Уйғур тарихида ваба вә мәһмут моһити

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.03.23
Уйғур тарихида ваба вә мәһмут моһити Японийә архиплирида сақлиниватқан мәһмут муһитиниң сүрити болуп, бу сүрәт 1941-йили японийәдә нәшр қилинған “дуня мусулманлири” намлиқ журнилида елан қилинған.
Photo: RFA

Уйғур тилида ваба өткүр юқумлуқ кесәлләрниң омуми нами. Уйғурлар яшиған тупрақларда тарихта тарқалған вабалар уйғур тарихиниң бурулуш ноқтилирини пәйда қилған. Уйғур елида йеңи юртларниң ечилиши, нопусниң тарқақлишиши, уйғур гәвдисиниң мустәһкәмлинишидә ваба һәл қилғуч рол ойниған. Вабани тез вә үнүмлүк тизгинлигән кишиләрниң нами тарихта ядланған. Кишиләр кесәл азабидин қийналғанлирида тәдбирчан тарихий шәхсләрни сеғинип уларниң шиҗаитигә тәлпүнүшкән.

Уйғур тарихида ваба бир қисим тарихий шәхсләрни милләтниң тәқдирини өзгәрткүчиләргә, хәлқ һаятиниң һамийлириға айландурған. Уларниң пикир вә чүшәнчилири көнүккән тәпәккурни ғидиқлап йеңилиқни яйған вә йеңичә тәрәққиятни җамаәтниң параң темисиға айландурған. Уларниң вабаға қарши қилған тәдбир, йүргүзгән сиясәтлири ривайәткә, әслимәләргә айлинип кишиләрниң еңиға чоңқур тамға урған. Мушундақ кишиләрдин бизгә әң йеқин дәвирдә яшиғини генерал мәһмут моһити.

Вәтинимиздә қурулған биринчи җумһурийәтниң дөләт мудапийә министири болған генерал мәхмут моһити бүгүнки қәшқәр вилайити вә қизилсу области даирисидә партлиған вабада синалған шундақ тарихий шәхсләрниң бири. У 1935-йили июлда вабаниң синақлириға дуч кәлгән, һәмдә пайтәхт қәшқәрни юқумлуқ кесәлгә йәм болуштин, хәлқни биһудә набут болуштин, иқтисадни паләч болуштин сақлап қалған.

Қәшқәрдә нәшир қилинған “йеңи һаят” гезитиниң 1935-йиллиқ биринчи авғуст саниға бесилған хәвәрдә вабаниң аввал улуғчатта байқалғанлиқи, шу сәвәбтин йолларниң қамал қилинғанлиқи, генерал мәһмут моһитиниң әскәрлириниң юртлар ара ачалларни қуруп, йолларни тосқанлиқи хәвәр қилинған. Мәһмут моһитиниң тәшәббуси билән қәшқәрдә карантин идарси қурулған, сәһийә идариси дохтур аҗратқан. Шу чағдики совет иттипақи һөкүмитигә мураҗиәт қилинип, дохтур тәклип қилинған. Ташкәнттин икки нәпәр дохтур мәхсус айрупилан билән қәшқәргә келип, йәрлик дохтурлар билән давалаш елип барған.

Кесәл дәсләпки қәдәмдә тизгинләнгән болсиму, әмма нияз һаҗи исимлик бир содигәр улуғчатқа берип, әскәрләрниң бихәстәликидин пайдилинип тағлардин ешип сәмәнгә — өйигә қечип кәлгән. Нәтиҗидә кесәл қайта тарқалған. Бу адәмниң өзи вә аилиси қаза қилған. Мәзкур юртта йәнә “бирмунчә киши ағрип вапат болған”.

Шу йилларда ата-аниси қәшқәрдә миссийонерлиқ, давалаш вә мәктәп ечиш билән шуғулланған шиветсийәлик маргарета хөк ханимниң “һемалаяни кесип өткән аял” намлиқ китабидиму әйни вақитта қәшқәрдә йүз бәргән ваба һәққидә бир қисим мәлуматлар учрайду. Мәзкур китабта 1935-йили июл айлириниң оттурилирида, қәшқәрдики енгилиз консулиниң униң ата-аниси туруватқан бостан терәккә келип қәшқәрдә ваба таралғанлиқи, 5-авғустта узун йил росийәдә ваба үстидә тәтқиқат қилған рос мутәхәссисиниң қәшқәргә келип вабани тизгинләшкә киришкәнлики, вабаға қарши ваксна урулуватқанлиқи һәққидә хәвәр бәргәнликини язған.

Шу йилқи вабаниң исми уйғурчә мәнбәләрдә “чума” дейилгән. Енгилизчә вә хитайчә мәнбәләрдә чуманиң чашқанға охшаш кичик сүт әмгүчи һайванлардин тарқилидиғанлиқи сөзләнгән. Уйғурларниң чашқан йеқин кәлгән һәрқандақ нәрсини йемәслики бәлким шу паҗиәниң аңдики тамғиси болуши мумкин. Чүнки 1894-йилдин 1993-йилғичә уйғур елида 23 қетим чума тарқилип, йүз миңдин артуқ киши һаятидин айрилған.

Әқлимни билгәндин башлап қәшқәрдә иккинчи номурлуқ кесәл дейилгән холераниң, а-типлиқ җигәр яллуғиниң партилиғиниға шаһит болдум. Һәр қетим бирәр юқумлуқ кесәл тарқалса аилимиздә вә қәшқәрдә кишиләр арисида генерал мәһмут моһитиниң чумани тизгинләштики кәскин тәдбири параң темиси болатти. Шу чағда мәһмут моһити чума билән өлгән кишиләрниң намизини чүшүрүшкиму йол қоймиған икән. У әскәрлиригә мийитни чоңқур азгалниң ичигә ташлатқузуп үстидин поруқлап қайнап турған һакни төккүзгән икән.

Мәһмут моһитиниң мийитни чамғур көмгәндәк ориға ташлатқузуп үстигә поруқлап қайнап турған һакни қуйдуруши, кишиләрниң қәлбидә бир дәһшәтлик яра қалдурған болуши иһтимал. Болупму буни чүшәндүрүш, чүшиниш вә һазидарларни бундақ тәдбирниң тоғрилиқиға ишәндүрүш җәряни уйғурдәк бир мусулман милләткә һәқиқәтән мүшкүл болған болса керәк. Әмма бу тәдбирниң заманида үнүмлүк болғанлиқи, чоңқур тәсир көрсәткәнлики ениқ. 1980-Йилларда қәшқәрдә холера тарап кәткәндә, кишиләрниң өйлири әмәс еғиллириму һакланған иди. Бәлким шимал уйғурлириниң очақ бешини һакта суваш адити, ит мүшүкләр пурап қойған йимәкликни йемәсликиму вабадин қорқуш билән мунасивәтлик болуши мумкин.

2000-Йилларда қәшқәрдә шу қетимлиқ вабани аңлиған зиялийларни тавап қилғинимда мәһмут моһитиниң қәшқәрдә йүргүзгән сиясити өлималар вә байлар қатлиминиң қаршилиқиға дуч кәлгән икән. Чүнки шәһәрдә коча, базар вә рәстиләр, сәһраларда йол йолларға әскәр турғузулуп, юрт-аймақларниң қамал болуши сәвәблик базарлар, мәсчитләр вә мәдрисәләр бош қалған; нәзир-чирақ, той-төкүнләр чәкләнгән икән. Булар өлима вә байларниң мәнпәәтигә бивастә зиян салған. Есимдә қелишичә, бу вәқәни бәзи кишиләр һәйранлиқ ичидә баян қилса, бәзиләр сөйүнүп туруп баян қилған иди. Әмма қәшқәрдә ‍ортақ ноқта мәһмут моһитиниң чумани бир қанчә ай ичидә йоқатқанлиқи иди.

Уйғур тарихида тунҗи йезип қалдурулған чоң ваба миади 839-йил тарқалған. Бу вәқә орхун уйғур ханлиқиниң йиқилип, һакимийәт мәркизини өтүкән тағлиридин тәңритағлириға йөткишигә сәвәп болған. Шуниңдин кейин 14-әсирдә бир қетим, 1797-йили баһарда иккинчи қетим лоп, кетик шәһри вә лопнур көли бойида ваба тарқилип, аһалә төт тәрәпкә питрап кәткән. Улар бүгүнки қомул, тоқсун, вә корла тәвәсигә көчүп у йәрләрдә лоп сөзи билән кәлгән юртларни бәрпа қилған. Бәзи тәтқиқатчилар хотәндики лоплуқларни шу чағда лопнур көли әтрапидин көчкән кишиләрниң әвлатлири болуши мумкин дәп қарайду.

1912-1913-Йилларда хотән шәһри, кирийә вә лопта чума тарқилип йүз миңдин артуқ уйғур җенидин айрилған. Шу чағлардики уйғур нопусиға селиштурғанда бу сан һәқиқәтән көп болуп кишини чөчүтиду. 1894-Йилдин таки 1949-йилғичә уйғур елида илгири-кейин болуп, 12 қетим чума тарқилип йүз миңдин артуқ уйғур қирилип кәткән. 1953-Йилдин 1992-йилғичә 11 қетим чума тарқалған. Һалбуки, бу вабаларда қанчилик кишиниң җенидин айрилғанлиқи һәққидә хатирә қалдурулмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.