Профессор пий : ши җинпиң америка зиярити алдида немә үчүн һәрбий парат өткүзиду?
2015.03.27
Японийәдин чиқидиған “һәптилик хәвәрләр журнили”ниң март ейиниң иккинчи санида америка кларемонт макенна университети истратегийә тәтқиқат орниниң мудири, профессор пий миншинниң “җуңгониң һәрбий парат өткүзүшиниң мәниси барму?” сәрләвһилик сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
Мақалидә җуңгониң дөләт рәиси ши җинпиңниң бу йил күздә америкида зиярәттә болуш сәпири алдида, японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән бейҗиң тйәнәнмендә ғайәт зор һәйвәтлик һәрбий парат өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида йеқинда җуңго тәрәпниң баянат елан қилғанлиқини билдүргән.
Профессор пий миншин мақалисидә мәзкур һәрбий паратниң японға қаритилған һәрбий һәрикәт икәнликини, буниң қошна әлләргә вә шундақла хәлқара җәмийәткә тәһдит елип келидиғанлиқи тоғрисида тохталған.
Истратегийә мутәхәссси пий миншин мақалисидә, һазирчә җуңго һокумити өткүзүшни пиланлиған бу һәрбий паратқа нисбәтән хәлқарадики көплигән мутәхәссисләрниң охшимиған қиясларда болуватқанлиқини, буниң билән биргә, җуңгоға қошна болған әлләрниң диққити қозғалғанлиқини вә японийәдәк хитайниң рәқиби һесаблинидиған дөләтләрниң бәкрәк биарам болуватқанлиқини тәкитлигән.
Профессор пий миншинниң қаришичә, әгәр бу һәрбий парат растинла японийәгә қаритилған ғәрәзлик һәрикәт болса, у чағда күндин - күнгә совуватқан җуңго - японийә мунасивитиниң иллишидин үмид йоқ икән.
“һәптилик хәвәр журнили”ниң бу һәқтики мақалисидә дейилишичә, җуңго хәлқ азадлиқ армийәси тйәнәнмен мәйданида һәйвәтлик параттин өтүп, өзлириниң танка, узун мусапилиқ башқурулидиған бомбилирини көз - көз қилса, әлвәттә бу хәлқара җәмийәт үчүн бир тәһдит һесаблинидикән.
Мақалидә көрситилишичә, хәлқарадики җуңго ишлири мутәхәссислири бейҗиң өзиниң һәрбий истратегийәлик пиланлирини һазирғичә дунядин йошуруп кәлгән болсиму, әмма илғар һәрбий қораллирини ашкарилап, қошна әлләрниң җуңгоға болған ишәнчисини йоқитип қойди дәп қарайдикән.
Җуңгода өткүзүлүватқан бу хилдики ғайәт зор һәрбий паратларға изчил диққәт қилип келиватқан хәлқарадики бәзи мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, мав зедуң заманисида йәни 1949 - йилидин 1959 - йилиғичә җуңгода җәмий 11 қетим зор һәрбий парат елип берилған болуп, бу паратларниң мәқсити пүтүнләй өзи - өзидин әнсирәп қалған җуңго компартийәси дөләт ичи вә сиртидики дүшмән күчләргә өзиниң һәрбий күчини намайән қилип компартийәниң күчлүкликини һәйвә қилиш дәп қарилидикән.
Мақалидә ейтилишичә, җуңгода мав зедуң өлгәндин кейин бу хилдики зор һәрбий парат пәқәтла үч қетим өткүзүлгән болуп,дәсләпкиси 1984 - йили диң шавпиң җуңго қурулғанлиқиниң 35 йиллиқида, җяң земин 1999 - йили 50 йиллиқида, ху җинтав 2009 - йили 60 йиллиқини хатирилигәндә елип берилған.
Аптор мақалидә, мав зедуңдин кейин бу хилдики һәрбий паратниң қетим сани азайған болсиму, әмма диң шавпиң, җяң земин, ху җинтав қатарлиқлар қизил байрақ тақалған үсти очуқ пикапта тик туруп қоллирини пулаңлитип өз әскәрий күчи билән өзини көрситип кәлгәнликини, тарихтин бери давамлишип келиватқан җуңго компартийәси рәһбәрлириниң өз - өзини көрситиш пурсити нөвитиниң әмдиликтә ши җинпиңға кәлгәнликини, шуңа пурсәтни ғәнимәт билгән ши җинпиң җуңго тарихида мисли көрүлмигән ғайәт зор һәйвәтлик һәрбий парат өткүзүшкә тәйярлиқ көрүватқанлиқини баян қилған.
Профессор пий миншинниң баян қилишичә, җуңго тәрәп өткүзмәкчи болған бу қетимқи һәрбий паратниң, җуңгониң ташқи дипломатийәсигә тәсир йәткүзүп қоюш, шуниң билән биргә японийәни өзигә дүшмән қилип көрситип, икки дөләт дипломатийә мунасивитини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп қоюш еһтмаллиқи зор икән.
Мақалидә, җуңгониң иҗтимаи таратқулири һәмишә японийә баш вәзири шизо абени миллитарист қилип көрситип, уни тәнқид қилип кәлгәнликини, шуңа бу қетимқи һәрбий паратқа абе һәргиз тәклип қилинмайдиғанлиқини, әгәр бейҗиң америка президенти барак обамани тәклип қилса, обама һәргиз өзиниң иттипақдиши болған японийәгә қарши бу хилдики һәрбий паратқа қатнашмайдиғанлиқини илгири сүргән. Әмма, һазирқи вақитниң өзидә, америкиниң шундақла ғәрб әллириниң рәқиби болған русийә президенти путинниң бейҗиңдики һәрбий паратқа чоқум қатнишидиғанлиқини билдүргән.
Пий миншин мақалисидә бу қетимқи һәрбий параттин кейинла ши җинпиңниң америкида дөләт зияритидә болидиғанлиқини шундақла униң бу қетимқи сәпириниң ақсарай тәрипидин соғақ муамилигә учраш мумкинчиликини оттуриға қойған.
Бу қетимқи һәрбий парат ши җинпиң үчүн толиму муһим болған бир партийәлик җуңгониң һәрбий күчини көрситидиған пурсәт болсиму, әмма бу хил һәрбий һәрикәт җуңгониң ташқи дипломатийәсигә нисбәтән толиму хәтәр елип келидиған һәрикәт икәнликини мақалидә аптор алаһидә тәкитлигән.
Мақалиниң ахирқи “җуңго билән һәқиқий дост болғили болмайду” дегән қисмида, җуңго - япон мунасивәтлиргә баһа берилгән болуп, униңда:“йеқиндин буян җуңго билән японийәниң мунасивити толиму җиддий. Бәлким бу җиддийлик пәсийип икки дөләт мунасивити әслигә келиши мумкин. Икки дөләт мунасивитиниң әслигә келиши үчүн һәр икки дөләт рәһбәрлири бир - бирини әйибләшни тохтитиши, өзлирини тутивалған һалда иш көрүши, әтираптики қошна әлләрниң бу ишқа арилишип икки дөләтни яраштуруп қоюшиға пурсәт бериши керәк. японийә баш вәзири шинзо абе билән ши җинпиң бу мәсилиләргә көпрәк диққәт қилиши керәк” дейилгән.
Биз, ши җинпиңниң немә үчүн америка сәпири алдида тйәнәнмендә һәйвәтлик һәрбий парат өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида японийәлик хитай ишлири мустәқил тәтқиқатчиси ямада билән сөһбәт елип бардуқ. ямада бу мәсилә һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Ши җинпиң өзиниң бу қетимқи америка сәпири һәққидә йеқинда бейҗиңда зиярәттә болған америка харвард университети мудири билән сөһбәтләшкәндә, өзиниң бу қетим америкида көплигән һәр саһә әрбаблири билән кәң - кушадә сөһбәттә болидиғанлиқини тәкитлиди. Әлвәттә ақсарай шундақла америкидики нурғунлиған нопузлуқ кишиләр ши җинпиң билән учрашқанда алди билән җуңгодики кишилик һоқуқ мәсилиси асасий тима болиду дәп ойлаймән. Болупму, тибәт, уйғур мәсилиси. Уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң түрмидин қоюп берилишидәк бир қатар мәсилиләр. Шуңа ши җинпиң, бу хилдики мәсилиләрниң оттуриға қоюлушидин әндишә қилип, алди билән америкиға бериштин илгири өзиниң һәрбий күчини ақсарайға һәйвә қилип, икки дөләт арисидики кишилик һоқуқ сөһбитини һәрбий күч селиштурма җәһәттики сөһбәткә йөткәш, америка тәрәпни кишилик һоқуқ мәсилисидин сөз ачқузмаслиқни мәқсәт қилған дәп ойлаймән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.