Уйғурларниң кишилик һоқуқи болмай туруп һөрлүки әмәлгә ашмайду

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.02.15
dolqun-eysa-2018-jenwe-namayish.jpg Миңлиған уйғурлар б д т баш штаби алдида өткүзгән хитайға қарши кәң көләмлик намайишида д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нутуқ сөзлимәктә. 2018-Йили 6-ноябир, шиветсийә.
RFA

Муһаҗирәттики уйғурлар арисида “кишилик һоқуқму яки мустәқиллиқму? ” муназириси изчил қизиқ тема болуп кәлди. Һәтта йеқинда “кишилик һоқуқ дәваси” дин үмидсизләнгән уйғурларниң “кишилик һоқуқ мәсилисини ташливетип, мустәқиллиқ үчүнла күрәш қилиш” тәклиплири күчийишкә башлиди. Бәзиләр һәтта уйғур мәсилисиниң ирқий қирғинчилиқтин ибарәт кишилик һоқуқ мәсилиси болмастин, бәлки пәқәтла мустәқиллиқ мәсилиси икәнликини оттуриға қоюшқа башлиди. Ундақта биз бүгүн уйғурлар мәсилисидә “кишилик һоқуқ дәваси” ниң роли расттинла йоқму? кишилик һоқуқ билән миллий мустәқиллиқниң қандақ мунасивити бар? дегән соаллар үстидә мәхсус тохтилимиз.

Биз уйғур мәсилисиниң кишилик һоқуқ мәсилиси билән қандақ алақиси барлиқи һәққидә тохтилиштин аввал, кишилик һоқуқниң зади немини көрситидиғанлиқи үстидә издинип көрәйли.

1948-Йили “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинип, дуня җамаити ортақ қобул қилидиған кишилик һоқуқ қиммәт қариши инсанийәтниң ортақ қиммәт қаришиға айланған. Шундақ болупла қалмастин йәнә, “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” шуниңдин кейин барлиққа кәлгән һәрқандақ хәлқара кишилик һоқуқ қанунлири вә башқа қанунларниң оттуриға чиқишида баш пиринсип қилинған. Ундақта кишилик һоқуқ дегән зади немә?

 “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” ниң мәзмуниға асасән кишилик һоқуқ дегинимиз, инсанға һечқандақ дөләт, тәшкилат яки башқилар тәрипидин берилгән болмастин, ярилишимиздин бери бизгә мәнсуп болған һоқуқтур. Йәни, инсан ярилиши билән тәң бар болған “тәбиий һәқлири” кишилик һоқуқ дәп атилиду.

Бу һоқуқ инсанға яратқучи тәрипидин берилгән һәқ-һоқуқ болғини сәвәб, мәйли қайси ирққа, қайси милләткә, қайси етиқадқа, қайси идийәгә, қандақ тил вә йезиққа, қайси дөләткә яки қандақ салаһийәткә игә болушидин қәтийнәзәр “тәбиий һәқ-һоқуқлар” да баравәрдур. Кишилик һоқуқ әркин яшаш, қул қилинмаслиқ, зулумға учримаслиқ, пикир вә қарашлирини әркин баян қилиш, хизмәт қилиш, маарип тәрбийәси елиш, етиқад һоқуқи қатарлиқ түрлүк һоқуқларни өз ичигә алиду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң чоң утуқлиридин бириму, дәл кишилик һоқуқ қанун түзүлмиси түзүп чиққанлиқидур.

Гәрчә инсанлар туғулушидин буян баравәр һәқләргә игә болсиму, әмма тарихтин буян инсанлар арисида пәрқлиқ қараш, пәрқлиқ етиқад, пәрқлиқ ирқ, пәрқлиқ салаһийәт вә нурғун пәрқләр түпәйли тәңсизлик изчил йүз берип кәлди. Шундақла таки иккинчи дуня уруши ахирлишип, дуня йеңи күн тәртипкә киргүчә болған арилиқта инсанларниң яритилиштин игә болған тәбиий һәқ-һоқуқлирини қоғдашниң инсанлар арисидики түрлүк зиддийәтләрни һәл қилишниң асаси икәнликидә бирликкә келип бақмиғаниди. Әмма б д т қурулғандин кейин икки қетимлиқ дуня урушидин еришкән қанлиқ ибрәтләр түрткисидә, инсанийәтниң тинчлиқи вә тәрәққиятини рояпқа чиқиришниң бирдинбир асаси пәқәт инсанларниң тәбиий һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилиш икәнликидә дунядики мутләқ көп дөләтләр ортақ қараш һасил қилди. Мана бу ортақ қараш асасида 1948-йили “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” хәлқараға җакарланди. Шуниңдин буянқи йәтмиш нәччә йил мабәйнидә, мәзкур хитабнамә, кишилик һоқуққа мунасивәтлик барлиқ хәлқара қанун вә низамларниң түзүлүшидики баш пиринсип вә асаслиқ амил қилинди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати архипиға асасланғанда 1945-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулған дәсләпки мәзгилдә, дуня нопусиниң үчтин бири мустәмликә астида икәнлики хатириләнгән. 1948-Йили “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғандин кейин кәйни-кәйнидин елан қилинған инсан һәқ-һоқуқлириға мунасивәтлик хәлқара қанун, низам вә келишимләрниң түрткисидә, бүгүнгә қәдәр дунядики 80 дин артуқ мустәмликә астидики милләтләр мустәқиллиққа еришти. Болупму “йәрлик милләтләр вә қәбилиләрниң һоқуқи хитабнамиси (1957) ” вә “мустәмликә астидики дөләт вә хәлқләргә мустәқиллиқ бериш б д т 1514-номурлуқ қарари (1960) ” қатарлиқлар мустәмликиликни ахирлаштуруш вә йәрлик хәлқләрниң һоқуқлирини қоғдашта муһим ойниди. Һәтта йеқинқи заманда хоңкоң вә макавниң (авменниң) хитайға қайтуруп берилишиму, дәл “мустәмликиликни йилтизидин йоқитиш һәрикити” сәвәблик йүз бәрди дәп қарашқа болиду.

Юқириқи әмәлий мисаллардин шу нуқта ениқ болдики, иккинчи дуня урушидин кейин нурғун дөләтләрниң мустәқил болушиға биваситә тәсир көрсәткини дәл б д т “кишилик һоқуқ хитабнамиси” вә бу асаста барлиққа кәлгән кишилик һоқуқни қоғдашқа даир хәлқара қанун вә низамлардур.

Демәк, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулуши алди билән инсанларниң һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилишни пиринсип қилған. Бу вәҗидин, инсан һәқ-һоқуқлирини қоғдаш бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болған һәрқандақ дөләтниң ортақ қариши һесаблиниду. Шундақ болғанлиқтин, һәтта хитайму уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқтин ибарәт кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайитини хәлқарадин йошурушқа мәҗбур болуватиду. Йәни хитай бу җинайитини йошуруш үчүн мундақ бир қанчә түрлүк йолни тутуп кәлди.

Буларниң бири, “шәрқий түркистанчилар” дейиш, уйғурлар демәслик; хитай бундақ қилиш арқилиқ уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини, аталмиш “шәрқий түркистанчиларниң бөлгүнчилик вә дөләтни парчилаш һәрикити” дәп бурмилап, өзиниң б д т вә хәлқара қанунларға хилап болған инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқини йошуруш мәқситигә йәтти;

Иккинчи: уйғурларниң тәңсизликкә қарши һәрикәтлирини миллий қаршилиқ демәстин, “террорлуқ” дәп бурмилаш; хитай бундақ қилиш арқилиқ уйғур миллитиниң миллий һәқ-һоқуқ үчүн қилған күрәшлирини, хәлқара терроризмиға бағлиди. Шундақла мәсилиниң уйғурларниң аптономийә һоқуқиниң капаләткә игә қилинмиғанлиқидин ибарәт инсан һәқлири мәсилисиниң маһийитини бурмилаш мәқситигә йәтти.

Гәрчә америка қатарлиқ бир қисим ғәрб дөләтлири уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини һөкүмәт вә парламентлирида қобул қилған болсиму, лекин б д т ға әза болған көп санлиқ дөләтләр, болупму тәрәққий қиливатқан дөләтләр, һәтта мусулман дөләтлири уйғур мәсилисини хитайниң чүшәндүрүши бойичә қобул қилип кәлмәктә. Бу вәҗидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә дуня кишилик һоқуқ комитетида һәр қетим хитайниң уйғурлар үстидә йүргүзгән җинайәтлири сорақ қилинғинида, хитай давамлиқ үстүнлүк билән ақлинип кәлмәктә.

Әмма бу йәрдә бир нәрсини айдиңлаштурувелишимиз керәкки, уйғурлар мәсилисини һәл қилишта б д т йәнила нөвәттики мәвҗут шараитта бирдинбир йол һесаблиниду. Чүнки хитай мәйли қанчилик күчлинип, һәтта америкадәк дөләтләр билән күч синашқудәк дәриҗигә кәлгән тәқдирдиму, кишилик һоқуқ мәсилисидә йәнила мәвҗут дуня күн тәртипи вә қаидә-низамлири бойичә иш көрүшкә мәҗбур. Шуниң үчүн хитай өзиниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини ақлашта йәнила бирләшкән дөләтләр тәшкилатида испат көрситишкә, уйғурлар мәсилиси һәққидики хәлқараниң соал-сорақлириға җаваб беришкә техиму мәҗбур. Бу әлвәттә уйғурлар үчүн йәнила өз мәсилисини һәл қилишта чиқиш йоли вә үмидтин дерәк бериду.

Әмма бу йәрдә хитайни өз җинайәтлири үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатида җаваб беришкә қистайдиғини “шәрқий түркистан бөлгүнчилирини бастурғанлиқ җинайити” әмәс, бәлки хитайниң уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқ җинайитидур әлвәттә.

Дәрвәқә, хитайни б д т да җавабкарлиққа тартиштики әң муһим амил дәл уйғурлар үстидә җинайәт өткүзгән яки өткүзмигәнликидур!

Һәқиқәт шуки, хитайда аталмиш “шәрқий түркистан бөлгүнчилири” әсла мәвҗут әмәс. Мәвҗут болғини һәқ-һоқуқлири пүтүнләй тартивелинған уйғурлар вә уларниң инсаний һәқ-һоқуқ мәсилисидур.

Бу йәрдә юқириқи қарашниң дәлили сүпитидә мундақ бир мәсилиниму тилға елип өтүшни мувапиқ көрдүм. Нөвәттә хитай түрмисидә җазалиниватқан уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди 2005-йили “шинҗаңниң иқтисадий тәрәққияти вә милләтләр арисидики мунасивәтләр” намлиқ доклатини йезип, уйғурлар учраватқан һәқсизликләрни бир қанчә нуқтидин оттуриға қойған. Шундақла хитайниң уйғурлар мәсилисини һәл қилишта алди билән уйғурларниң аптономийә һоқуқлирини һәқиқий капаләткә игә қилиши керәклики тәклипини бәргән. Һәтта мәзкур доклаттин кейин илһам тохти тәшкиллигән “милләтләр мунасивити тәтқиқати” гурупписи 2009-йили өктәбирдин декабирғичә вә 2010-йили майдин сентәбиргичә уйғур аптоном райониниң үрүмчи, хотән, қәшқәр, атуш, корла, ғулҗа шәһири вә ғулҗа наһийәси, куча наһийәси қатарлиқ алтә шәһәр вә икки наһийәдә, шундақла бейҗиң, шаңхәй, тйәнҗин қатарлиқ хитайниң үч шәһиридә рай синаш җәдвили тарқатқан вә сөһбәт елип барған. Илһам тохти әпәнди юқириқидәк рай синаш елип бериш арқилиқ, мәсилиниң уйғурларда әмәс, бәлки хитайниң уйғурларниң аптономийә һәқлирини капаләтләндүрмигәнлики икәнликидәк һәқиқәтни пакит билән испатлап бәргән. Бу иш хитай һакимийитини өз хәлқи ичидиму осал әһвалға чүшүргән. Чүнки йиллардин бери хитай һакимийити өзлириниң милләтләр сияситиниң қанчилик яхши икәнликини, аз санлиқ милләтләргә хитайлардин пәрқлиқ болған түрлүк етибар бериш сиясәтлирини йолға қоюватқанлиқини, һәтта пиланлиқ туғут, ишқа орунлишиш, маарип қатарлиқ җәһәтләрдә хитай аһалилири “һәвәс қилидиған” көп балилиқ болуш, алий мәктәп имтиһанида номур қошуп бериш қатарлиқ сиясәтлирини тәшвиқ қилип кәлгән. Һәтта бу сәвәблик хитай аһалилириниң уйғур қатарлиқ милләтләргә болған күчлүк миллий өчмәнлик туйғусиниң күчийишини кәлтүрүп чиқарғаниди.

Дәл мушундақ бир пәйттә, йәни хитай һөкүмити уйғурларни хитай ичи вә сиртида юқириқидәк “һәқ-һоқуқлири толуқ капаләтләндүрүп, һәтта хитай пуқралиридинму үстүн болған инсанлиқ һәқлиригә игә қилинған болсиму, әмма йәнила буниңға рази болмиғанлиқ, бөлгүнчилик қиливатқанлиқ” билән қарилап тәшвиқ қиливатқанда, илһам тохтиниң юқириқи доклати вә рай синаш нәтиҗиси хитайниң ялғанлирини ашкарилап бәргән. Илһам тохтиниң хитай тәрипидин “уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини дәва қилған” дәп әмәс, бәлки “мустәқиллиқ, бөлгүнчилик” қилған дәп қарилиниши, хитайниң қорқидиғининиң охшашла “кишилик һәқ-һоқуқ дәвачилири” икәнликиниң полаттәк испатидур. Демәк, уйғурлар кишилик һоқуққа еришкәндила андин өз арзулирини һечнемидин қорқмастин әркин һалда оттуриға қоялайду. Бу арзу әлвәттә хитай билән биргә яшашни таллаш яки мустәқил болуш арзусидур. Йәни уйғурлар өзлириниң инсаний һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликиниң мәсулийитини хитайниң үстигә йүклийәлмәй туруп, хитайни хәлқарада җинайи мәсулийитини етирап қилдурмай туруп, мустәқиллиқ қәдимини басалмайду. Пүтүн дуня хитайниң уйғурларға йүргүзгән кишилик һоқуқни вәйран қилиш җинайитини бирдәк һалда тонуп, уни җазалиғанда уйғурларниң мустәқиллиқиму хәлқара тәрипидин етирап қилиниду.

Техиму муһими, уйғурларниң “кишилик һоқуқ дәваси” мустәқиллиқниң түп асаслиридин бири болуп, “кишилик һәқ-һоқуқ” дәвасидин ваз кәчкәндә, “мустәқиллиқ” арзусиниң әмәлгә ешиши мумкин әмәс!

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.