Җәмил һәсәнли билән сөһбәт: “шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” (1)

Мухбиримиз әзиз
2021.05.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Җәмил һәсәнли билән сөһбәт: “шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” (1) Әзәрбәйҗандики баку университетиниң профессори, әзәрбәйҗан парламентиниң сабиқ әзаси, “совет иттипақиниң шинҗаң сиясити: сталин вә шәрқий түркистандики хәлқ һәрикити” намлиқ китабниң аптори җәмил һәсәнли әпәнди. 2014-Йили 12-өктәбир.
wikipedia.org

Заманимиздики дуня сиясий вәзийитидә көрүлүватқан өзгиришләрни бәзи анализчилар йеңи бир мәйдан “соғуқ уруш” ниң башлиниши, дәп тәсвирләватқанда харвард университетиниң “соғуқ мунасивәтләр урушиға даир китаблар” тизимликидә нәшр қилинған китаплар қатаридин уйғурларға даир бир парчә китаб орун алди. У болсиму әзәрбәйҗандики баку университетиниң профессори, әзәрбәйҗан парламентиниң сабиқ әзаси җәмил һәсәнли әпәндиниң йеқинда нәшрдин чиққан “совет иттипақиниң шинҗаң сиясити: сталин вә шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” намлиқ әсиридур. Ғәрп дунясидики оқурмәнләргә уйғурлар билән хитай һөкүмити оттурисидики қариму-қаршилиқниң йилтизи вә униң тарихий картинисини тәсвирләп бериштә мәзкур әсәр алаһидә орун игиләйду.

Әмәлийәттә апторниң вашингтон шәһридики “вилсун мәркизи” дә зиярәтчи алим болған мәзгиллиридә “шәрқий түркистан миллий азатлиқ һәркити һәққидики архиплар” ни русчидин енглизчиға тәрҗимә қилиши билән бу һәқтики қисмән сирлар ташқий дуняға мәлум болушқа башлиған иди. Бу қетимқи әсәрдә болса хитай һөкүмитиниң нөвәттики лагерлар сиясити вә зор көләмлик сиясий бастуруш һәркитидин сөз башланған һалда хитай һөкүмити билән ‍уйғурлар оттурисидики бу хил зиддийәтлик вәзийәтниң уруқи әмәлийәттә узун йиллар илгирила чечилғанлиқи, болупму 1930- вә 1940-йилларда көрүлгән җяң җеши рәһбәрликидики гоминдаң һөкүмити билән уйғурлар оттурисидики мунасивәтниң әмәлийәттә дәл мушу хил қаршилиқниң техиму қәдимий үлгиси икәнлики алаһидә тәкитлиниду. Дәрвәқә, уйғурларниң миллий ойғиниш һәркитидики әң муһим болған бу дәвр тарихшунасларниң зор қизиқиш даирисидә болуп кәлгән болуп, өткән йигирмә-оттуз йил мабәйнидә мушу мәзгилдики тарих һәққидә йәттә-сәккиз парчә мәхсус әсәр нәшр қилинған. Буларниң бәзилирини ғәрп дунясиниң алимлири язған болса, йәнә бәзилирини хитай мутәхәссисләр йезип чиққан. Аптор билән бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида гәп алди билән мушу йәрдин башланди. Җәмил һәсәнли әпәнди бу һәқтә тохтилип өзиниң бу әсириниң бу саһәдики башқа әсәрләрдин қандақ пәрқи барлиқи қисқичә чүшәнчә берип өтти.

У бу һәқтә мундақ деди: “дәрвәқә, бу бир қизиқ соал болди. Әмәлийәттә шәрқий түркистан билән уйғурлар мәсилиси һәққидә көп әсәрләр йезилди. Мәсилән, линда бенсон, җеймис милвард, фредрек стар, җастин җакобс, дейвид брофий қатарлиқлар бу һәқтә мәхсус китап язди. Әмма уларниң көпинчиси мән ишләткән материялларни ишләтмигән. Немишқа десиңиз, бу китапни йезиш җәрянида мән пайдиланған материялларниң мутләқ көп қисми техи ташқий дуняға мәлум болмиған сабиқ совет иттипақи дәвридики мәхпий архиплардур. Йәнә келип, буларниң һәммиси русчә архиплар болуп, улардики учурлар бәкла йеңи. Мән бирнәччә йиллар илгири бу архиплар үстидә мәхсус ишлигән. У вақитта уйғурлар һәққидә айрим китап йезиш оюм йоқ иди. Чүнки бу темини ишләш үчүн нурғун мәсилиләр хитайға вә хитайчә тилға берип тақилиду. Бу мениң үчүн қийин иди. Әмма мән сталин дәвридики иран киризиси вә түркийә киризиси һәққидики китаблиримни йезиш җәрянида к г б (КГБ), ичкий ишлар министирлиқи, сталин фонди қатарлиқ җайларда сандуқ-сандуқлап сақлиниватқан архиплар арисида уйғурларға даир көплигән архипларниң барлиқини көрдүм. Қарисам, сталин һөкүмити дәвридә иран, түркийә вә шәрқий түркистан қатарлиқ җайлар совет иттипақиниң бир йөнүлүшлүк сиясәт орбитисидики нуқтилар икән. Йәнә келип қарайдиған болсақ, бу җайлардики сиясий ақивәтниң нәтиҗилириму бир-биригә охшап кетиду. Шуниң билән мән ашу икки парчә китабни йезип болғандин кейин, уйғурлар вә шәрқий түркистан инқилабиға даир бу әсәрни йезип чиқтим.”

Аптор әсиридә 1930-йиллардики пәвқуладдә тарихий басқучта көрүлгән уйғур миллий һәркитигә алаһидә сәһипә аҗратқан. Болупму совет иттипақиниң уйғур дияриға болған қизиқиши юқури пәллигә чиқиватқан 1930-йилларда бу районда миллий ойғиниш һәркити қанат йейишқа башлиған. Йәнә бир яқтин алғанда, 1912-йили қумул районида партлиған төмүр хәлипә қозғилиңи, 1917-йили кучадики мәмәт әлихан қозғилиңи қатарлиқларға охшап кетидиған хәлқ қозғилаңлири мушу мәзгилгә кәлгичә ‍үзүлмәстин турпан, қәшқәр қатарлиқ җайлардиму охшимиған көләмдә партлап турған. Булардин чоңрақ бир қетимлиқи җин шурен “шинҗаң өлкисиниң падишаһи” болувалғандин кейин 1931-йили қумул районида барлиққа кәлгән.

Апторниң баян қилишичә, 1930-йилларда хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики тәсири бәкму аҗиз болған. Җин шурен совет болшевиклириниң тәсирини чәкләш үчүн уйғурларниң байлири вә зиялилирини көпләп тутқун қилған. Шуниң билән биргә ичкиридин хитай көчмәнлирини зор санда йөткәп чиқип, уйғурларни талан-тараҗ қилишни күчәйткән. Әнә шу хил хитай көчмәнлирини һемайә қилишқа мәсул болған җин шурен һәрбий қисимлириниң қумулдики бир һәрбий офитсери шу җайдики намдар кишиләрдин болған салиһ дорғиниң қизини мәҗбурий хотунлуққа алмақчи болғанда буниңдин қаттиқ һақарәт һес қилған салиһ дорға вә униң әгәшкүчилири той кечиси 50 нәччә хитай черикини етип ташлап қозғилаң көтүргән. Буниң билән қозғилаң тездин қумулға кеңийип, хоҗанияз һаҗи хитайларниң һөкүмранлиқиға қарши миллий азатлиқ һәркитиниң байрақдариға айланған. Җин шурен қошунлириниң арқиму-арқидин мәғлубийәткә учриши билән ғулҗида сабит дамолла, турпанда мәхсут муһити, хотәндә мәмтимин буғра қатарлиқлар өзлириниң бу һәркәтни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Болупму хоҗанияз һаҗиниң ташқий моңғулийәдин һәрбий ярдәм сорап әвәткән мәктубидики “биз мусулманлар йүз йиллап хитайларға ит-ешәкниң орнида ишләп кәлдуқ. Улар бизниң йәрлиримизни тартивалди, йәватқан аш-ненимизни вә мал-мүлкимизниму алди. Әмма биз буниң һәммисигә сәвр қилдуқ. Әмди улар бизниң өйдики хотун-қизлиримизға қол сунушқа өтти. Биз илаҗисиз уларға қарши чиқип, өз земинизниң игиси болайли, дедуқ” дегән сөзлири шу вақиттики йәрлик хәлқниң йүрәк сөзлирини әкс әттүргән.

Қумул қозғилиңи башланғандин кейин гәнсудики туңган милитарист ма җоңйиң тездин “ярдәм бериш” намида бу қозғилаңға қистурулуп киргән. Гәрчә униң мәқсиди үрүмчини игиләп, бу районға йеңи “падишаһ” болуш болсиму, әмма у мәқсидигә йетәлмигән вә гәнсуға қайтип кәткән. Буниң билән пүтүн җәң ишлири хоҗанияз һаҗиға қалған. Әнә шундақ әһвалда хоҗанияз һаҗи “пүтүн дунядики езилгүчи хәлқниң азатлиқ ишлириға ярдәм беримиз” дәп җакарлиған совет иттипақини өзлиригә ярдәм қилиду, дәп ойлиған. Әмма уларниң совет иттипақидин ярдәм елиш тәлипи рәт қилинған. Бундақ әһвалда уйғур диярини өзлириниң әң әң чоң хам әшя базиси қиливалған совет иттипақи бундақ бир парчә “лоқ гөш” ниң әнглийә яки японийәниң алқиниға чүшүп кетишидин әнсирәп қалған. Йәнә келип шу вақитта японийә һөкүмитиниң “туран империйәси” намида бир дөләт қуруп чиқишни пиланлаватқанлиқи, буниң “шәрқий түркистандин таки қазақистанғичә болған кәң земиндики қудрәтлик дөләт болидиғанлиқи”, бу дөләткә ма җоңйиңниң рәһбәр болидиғанлиқи һәққидики мәлуматлар москваға йетип келишкә башлиған. Шуниң билән биргә уйғурларниң мустәқил дөлити бәрпа болушқа совет иттипақи қәтий қарши чиққан.

Бу һәқтә сөз болғанда җәмил әпәнди мундақ дәйду: “буниңдики асаслиқ мәсилә совет иттипақиниң мусулманлар билән болған мунасивитигә берип тақишиду. Чүнки мусулманларниң бу хил азатлиқ һәркити һәргизму уларниң көзигә сиғмайтти. Йәнә бир яқтин шәрқий түркистанда мусулманларниң мустәқил һакимийитиниң қурулуши маһийәттә совет иттипақи мустәмликә қиливалған оттура асия җумһурийәтлири үчүн хәтәрлик сигнал иди. Бундақ әһвалда совет иттипақи буниңға йол қоялмайтти. Иккинчидин, бу вақитта совет иттипақи хитайға қарита земин кеңәйтиш койида әмәс иди һәм буниңға тәйярлиқиму йоқ иди. Шуңа улар шәрқиий түркистанда совет иттипақиға садиқ бир һакимийәтниң болушинила арзу қилатти. Буни әмәлгә ашуридиғанлар шу вақиттики шәрқий түркистан нопусиниң бәш пирсәнтигиму бармайдиған хитайлар иди. Шуңа совет иттипақи хоҗанияз һаҗиға әмәс, әксичә хитайларға ярдәм беришни талливалди. Буниң билән хоҗанияз һаҗиниң моңғулийә арқилиқ москваға әвәткән ярдәм мәктуплири җавабсиз қеливәрди. Сталин болса өзлириниң сизған сизиқи бойичә маңиду, дәп қариған бир кишини тикләп чиқти. Гәрчә москвадики комунистик инернатсйонал ‛зулумға учриған хәлққә ярдәм беримиз‚ дәп вәдә қилип кәлгән болсиму, уйғурларниң асарәттин қутулуп һөр болушиға кәлгәндә уларниң бу шоари қуруқ гәпкә айлинип қалди. Шу сәвәбтин сталинниң ярдими зулумға учриғучиға әмәс, бәлки зулум салғучиға әвәтилди. Буниң билән шәрқий түркистандики советкә садиқ киши ярдәмгә еришти.”

Апторниң баян қилишичә, хоҗанияз һаҗи башчилиқидики қозғилаңчилар 1932-йилиниң ахирида өлкә армийәсини қаттиқ мәғлуп қилип, қарағоҗа җеңиниң ғәлибисини қолға кәлтүргән. Арқидинла турпан вә қошна районлар буниңға аваз қошқан. Үрүмчи вә санҗидики туңганлар, алтайдики осман батур қошунлири, хотән вә қәшқәрдики уйғур қозғилаңчиларниң исянлири тездин өлкилик һөкүмәт армийәсини пүтүнләй паләч һаләткә чүшүрүп қойған. Әнә шундақ һалқилиқ пәйттә шең шисәй өлкилик армийәниң ғоллуқ генералидин бир кечидила җин шуренниң орниға чиқип “дубән” болған. Әмма униң “шинҗаң падишаһи” болувелиши еғир хирисларға дуч кәлгән: шәрқтә хоҗанияз һаҗи, үрүмчи бойлирида ма җоңйиң башчилиқидики туңганлар, илидин җаң пейюән башчилиқидики хитайлар уни қоршап кәлгәндә, өзиниң “коммунизимчи” вә “совет иттипақиниң әң ишәнчлик дости” икәнликини “испатлаш” қа үлгүргән шең шисәй сталинниң әнә шу хилдики истратегийәлик һәрбий ярдимигә еришкән. Шундақла сталинниң қоли арқилиқ өзигә қарши бу күчләрни дәсләпки қәдәмдә чекиндүрүп үрүмчидики “дубән” лик орнини капаләткә игә қилған. Әмма уйғур миллий һәркити буниң билән тохтап қалмиған.

Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.