Ши җинпиңниң оттура асия зиярити һәққидә уйғур паалийәтчилири вә мәтбуатларниң инкаслири
2013.09.03

Ғәрб ахбарат вастилири бүгүнки хәвәрлиридә, хитай рәиси ши җинпиңниң 2 - авғуст күни мәркизи асиядики төт дөләткә қарита рәсмий зияритини башлиғанлиқини, униң түп мәқситиниң уйғур миллий бөлгүнчилиригә қарши бирликсәп қуруш икәнликини илгири сүрүшти.
Франсийә авази 2 - авғусттики хәвиридә ениқ қилип хитай рәиси ши җинпиңниң мәркизи асиядики уйғурларға қошна вә қериндаш болған қазақистан, қирғизистан, өзбекистан һәм түркмәнистандин ибарәт төт дөләткә қарита рәсмий зияритини башлиғанлиқини, униң асасий мәқситиниң терроризмға қарши келишим вә һәмкарлиқларни күчәйтиш болидиғанлиқи, террорға қарши күрәшниң асасий нишани болса уйғур миллий бөлгүнчилири икәнликини әскәртти. Хәвәрдә йәнә, уйғур елидә йеқинқи йиллардин буян қаршилиқ һәрикәтлириниң сани вә салмиқида зор йүксилиш болғанлиқи тилға елинди.
Хитай таратқулиридики учурларға асасланғанда, хитай һөкүмити 2008 - йили 4 - авғуст қәшқәрдә йүз бәргән “ сәмән йоли вәқәси” дин кейинла, муқимлиқ баһанисида бейҗиң олимпик мусабиқисиниң бихәтәрликигә мәсул болған “қар йилпизи алаһидә әтрити”ни уйғур елигә йәрләштүргән иди. 20 - Авғуст қағилиқта йүз бәргән йилқичи қанлиқ қирғинчилиқидин кейин, уйғур елидә йәнә терроризмға қарши мәхсус һәрикәт гурупписи тәсис қилди. Ғәрб ахбарат вастилири хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитигә қарши әзәлдин шәпқәтсизлик билән бастуруш сиясити йүргүзүп кәлгинигә қаримай, уйғур елидә һәр қетим бирәр вәқә йүз бәргән һаман, муқимлиқ шуари билән бастуруш салмиқини йәниму күчәйтиш чақириқлирини оттуриға қоюп, дөләт қара террорлуқини қанат яйдуриватқанлиқини, уйғур пидаийлирини нәқ мәйдандила қирип ташлаштәк вәһшилик дәриҗисигә берип йетиватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Хәвәрләрдә, 2009 - йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсини қанлиқ бастуруш буйриқини хитайниң сабиқ рәиси ху җинтав бәргәндәк, 23 - априлдики серқбуя вәқәсидин кейин, уйғур пидаийлирини рәһимсизлик билән қирип ташлаш буйруқини хитай рәиси ши җинпиңниң чүшүргәнлики тилға елинмақта. Ши җинпиңниң бу қетимқи мәркизи асия зияритидә, мәхсус уйғур терроризимиға қарши һәрикәт үчүн уйғурларниң қериндашлири билән йеңи келишимләр имзалашни асасий күнтәртипкә қоюши, хитайниң уйғур мустәқилчи күчлиригә болған әндишисиниң барғансири күчийип бериватқанлиқини испатлимақта.
Анализчиларниң қаришичә, мәркизи асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистанлар замани кәлсә, уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң таянич базилириға айлинидиған районлар болуп, хитай һөкүмити бу хәвпниң алдини елиш үчүн мәзкур районларни зор миқдардики иқтисадий ярдәмгә тайинип өз тәсири астида тутуп турушқа тиришмақта. Бундин сирт, афғанистан, пакистан, русийә қатарлиқ әлләргиму уйғурларниң миллий мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қарши мәбләғ селишқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
Д у қ яшлар комитети рәиси ғәюр қурбанниң қаришичә, мәркизи асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистанлар замани кәлсә, уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң таянич базилириға айлинидиған районлар болуп, хитай һөкүмити бу хәвпниң алдини елиш үчүн мәзкур районларни зор миқдардики иқтисадий ярдәмгә тайинип өз тәсири астида тутуп турушқа теришмақта. Бундин сирт, авғанистан, пакистан, русийә қатарлиқ әлләргиму уйғурларниң миллий мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қарши мәбләғ селишқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
Ғәюр қурбанниң илгири сүришичә, хитай һөкүмити мәркизи асия әллири һәмдә уйғур илигә қошна башқа әлләрниң һөкүмәтлири билән аталмиш “террорист” ларға қарши һәмкарлиқни күчәйтипла қалмастин, өз нөвитидә йәнә бу әлләрниң пуқралириға қаритаму содида етибар бериш алдамчилиқини йолға қоюп, уларниң тили арқилиқ хитай һөкүмитини мәдһийилигүзидиған рәсвачилиқларғиму мураҗиәт қилмақта. Мәсилән; тәңритағ ториниң шинҗяң гезитидин көчүрүп басқан 3 - синтәбирдики “җуңго шинҗаңдики тәрәққият, өзгиришләр кишини һәйран қалдуриду” намлиқ мақалисида, авғанистанлиқ содигәр җәйин аҗа, қирғизистандин оқушқа кәлгән алийә, русийилик сақяһәтчи шуткин, қазақистанлиқ тиҗарәтчи янбайәв дегәнләрниң тилидин үзүндиләр берип, уйғур илидики тәрәққиятниң зорлиқи, уйғур - хитайниң инақ - иҗил яшайдиғанлиқи, уйғур хәлқниң бай - баяшатлиқидәк сахта мәнзириләр яритилған.