Ши җинпиңниң оттура-шәрқ зиярити вә уйғурлар
2022.12.12

Хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң 2022-йили 7-декабир күни сәудий әрәбистанға зиярәткә кәлди. Американиң узун йиллардин буянқи йеқин һәмкарлашқучиси болған сәуди әрәбистан һөкүмити ши җинпиңни наһайити һәшәмәт билән күтүвалди. Ши җинпиңниң қарши елиниш дәриҗиси техи йеқиндила сәудий әрәбистанда зиярәттә болған америка презденти җув байдендинму йоқури дәриҗидә болуш билән хәлқараниң күчлүк диққитини тартти.
Демисиму хитай билән сәуди әрәбистан қатарлиқ оттура-шәрқ дөләтлириниң мунасивити әң дәсләпки нефит содисидин тәрәққий қилип, һазирқи һәрбий оқ-дора содиси, юқири пән-техника, маарип, тибабәт қатарлиқ түрлүк саһәләргә бағланғаниди. Хитайму сәудий әрәбистанниң әң чоң сода һәмкарлашқучисиға, сәудий әрәбистанму хитайниң әң чоң нефит сетивалғучисиға айланғаниди.
Йеқинқи йилларда хитай һөкүмити сәудий әрәбистанда чоң түрләргә, мәсилән, 5G қурулуши, учқусиз айрупилан қатарлиқ көплигән түр қурулушлириға мәбләғ салди. Сәудий әрәбистанда “коңзи иниститути” лирини қурди. Сәудий әрәбистанму хитай тили оқутушини алий мәктәпләрдин башланғуч, оттура мәктәп дәрсликлиригичә киргүзүп, көплигән саһәләрдә хитай билән қоюқ мунасивәт орнитишқа йүзләнгәниди.
Париж гио-сиясий тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси хаттар абудиаб (Khattar Abou Diab) франсийә ахбарат агентлиқиниң ши җинпиңниң бу қетимлиқ оттура-шәрқ сәпири һәққидики телефон зияритида билдүрүшичә, сәуди әрәбистан билән хитай арисида бир қисим ортақлиқлар болуп, бу ортақлиқлар уларниң һәмкарлиқиға бүгүнкидәк йол ачқан. Йәни оттура-шәрқ дөләтлири американиң кишилик һоқуқ мәсилисидә бу дөләтләрниң ишиға арилишивелишини яқтурмайду. Хитай болса бу дөләтләр билән һәмкарлашқанда “башқа дөләтләрниң ичкий ишиға арлашмаслиқ” йолини тутиду.
Хаттар абудиаб (Khattar Abou Diab) сәудий әрәбистанниң уйғур мәсилисидә сүкүт қилишиниң асаслиқ сәвәби һәққидиму тохталған болуп, униң қаришичә, биринчидин, оттура-шәрқ дөләтлири “терорлуққа бағлинип қелиш” тин әндишә қилғанлиқи, иккинчидин, “бир бәлвағ бир йол” пиланиниң алдинқи шәрти башқа дөләтләрниң ичкий ишиға арлашмаслиқ болуши билән мунасивәтлик икәнликини оттуриға қойған.
Хитай һөкүмити ши җинпиң сәуди әрәбистан зияритини башлаштин бир қанчә күн аввал “хитай-әрәб һәмкарлиқ доклати” елан қилғаниди. Доклатта хитай билән әрәб дунясиниң достлуқиниң миң йилдин артуқ тарихқа игә икәнлики вә бу достлуқни давамлиқ тәрәққий қилдурушниң муһимлиқи тәкитләнгән. Мәзкүр доклат хитай билән әрәб дунясиниң һәмкарлиқини мундақ төт ноқтидин шәрһийилигән.
Миң йилдин узақ тарихқа игә болған бу достлуқни қәдирләш вә давамлаштуруш
Доклатниң биринчи бөликидила хитай билән әрәб дуняси арисидики миң йиллиқ достлуқни алаһидә тилға елинған. Шундақла хитай бу “достлуқ” ни тутқа қилип, ислам дунясиға болған сәмимийитини испатлимақчи болған. Чүнки шундақ қилғандила, уйғурларниң мусулман салаһийитидин әмәс, бәлки “үч хил күч” (терорчи, бөлгүнчи, әсәбий) болғанлиқи сәвәбидин “қайта тәрбийәләш” елип бериватқанлиқиға әрәб дунясини қайил қилалиши вә уларниң һесдашлиқи һәм қоллишиға еришиши мумкин;
Йеңи дәврдә хитай-әрәб һәмкарлиқиниң қайси саһәләргә мәркәзлишиши
Иккинчи бөликидә, хитайниң мисир, алҗирийә, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики билән омумйүзлүк истратегийәлик һәмкарлиқ мунасивити орнатқанлиқи; қатар, ирақ, иорданийә, судан, маракәш, җибути, омман, кувәйт қатарлиқ дөләтләр билән истратегийәлик һәмкарлиқ орнатқанлиқини тилға алған. Шундақла бәзи дөләтләр “оттура-шәрқ дөләтлириниң ичкий ишлириға арлашқан” да, хитайниң дәрһал мәйданға чиқип, уларниң “демократийәни қалқан қилип, башқиларниң ичкий ишлириға арлишишини тосиғанлиқи; әрәб дөләтлириму хитайниң шинҗаң, тәйвән, хоңкоң вә кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилилиридә изчил йосунда хитайни қоллап кәлгәнлики” ни оттуриға қоюш арқилиқ әрәб-хитай достлуқиниң “һәқиқий, чин достлуқ” икәнликигә мусулманларни ишәндүрмәкчи болған.
Тарихий өзгириш дәвридә адаләткә сәп тутуп, һәмкарлиқни тезлитиш
Хитай бу ноқтида әрәб дөләтлириниң бу йил өктәбирдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң 51-нөвәтлик йиғинида америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң уйғур мәсилисини көтүрүп чиқип, хитайниң ичкий ишиға арлашмақчи болғанлиқи, әмма әрәб дөләтлириниң “адаләт тәрәптә” туруп, хитайға дәстәк бәргәнлики; хитайниңму пәләстин мәсилиси, сүрийә уруши қатарлиқ мәсилиләрдә “адаләтни яқилап, терорлуққа қарши туруп, пәләстинни күчлүк қоллап кәлгәнлики” ни тилға алған. Йәни бу ноқтида хитай өзи билән ғәрб җәмийитиниң қиммәт қарашлири арисида селиштурма ясап, хитайни адаләтпәрвәр, ғәрбни болса адаләткә қарши сәпкә айриш арқилиқ, мусулманларниң хитай билән һәмкарлишиши, достлишишиниң адаләт билән бир сәптә болуш болидиғанлиқини гәвдиләндүрмәкчи болған.
Хитай-әрәб тәқдирдашлиқ ортақ гәвдиси бәрпа қилиш
Бу ноқтини көп шәрһийилимисәкму, тәқдирдашлиқ дегән сөздинла, хитайниң нимә демәкчи болғанлиқини чүшинишимиз ениқ. Пүткүл ғәрб дуняси билән кәлгүсиниң һөкүмранлиқини талишиш риқабитигә чүшкән хитай үчүн буниң өзи, мусулман дунясини хитай билән иттипақдаш болушқа чақириштин башқа нәрсә әмәс.
Йоқуриқилардин мәлумки, ши җинпиңниң бу қетимлиқ сәуди әрәбистан сәпириниң асаслиқ мәқсити, оттура-шәрқ дөләтлири билән ғәрбкә қарши иттипақдашлиқ түзүш, американиң оттура-шәрқтики тәсириниң орнини елиш.
Демисиму, хитай һөкүмити, болупму ши җинпиң вәзипигә олтурғандин буян, хитайниң дең шявпиң дәвридики “тинч тәрәққий қилиш” сәпсәтәсиниң орнини, “бихәтәрлик, муқимлиқни капаләткә игә қилиш арқилиқ, қудрәтлик дөләт қуруп чиқиш” алди. Бу вәҗидин хитай пүтүн күчи билән хитай ичи вә сиртида өзигә тәһдит дәп қариған һәрқандақ хәвпни күкүм-талған қилиш, йилтизидин йоқитиш, әсли-вәслини қурутиветишни өзигә қибилнамә қилип, “қудрәт тепиш” қа йүзләнди. Хитай ичидә аталмиш “үч хил күч” төһмити билән пүткүл уйғур хәлқини хитай һакимийитиниң бихәтәрликигә келидиған ичкий хәвп дәп бекитип, уйғур ирқий қирғинчилиқини мәйданға чиқарди. Хитай сиртида болса уйғур ирқий қирғинчилиқини өзлириниң қиммәт қарашлириға хилап болған инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиған ғәрб дунясини, һакимийәткә хәвп кәлтүридиған “сиртқи дүшмән күч” дәп қариди. Ши җинпиң 2017-йилидики 19-қурултайда ғәрбкә қарши мәйданини ениқ җакарлап, 2025-йиллиқ, 2035-йиллиқ вә 2050-йиллиқ пиланлирини елан қилди. Мәзкүр пиланда, америка башлиқ ғәрб дуняси асаслиқ риқабәт нишани болуп, хитай 2025-йили пән-техникида ғәрбни бесип чүшүш, 2035-йили иқтисадта американи бесип чүшүш вә 2050-йили дунядики әң қудрәтлик дөләт қуруп чиқиш арқилиқ хитай чүшини рояпқа чиқириш нишан қилинғаниди.
Хитай һөкүмити йоқуриқи пиланлири әмәлгә ашуруш йолида, алди билән оттура асия дөләтлири вә русийә билән бирликтә “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ни уйғурларға қарши туруш үчүн қуруп чиққаниди. Мана әмди, американиң оттура-шәрқтики әң йеқин иттипақдашлириниму, ғәрб дунясиға қарши туруш мәқситидә өзигә иттипақдаш қилиш қәдимини алди.
Ши җинпиң вә хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә ғәрб дунясиға қарши түзүватқан бу бүйүк пиланлириниң әмәлгә ешиш еһтималлиқи барму?
Мәнпәәтләр қериндашлиқ, достлуқ вә қиммәт қарашларниң үстигә қоюлушқа башлиған бу мурәккәп тарихий вәзийәттә, ши җинпиңниң оттура-шәрқтики урунушлириниң җавабсиз қалмайдиғанлиқи ениқ. Әмма хитай йәнила һәрбий, иқтисадий җәһәтләрдә, техиму муһими хәлқаралиқ ишәнч дәриҗиси қатарлиқларда америка билән риқабәтлишиш иқтидидариға әсла игә әмәс. Америка билән оттура-шәрқ әллири арисида соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридин буянқи бир әсиргә йеқин қоюқ мунасивәт бар болуп, бу мунасивәтләрниң йеңидин баш көтүриватқан хитайниң кичиккинә иқтисадий мәнпәәти алдида вәйран болидиғанлиқи әқилгә уйғун әмәс. Техиму муһими, америка доллириниң хәлқарадики йүксәк орниға хитай пули тәһдит пәйда қилалиғудәк әһвалда әмәс. Хәлқара мунасивәтләр бир дөләтниң иқтисадиниң күчлүк болуши һәммини бәлгиләйдиған амил болмастин, бәлки бу дөләтниң һәрбий күчи, ишәнчлик дәриҗиси, иҗтимаий бихәтәрлики қатарлиқ түрлүк саһәләргә четишлиқ инчикә мәсилидур. Һалбуки, хитайниң иқтисадий җәһәттә артуқчилиқи болсиму, әмма униң мустәбитлик салаһийити, иҗтимаий бихәтәрликиниң муқимсизлиқи, ишәнчлик дәриҗисиниң толиму төвән, қанун системисиниң сүпәтсиз болуши, әмәлий күч җәһәттә йәнила америкадин көп аҗизлиқини билдүриду. Мәйли хитай оттура-шәрқ әллиригә қанчилик йеқинлашсун, оттура-шәрқ мусулман дуняси уйғур ирқий қирғинчилиқиниң ғәрбниң оюни болмастин, бәлки хитайниң инсанийәткә қарши җинайити икәнликини һаман бир күни тонуп йетиду. У чағда хитайниң мусулманларни “өз йеғида өз гөшини қоруш” тәк рәзил нийити әсла ишқа яримайду.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.