Уйғур елигә әвәтилгән “алаһидә иштатлиқ хитай оқутқучилар” ниң “вәзиписи” зади немә?
2024.08.27

20-Авғуст шаңхәй шәһириниң пудуң йеңи райони маарип идарисидә “Вәзипә билән чегра районға берип, қизғинлиқ билән тәрәққиятқа ярдәм бериш” темисидики “шинҗаң маарипиға ярдәм” беридиған ихтисаслиқларниң сәпәрдин аввалқи сөһбәт йиғини ечилған. Мәзкур сөһбәт йиғинида пудуң йеңи райониниң партком секретари, маарип идарисиниң башлиқи гав гоҗуң, “шинҗаңға ярдәм” гә маңидиған оқутқучиларға мәзкур хизмәтниң муһимлиқини ениқ тонуп йетиш; сиясий вә омумийлиқ нуқтисида туруп, шинҗаңға ярдәм бериш хизмитини обдан ишләш; “шинҗаңға қан бериш билән қан ишләпчиқириш” ни бирләштүрүп, йәрликниң маарипини тез сүрәттә тәрәққий қилдурушни тәкитлигән.
Ундақта, хитай немә үчүн шаңхәйдин алаһидә вәзипә билән аталмиш “шинҗаң маарипиға ярдәм беридиған иштатлиқ оқутқучи” ларни уйғур елиға әвәтмәкчи болиду, буниңдики асаслиқ мәқсәт зади немә?
Хитайниң аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш сиясити” дин кейин йолға қойған аталмиш “шинҗаңға ярдәм пилани” ға нөвәттә 30 йил болай деди. “шинҗаң маарипиға ярдәм бериш” әнә шу пиланниң ичидики әң бурун әмәлийләштүрүлгән вә әң муһим болған түрләрниң биридур. Аталмиш “шинҗаңға ярдәм пилани” 1996-йили уйғурларни хәлқара терроризмға бағлашта муһим рол ойниған “7-номурлуқ һөҗҗәт” тин икки ай кейинла елан қилинип йолға қоюлған. Бундақ бир пилан йолға қоюлғандин тартип бүгүнгичә уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләргә нәзәр салидиған болсақла, бу пиланниң нөвәттики уйғур ирқий қирғинчилиқи билән муәййән бағлинишлиқи барлиқини көрүп йетәлишимиз тәс әмәс!
1996-Йили 19-мартта хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий биюросиниң даимий һәйити аталмиш “шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш хизмити һәққидики тәтқиқат йиғини” чақирди. “шинҗаңниң муқимлиқини сақлаш һәққидики 7-номурлуқ һөҗҗәт” болса, дәл бу йиғинниң мәһсулидур. “7-номурлуқ һөҗҗәт” елан қилинғандин буян, хитай һөкүмити уйғурларни хәлқара терроризм билән бағлап, бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң асасини яритиш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәтти. Шундақла уйғурларму дәл бу һөҗҗәт сәвәблик хитай ичи вә хәлқарада образи хунүкләштүрүлүш, кәң көләмлик тутқун қилиниш, һәқ-һоқуқлири дәпсәндә қилиниш. . . Ақивәттә 2002-йили уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқ һәрикәтлири хәлқара терроризмға бағлиништәк қисмәткә дуч кәлди. 2002-Йили 11-сентәбир күни америкада йүз бәргән “11-сентәбир вәқәси” гә дәл бир йил болған күнидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши “1267- Вә 1390-номурлуқ қарарлар” ни мақуллап, аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини террорлуқ тизимликигә киргүзди. “хәлқара террорлуқ тизимлики” гә қошулуп қелиш уйғурларниң һәқлиқ күрәшлиригә чүшкән бир қара дағ болуп қалғаниди. Дәрвәқә, бу һадисидин кейин уйғурларниң хәлқарадики образи хунүкләштүрүлүп, дуняниң нәзәридин йирақлаштурулуп, йетим қалдурулди. Шундақ демәй туралмаймизки, уйғурларниң образиға чүшүрүлгән бу қара дағ, таки бүгүнгичә хитайниң уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошуруштики әң муһим козири қилинмақта!
“Бүгүнки хитайниң нопузлуқ тәбири Намлиқ хитай һөкүмәт тор бетидә елан қилинған “шинҗаңға ярдәм сиясити” һәққидики “тәбир” дә, аталмиш “шинҗаңниң муқимлиқини сақлаштики 7-номурлуқ һөҗҗәт” билән “шинҗаңға ярдәм пилани” ни арисидики мунасивәт ениқ йорутулған. Йәни мәзкур мақалидә, хитайниң 1996-йили “шинҗаңниң тәрәққиятини илгири сүрүп, муқимлиқини қоғдаш һәққидә мәркәзниң истратегийәлик чоң пилан түзгән вә биринчи қарарлиқ шинҗаңға ярдәм пиланини башлиған” лиқи баян қилинған. Демәк, юқирида тилға алғинимиздәк, аталмиш “шинҗаңға ярдәм пилани” ниң уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриши билән зич бағлинишлиқ болғанлиқи ашкара!
Ундақта, шаңхәйниң пудуң йеңи районидин уйғур елиға “ярдәм” гә келидиған хитай оқутқучиларниң вәзиписиниң немә икәнликигә қарап бақайли.
2020-Йили сентәбирдә ечилған аталмиш “мәркәзниң 3-қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғини” да ши җинпиң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушниң өзи, сиясий тонуш вә хәлқниң майиллиқи мәсилисини йилтизидин һәл қилиштур” дегән. “шинҗаң маарипиға ярдәм бериш” пиланиниң аталмиш “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” қурулушиниң бир қисми икәнликидәк маһийитидин қариғинимизда, уйғур елиға түркүмләп келиватқан “алаһидә иштатлиқ хитай оқутқучилар” ниң қандақ вәзиписи барлиқини пәрәз қилишимиз анчә тәс әмәс. Демәк, уйғурларниң “сиясий кимлик қариши” ни өзгәртиш, бу хитай оқутқучиларниң әң муһим вәзипилиридин биридур!
Сиясий кимлик дегинимиз бир инсанниң өзи тәвә дәп қариған дөләт, җуғрапийәлик район, сиясий партийә, мәлум иҗтимаий топлуқ, яки миллий түркүмини көрситидиған тәвәлик уқумидур. Бу хил сиясий кимлик кишиләрдә тәбиий һалда өзи тәвә болған дөләт, милләт, җуғрапийәлик җай. . . Қатарлиқларға болған күчлүк сөйгү вә садақәтмәнлик туйғусини қозғитиду. Хитай тәтқиқатчиси ли шявшяниң “Уйғурларниң дөләт, милләт вә диний кимлики тонуши” һәққидики бир тәтқиқат доклатида, уйғурларниң милләт кимлики болған тонушиниң һәммидин юқири орунда туридиғанлиқи оттуриға қоюлғаниди. Демәк, уйғурларниң өзи мәнсуп дәп қариған сиясий кимлики - уйғурлуқтур!
Уйғурлар гәрчә бүгүнки дөләт тәвәлики нуқтисидин хитай пуқраси дәп қаралсиму, әмма көп санлиқ уйғурлар өзини хитайға әмәс, бәлки уйғур елиға мәнсуп миллий топлуқ дәп тонуп кәлгән. Техиму муһими, уйғурлар таки йеқинқи йилларға қәдәр өзлирини “хитайлиқ” (җуңголуқ) дәп аташқа адәтләнмигән. Әпсуслинарлиқи, йеқинқи бир қанчә йилда, болупму уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқараға ашкариланған 2017-йиллардин буян, хитайдин тарқитилидиған иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң өзини “хитай пуқраси” (җуңголуқ), “җуңхуа миллити” дәп тонушиға аит учурлар бирдинла көпийишкә башлиди. Техиму һәйран қаларлиқи, өзиниң “хитай” кимликидин пәхирлинидиған уйғурларниң син көрүнүшлириниң тәшвиқ қилиниши иди. Бундақ һадисиләр кишиләргә сәл ғәлитидәк туюлсиму, лекин бу бир тасадипийлиқ болмиғанлиқи һәм хитайниңму һәм уйғурларниңму көңлигә аян иди. Йәни бу “уйғурларниң сиясий кимликини өзгәртиш” вәзиписи билән кәлгән хитай оқутқучиларниң уйғурларни “хитай” кимликигә сиңдүрүветиш хизмитиниң йүзәки нәтиҗиси, әмма һәргизму ахирқи нәтиҗә әмәс! чүнки милләт дегәнлик көпинчә һалда қандашлиқтин сирт, ортақ болған тарих, мәдәнийәт, әнәнә, тил вә өрп-адәтләр асасида шәкилләнгән бир ортақ гәвдидур. Миллий кимлик тонуши болса, бир милләтниң мәвҗутлуқиниң асаси һесаблиниду. Милләт кимликидики ортақлиқ инсанларниң өзи тәвә болған милләткә болған мәнсубийәт туйғусида ипадилиниду. Миллий мәдәнийәт болса миллий мәвҗутлуқниң йәнә бир хил ипадилиниш шәкли болуп, бу хил мәдәнийәт бир хәлқниң яшаш адити, қиммәт қариши, етиқади қатарлиқлар билән мустәһкәм бағланған болиду. Йәни миллий мәдәнийәт шу милләтни башқилардин пәрқләндүрүштә әң муһим рол ойнайду.
Дәрвәқә, уйғурларниң милләт болуп шәкиллинишиму, нәччә миң йиллиқ узақ тарих җәрянларни баштин кәчүргән болуп, бу хил милләт кимликини һакимийәтниң күчи билән өзгәртишму бирдәмдила рояпқа чиқидиған иш әмәс. Гәрчә хитай зор тиришчанлиқ көрситип, пүтүн күчи билән уйғур миллитини хитайға омумйүзлүк сиңдүрүветишкә тиришсиму, бундақ бир тиришчанлиқниң ақивитиниң хитай көзлигәндәк нәтиҗиләрни берәлмәйдиғанлиқи тарихта нурғун өрнәкләр билән аллибурун испатлинип болған!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]