Ғәрб мутәхәссислири: “уйғурлар дияридики қаршилиқниң сәвәблири әң муһим!”

Мухбиримиз әзиз
2017.01.03
urumchi-partlash-bazar-qarshiliq-4.jpg Хәлқ бағчиси йенидики ават базарда бомба билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип көп адәм өлгән вә яриланған. 2014-Йили 22-май, үрүмчи.
Weibo

Уйғурлар диярида көләм вә сан җәһәттә изчил ешип меңиватқан түрлүк қаршилиқ һәрикәтлири һәрқайси ахбарат васитилиридә охшимиған шәкилләрдә йәр еливатқан бир пәйттә, хитайдики һәрқайси ахбарат васитилири уйғурлар диярида атмиш йилдин буян қандақ аләмшумул өзгиришләрниң барлиққа кәлгәнлики һәққидә көплигән тәшвиқатларни йолға қоюватқанлиқи мәлум. Бу хил зиддийәтлик әһвалға қарита уйғурлар дияри билән тонушлуқ болған бир қисим мутәхәссисләр вә сиясий паалийәтчиләр пикир қилип, уйғурлар дияридики қаршилиқ һәрикәтлиридә мәвҗут болуватқан һәрикәтләндүргүч күчниң мәнбәси һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Уйғурлар дияри һәққидә хитай ахбарат мәнбәлири вә ғәрб дуняси мухбирлириниң мәлуматлиридин ашкара болуватқан, шундақла барғансери хәлқара җамаәтчиликниң диққитини чекиватқан бир йүзлиниш ‏-хитай дөлитиниң һәрбий ишғалийәт шәклидики идарә қилиш системисиниң барғансери күчийип бериши һәмдә мәзкур райондики йәрлик аһалә болған уйғурларниң хитай һакимийитиниң һөкүмранлиқ системисиға зорлуқ күчи арқилиқ қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң сан җәһәттә изчил ешип меңишидур.

Хитай ахбаратлири бу хилдики қаршилиқ һәрикәтлири һәққидә сөз болған һаман тәкрарлайдиған бир муһим нуқта уйғурларниң бу хилдики қаршилиқлирини уларниң диний етиқад паалийәтлиридә әвҗ елишқа башлиған “әсәбийлик”кә бағлаштур. Әмма хитайдики милләтләр мунасивити һәққидә чоңқур издәнгән алимлар бу нуқтиға қошулмайду. Шулар қатарида индиана университети мәркизий явро-асия факултетиниң профессори еллийот сперлиңму уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридики һәрикәтләндүргүч күчниң “әсәбийлик” сәвәбидин әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң уйғурларни “әсәбий” болушқа мәҗбурлиши арқисида оттуриға чиққанлиқини тәкитләйду. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “уйғурлар хитай хәлқ җумһурийитидә толиму еғир күлпәтләргә муптила болмақта. Илһам тохти болса бу әһвалларни етибарға елишни мураҗиәт қилған. Лекин у бөлгүнчиликни тәшәббус қилмиған. Әксичә, уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләр һәмдә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидики ашкара мәлуматлар вә ашкара учурларни тәләп қилған. Хитай дөлитиниң қилғинидәк ашу хилдики мурәссәчиләргә һуҗумға өтүш, йәнә келип илһамға охшаш бириниң, һечнемидин һечнемә йоқ ашундақ қаттиқ зәрбигә учриши, йәни өз пикрини ипадиләштәк һечқандақ бир әркин дөләттә җинайәт һесабланмайдиған бир һадисә үчүн муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши задила әқилгә сиғмайдиған бир иш. Қачаники мушундақ әһвал көрүлидикән, у чағда тәбири һазирғичә унчә рошән болмайватқан ‛әсәбийлик‚ тин башқа йолниң һәммиси тақалған болиду. У чағда мушу ‛әсәбийләр‚ топи хәлқниң омумий наразилиқини ипадилишидики йеганә васитә болуп қалиду. Мана мушу тәриқидә хитай дәл мушундақ әсәбийликкә земин һазирлаватиду. Шу вәҗидин бу һал һазирқи дуняда толиму хәтәрлик. Шуниң үчүн дуня буниңға һәқиқий рәвиштә етибар бериши зөрүр.”

Австралийә дөләтлик университетиниң профессори, уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтни йеқиндин көзитип келиватқан анализчи майкил кларк болса, уйғурлар дияридики уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң әвҗ елиши вә буниң сәвәблири һәққидә тохталғанда буниңдики бир муһим амил “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп атилип келиватқан уйғурлар районида уйғурларға һәқиқий йосунда һоқуқ берилмигәнликтә, дәп қарайду. У бу һәқтә мундақ дәйду: “хитай компартийиси үчүн һазир меңисиниң қетиқи чиқип кетиватқан мәсилә бәлким уларниң шинҗаңни қандақ идарә қилиш вә буни йәниму юқири пәллигә елип чиқиш қурулмисини қайси шәкилдә әмәлгә ашуруш болса керәк. Гарднер бовиңдон 2011-йили уйғурлар һәққидә мәшһур болған бир әсәр (“уйғурлар: өз вәтинидә мусапир болғанлар”) Ни нәшр қилдурди. У китабида бу һәқтики мәсилиләрниң сәвәби һәққидә тохталған. Худди шу әсәрдә баян қилинғандәк, хитай компартийиси 1949-йилидин кейин, болупму 1955-йилидин кейин шинҗаңда һәр дәриҗилик аптономийилик идарә қилиш системисини бәрпа қилип чиқти, әмма булар әмәлийәттә ташқи күчләрниң йәрликкә һөкүмранлиқ қилиш әндизиси болуп чиқти. Шуниңға мас һалда хитай компартийиси шинҗаңда уйғур, хитай, қазақ, моңғул, таҗик қатарлиқ он үч етник миллий тәркибни рәсмий йосунда етирап қилди. Бовиңдон бундақ қилиштики асасий мәқсәт омумий район миқясидики ‛уйғур аптоном райони‚ дегән һоқуқни һәр дәриҗилик йәрлик аптономийә органлири болған областлар арқилиқ парчилаш, шу арқилиқ йәрликтә йетәкчи орунда туруватқан, шундақла асасий милләт болған уйғурларға берилгән аптономийә һоқуқини техиму аҗизлаштуруветиш, дәп көрситиду. Шуңа 1955-йилидин кейинки аптоном районлуқ һөкүмәтниң бу җәһәттики тәрәққиятиға нәзиримизни ағдурғанда шуни байқаймизки, бу тәрәққият мусаписи әмәлийәттә уйғурларниң ашу түплүк һоқуқини аҗизлаштуруш йоли шәклидә оттуриға чиққан.”

Вашингтон шәһиридики җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс бу мәсилә һәққидә майкил кларкниң қарашлириға анчә охшап кәтмәйдиған пикирдә. Униң қаришичә, уйғурлар районида өткән атмиш йилда һул әслиһәләр вә башқа җәһәтләрдә ғайәт зор өзгиришләр вә “тәрәққият” мәнзириси барлиққа кәлгән болсиму, бу әһвал йәрлик хәлқ болған уйғурларға һечқанчә мәнпәәт елип келәлмигән. Буниң билән йәрлик хәлқ болған уйғурларниң наразилиқи келип чиққан, кейинчә бу наразилиқ тоқунушларға айлинишқа башлиған. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “тәрәққият һәрқачан мәлум райондики хәлққә нисбәтән иҗабий тәсир көрситидиған амил. Әмма мәсилә мушу тәрәққият һадисисиниң қайси шәкилдә орунлинишидур. Тәрәққият өз нөвитидә йәнә тоқунушларниму вуҗудқа кәлтүриду. Бәзидә тәрәққият тоқунушларни пәйда қилса йәнә көплигән тәрәққият шәкиллири маһийәттә тоқунушларни түгитиду. Һалбуки, шинҗаңда қандақ тәрәққиятларниң болғанлиқиға нәзәр салғанда алди билән көздә тутушқа тегишлик болған нуқтилар мәзкур районда тәрәққиятниң қандақ йосунда оттуриға чиққанлиқиға, шундақла йәрлик аһалиниң әң зөрүр еһтияҗлирини қайси дәриҗидә өз ичигә алғанлиқиға, шуниң билән бир вақитта шинҗаңниң өзидики вә бейҗиңдики даириләрниң нәзиридә бу хил тәрәққиятниң қайси йосунда әмәлийләшкәнликигә қараштур. Әмма дәл мушу нуқтилар биз дәватқан ‛тәрәққият‚ тики түплүк мәсилиләр болуп қалмақта. Шуңа мәлум мәнидин алғанда, шинҗаңдики биз дәватқан ‛тәрәққият‚, болупму 1990-йилларниң ахирлиридин таки 2000 -йилларғичә болған мәзгилдики ‛тәрәққият‚ бу райондики уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тоқунушларни техиму юқири пәллигә чиқарди. Буниңдики бир муһим амил болса, дәл мәзкур районға көчүп келиватқан хитай көчмәнлириниң мушу райондики ‛тәрәққият‚ лар билән чәмбәрчас бағлинип кәткәнликидур.”

Уйғурлар дияридики күнсери еғирлап меңиватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң түпки сәвәблири һәққидики мулаһизидә “шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити” ниң президенти әхмәтҗан осман чәтәл мутәхәссислиригә охшимайдиған пикирни оттуриға қойиду. Униң пикричә, йәрлик хәлқ болған уйғурларниң һоқуқ җәһәттики тәңсизлик, байлиқ тәқсиматидики бир тәрәплимилик қатарлиқ амиллардин нарази болуши пәқәт мәсилиниң бир тәрипи, буниңда һәммидинму муһим болған бир нуқта уйғурларниң қаршилиқ һәрикитидики ишғалийәтчи һакимийәткә болған қаршилиқ амили алди билән етибарға елинғанда бу мәсилини тоғра чүшәндүргили болиду.

Мәлум болушичә, хитай ахбаратлири уйғурлар дияридики қаршилиқ һәрикәтлириниң йәнә бир муһим сәвәбини ташқи дунядики дүшмән күчләрниң қутратқулуқи арқисида келип чиққан, дәп қараватқан болуп, мәзкур мәсилини чөридигән мулаһизиләр бу саһәдики мутәхәссисләр арисида һелиһәм давам қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.