Лагерларға қамалған икки миң қазақ мәһбусниң қоюп берилидиғанлиқи ғулғула қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2019.01.09
lager-qazaqistan-puqraliri.jpg Уйғур районида лагерға соланған қазақистан пуқралириниң аилә- тавабиатлири уларниң сүрәтлирини көтүрүп, қазақистан ташқи ишлар министирлиқиға әрз қилмақта. 2018-Йили 7-декабир, алмута.
AP

Уйғурлар дияридики лагерлар мәсилиси хәлқараниң диққитини қозғашқа башлиғандин буян чәтәл пуқралиқидики бир қисим кишиләрниң мушу хил лагерларға қамилиши һәмдә қийнаққа дучар болуши һәққидә көплигән мисаллар мәлум болди. Буниңға улапла бир қисим чәтәл һөкүмәтлири, болупму қазақистан һөкүмити хитай һөкүмити билән көп қетимлап сөһбәтләрдә болди. 9-январ күни хитай һөкүмитиниң лагерларға қамалған икки миң қазақ тутқунни қоюп беришкә мақул болғанлиқи лагерлар һәққидики әң йеңи хәвәр сүпитидә дунядики һәрқайси ахбарат васитилири арқилиқ чақмақ тезликидә тарқалди.

Бирләшмә агентлиқниң 9-январ алмута шәһиридин бәргән хәвиридә ейтилишичә, қазақистан ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитиниң лагерлардики қазақ мәһбуслардин икки миң кишини қоюп беришкә мақул болғанлиқини ейтқан. Қазақистан ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат ишханиси бу һәқтики соалларға җаваб берип “бу икки миң киши қоюп берилгәндин кейин уларниң хитай вәтәндашлиқи бикар қилинип, қазақистан вәтәндашлиқи илтимас қилишиға йол қоюлиду” дегән. Әмма бу кишиләрниң немә үчүн қоюп берилидиғанлиқи, шуниңдәк уларниң пүтүнләй қазақлар яки уйғурларниму өз ичигә алидиғанлиқи ейтилмиған.

Һазир қазақистанда яшаватқан уйғур яшлиридин сәдирдин әпәнди бу хәвәрдин толиму сөйүнгән һәм дили ғәш болған кишиләрниң бири. Қазақистанда туғулуп өскән сәдирдин мисирда оқуш җәрянида атуш шәһиридин қаһирәгә оқушқа кәлгән муйәссәр билән тонушқан. 2007-Йили улар той қилғандин кейин қазақистанда бәхтлик аилә бәрпа қилип үч пәрзәнткә ата-ана болған он йил җәрянида муйәссәр көп қетим қазақистан пуқралиқиға илтимас сунған. Әмма муйәссәрниң уйғур болуши сәвәблик униңға қазақистан вәтәндашлиқи берилмигән. 2016-Йили муйәссәр үрүмчидә өзиниң хитай паспортини йәңгүшләп қайтип кәлгәндин кейин хитай сақчилириниң “дадаң бизниң қолимизда. Тездин қайтип кәлмисәң ақивәткә өзүң мәсул бол” дегән тәһдити билән үрүмчигә қайтқан. Әмма шуниңдин кейин лагерға елип кетилгәнчә һазирғичә һечқандақ хәвири болмиған.

Сәдридин әпәнди хитай һөкүмитиниң икки миң қазақ мәһбусни қазақистанға йолға селип қоюш һәққидики вәдиси һәққидә сөз болғанда өзиниң бу кишиләрниң пүтүнләй қазақистан пуқраси яки олтурум рухсити алған кишиләр икәнлики тоғрисида аңлиғанлиқини билдүрди.

Қазақистандики һөрмәткә сазавәр уйғур җамаәт әрбаблиридин қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди хитай-қазақистан оттурисидики мунасивәтниң һәрқачан “бир бәлвағ-бир йол қурулуши” дики мәнпәәт мунасивәтлирини диққәттин сақит қилмайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә “буниң техиму яхши бир башлиниш болуп қелишини үмид қилимән” деди

Қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, өткән йерим әсир мабәйнидә хитай һөкүмитиниң “қазақларни көтүрүп уйғурларни бесиш” чариси арқилиқ уйғурлар билән қазақлар оттурисиға өчмәнлик туғдуруш һийлиси зор үнүм бәргән. Өткән бирнәччә йилда уйғурлар вә қазақларниң түркүм-түркүмләп лагерларға қамилиши билән бу хил сүний өчмәнликниң орнини ортақ бирлик туйғулири елишқа башлиғанда хитай һөкүмити бир түркүм қазақ тутқунларни қоюп бериш арқилиқ уйғурларни нарази қилиш һәмдә бу бирликни бузуветишни көзлигән болушиму еһтималдин йирақ әмәс икән.

Чех җумһурийитидики уйғуршунас өндрей клемис икки миң қазақ тутқунниң қоюп берилидиғанлиқи һәққидики хәвәр тарқалған болсиму, буниң қайси дәриҗидә әмәлгә ашидиғанлиқиға қарап беқиш лазимлиқини тәкитләйду.

“икки миң қазақ тутқунниң қоюп берилип қазақистанға йәрләштүрүлидиғанлиқи һәқиқәтәнму бир хушхәвәр. Мән буни утуқлуқ әмәлгә ашсикән, дәп арзу қилимән. Шәхсән өзүм бу йеңи нәтиҗини хитай-қазақистан һөкүмәтлири оттурисидики музакириниң мәлум дәриҗидики нәтиҗиси, дәп қараймән. Чүнки шинҗаңда яшайдиған қазақлар үчүн уларниң қазақистан дөлити бар. Бу дөләт һечболмиғанда бу қазақларниң гепини вә давасини қилиду. Йәнә бир яқтин болса хитай билән қазақистан оттурисида енергийә, бихәтәрлик вә ташқи сода дегәндәк көп тәрәплимә мәнпәәт мунасивити бар. Шуңа улар ‛тәрбийәләш мәркизи‚ яки ‛йиғивелиш лагери‚ ға қамалған қазақларниң ғемини қилди. Бу әлвәттә у кишиләр үчүн яхши болди. Мушу пурсәттин пайдилинип хитай һөкүмитиниң дунядики тәнқид садалириға қулақ селишини, шуниңдәк лагерларға қамалған барлиқ бигунаһ уйғурларни вә башқа милләт тутқунлирини қоюветишини үмид қилимән. Шундақла шинҗаңдики вә пүтүн хитай тәвәсидики зулумни аяғлаштурушини, шу арқилиқ әркинлик йолиға меңишини арзу қилимән.”

Хитай һөкүмитиниң мәйли қандақ сәвәбләрдин болсун дәсләпки қәдәмдә бир түркүм қазақ тутқунларни қоюп бәрмәкчи болғанлиқи һәққидә пикир қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу һадисидин вәтәнсизликниң нәқәдәр еғир қисмәт икәнликини йәнә бир қетим көрүвелишқа болидиғанлиқини тәкитлиди.

Әмма илшатниң пикричә, бу җәһәттә уйғурларниң өзидинму йетәрлик сәвәнликләр өтмәктә икән. Җүмлидин лагерларға қамалғанларниң мутләқ көп қисми уйғур болсиму бу һәқтики зулумни аңлитишта қазақларчилик болалмаслиқ, шуниңдәк хели көп уйғурниң һелиһәм хитайдин үмидини үзәлмәсликниң зийини бәкму еғир болмақта икән.

Лагерлардики икки миң қазақ тутқунниң қачан қоюп берилидиғанлиқи техи ениқ әмәс. Қазақистандики сәдридин әпәнди йеқинда һөрлүккә чиққуси бу тутқунлар арисида аялиниң барлиқидин шүбһидә. Әмма у таки аяли һөрлүккә чиқмиғучә өзиниң уни қутқузуш йолида қолидин кәлгән һәммә тиришчанлиқни көрситидиғанлиқини тәкитлигәч қазақистандики уйғурларниң башқа қазақ пуқралириға охшаш муамилидин бәһримән болушни бәкму арзу қилидиғанлиқини, икки миң қазақ мәһбуси һөрлүккә чиқиш һарписида қазақистан һөкүмитигә мушундақ бир тәлипи барлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.