Мутәхәссисләр уйғур елидә йүз бериватқанларни қелиплашқан ирқчилиқ вә сақчи дөлити дәп тәсвирлимәктә

Мухбиримиз ирадә
2018.05.18
saqchi-urumchi-kocha-qarlash.jpg Коча чарлаватқан хитай сақчилар. 2014-Йили 22-май, үрүмчи.
AP/Andy Wong

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йеқинқи бир қанчә күндин буян уйғур елидики “йепиқ тәрбийә лагерлири” һәққидә бәзи муһим деталлар ашкариланмақта вә бу мәркәзләрдә йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири күзәткүчиләрни қаттиқ әндишигә салмақта. “вашингтон почтиси” гезити 16‏-апрел күни “хитайниң қайта тәрбийә лагерлиридин чиққанлар меңә ююш вә тән җазалирини ашкарилиди” мавзулуқ бир парчә хәвәр мақалиси елан қилип, йепиқ тәрбийә лагерлирида еғир роһий вә җисманий қийнашларниң йүз бериватқанлиқини билдүрди. Мақалида “йепиқ тәрбийиләш лагери” дин қоюп берилгәндин кейин қазақистанға қайтурулған қайрәт сәмәрқән вә өмурбек ели исимлик икки сабиқ тутқунлар зиярәт қилинған болуп, улар мухбирға қилған сөзидә, тутқунларниң лагерда түгимәс хорлуқ вә меңә ююшқа учраватқанлиқи, һәркүни әтигәндә байрақ чиқириш, нәччә саәтләп компартийәниң тәшвиқати, 19-қурултай роһи, аталмиш “үч хил күчләр” ни тәнқидләш, ши җинпиңға узун өмүр тиләш вә рәһмәт ейтиш қатарлиқларға мәҗбурлинидиғанлиқини ейтип бәргән.

Өмүрбек мухбирға юқиридики тәләпләрни бәҗа кәлтүрәлмигәнләр яки буниңға қаршилиқ қилғанларниң җазалинидиғанлиқини ейтип бәргән. У бу һәқтә тохтилип: “лагерда нурғун нәрсиләрни ядлаш керәк. Әгәр уларни ядлап берәлмисиңиз сизгә тамақ бәрмәйду. Сизни ухлатмайду яки олтурғузмайду. Улар сизниң меңиңизни юйиду. Сиз бир машина адәмгә айлинишиңиз керәк. Компартийә немә десә аңлишиңиз, немә сөзлисә әгишишиңиз керәк,” дегән. Улар йәнә кишиләрниң җаза орнида чошқа гөши йейишкә мәҗбурлинидиғанлиқини, “дини радикал” дегән қарилаш билән тутқун қилинғанларниң болса һарақ ичишкә мәҗбурлинидиғанлиқини, буларға чидимиған бәзи кишиләрниң өлүвелишқа урунғанлиқини ейтип бәргән. 

Вашингтон почтиси гезити язғучиси саймин денйер мақалисидә адриян зензниң: “хитайниң уйғур елидә елип бериватқан бу тинчитиш һәрикити бир милләтни қайтидин шәкилләндүрүш қурулушиниң мәдәнийәт инқилабидин кейинки әң еғир бир шәкли болуп һесаблиниду. Бу дөләтниң аталмиш “террорлуққа қарши туруш уруши” бир милләтниң дини, миллий кимлики, тили вә миллий кимликниң башқа барлиқ елементлириға һуҗум қилишқа айлинип кәтти” дегән сөзигә йәр бәргән. 

Бүгүн, америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески юқиридики учурлар һәққидә тохтилип алди билән бу мәркәзләр һәққидә мәйли өз исми билән мәйли йошурун һалда оттуриға чиқип, өз бешидин өткәнләрни дуня билән ортақлашқанларниң җасаритигә апирин оқуди. У мундақ деди: “биз алди билән мушу йепиқ тәрбийә лагерлири һәққидә оттуриға чиқип мәлумат бәргәнләрниң җасаритигә апирин оқушимиз керәк. Биз узун замандин бери бу сиясий тәрбийә лагерлирида зади немиләр йүз бериватқанлиқини биләлмигән идуқ. Әгәр йәнә мушу кишиләрниң мәлуматлири болмиған болса у вәқәләр бизгә қараңғу болуп қеливерәтти. Шу җәһәттин алғанда мән бу кишиләрниң қилғининиң әһмийити интайин зор дәп қараймән. Мана мушулар билән бирликтә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң хәвәрлири билән бирликтә биз бу лагерларда йүз бериватқанлардин хәвәр тепиватимиз. Бу лагерлар уйғур елида давам қиливатқан узун муддәтлик бесим сияситиниң давами. Мундақчә ейтқанда яш, қери, әр-аял дегәндәк нопусниң мутләқ көп қисмиға тәсир көрсәткән бир һәрикәт болди. Буниң уйғур җәмийитигә көрситидиған роһий зәрбисиниң интайин еғир болидиғанлиқи ениқ”. 

Вашингтон почтиси гезити мақалисидиму юқиридики қазақистанлиқ шаһитларниң көргәнлиригә асасән бу мәркәзләрдә тутуп турулуватқанлар арисида дохтурлар, адвокатлар, оқутқучилар барлиқини, һәтта уйғурларниң путбол чолпини ерфан һезимниңму топ ойнап чәтәлгә чиққанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқини билдүргән. 

Америкилиқ тарихчи вә тонулған уйғуршунас профессор райин там “нюйорк вақти гезити” дә елан қилған мақалисидә болса, хитай һөкүмитиниң бу лагерларни инчикилик билән пиланлиғанлиқини илгири сүргән. У мақалисидә: “бир милләтниң йерим милйонға йеқин адимини тәрбийиләш қандақ болиду? у дегәнлик, ғайәт зор мәбләғ вә интайин инчикә лайиһиләп чиқилған бир пилан яки муәссәсә дегәнлик. Әмма хитай һөкүмити буниңға кәлгәндә қәтий пихсиқлиқ қилмайватиду” дегән. У германийәлик тәтқиқатчи адриян зензниң тәтқиқат нәтиҗисигә асасән, уйғур елидә 40 тин артуқ орунда “йепиқ тәрбийә лагерлири” барлиқи вә бу орунларға кетидиған маддий күч вә адәм күчини һесаблиғанда мәркизи һөкүмәтниң һазирғичә бу орунларни қуруп чиқиш үчүн 680 милйон йүән чиқим қилғанлиқини билдүргән. 

Райин там мақалисидә йәнә, йепиқ тәрбийә лагерлириниң хитай һөкүмитиниң йиллардин бери уйғур елидә йүргүзүп кәлгән хитайлаштуруш сияситиниң бир давами икәнликини әскәрткән. Җүмлидин у хитай һөкүмитиниң уйғурларни “йепиқ тәрбийә лагерлири” ға қамаштин илгириму, уларниң миллий өрп-адәтлирини вә һәтта пикир қилиш усулиниму өзгәртишкә урунуп кәлгәнликини, мәҗбурий йосундики қайта тәрбийә курслирини вә мәҗбурий усул ойнаш паалийәтлирини уюштурғанлиқини, хитайниң уйғур елидики номур қоюш системисида уйғур болушниң өзиниңла 10 номур, күндә намаз оқуйдиған болушниң йәнә бир он номурға бәдәл болғанлиқини язған. 

Һазир йепиқ тәрбийә лагерлириға аит ашкарилиниватқан кишини чөчүтидиған деталлар билән бирликтә бу лагерлар арқилиқ хитай һөкүмитиниң зади немә қилмақчи болуватқанлиқиму қаттиқ әндишә қозғаватқан йәнә бир муһим мәсилидур. Райин там мақалисидә бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп төвәндикиләрни баян қилған: “һазирчә бу түрмә системисиға аит нурғун деталлар йошурулмақта вә намәлум турмақта. Шуниң билән биргә, бу лагерларниң түпки мәқситиниң немә икәнликиму техи тамамән ениқ әмәс. 

Бу орунлар мәҗбурий һалда идийә тәрбийиси елип бериш орунлири қилип ишлитиливатиду. Бәзи әмәлдарлар болса хитай һакимийитигә қарши туруши мумкин дәп гуманланған кишиләрни солаш арқилиқ бу орунларни йәнә “алдини елиш орни” қилипму ишлитиватиду. Мәсилән, әң аз икки җайда 40 яштин төвән һәрқандақ кишиниң “зораванлиқ пәйда қилиш еһтимали бар әвлад” дәп қарилип қамаққа елинғанлиқи мәлум. Йәнә бир җәһәттин алғанда, бу лагерлар йәнә бир җаза васитиси вә бир тәһдит сүпитидә қоллиниливатиду. Бу лагерларда йетиватқанларниң бәзилири қамақ җазалириға учриди. Бәзилиригә қанчилик ятидиғанлиқи дәп берилгән болсиму, әмма йәнә нурғунлири бу мәркәзләрдә муддәтсиз һалда тутуп турулуватиду. Бундақ өз мәйличә тутқун қилиш һәрикити пүткүл бир милләткә еғир бир вәһимә салди. . . Онлиған, миңлиған аилиләр бир-биридин җуда қилинди. Пүткүл бир мәдәнийәт җинайәт билән қариланди. Хитай йәрлик әмәлдарлар бу һәрикәтниң мәқситини тәсвирләш үчүн “өсмини тазилаш” яки “зәһәрлик от-чөпни тазилаш үчүн химийилик дора чечиш” дегәндәк кишини чүчүтидиған сөзләрни ишләтмәктә” 
Райин тамниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған бу аталмиш қайта тәрбийә лагерлирини бирла сөз билән тәсвирләш, яки уни башқа хил вәқәләр билән қияс қилиш қатарлиқлар йетәрлик яки тоғра болмайдикән. Әмма шундақтиму у өзиниң уйғур елидә йүз бериватқанларни охшитиш тоғра кәлсә төвәндикидәк баһа беридиғанлиқини билдүргән вә: “шинҗаң җәнубий африқадики ирқий айримичилиққа охшап қалидиған, рәсмийләшкән ирқчилиқ сиясити йүргүзүлидиған һәм шундақла шималий корейәгә рәқиб болалайдиған бир сақчи дөлитигә айланди” дегән вә мундақ дәп әскәрткән: “бу йәрдә вәзийәтниң йәниму еғирлишип маңидиғанлиқидин әнсирәш үчүн йетәрлик сәвәблиримиз бар. Йеқинда бир қанчә уйғурниң мушу мәркәзләрдә өлгәнликигә аит мәлуматлар ашкариланди. . . Мушу хил лагер қурулушлириниң көпийиватқанлиқидин қариғанда хитай һөкүмити өзиниң пиланлиған нишаниға йәттуқ, дәп қараватқандәк әмәс”. 

Һенрий шаҗески райин тамниң 20 йилдин буян уйғурларни тәтқиқ қилип келиватқан бир тәтқиқатчи икәнликини, шуңа униң сөзлириниң диққәткә елиниши керәкликини билдүрди. У сөзидә райин тамға охшаш кишиләрниң йәңгиллик билән сөз қилмайдиғанлиқини, әгәр у уйғур елини шималий корейәгә вә илгири җәнубий африқада елип берилған ирқчилиқ сияситигә охшатқан болса хәлқара җамаәт буниңға диққәт қилиши вә буниңға тегишлик тәдбир елиши керәкликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.