Уйғур елидики дөләт карханилириға аз санлиқ милләтләрни қобул қилиш һәққидики йеңи бәлгилимә муназирә қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2014.06.03
kocha-oltughan-uyghur-ishsiz.jpg Бикарчилиқта кочида олтурған уйғурлар. 2013-Йили 8-ноябир, қәшқәр.
AFP

2-Нөвәтлик шинҗаң хизмити йиғинида хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур елида мәңгүлүк әминликни қолға кәлтүрүшни қарар қилғандин кейин, арқа-арқидин бир қатар йеңи сиясәтләр елан қилинишқа башлиған иди. Буларниң бири, уйғур елидики дөләт органлириға қобул қилинидиған ишчи-хизмәтчиләрниң әң аз дегәндә 25 пирсәнти чоқум аз санлиқ милләтләрдин тәркиб тапқан болуш керәк, дегәндин ибарәт.

Даириләр йәнә, бундин кейин уйғур елиниң җәнубида йәрликләргә техиму көп иш пурсити яритидиғанлиқини елан қилған. Мәзкур хәвәр көзәткүчиләрдә охшимиған инкасларни қозғиди.

22-Май күни үрүмчидә “әтигәнлик базар һуҗуми” мәйданға кәлгәндин кейин хитай һөкүмити бир яқтин бир йилға созулған “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитини қозғап, террорлуқ билән қаттиқ күрәш қилишни оттуриға қойған болса, йәнә бир яқтин уйғур елидики хәлқниң киримини ашуруп, маарипни илгири сүрүшкә вә техиму көп иш пурсити яритишқа вәдә қилған.

Бейҗиңда чақирилған иккинчи нөвәтлик “шинҗаң хизмити йиғини” да ши җинпиң уйғур елида мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш, муқимлиқ яритиш һәққидә қаттиқ йолйоруқ бәргәндин кейин хитай һөкүмитиниң бу җәһәттә алмақчи болған тәдбирлири бир-бирләп елан қилинишқа башлиған иди. Алдинқи һәптә даириләр уйғур елида хәлқниң киримини ашуруш, һәр бир аилидә бирдин кишиниң ишқа орунлишишини капаләткә игә қилиш вә җәнубтики толуқ оттура мәктәпләрдә һәқсиз оқутушни йолға қоюшқа охшаш бир қатар тәдбирләрни елан қилған. Дүшәнбә күни улар йәнә, уйғур елида дөләт карханилирида ишқа орунлаштурулидиғанларниң милләт тәркиби вә игиләйдиған нисбити һәққидә йеңи уқтуруш чиқарған. Униңда уйғур елидики дөләт карханилириға қобул қилинидиғанларниң 70 пирсәнти чоқум йәрликләрдин болуш, буниң 25 пирсәнти болса чоқум хитай болмиған аз санлиқ милләтләрдин тәркиб тапқан болуш, дегән тәләп қоюлған.

Уйғур елиниң әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ идарисиниң муавин башлиқи ху лишән сөзидә, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн бундақ бир қарарниң елинип, мәхсус мәбләғ аҗритилғанлиқини, бу мәбләғниң әмгәк күчи зич керәклик карханиларға болупму тоқумичилиқ, кийим-кечәк саһәсигә қаритилидиғанлиқини билдүргән.

Уйғур елидики дөләт карханилирини башқуруш орниниң муавин башлиқи су гопиң сөзидә, дөләт карханилириға қобул қилинидиған ишчи-хизмәтчиләрниң 25 пирсәнти чоқум хитай болмиған аз санлиқ милләт болуш шәртигә асасән 3 йил ичидә аз санлиқ милләтләргә 30 миң хизмәт орни бәрпа қилишниң мөлчәрлиниватқанлиқини, даириләрниң йәнә уйғур елиниң җәнубида 292 иш пиланини йолға қоюп, 45 миң иш орни яритидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур хәвәр тивиттер торида елан қилинғандин кейин буниңға қарита охшимиған инкаслар мәйданға кәлди. Тордики инкасларниң бәзилиридә, бәзиләр бу қарарни қарши алған болса, йәнә бәзиләр буниңдин һәйранлиқ һес қилған. Бир пикир баян қилғучи “әмди болғанда аран 25 пирсәнт аз санлиқ милләт қобул қилимиз дегән болса, илгири қанчилик болғийтти?” дәп соал қойған. Уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейтоф әпәнди бүгүн бу һәқтә пикир баян қилип, бу қарар уйғур елида аптономийә қанунлириниң дәпсәндә қиливатқанлиқини испатлап беридиғанлиқини ейтти.

Хитай һөкүмити 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин ачқан тунҗи нөвәтлик шинҗаң хизмити йиғинидиму үрүмчи вәқәсиниң зорийип кетишидә ишсиз йүргән бикарчи яшларниң рол ойниғанлиқини илгири сүрүп, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилидиғанлиқини елан қилған. Буниң билән хитай өлкилириниң нурғун карханилирини уйғур елигә мәбләғ селишқа чақирған вә уйғур елини 19 өлкигә бөлүп бәргән иди. Әмма аридин 4 йил өткән болсиму, хитай һөкүмити уйғур елида көзлигән мәқсәткә йетәлмиди. Уйғур елида вәзийәт техиму кәскинләшти. Алим сейитоф әпәнди сөзидә уйғурларниң мәсилисиниң ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш биләнла аяғлишидиған аддий бир мәсилә әмәсликини, уйғурларниң зади қандақ хизмәтләргә орунлишиватқанлиқиниң диққәткә елиниши керәкликини әскәртти.

Дәрвәқә, уйғур районлуқ маарип назарити 2013-йили уйғур елида алий мәктәп пүттүргән яшларниң ишқа орунлишиш нисбитиниң 80 пирсәнткә йәткәнликини елан қилғанда, хитай даирилири тәрипидин қолға елинған мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти бу рәқәмләрниң ишәнчсизликини билдүргән иди. У әйни чағда бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә, уйғур яшлириниң хизмәткә орунлишиш нисбитиниң һелиһәм интайин төвәнликини, хизмәткә орунлашқанлириниңму җәмийәттики орни интайин төвән болған хизмәтләргә елинип, оқуған кәсиплирини ишлитиш пурситигә еришәлмәйватқанлиқини билдүргән иди. Илһам тохти узун өтмәйла “дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити билән қолға елинди. Алим сейитоф әпәнди бу һәқтики сөзидә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзгән хата сияситини етирап қилмай туруп, уйғурларға өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бәрмәй туруп әмди районда муқимлиқ яриталмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.