Тузини йәп, тузлуқини чеқиш: хитай язғучиси ваң меңниң уйғур сөйгүси қанчилик?
2023.12.02

Йеқинда, хитай даирилириниң орунлаштуруши билән бир қисим мәдәнийәт саһәсидики даңлиқ зиялийлар, ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси варислири, тор суписи риясәтчилири вә шинҗаңға ярдәм бериш хадимлири қатарлиқ җәмийәтниң охшимиған қатламлиридин кәлгән кишиләрдин тәркиб тапқан “түмән кишилик шинҗаң һекайисини сөзләш” ортақлишиш йиғини бейҗиңда ечилған. Көзәткүчиләр мәзкур йиғинниң маһийити һәққидә өз көз қарашлирини билдүрүп: “бу хитай һөкүмитиниң өз җинайи қилмишлирини ақлаш үчүн, шундақла хитай хәлқи вә чәт әлликләрни ‛уйғур елида ирқий қирғинчилиқ йоқ‚ дегән сәпсәтисигә ишәндүрүш үчүн елип берилған сиясий тәшвиқат” дәп қаримақта.
Игилинишичә, мәзкур йиғинға хитай мәдәнийәт министирлиқиниң сабиқ министири, даңлиқ язғучи ваң меңму тәклип билән қатнашқан икән. Ваң меңниң “йәр шари тори” мухбири билән өткүзгән сөһбити вә хитайниң һөкүмитигә қарашлиқ башқа орган тор бәтлиридики хәвәрләрдин игилишимизчә, у бейҗиңдики йиғинда қилған сөзидә “шинҗаң һазир ишләпчиқириш күчи, мәдәнийәт вә маарип җәһәттә барғансери тәрәққий қилмақта” дегәндин башқа йәнә өзиниң уйғур дияриға “чоңқур сөйгү” си барлиқини, “шинҗаңлиқларниң үмидвар, җушқун хәлқ” икәнликиниму тәкитлигән.
Ундақта, хитай язғучи ваң меңниң уйғур дияриға болған “чоңқур сөйгү” си зади қанчилик? өз дәвридә 16 йилдәк уйғур хәлқи арисида яшиған, шундақла уйғурларниң аш-тузини йегән ваң мең, бир язғучи болуш сүпити билән уйғурларниң бүгүнки ечинишлиқ қисмәтлиригә қандақ инкаста болуватиду?
Буниң үчүн алди билән ваң меңниң уйғур дияридики кәчмишлиригә қарап чиқишқа тоғра келиду, әлвәттә.
Ваң мең 1950-йилларда “яшисун яшлиқ” намлиқ романи билән хитай ичигә тонулған яш язғучиларниң бири. У 1950-йилларниң иккинчи йеримида елан қилған “тәшкилат бөлүмигә кәлгән яш” намлиқ һекайисидә хитайниң партийә вә һөкүмәт органлиридики биюрократлиқни вә шәкилвазлиқни тәнқид қилғанлиқи үчүн, “оңчи” қалпиқи кийдүрүлүп, хитай пайтәхти бейҗиңдин уйғур аптоном райониға сүргүн қилинған. У, 1963-йилидин 1979-йилиғичә болған 16 йил җәрянида уйғур диярида яшиған. Болупму униң ғулҗа баяндай йезисидики уйғур деһқанлири арисида өткүзгән бирқанчә йиллиқ һаяти униң кейинки мәзгилләрдә елан қилған һекайә-повестлиридин орун алған.
Ваң меңниң хатирәлиригә қариғанда, у “оңчи” қалпиқи кийип ғулҗадики уйғур деһқанлири арисиға әмгәк билән өзгәртишкә чүшүрүлгәндә, қәләм тутуп көнгән бу хитай зиялийси үчүн “кәтмән тутуш” интайин қийин кәлгән. Сиясий һоқуқидин мәһрум болуп, йеза әмгикигә селинған ваң мең ғулҗа йезилириға йеңи барған вақитлирида интайин қийналған. Һалбуки, у һәр қетим теңирқаш, үмидсизлиниш вә гаңгирашқа охшаш мурәккәп роһий һаләтләргә дуч кәлгинидә, хушчақчақ, юмуристик туйғуға бай уйғур деһқанлири униңға мәдәт вә илһам бәргән; уни өз қойниға алған, шундақла униңға инсанлиқ меһир-муһәббәт һес қилдурған. Истиқбалидин үмидсизлинип чүшкүнлүккә гириптар болған яш хитай язғучиси ваң мең ақ көңүл, меһрибан уйғур деһқанлириниң тәсиридә һаятқа йәнә үмид билән қарашқа башлиған.
Ваң мең сүргүндики күнлиридә ғулҗадики уйғур деһқанлириниң чоңқур меһир-муһәббитигә еришкәчкә, униңда уйғурларниң өзгичә мәдәнийити вә турмуш усулиға нисбәтән қизиқиш қозғалған. У шу йилларда уйғур деһқанлири билән биллә яшап, уйғур тилини өгәнгән. У хатирисидә һәтта шу йилларда өзиниң бир қисим әсәрлирини уйғур тили билән йезишни мәшқ қилғанлиқиниму тилға алған. “мәдәнийәт инқилаби” ахирлашқандин кейин, ваң мең 1979-йили уйғур дияридики 16 йиллиқ сүргүнлүк һаятини ахирлаштуруп, бейҗиңға қайтқан. У шуниңдин кейин язған бәзи әсәрлиридә уйғурлар һаятини тема қилған, ғулҗа йезилиридики уйғур деһқанлириниң иҗтимаий һаяти, муһәббәт кәчүрмишлири вә юмуристик һес-туйғулирини әкс әттүргән. Һәтта ғулҗани “иккинчи ана юртум” дәп тәсвирлигән.
1980-Йилларда ваң меңниң өзиниң йеңи услубта язған аң еқимидики һекайичилиқи билән хитай әдәбиятиниң пешвалиридин биригә айланған. Униң ғулҗадики кәчүрмишлири вә уйғурларниң иҗтимаий һаяти әкс әттүрүлгән “бу йәрниң мәнзириси” намлиқ романи хитайдики әң чоң әдәбият мукапати болған “мавдун әдәбият мукапати” ға еришкән, бу әсәр 2022-йилидин башлап телевизийә филими қилип ишләш үчүн сүрәткә елинишқа башлиған.
Ваң меңниң әдәбият саһәсидики утуқлири кейинчә уни хитайдики мәшһур әрбабқа айландурған. 1980-Йилларниң ахирида у хитай мәдәнийәт министирлиқиниң министири болған. Һалбуки, 1989-йилидики “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” дин кейин, хитай һөкүмити уни оқуғучилар һәрикитигә һесдашлиқ қилған дәп қарап, мәдәнийәт министирилиқ вәзиписидин елип ташлиған.
Ваң мең даңлиқ хитай язғучиси лушүндин қалсила әсәрлири уйғур тилиға әң көп тәрҗимә қилинған хитай язғучи дәп қарилип кәлгән. Униң бир қисим әсәрлиридә уйғурлар һаятини әкс әттүрүши, һәтта кейинки вақитларғичә уйғур язғучилири билән қоюқ шәхсий мунасивитини сақлап келиши, уни уйғурлар арисида чоңқур һөрмәткә сазавәр қилған. Илгири ваң мең билән достлуқ орнатқан, сөһбәттә болған бир қисим уйғур әдиблири униң әсәрлири вә кишилики һәққидә язған обзор вә мақалилиридә, “ваң мең уйғурларниң турмуши, өрп-адити шундақла роһий дунясини инчикә, сәмимий вә чоңқур йорутуп бәргән бирдин-бир хитай язғучи” дегәндәк баһаларниму бәргән. Ваң меңниң өзиму уйғур дияридин айрилип бейҗиңға кәткәндин кейинму өзигә қойнини ачқан уйғур деһқанлирини вә уйғур хәлқини мәңгү унутмайдиғанлиқини еғизидин чүшүрмигән.
Һалбуки, мушундақ тәсирлик вәдиләрни бәргән даңлиқ хитай язғучиси ваң мең кейинки вақитларда уйғурларниң бешиға еғир сиясий күлпәтләр кәлгәндә оттуриға чиқалидиму? уйғурлар үчүн һәқ гәп қилалидиму яки һеч болмиғанда шәхсий намидин баянат берип, өзи бир мәһәл мәһлия болған уйғур хәлқиниң “рәзил күч” әмәсликини, уларниң бай вә қәдимий мәдәнийәткә игә бир милләт икәнликини, мушундақ бир хәлқни җисманий вә роһий җәһәттин йоқитишниң “инсанийәткә қарши җинайәт” болидиғанлиқини сөзлийәлидиму?
Бу соалларниң җаваби бизни һәқиқәтәнму үмидсизләндүриду вә азаблайду!
1997-Йили “ғулҗа 5-февал қирғинчилиқи” йүз берип, миңлиған уйғур яшлири тутқун қилғанда; 2009-йилидики “үрүмчи 5-июл қирғинчилиқи” да сан-санақсиз уйғур яшлири ғайиб қиливетилгәндә; уйғурлар пүткүл милләт гәвдиси билән “террорчи”, “үч хил рәзил күч”, “ашқун” дегән қалпақлар билән хитайниң зәрбә бериш нишаниға айланғанда, 2017-йилидин буян милйонлиған уйғурлар тутқун қилинип йиғивелиш лагерлириға қамалғинида, әң қийин күнлиридә уйғурларниң аш-тузини йегән, уйғурлардин һаятқа болған үмидварлиқни өгәнгән даңлиқ хитай язғучиси ваң мең сүкүт йолини талливалди; һечқачан оттуриға чиқип, уйғурлар һәққидә бир еғиз һәқ гәп қилмиди; һәтта уйғурларни қарилап, хитайниң дөләт мәнпәәтини яқлайдиған баянатларда болди!
Әйни вақитта обзорчи рәхим қасим “ваң мең уйғур деһқанларниң турмушини йезиш билән шөһрәт қазанди” дәп баһа бәргән иди. Һалбуки, ваң меңниң әсәрлиригә җан киргүзгән ашу уйғур деһқанлириниң бүгүнки реаллиқтики қисмәтлири тирагедийәләргә толған иди.
Өз дәвридә униңға илһам булиқи болған уйғур йезилири бүгүнки күндә хитай көчмәнлириниң йеңи маканиға айланған; уйғур деһқанларниң йәрлири тартивелинип, туғулуп өскән маканлиридин қоғланған; қул әмгикигә селинип тарихта мисли көрүлмигән вәһшийликләргә дуч кәлгән иди. Ваң мең өз әсәрлиридә муһәббәт билән тәсвирлигән вападар уйғур қиз-аяллириниң арзулири аллиқачан тунҗуқуп, әрзан әмгәк күчи қатарида хитайниң ичкири өлкилиригә һәйдәлгән, сәвәбсиз түрмиләргә ташланған яки хитай көчмәнлириниң халиғанчә аяғ асти қилишидәк ечинишлиқ тәқдиргә дуч кәлгән иди.
Ваң мең йәнә уйғур әдәбиятини хитай җәмийитигә тонуштурушта көврүклүк рол ойнап кәлгән язғучи дәп қаралған иди. Ваң меңниң уйғурлар тема қилинған әсәрлиридин башқа йәнә уйғур шаирлиридин тейипҗан елийоп вә абдукерим хоҗиларға атап язған мәрсийәлири, әслимилири униң уйғур әдәбияти вә мәдәнийитигә болған чоңқур һессиятиниму әкс әттүриду, дәп қаралған иди. У, өз дәвридә “қапқара қой көзлүкүм” қатарлиқ уйғур хәлқ нахшилири йүрәк таримни чекиду, дегән иди. Һалбуки, бүгүн “қапқара қой көзлүкүм” қатарлиқ уйғур хәлқ нахшилири ейтилидиған уйғур мәшрәплири йоқ қилинғанда, ваң мең йәнә сүкүт қилди; у “уйғур тили” намлиқ мақалисидә “кечидә ойғинип һаҗәткә чиққинимда уйғур тилини унтуп қалмаслиқ үчүн көзүмгә учриған нәрсиләрни уйғурчә дейишкә тиришаттим” дәп язған иди. Һалбуки, хитай һөкүмити уйғур тилини маарип, ахбарат, иҗадийәт вә һөкүмәт орунлирида ишлитилишини чәклигәндә, уйғур тилида яритилған нәччә миң йиллиқ шанлиқ мәдәнийәтни вәйран қиливатқанда, ваң мең йәнә әң төвән инсаний виҗдани билән оттуриға чиқип бир еғиз гәп қилмиди!
Уйғурларда “тузини йәп тузлуқини чеқиш” дәйдиған идийом бар. Бу идийом, башқиларниң ярдимигә еришкән, әмма кейин униңға хиянәт қилған әһвалларға тәдбиқлиниду. Ваң меңниң мәйданидин елип ейтсақ, униң бейҗиңда “түмән кишилик шинҗаң һекайисини сөзләш” йиғиниға тәклип қилиниши хитай даирилириниң буйруқи билән орунлаштурулған десәкму, ваң мең бу йиғинға бармаслиқни таллиса болатти. “уйғурларниң турмуши бәхт ичидә өтүватиду” дегәндин көрә, сүкүт қилғини әвзәл иди. Тәтқиқатчи дәррен байлер (Darren Byler )му язғучи ваң меңниң өз әсәрлиридә уйғур хәлқниң турмушини чинлиқ билән әкс әттүргәнликини инкар қилмайду, әмма у язғучи ваң меңниң устилиқ билән бу хил сәһнидин пайдилинип, хитай мәдәнийитини тонуштурушниң тәшәббусчисиға айланғанлиқини тәкитләйду.
Демәк, хитай язғучи ваң мең бешиға күн чүшкәндә униңға сәмимий қәлбини ачқан вә әқидисини бәргән уйғур хәлқиниң мәнпәәти билән хитай дөлитиниң мәнпәәти арисидики тоқунушта, йәнила хитайниң дөләт мәнпәәтини таллиған. Униң “түмән кишилик шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқат йиғиниға қатнишип, хитайниң мәйданида сөз қилиши, теги-тәктидин алғанда униң уйғурларға болған “чоңқур сөйгүси” ниң әмәлийәттә һечқачан “хитай сөйгүси” дин үстүн әмәсликини көрситип бәргән.
Хитай тарихиға қарайдиған болсақ, хән сулалиси дәвридә аталмиш “ғәрбий район” ға кәлгән җаң чйән һонларниң тутқуниға чүшүп қалғанда, йәрликләрдин бир аялға өйлинип, уйсунларниң ярдимигә еришкән, шундақла уларниң аш-тузини йәп, ахирида һаят пети хән пайтәхти чаңәнгә қайтип баралиған. Бүгүнки күндә хитай тарихчилири җаң чйәнниң аталмиш “ғәрбий район” ға кәлгәнликини, хитайниң “әзәлдин шинҗаңни идарә қилип кәлгәнликиниң бир бәлгиси” қилип көрсәтмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң сабиқ секретари җу хәйлун, хитай компартийәси мәркизий комитети “шинҗаң ишханиси” ниң сабиқ башлиқи ши дагаң қатарлиқ юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириму өз дәвридә уйғурлар арисида яшап, уйғурларниң аш-тузини йегән, уйғур тилини пухта өгәнгән хитайлар иди. Һалбуки, 2017-йилидин буян уйғур диярида елип берилған зор тутқун вә ирқий қирғинчилиқта уларниң һәр иккиси ши җинпиңниң “қилчиму рәһим қилмаслиқ” (Absolutely No Mercy) сияситини иҗра қилған рәһимсиз иҗрачиларға айланди!
Дәрвәқә, даңлиқ хитай язғучиси ваң мең, хитайниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқини иҗра қилған әмәлдарлардин әмәс, әмма уйғурларниң аш тузини йегән бу даңлиқ хитай язғучисиниң һәл қилғуч вақитларда һәқ тәрәптә турмаслиқи яки сүкүтни таллиши, һәтта хитайниң мәнпәәти үчүн сөз қилиши, уни җухәйлун яки ши дагаң қатарлиқ уйғур тилини билидиған ирқий ирқий қирғинчилиқ иҗрачилиридин пәрқләндүрүшкә йетәрликму!?....
***[Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]