Майкел кларк: “бейҗиң, лагердики тутқунларниң уйғурларға хас алаһидиликлирини йоқитишини мәқсәт қилиду”
2018.05.31

Хитайниң уйғур районида кәң көләмлик “тәрбийәләш лагерлири” ни қуруп, бир милйондәк уйғурни бу лагерларға қамиши, униң бу лагерларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини орнитип, тутқунларниң ташқи дуня билән болған алақисини пүтүнләй үзүп ташлиши хәлқараниң диққитини қозғап, хитайниң мәқситигә соал қоюлуп кәлгән иди.
Йеқинда германийәлик тәтқиқатчиси адриан зензниң елан қилған һәққидики доклати хитайниң бу лагерларни қуруштики мәқситигә қарита техиму җиддий соалларниң қоюлушиға сәвәб болди. Йеқинда австралийәлик тәтқиқатчи майкел кларк лагерлар һәққидә мақалә елан қилип, хитайниң бу лагерларни қуруп, уйғурларни кәң көләмлик қамаштики мәқситини анализ қилған.
Майкел кларик 26-май күни австралийә ловий институтиниң торида елан қилинған мақалисидә илгири сүрүшичә, хитайниң бу лагерларни қурушттики мәқсити уйғурларниң тил, дин, мәдәнийәт җәһәтләрдики пәрқи вә хаслиқини йоқитиш, мәзкур районниң хитай билән бирпүтүнлишишигә тосалғу, дәп қаралған амилларни елип ташлашикән. У, “шинҗаңниң тәрбийә арқилиқ өзгәртиш лагерлири” сәрләвһилик мақалисидә бейҗиңниң мәқсити һәққидә тохтилип, “шинҗаңдики заманиви лагерлар бейҗиңниң мәқситиниң тутқунларниң тил, дин, мәдәнийәт дегәндәк җәһәтләрдики, мусулман түркий хәлқ-уйғурларға хас алаһидиликлирини йоқитип, ахирида уларни аталмиш нормал һаятқа қайтуруп келиш, бу арқилиқ мәзкур районниң пүтүнлишишигә тосалғу, дәп қаралған амилларни елип ташлаштәк қилиду” дейилгән.
Униң көрситишичә, бу лагерларниң қурулушидики мәқсити ши җинпиңниң 2014-йили уйғур районини зиярәт қилғанда дегән сөзи билән бирдәкликкә игә икән. Майкел кларк, ши җинпиң 2014-йили апрел уйғур районини зиярәт қилғанда мәзкур районидики барлиқ милләтләрниң өзини “җуңголуқ”, “җуңхуа миллити” дәп тонуши вә өзини “җуңхуа мәдәнийити” билән ипадилишини тәләп қилғанлиқини билдүргән.
Хитайниң бу лагерларни юқириқидәк мәқсәт билән қурғанлиқида мутәхәссисләр, кишилик һоқуқ вә уйғур тәшкилатлириниң пикир ихтилапи болмисиму, лекин бу лагерларни қандақ аталғу билән ипадиләш мәсилисидә бәзи пәрқләр мәвҗут.
Германийә “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң рәиси улрих делиус, бу лагерларни натсистларниң йиғивелиш лагери билән охшаш, дәп қарашқа қошулмисиму, әмма бу лагерларни инсанлиққа қарши бир җинайәт, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “әгәр сиз ирқий қирғинчилиқ, етник ирғинчилиқ яки инсанлиққа қарши җинайәт һәққидә тохталғанда буниңға ениқлима бериш даим мүшкүл болиду. Лекин, мән бу һадисини һеч болмиғанда инсанлиққа қарши туруш җинайити, дәп һесаблаймән. Шуңа, бизниң уларни қоғдаш мәсулийитимиз бар. Биз хәлқара җәмийәт билән зор һәмкарлиқ уюштуруп, шәрқий түркистанда җазалиниватқан бу хәлқләрни қоғдишимиз керәк. Бу наһайити мүшкүл болсиму, әмма биз чоқум һәрикәт қилишимиз керәк. Шәрқий түркистанға тинчлиқ сақлаш қисимлирини орунлаштуруш реаллиқтәк көрүнмисиму, лекин бу еһтималлиқни ойлап қоюшимзи керәк. Бу һеч болмиғанда бу мәсилигә қарита хәлқара җамаәтниң диққитини қозғайду”.
Америкидики хитай вәзийәт анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең әпәнди “тәрбийәләш лагерлири” ниң мәқсити мәсилисидә майкел кларк билән охшаш пикирдики хитай зиялийлириниң бири. У чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, хитайниң мәқситиниң уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилиш икәнликини билдүрди.
Ху пең мундақ дәйду: “хитай һөкүмити уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилип, уларниң миллий алаһидиликлирини, диний етиқади вә мәдәнийитини йоқатмақчи. Шуңа, у мәқсәтлик һәр хил тәдбирләрни қоллиниватиду. Мәсилән, у хитайлар билән уйғурларниң той қилишини тәшәббус қиливатиду. Униңдин башқа уйғурларниң һейт байрамлирида уларниң йемәк-ичмәк адәтлирини қәстән бурмилаватиду. Улар йемәйдиған тамақларни йейишкә, өткүзүшкә тегишлик болмиған паалийәтләрни өткүзүшкә мәҗбурлап, өткүзүшкә тегишлик паалийәтләрни чәкләватиду. Даириләр уйғурларниң дин, мәдәнийәт, өрп -адәтлирини қәстән тосуп, уларни хитайлишишқа мәҗбурлаватиду. Мана бу униң түп мәқсәтлириниң бири”.
Майкел кларк мақалисидә, уйғур районидики лагерлар сталинниң террорлуқ дәвридики совет гулаглирини вә натсистларниң йиғивелиш лагерлирини әслитидиғанлиқини әскәртип, совет гулаглириға сан чүшүрүп берилидиғанлиқи, натсист лагерлириниң ирқни асас қилидиғанлиқини билдүргән. Лекин, у йәнә бу хил тарихий селиштурмиларниң көп учрайдиғанлиқини, хитайниң уйғур районида немә үчүн кәң көләмлик бастуруш елип беридиғанлиқи вә қандақ мәқсәтни әмәлгә ашурмақчи болуватқанлиқини чүшиниш үчүн униң уйғур районидики сияситиниң тарихиға қараш керәкликини тәкитлигән.
Ху пең әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурларниң мәдәнийәт, тил, дин вә ирқий җәһәтләрдики пәрқини тәһдит дәп қарап, уларға қарши юқириқидәк бастурушларни елип бармақта икән.
У мундақ дәйду: “у хитайниң һазирқи чеграси ичидики өзиниң мәдәнийити, өрп-адити, тили бар аталмиш аз санлиқ милләтләрни уларниң өз алдиға өрп адити, әнәниси болғанлиқи үчүнла хәтәрлик, бөлгүнчи күч, дәп қаримақта. Шуңа, у уларға өзиниң ирадисини мәҗбурий теңип, уларниң мәдәнийити, өрп-адити вә тилини йоқитишқа урунуп кәлди. Ула рмушу нуқтидин уларни пүтүнләй хитайлаштурушқа тиришқмақта”.
“тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” дики улрих делиус, лагерлар мәсилиси хәлқара җәмийәт җиддий муамилә қилишқа тегишлик зор мәсилә икәнликини, йеқинда германийә һөкүмитиниң бу мәсилини оттуриға қоюшини тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Делиус: “һәр қетим чәтәл һөкүмәтлири вә аммиви тәшкилатлар уйғур мәсилисини оттуриға қойса хитай һөкүмәт вәкиллири тәрбийәләш лагерлириниң мәвҗутлуқини рәт қилипла қалмай, уйғур мәсилисидә һәрқандақ музакиридә болушни рәт қилип кәлди. Бу һәқиқәтән кишини әпсусландуридиған бир әһвал. Бүгүн хитай ташқи ишла рминистири ваң йиниң германийәни зиярәт қилиши мунасивити билән баянат елан қилдуқ. Биз ташқи ишлар министиримизни тәрбийәләш лагерлириниң мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирип, бу лагерларниң қобул қилинмайдиғанлиқи, чүнки бу йәрдики мәсилә қанчилик кишиниң қәйәргә соланғанлиқи мәсилиси болупла қалмай, униң хитай қанунлириға хилап икәнликини җакарлишини тәләп қилдуқ” деди.
Майкел кларк “шинҗаңниң тәрбийә арқилиқ өзгәртиш лагерлири” сәрләвһилик мақалисиниң ахирида, уйғур районидики лагерлар бәлки 20-әсирдики истибдат һакимийәтләрниң кәң көләмлик қирғинчилиқ қилиш дәриҗисигә йәтмигән болуши мумкинликини әскәртип, лекин тарихшунас ричард пайпесниң “яман идийәләр яман ақивәтләрни елип келиду” дегәнликини тәкитлигән. Майкел кларк ахирида мундақ дәйду: “бейҗиңниң шинҗаңдики кәң көләмлик иҗтимаий лаһийәләш һәрикити һәр җәһәттин алғанда һәқиқәтән бир қәбиһлик. Лекин униң қандақ ақивәтләргә елип һазирчә техи ениқ әмәс”.