Хәйрлик сәпәрдә халмурат ғопур
2020.08.28
“халмурат ғопур орунлаштурған, чатақ чиқмайду!” дегән иди бир достум бундин бәш йил бурунқи 23-авғуст. У күни мән уйғур аптоном районлуқ сәһийә назарити орунлаштурған бир сода өмикигә тәрҗиман болуп түркийәгә беришқа тәклип қилинған идим. Өмәк түркийәдә уйғур тебабәт дохтурханиси қуруш үчүн йолға чиқмақчи икәндуқ. “баралмаймән” дедим, әмма сәвәбим уларни қайил қилалмиди. Өмәктикиләр халмурат ғопурға ишәнди. Улар мениң дилоюмни аддий чағлап қалған иди. Уларниң чүшәндүришичә мениң иқтисадий җинайәт билән кесилгәнликим уларни хатирҗәм қипту.
Мениң түркийәгә беришқа әмәс, истанбулға биләт алалишимға, үрүмчидин айропиланға чиқалишимға тирнақчиликму ишәнчим йоқ иди. Өмәкни тәшкиллигән халмурат ғопур һәрқанчә қабил рәһбәр болған тәқдирдиму хитайниң чегра мудапиә тәкшүрүшлиригә ара туралмайтти. У һәр қанчә инавәтлик сиясий әрбаб вә муһим шәхс болған тәқдирдиму мени тутқан вә даим пайлап йүридиған, айрурпортта қол селиши мумкин болған дөләт бихәтәрлик тармақлириға буйруқ берәлмәйтти.
Тәрҗиманлиқ тәклипини рәт қилиш үчүн һәқиқәтни ейтиш мумкин әмәс иди. Мән вә икки достум тәңритағ районлуқ тәптиш мәһкимисиниң иқтисади җинайәт билән әйиблишигә қошулғинимиз вә иқрар болғинимиз үчүн сиясийға бағлинип йетип кетиштин сақлинип қалғанидуқ. Мән бу гәпләрни дейәлмигәчкә өмәктикиләр “иқтисадий җинайәт болғандикин һеч гәп йоқ, халмурат ғопур баш болған иштин чатақ чиқмайду!” дегәндә чиң турди.
25-Авғуст кәчтә, өмәк таможна тәкшүрүштин өткәндә мени айрим өйдә елип қалди. Айропилан мән сәвәблик йерим саәт кечиккәндә бәлким улар һәммини чүшәнди болғай, бирқанчәйләндин башқа һеч бириниң чирайи ечилмиди, кейинки күнләрдиму маңа чиш йерип гәпму қилмиди. Истанбулдики меркури меһмансарийида бир қанчә күн туруп қалдуқ. Халмурат ғопур билән шу йәрдә учраштуқ. Тунҗи көрүшкәндә униң аримиздики бир доппилиқ мойсипитниң алдиға келип көрүшкинигә диққәт қилдим. Чүнки униң һәмраһлири у қәшқәрлик бовайға мәнситмигәндәк қарап зәрдәмни қайнатқаниди.
Халмурат ғопурниң тәләппузи йеник вә силиқ иди. Мән униң русийәдә доктурлуқни пүткүзүп уйғур тебабәт тәтқиқат орни қуруп чиққанлиқидин, уйғур тебабәт дора завути бәрпа қилғанлиқидин вә ахирида теббий унвериститта уйғур тебабәт факултетини қуруп чиққанлиқини биләттим. Мениң нәзиримдә у уйғурларниң әнәниви мәдәнийәт мирасини аввал заманиви тәҗрибиханиға, андин ишләпчиқириш карханисиға, ахирида тәтқиқат қошуни йетиштүридиған маарип базисиға игә қилғаниди.
Халмурат ғопур шу күни у йәнә аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисини теббий унверистетқа қошувелишниң уйғур тебабәт тәрәққияти үчүн қанчилик муһимлиқини сөзлиди. Униң хотәндики уйғур тебабәт алий техиникомини теббий унверистетиқа өзгәртиш һәққидә бәргән чүшәндүрүшлиригә қайил болдум. Униң шинҗаң унверистетиға ислам институтини қошуветиш тәшәббуси мени һәйран қилғаниди. Униңчә ислам илимлирини һөкүмәт бир илим дәп етирап қилса бу илимни оқуйдиғанларму толуқ оттурини әла нәтиҗә билән пүткүзүп алий мәктәп имтиһанидин юқири номур билән өткәнләрдин таллиниши керәк икән. Униңчә һазирқи өлималар исламдин уйғурларға мас пикир яриталмиғачқа уйғур мәдәнийити әрәпләшмәктикән. Униңчә кона пикирләр хәлқниң дини еһтияҗиға, дуняви йүзлинишкә вә вәзийәтниң тәрәққиятиға маслашмай қалған, шуңа ислам инистутини шинҗаң унвериститиниң бир бөлүми қилмай туруп ундақ юқири сапалиқ өлималарни йетиштүрүп чиқишқа болмайдикән.
Халмурат ғопурниң мән хатирәмгә йезип қойған әсли сөзи мундақ иди. “бәзи уйғур өлималар уйғурлар исламни тарихтин буян устаз тутуп өгинип кәлгән, кичикидин йетишип чиқмиса алий мәктәптә бәш йил оқуғанға өгинип болалмайду, дәп қарайдикән. Мән үрүмчидә уйғур тебабәт тәтқиқат орни қурғанда, факултет қурушни оттуриға қойғандиму тевиплар шу гәпни қилған. Тебабәт дегәнни устазға әгишип кичикидин башлап өгиниду, алий мәктәптә өгинип болалмайду, дәйдиғанлар чиққаниди. Мана биз бүгүн уйғур тебабитини тәҗрибиханиға елип кирдуқ, алий мәктәптә өгитиватимиз, қени шу болмайду, дегәнләр? шуңа биз хәлқимизни тоғра йолға йетәкләймиз дәйдикәнмиз идийәмизни ислаһ қилишимиз керәк. Һазир исламни алий мәктәптә бәш йил оқуп өгинип болғили болмайду, дегән гәп билән бурунқи тебабәтни мәктәптә өгәнгили болмайду дәп қарашниң пәрқи йоқ”. Униң шу күни “биз түркийәгә мәбләғ салғили, тебабитимизни тәшвиқ қилғили кәлдуқ. Уйғурлар чәтәлгә бир болса билим алғили, пул хәҗлигили яки болмиса йелинип панаһланғили чиқмисун, билим бәргүчи, игилик тиклигүчи, завут қурғучи болупму чиқсун, дуня бизни тиләмчи көрүп қалса бизгә ишәнч қилалмайду!” дегән сөзи һелиму ядимда.
Халмурат ғопур натиқ иди. Шу күни униң истанбулда өмәк әзалирини қайил қилған нутуқлиридәк нутуқларни бурунму аңлиғанидим. Униң тәрипи, риғбәтлик нутуқлири вә илһамбәхш сөзлири һәққидә достлардинму көп аңлиған идим. Мениң шаһит болғиним 2007-йили уйғур оқуғучиларға сөзлигән нутқи иди. У өзиниң хизмәткә йеңи чиққанда өгиништә учриған қийинчилиқларни сөзләп бәргәниди. Халмурат ғопурниң шу йилларда кәчләрдә аилисидә өгиниш шараити йоқ икән. Униңға идаридә ятақ берилмәй, күндүзи ишләп кәчлири ишхана бинасидики бир һаҗәтханиға қатлима кариват қоюп магистир аспирантлиқиға шу йәрдә тәйярлиқ қилғаникән. Униң нутуқ ахирида “җеним балилар, омақ савақдашлар, биз башқилардин икки һәссә қаттиқ өгинишимиз керәк, истиқбалимиз тиришчанлиқимизға бағлиқ, әмди өгәнмәсликкә баһанимиз йоқ!” дегән гәплири һелиму қулақ түвимдә җараңлап туриду.
Халмурат ғопур тутқун қилинғандин кейин 2018-йили хитай ишлигән тәшвиқат филимда “2030-йили бир хәлипилик қуруп өзи даһийси болмақчи болған” дегән бир күлкилик җүмлә учрайду. Халмурат ғопур билән учрашқан хәйрлик сәпәрдә униң “мән аптоном районға рәис болған болсам” дегән сөзини бир қанчә қетим аңлиғанидим. Әмма мән униң хәлипилик дегән сөзни чүшинидиғанлиқиғиму ишәнмәймән. Кичикидин хитайчә оқуған, уйғур тилини уйғур тебабитини өгиниш җәрянида мукәммәлләштүргән бу зиялий һеч қачан хәлипилик чүши көрүп йүрмәйду. Хитай уйғурларниң һәммисини” оттура шәрқтики каллакесәр радекал “дәп һесаблиған болғачқа у әмәлийәткә пәқәтла уйғун болмиған бир ялғанни ойдуруп чиқирипту.
Мән билидиған халмурат ғопур каллиси һәр даим пиланлар билән лиқланған, қоли ишлар билән мәшғул, кишиләрни буғдай нандәк сөзлири билән айлап буғдай нансиз ишлитәләйдиған тәшкилатчи иди. У тәшкиллигән шу хәйрлик өмәк мениң сәпәр қилишимға вә тәвәккүл қилип қармақтин қутулушумға сәвәб болғаниди. Әлвәттә халмурат ғопурниңму бир инсан болуш сүпити билән қилған хаталиқ вә сәвәнликлири йоқ әмәстур. Паалийәтләрни тәшкилләш, тәтқиқатларни уюштуруш, органларни қуруш вә йетәкләш җәрянида йүз адәмни хош қилса миң адәмни рәнҗиткән йәрлири бардур. Пәқәт уйғур үчүн һеч иш қилмиған адәмла һеч бир дүшмәнлик, өчмәнлик вә сөз чөчәкләрдин йирақ яшайду. Мәйли немә болмисун у уйғур тебабитини заманиви тәҗрибәханиларға, завутқа вә дораханиларға елип киргән, уйғур яшларға үлгә болуп илһамландурған, тебабәт саһәсидики мувәппәқийәтлири билән уйғурда милләткә пәхир вә ишәнч урғутқан төһпикар шәхс иди.
Халмурат ғопурниң тәрҗимиһали
Халмурат ғопур 1960-йили үрүмчидә туғулған. 1983-Йили шаңхәй җуңйи тебабәт унвериститини пүттүргән. 1988-Йили шинҗаң теббий унвериститида магистирлиқ унваниға еришкән. 1993-Йили русийәниң санкит-петербург теббий университетида докторлуқ унвани алған. 1996-Йили уйғур аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң мудири, 1998-йилдин башлап, шинҗаң медитсина университетиниң муавин мәктәп мудири вә мудири болған. 2017-Йили 3-айда уйғур аптоном районлуқ йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш вә назарәт қилиш идарисиниң башлиқлиқиға йөткәлгән. 2017-Йили декабирда тутқун қилинған вә 2018-йили “бөлгүнчилик җинайити” билән икки йил кечиктүрмә өлүм җазасиға һөкүм қилинған. Халмурат ғопуртәтқиқат һаятида 300 парчидин артуқ илмий мақалә елан қилған. Хитайда вә чәтәлләрдә 10 парчидин артуқ китаб нәшр қилдурған.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.