Пирофессор җеймис лейболд: “йеңи дәрслик ши җинпиңниң хитайларни мәркәз қилған миллий дөләт қуруш ғәризини ашкарилиди”
2024.06.10
Хитай һөкүмити илгирики милләтләр сияситиниң хитайниң нөвәттики дөләт әһвалиға вә дәврниң тәрәққиятиға маслишалмиғанлиқи, “миллий пәрқләрни күчләндүрүп, тар милләт еңи вә аз санлиқ милләтләрниң айримчилиқи” ни кәлтүрүп чиқарғанлиқини, шуниң үчүн хитайниң милләтләр сияситини қайтидин түзүшниң зөрүрлүки һәққидә җар селип кәлгән иди. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси һәққидә омумий баян” намлиқ китабни нәшр қилип, уни хитайдики алий мәктәпләрниң рәсмий дәрслик китаби қилип бекиткән иди. Мутәхәссисләр, хитайда йәнә бир мәйдан “мәдәнийәт инқилаби” ниң җиддий елип бериливатқанлиқи вә хитай милләтчилики долқуниниң күнсери күчийиватқанлиқини тәкитлимәктә. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмитиниң йәнә хитай болмиған милләтләрни еритип, хитайда пәқәтла хитайларни мәркәз қилған тәк улус дөлити бәрпа қилмақчи болуватқанлиқини илгири сүрмәктә.
“шинхуа тори” ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, йеқинда нәшр қилинған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси һәққидә омумий баян” намлиқ китаб, нөвәттә хитайдики барлиқ университетларда “марксизм нәзәрийәси” вә “ши җинпиң идийәси” қаратлиқ сиясий дәрсләргә охшаш мәҗбурий оқутулидиған дәрслик қатариға киргүзүлгән. Мәзкур хәвәрдә бу китабниң нәшр қилиш сәвәбини мундақ изаһлиған:
“ислаһат вә ишикни ечиветиштин буян, илгирики милләтләр сиясити вә милләтшунаслиқ нәзәрийәси, шундақла бу һәқтики муназирә вә муһакимиләр йеңи дәврниң тәрәққиятиға маслишалмиғачқа, хитайда җуңхуа миллити еңи вә җәмийити еңини турғузушқа пайдисиз болмақта. Бу йәнә милләтләр иттипақлиқи, иҗтимаий муқимлиқ вә милләтләрниң өзара арилишишиғиму пайдисиз болмақта. Шуңа җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини яритиш вә күчәйтиш зөрүр”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу һәқтә пикир баян қилип, мундақ деди:
“мениңчә, хитай коммунистлириниң хитайдики хитай болмиған хәлқләргә ениқлима бериш усули асасән сиясийлаштурулған болуп, хитайниң һазирқи идеологийәсигә мас келиду. Бүгүнки күндә, хитай мәдәнийитидә хитай болмиған хәлқләргә қарши бир үстүнлүк вә техиму чоң идеологийәниң шәкилләнгәнликини көрәләймиз. Шуңа бу система бурун охшимиған милләтләр билән қурулған, шундақла ислаһат дәвридә бу пәрқлиқ кимликләрни ипадиләшкә рухсәт қилинған иди. Демәкчимәнки, мән уларни бурун тулуқ әркин болған демәймән, пәқәтла уларниң миллий кимликлирини ипадилишигә рухсәт қилинған, дейәләймән. Бу әлвәттә һазир мәвҗут болған хитайларниң үстүнлүк системисиға мас кәлмәйду. Әгәр кишиләргә бу система мәҗбурий йолға қуюлса, әлвәттә улар униңға қарши туриду. Шуңлашқа хитай һөкүмити нуқтисидин пәқәтла җәмийәтниң муқимлиқи һәққидә сөз болиду. Әгәр хитайда етник милләтләр (хитай болмиған милләтләрниң) ниң иҗтимаий системилири бузулса, әлвәттә бу (хитай) үчүн муқимсизлиқ амилини кәлтүрүп чиқириду.”
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти доктор әркин әкрәм юқиридики пикирниң тарихий мәнбәлиригә вә тарих пәлсәписигә уйғун әмәсликини көрситип, мундақ деди: “‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси һәққидә омумий баян‚ намлиқ китабини нәшр қилишниң мәқсити хитай болмиған милләтләрни еритип, пәқәтла тәк хитай улусини яритиштур. Хитай милләтчилики әмәлийәттә ирқчи бир милләтчилик болуп, хитай болмиған милләтләрниң мәвҗут болуп турушини халимайду.”
Мәзкур китабта йәнә мундақ дейилгән: “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини шәкилләндүрүш дәвримизниң тарихий мәсулийити. У йәнә хитай миллитиниң улуғ гүллиниши вә хитай мәдәнийитиниң узун муддәтлик гүллинишиниң идийәви капалити. Бейҗиң университетиниң пирофессори яң лихуа (杨立华) мәзкур китабниң “кириш сөз” дә җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини илгири сүридиған йеңи бир пән, йәни оқулидиған дәрсләр йолға қоюш керәкликини муәййәнләштүргән”.
Һалбуки, доктор һенрик шаҗивски юқириқи пикир вә көз қарашларниң һазирқи заман билим нәзәрийәси вә охшимиған дуня қаршиға мас кәлмәйдиғанлиқини көрситип мундақ деди:
“мениңчә, улар (хитай даирилири) бу җәрянлар тамамланмиди, йәни җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини техи шәкилләнмиди дәп қарайду. Қандақла болмисун, һазирқи һакимийәт астида бу җәрян давам қиливатиду. Улар бу ишни хитай улусиниң гүллиниши вә раваҗлинишиға қарита тарихи һәрикәттин шәкилләндүргәнликини оттуриға қойди. Әмма бу йәрдә ялғузла хитай мәдәнийити дейиши бәк қизиқарлиқ. Бу һазирқи заман билим нәзәрийәси (epistemologies) вә охшимиған дуня қарашлириға мас кәлмәйду. Болупму уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр, шундақла йүннәндики көплигән йәрлик хәлқләрниң дуня қарши хәнзуларға пүтүнләй охшимайду. Ундақта, билим нәзәрийәси бу сөзлиниватқан хитай мәдәнийитигә қандақ мас келиду? бу маһийәттә хитай коммунистик партийәси үчүн йошурун муқимсизлиқниң амили болуп, бу муқимсизлиқ амиллириниң чегра районлардин келиватиду дәп қаралмақта. Бу вақитниң өтүшигә әгишип, дөләт хәвпсизлики мәсилисигә айланмақта”.
Австралийә латроби университетиниң пирофессори җеймис лейболд (James Leibold) “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси һәққидә омумий баян йеңи” намлиқ китабни тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш асасида, “йеңи дәрслик ши җинпиңниң хитайларни мәркәз қилған тәк улус дөлити қуруш ғәризини ашкарилиди” намлиқ бир мақалә елан қилған. У мақалисидә мунуларни тәкитлигән:
“хитай хәлқ җумһурийитидә йәнә бир мәйдан ‛мәдәнийәт инқилаби‚ җиддий елип берилмақта. Бу мав зедуң илгири тәшәббус қилған синип күрәш инқилаби әмәс, бәлки хитайларниң мәдәнийәт вә ирқчилиқ һәрикитидур. Хитай илгири бәргән вәдиләрни, миллий сиясәтләрни бирақла ирғип ташлиди, пән йүн (дәрслик китабиниң баш муһәррири) ниң дәрслики хитай мәркәзчилик әпсанисини қайта қурушни мәқсәт қилған. Бу китаб ‛хитай хәлқ җумһурийити асасий қануни‚ вә ‛миллий территорийәлик аптономийә қануни‚дики аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқлирини нәзәр-гүзиригә илмиған. Һазир бу тупрақларниң пәқәт бирла игиси бар, у болсиму йеңи хитай империйәсиниң императори ши җинпиң”.