Мутәхәссисләр: “аталмиш ‛иқтисадий тәрәққият‚ уйғурларни тинҗиталмайду!”
2018.03.28
Уйғурлар дияридики миллий зиддийәтниң қандақ йосунда һәл болуши һәққидә охшимиған қарашлар мәвҗут болуп кәлмәктә. Хитай һөкүмити башқурушидики һәрқайси ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң бу һәқтики асаслиқ йетәкчи идийиси уйғурлар диярида “иқтисадий тәрәққият” ни барлиққа кәлтүрүп, “террорчи” вә “бөлгүнчи” күчләрни йоқатқанда уйғурларниң миллий мәсилиси һәл болуп кетиду, дәп қараштур.
Уларниң қаришичә, иқтисадий җәһәттә мәбләғ селиш арқилиқ йәрлик хәлқләрни заманивилиққа йүзләндүргили, шундақла уларниң уйғурлуққа бағланған миллий кимлик чүшәнчисини аҗизлитип, хитай дөлитигә болған садақитини ашурғили болиду. Һалбуки алақидар мутәхәссисләрниң пикригә қариғанда, өткән он нәччә йилдин буян хитай һөкүмитиниң “иқтисадий тәрәққият” намида иҗра қилип кәлгән бир қатар тәдбирлири маһийәттә уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқини техиму ашуруп, уйғурлар билән уйғурлар дияридики уйғур-хитай мунасивитини техиму йирикләштүривәткәнлики мәлум. Исраилийәдики “бегин садат истратегийә мәркизи” елан қилған бу һәқтики мәхсус мақалидә дәл әнә шу мәсилиләр муһакимә қилиниду.
Майкил лавид имзасидики бу мақалида 1980-йиллардила башланған “шинҗаңни гүлләндүрүш” шоариниң бу райондики ғайәт зор миқдарға игә йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини қезиштин башланғанлиқи, болупму 2000-йили башланған “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” шоарини иҗра қилиш үчүн болса 12 милярд америка доллиридин көпрәк мәбләғ селинип, буниң “шәрқ билән ғәрб оттурисидики иқтисадий пәрқни түгитиш” дәп шәрһиләнгәнлики ейтилиду. Нөвәттә болса һәрқайси ахбарат вастилирида бу шоар “бир бәлвағ бир йол қурулуши” намида давамлиқ ғайәт зор сандики мәбләғ билән бағлинип тилға елинип кәлмәктә.
Апторниң қаришичә, уйғурлар дияри хитай һөкүмитиниң ашу бир қатар шоарлири һәмдә униңға мас һалда селинған мәбләғ билән бирдинла хитайниң башқа өлкилиригә қариғанда миллий ишләпчиқириш омумий қиммити нуқтисидин көрүнәрлик “тәрәққият” қа еришкән. Әмма уйғурлар дияридики бу “тәрәққият” мәнзирисиниң 80 пирсәнттин артуқрақини дөләт игидарчилиқидики еғир санаәт саһәси тәшкил қилидикән. Шуниң билән биргә бу еғир санаәт саһәсини хитай мәркизий һакимийити бир қоллуқ контроллуқ қилип кәлмәктә икән. Буниң билән йәрлик уйғурларға бу “тәрәққият” ниң биваситә мәнпәәти пәқәтла несип болмай, уларниң он-йигирмә йил илгирики намратлиқ һалитидә һечқандақ өзгириш барлиққа кәлмигән.
Апторниң бу хил хуласисини йәрлик аһалә билән әтиязлиқ терилғу мәзгилидики турмуш темисида болған сөһбитимизму тәстиқлайду. Чақилиқ наһийисидин бирәйлән бу һәқтики соалларға җаваб берип һазир йәрлик деһқанларниң әтияздин язға өткүчә болған арилиқта озуқлуқ ашлиқ ғемини қандақ һәл қилиш үчүн типирлаватқанлиқини, тәлийи оң кәлгәнләрниң “төвән турмуш капалити” еливатқанлиқини билдүрди.
Бу һәқтики әһвал игиләш җәрянида қарақаш наһийилик һөкүмәт бирликсәп ишханисидики кадирлардин бири: “һазир деһқанларниң қорсақ ғеми техи толуқ һәл болмиған” дегән пикирләр һәққидә соал сориғинимизда “һөкүмәт бу ишларни чоқум һәл қилиду” дәп ишинидиғанлиқини билдүрди.
Вашингтон шәһиридики җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс узундин буян уйғурлар дияридики сиясий вә иқтисадий мәсилиләрни тәтқиқ қилип келиватқан алимларниң бири. Униң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурлар диярида “иқтисадий тәрәққият арқилиқ муқимлиқ вә аватлиқ бәрпа қилиш” та әзәлдин мәсилиниң әң негизлик нуқтисини бир чәткә қайрип қоюп кәлгән һәмдә аддийла қилип мәсилиләрниң сәвәбини “ташқи күчләр” гә артип қойған. Униңчә, мәсилини бу йосунда муһакимә қилиш задила чәк бесип туралмайдикән. У бу һәқтә мундақ дәйду: “биринчидин бу һални кишиләр һәрқачан ‛хитай хәлқ җумһурийитидики шинҗаң мәсилиси‚ дәп атап кәлмәктә. Бу районни һәқиқәтәнму тәрәққий қилмиған бир макан, дейишкә болиду. Бу җайниң йәнә бир пәвқуладдә алаһидилики униң мәдәнийәт вә миллий тәркиб җәһәттә хитайниң башқа җайлиридин пүтүнләй пәрқлиқ болушидур. Шуңа хитай һөкүмитиниң бу алаһидиликләргә қаритилған сиясәтлиригә қарайдиған болсақ униң бәзи тәхминләр үстигә қурулғанлиқини байқаймиз. Буниң бири чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири қутратқулуқ қилип, йәрлик уйғурларни хитай һөкүмитигә қарши чиқишқа қозғимақта, дәп қараштур. Буниңда уларниң көздә тутуватқини муһаҗирәттики уйғур милләтчилири, шундақла ғәрб дөләтлири, болупму америкидики уйғур паалийәтчилири, андин қалса йеқиндин буян пәйда болуватқан һәмдә уйғурларниң ‛бөлгүнчилики‚ ни қоллайдиған дуняви террорлуқ тәшкилатлири торидур.”
Профессор шан робертсниң қаришичә, хитай һөкүмити һазир “уйғурларни тәрәққий қилдуруш” намида уйғурларниң миллий кимлики, диний етиқади вә мәдәнийәт системисини өзгәртиш билән мәшғул болуватқан болуп, буни қилчиму илмийлиқи йоқ, дейишкә болидикән. У йәнә мундақ дәйду: “тәрәққий қилмиған район, дәйдиған бу қараш һәққидики тәсәввурларниң бири толиму гуманлиқ. Тәрәққий қилмиған, дегәнгә йәнә бу райондики миллий пәрқ вә диндарлиқни қошуп қоюш, ‛тәрәққият‚ тәбиий йосунда дөләткә болған садақәт, диндин халийлиқ қатарлиқларни вуҗудқа кәлтүриду, дәп қараш әмәлийәттә бәкму кона вә әбҗиқи чиқип кәткән ‛заманивилиқ‚ чүшәнчилиридур. Бу чүшәнчиләрдә ‛тәрәққият‚ ситихийилик һалда миллий пәрқ, мәдәнийәт пәрқи, диний пәрқ дегәнләрни йоқ қилалайду, дәп қарилиду. Әмма биз буниңға пакит үчүн әтрапимиздики дуняға нәзәр ташлайдиған болсақ буниң әмәлийәткә задила уйғун әмәсликини байқаймиз.”
У нөвәттә “уйғурлар диярида иқтисадий гүллиниш вәзийити барлиққа кәлсә уйғурларға мунасивәтлик мәсилиләр бир йолила һәл болуп кетиду” дәйдиған чүшәнчиниң башқичә шәкилдә оттуриға чиқиватқанлиқини тәкитлигәч, дуня һазирқи заман тарихида мәғлуп болидиғанлиқи көп қетим испатланған бу қарашларниң уйғурлар үчүнму охшаш ақивәт билән харәктерлинидиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә мундақ дәйду: “тәрәққият вә униңға қайтурулған инкас һәққидә гәп болғанда алди билән һүл муәссәсә қурулуши вә еғир санаәт базилириниң барлиққа келиши, шәһәрлишишниң тезлишиши, андин қалса мәзкур районни қошна дөләтләрдики иқтисадий пурсәтләргә мушәррәп қилиш қатарлиқларни тилға елиш мумкин. Нөвәттә бу һал ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ намида җиддий иҗра болуватиду. Ахирида болса җәмийәтни заманивилаштуруш, болупму йеза-қишлақ районлиридики уйғур нопусини заманивилиққа қандақ елип кириш һазирму ‛тәрәққият‚ дегән нам астида йүз бериватиду. Әмәлийәттә болса булар пүтүнләй җәмийәтни қайтидин қуруш болуватиду. Шуңа мениңчә мәсилигә бу йосунда қараш әмәлийәттә ишни хемиға яндурғанлиқтин башқа нәрсә әмәс. Чүнки бу қараш 50-вә 70-йилларда бәкму мода болған заманивилиқ чүшәнчиси билән ғайәт зор дәриҗидә бағлинишлиқ болуп чиқиду. Дәрвәқә бу қарашларниң ичидә азғинә бир қисми мувәппәқийәт қазанған болсиму, мутләқ көп қисми мәғлуп болған, халас.”
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң “тәрәққият” намида уйғурлар дияридики еғир санаәт вә һүл муәссәсә қурулушиға ғайәт зор миқдарда мәбләғ селиши йәрлик уйғурларға һечқандақ иқтисадий мәнпәәт елип кәлмигәнлики үчүн, нөвәттә уйғурлардики милләтчилик чүшәнчиси барғансери юқирилимақта икән. Буниң билән хитай һөкүмитиниң “тәрәққият” арқилиқ “уйғурлар мәсилиси” ни һәл қилишқа урунуши бәкму гуманлиқ, дәп қаралмақта икән.