтәрлики вә иҗтимаий, иқтисади тәрәққиятиға җиддий тәһдит шәкилләндүрүп кәлгәнликини оттуриға қоюп кәлдуқ. Биңтуән, хитайниң уйғур елида йүз бериватқан һәр қандақ хәлқ исяни һәмдә миллий тоқунушларни қаттиқ қоллуқ билән бастурушида асаслиқ рол ойнап кәлмәктә. Униңдики түрмиләр асасән уйғурларни қамашқа ишлитилиду. 5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң башламчилиридин абдуһелил абдимиҗитниң биңтуән түрмисидә өлүп кетиши буниң бир мисали. ‛5-июл вәқәси‚дин кейин биңтуәнниң барлиқ әдлийә аппаратлири қайтидин хитайниң уйғурларни бастурушлириға маслаштурулуп кеңәйтилди. Нөвәттә уйғурларни қамаш вә бастуруш та биңтуән түрмилири йәрлик һөкүмәткә әң асаслиқ күч, һәтта мусулманларниң, христианларниң диний етиқад паалийәтлирини бастурушларғиму қатнашмақта. Нөвәттә биңтуәнниң җәнубқа қарап кеңийиватқанлиқи, униң уйғурлар зич олтурақлашқан бу районларда уйғурларни диний сиясий, иқтисадий һәр җәһәттин бастурушқа асаслиқ рол ойнайдиғанлиқидин дерәк бериду. Һазир җәнубта қурулуватқан йеңи шәһәрләр билән тәң, йеңи түрмиләр тәсис қилинмақта, түрмә системиси тәрәққий қилдурулуватқанлиқи мәлум. Илгири хитай җинайәтчиләр йөткилидиған, нопус йөткәшни мәқсәт қилған биңтуән түрмилири һазир уйғурлар билән тошмақта. Һазир уларниң мустәқил өз алдиға қанун, әдлийә системиси бар, бу, биңтуәнниң өз алдиға уйғурларни җазалиялайдиғанлиқини көрситиду.”

Грег әпәндиниң қаришичә, бүгүнки күндә “биңтуән илгирикидинму күчлүк вә хәтәрлик” тур. У мундақ дәйду: “нөвәттә хитай һөкүмитиниң биңтуәнни җәнубий уйғур дияриға йәниму кеңәйтиши, уйғурларниң мутләқ көп қисми җайлашқан бу районларға болған контроллуқни вә уйғурларниң иҗтимаий функсийәсини өзгәртип, уларни башқурушни асанлаштуруш, уларниң һәрикәтлирини бастуруш иқтидарини техиму ашурушни мәқсәт қилиду. Биңтуәнниң һазирқи вә кәлгүси истратегийәси болса, уйғурлардин мудапиә көрүш вә уларни даим бесим һәм тәһдит астида тутуп туруш. Шуңа хитайниң йәнә узун бир мәзгилгичә биңтуәнни тарқитиш хияли йоқ, әксичә уни йәниму тәрәққий қилдуруш вә кеңәйтишниң йолини издимәктә. Әмәлийәттә бир аптоном район ичидә бундақ бир мустәқил һакимийәтниң мәвҗут болуп турушиниң өзиму хитайниң асасий қанунлириға вә хәлқаралиқ қанунларға хилап.”
Нөвәттә “биңтуән” гә нишанлиқ ярдәм бериш вәзиписини үстигә алған бейҗиң, җеҗяң, хебей, хенән, гуаңдуң, җяңсу, хубей, сәнши, лявниң, хейлуңҗяң қатарлиқ 10 өлкә вә шәһәр, “шинҗаңға ярдәм бериш” намида биңтуәнниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүрүшкә капаләтлик қилмақта.

“тәңритағ тори” ниң 12-апрелдики хәвиридин, йеқинда тарим бостанлиқидики йеңидин бәрпа болған тумшуқ шәһиригә қарашлиқ 3-девизийә тәвәсидики уйғур деһқанларниң “намратлиқтин қутулдуруш” шоари астида қошна биңтуәнләрдики хитайлар арисиға көчүрүлүватқанлиқи мәлум болған иди.

Тумшуқ шәһириниң һазирқи нопуси160 миң әтрапида болуп, уйғурлар омумий нопусниң 70 пирсәнтини тәшкил қилидикән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң биңтуән һәққидики доклатини тәйярлашқа қатнашқан тәтқиқатчи һенри шаҗески әпәндиниң қаришичә: “хитай даирилири уйғур елиниң вәзийитигә маслаштуруп ‛биңтуән‚ ни җәнубқа кеңәйтиш арқилиқ уйғур елини идарә қилиш истратегийәсини толуқлаш вә мукәммәлләштүрүшниң асасини салмақта. Гәрчә биңтуәнни әмәлдин қалдуруш районниң муқимлиқиғила әмәс, дуня тинчлиқи үчүнму интайин муһим вә һалқилиқ мәсилә болсиму, бу мәсилигә қарита хәлқараниң диққити дегәндәк ағдурулмай кәлгән. Гәрчә хитайниң биңтуәнләрни әмәлдин қалдуруши һазирчә реаллиқтин йирақтәк көрүнсиму әмма хитайниң уйғур елиниң һәммә җайлирида йепиқ лагерларни қуруп уйғурларни халиғанчә җазалаватқан бу пәйттә, биңтуәнниң маһийити вә тәһдити һәққидә, бундақ бир тәпсилий доклатниң хәлқара җамаәтниң диққитигә сунулуши интайин зөрүр”.

Һенри әпәнди хитай ишләпчиқириш қурулуш армийәсиниң уйғурлар зич олтурақлашқан җәнуби районларға кеңийиш пиланиниң у җайларда хитай нопусини көпәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқи һәққидә мундақ дәйду: “биңтуәнниң шәрқий түркистанниң җәнубидики кеңийишигә қарайдиған болсақ, бу җайлардики шәһәр қурушқа охшаш аталмиш тәрәққият, пәқәтла йәниму көп хитай көчмәнлирини орунлаштурушқа қолай шараит һазирлашни мәқсәт қилиду. Әмәлийәттә йәрлик хәлққә мәнпәәт елип кәлмәйду. Әксичә уйғурлар бара-бара, йәр-земинлиридин, иқтисадий кирим мәнбәлиридин, яшаш муһитидин айрилип қалмақта”.

Тәтқиқатчи һенри шаҗескиниң қаришичә, “биңтуән” кәлгүсидә хитай үчүн техиму муһим орунда турмақта, чүнки у хитайниң уйғур диярида елип бериватқан “терроризмға қарши туруш” намидики бастуруш сиясәтлиридә асаслиқ рол ойнимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.