“шинҗаң синипи” ниң мәғлубийитидин хитай маарипиниң ақивитигә нәзәр

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.02.07
ichkiri-toluq-ottura-uyghur-xinjiang-sinipi-mesnewi-oqughuchi-1024 Чиңдав 66-оттура мәктәптики “шинҗаң синипи” дики оқуғучилар чағанлиқ паалийәттә мәснәви тутуп турған көрүнүш. 2025-Йили 22-январ, чиңдав
iqdedu.com

Бир қанчә йиллардин буян хитайдики һәқсизлиқләрни паш қилиш билән тонулған ли муәллим (李老师不是你老师) хитайдики “611 Оқуш түзүми” дики мәктәпләрни паш қилиш үчүн йеқинда http://611Study.ICU Намида бир тор суписи қурған. Ли муәллимниң 2-феврал X иҗтимаий таратқу суписидики учуридин қариғанда, мәзкур тор суписини елан қилип һазирғичә хитайдики җәмий 137 оттура мәктәп оқуғучисиниң паш қилиш хетини тапшуруп алған. Ашкариланған учурлардин қариғанда, аталмиш “611 оқуш түзүми” дики мәктәпләрдә оқуғучилар һәр күни 12 саәтләп мәктәптә дәрс алидикән. Бундақ мәктәпләр һәптидә 6 күн, һәтта бәзилиридә 7 күн дәрс өтүлидиған болуп, оқуғучиларниң нормал дәм елишиғиму йол қоюлмайдикән. Бу хил зиядә бесим бир қисим оқуғучиларда писхикилиқ аҗизлаш сәвәблик өзини өлтүрүвелиш, җиддий қутқузуш бөлүмләргә кирип қелиш қатарлиқ нурғун һадисиләрни кәлтүрүп чиқарғаникән. Нөвәттә хитайдики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә “611 оқуш түзүми” омумйүзлүк йолға қоюлуватқан болуп, яш-өсмүрләрниң нормал балилиқ һаятини набут қилиш дәриҗисигә йәткән. Ли муәллимниң бу учури биздә хитайдики аталмиш “шинҗаң синипи” да йиллардин буян оқуватқан уйғур балилириниң әһвалидин әндишә пәйда қилиши тәбиий. Чүнки уйғур балилириниң “шинҗаң синипи” да дуч келиватқини, хитай балилири дуч кәлгәндин техиму еғир болған қисмәтләрдур. “шинҗаң синипи” хитай тәрипидин “аз санлиқ милләт оқуғучилирини һәқсиз маарипта тәрбийәләйдиған алаһидә имтиязлиқ синип” дәп тәшвиқ қилинсиму, лекин бундақ алаһидә имтиязниң бәдили изчил йосунда уйғур балилирини шәхсий әркинлики, миллий мәдәнийити вә кимликидин мәһрум қилиш болуп кәлмәктә.

Ундақта, биз алди билән хитай өлкилиридики “шинҗаң синипи” да оқуватқан уйғур оқуғучилар һәққидә тохтилип көрәйли.

“шинҗаң синипи” ниң башлиниши вә қобул қилинғанлар сани

Оқуш йешидики уйғур яш-өсмүрлирини хитай өлкә-шәһәрлиридә яки өз юртидин башқа җайларда пүтүнләй хитайчә маарипта тәрбийәләш, 1999-йилила башланғаниди. 2010-Йилидики биринчи қетимлиқ “мәркәз шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин, уйғур районидики 12 вилайәт вә областни бөлүшүвалған хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә вә шәһәр, аталмиш “шинҗаң синипи” қуруш вә җәнубий уйғур диярини асас қилған районлардин оқуғучи қобул қилишқа мәсул болған иди. Гәрчә 1999-йили аталмиш “шинҗаң синипи” ға һәр йили 800 нәпәр оқуғучи қобул қилиш бекитилгән болсиму, 2010-йилиға кәлгәндә һәр йили хитай өлкилиридики “шинҗаң синипи” да оқуйдиған оқуғучиларниң сани 20 миңға, җәнубий уйғур дияридин шималий уйғур районидики “шинҗаң синипи” ға келип оқуйдиған оқуғучиларниң сани 15 миңға йәткән. Демәк. “шинхуа тори” ниң 2017-йили июлдики бир хәвириДә, хитайниң шинҗаңға маарипта ярдәм бериш сияситиниң түрткисидә, 2017-йили уйғур елидин җәмий 13 миң оқуғучиниң “шинҗаң синипи” ға қобул қилинғанлиқи, буларниң ичидә 77 пирсәнт оқуғучиниң җәнубий уйғур елидики ақсу, қәшқәр, хотән вә қизилсудин қобул қилинғанлиқи дейилгән. Хәвәрдә йәнә аталмиш “шинҗаң синипи” сиясити йолға қоюлған 17 йилда 90 миңдин артуқ оқуғучиниң “шинҗаң синипи” ға қобул қилинғанлиқи, нөвәттә хитайниң 14 өлкисидики 93 толуқ оттура мәктәптә 36 миң оқуғучиниң “шинҗаң синипи” да оқуватқанлиқи көрситилгән. Биз бүгүн хитай өлкилиридики аталмиш “шинҗаң синипи” дики балиларниң сани һәққидә ениқ бир учурға еришәлмисәкму, лекин юқириқи учурлардин нөвәттә бу санниң техиму көпәйгәнликини тәхмин қилалаймиз.

“шинҗаң синипи” дики балиларниң турмуши

Хәлқарадики көп мәнбәлик мәдәнийәтниң тәрәққиятидин қариғанда, маарипниң роли пәрқлиқ милләтләр арисидики өз ара чүшиниш вә һөрмәтни ашурушқа пайдилиқ болуши керәк иди. Һалбуки, коммунист хитайниң йиллардин буян хитай өлкилиридә тәсис қилған аталмиш “шинҗаң синипи” уйғур балилирини маарипта тәрбийәләшни әмәс, бәлки уларни хитайлаштурушни мәқсәт қилип елип берилған.

Баш иштаби сингапорда болған Хоңкоң башқурушидики “Initium Media (端传媒) ” намидики учур суписиДа елан қилинған бир мақалидә “шинҗаң синипи” дики уйғур балилар һәққидә муһим учурлар берилгән. Мақалидә, индиана университетиниң доктори тимосий грос (Timothy Grose) ниң 2019-йили нәшр қилинған “шинҗаң синипи вә уйғурларниң кимлик алмишиши” намлиқ китабидики мәзмунлар нәқил көрситилгән. Йәни мақалидә, тимосий гросниң 2006-йилидин 2017-йилиғичә болған он йилда 60 тин артуқ “шинҗаң синипи” оқуғучилирини зиярәт қилғанлиқи, бу оқуғучиларниң 70 пирсәнтидин көпрәкиниң қәшқәр вә хотәндин кәлгәнлики, уларниң мәктәптә уйғурчә сөзлишиши, уйғур кимликини тәкитлиши, диний етиқади қатарлиқлар пүтүнләй чәкләнгән, барлиқ иш-паалийәтлири, идийә-қарашлири, нәгә берип, нәдә турушлири, ким билән алақә бағлишиға қәдәр мәктәпниң назарити астида елип берилидиғанлиқи баян қилинған. Мақалидә йәнә, бу балиларниң хитайниң йилда бир қетим келидиған Әң чоң байрими болған чағандиму өйлиригә қайтишқа рухсәт қилинмайдиған Болуп, уйғур балиларниң аилиси билән җәм болушиға йилда бир қетим, йәни язлиқ тәтилдила рухсәт қилинидиғанлиқи баян қилинған. Балиларниң мәктәптин сиртқа чиқиши әзәлдин мәни қилинидиған болуп, уларниң һаяти пәқәт мәктәп ичи биләнла чәклинидиғанлиқи, балиларниң хитай кимликигә сиңишини тезлитиш мәқситидә хитай ата-анилар билән туғқан қилип қоюлғанлиқи тилға елинған. Демәк, бундақ мәктәпләрдә оқуватқан уйғур балиларниң һаяти гоя түрмә һаятидин пәрқсиз болған.

“шинҗаң синипи” ниң мәғлубийити

Хитай шунчә йиллардин буян аталмиш “шинҗаң синипи” ни уйғурларни хитай кимликигә сиңдүрүветишниң васитиси сүпитидә қолланған болсиму, лекин буниң үнүми хитай күткәндәк болмиған. Тимосий гросниң китабидики тәкшүрүш вә зиярәтләрдин қариғанда, гәрчә “шинҗаң синипи” дики уйғур балилар, хитай балилириға қариғанда техиму еғир болған тәқибләш, хитайлаштуруш, диний вә миллий кимликлири чәклиниш, өйлиригә қайтишиғиму рухсәт қилинмаслиқ, ата-анилириниң уларни көрүшигиму түрлүк чәклимә қоюлуш, һәтта хитайлаштурушни мәҗбурий қобул қилдуруштәк муһитта яшаватқан болсиму, әмма бу хил муһит уйғур балиларни хитайлаштурушқа әмәс, бәлки миллий кимлик еңиниң һәддидин зиядә күчийишигә сәвәб болған. Йәни “шинҗаң синипи” дики уйғур оқуғучилар өзлирини шу мәктәптики хитай оқуғучилардин пүтүнләй пәрқләндүргән, һәтта өз кимликини хитай кимликиниң қарши нуқтисиға қоюш һалити шәкилләнгән. Техиму қизиқарлиқи, уйғур оқуғучиларда өз кимликини қоғдаш еңи техиму күчийип, уйғур оқуғучилар өзлирини хитай оқуғучилардин йирақ тутуш, хитайчә сөзлишиш бекитилгән вақитларда қәстән уйғурчә параңлишиш, уйғур оқуғучилар өзлири тәшкиллинип путбол ойнаш, хитайларни ариға алмаслиқ вә хитайлар билән мунасивәт қурушни рәт қилиш дәриҗисигә йәткән.

2017-Йилидики чоң тутқун билән тәң бу балиларға қаритилған тәқибләшләр, меңә ююшлар вә уларға болған тизгинләшләрниң техиму йүксәк басқучқа көтүрүлгәнлики ениқ. Һалбуки, “шинҗаң синипи” дики һаят, уйғур оқуғучиларға өзлириниң хитай кимликини қобул қилишқа мәҗбурлиниватқан, миллий кимлик, тил, мәдәнийәт вә диний етиқад һәқлири тартивелинип, хитайлаштурушни қобул қилиш маарипини қобул қиливатқанлиқини тонутқан. Демәк, аталмиш “шинҗаң синипи” ниң мәқсити уйғур балилирини сүпәтлик маариптин бәһримән қилиш әмәс, бәлки пүтүнләй хитайлаштуруш икәнликини мәктәп һаяти уйғур балиларға өзлири өгәткән.

Хуласилигәндә, маарипниң мәқсити милләтләр арисидики кимлик, мәдәнийәт, етиқад пәрқини һөрмәтлимәстин, әксичә бу пәрқләрни йоқитишни нишан қилғанда, униң елип келидиғини өчмәнлик, ирқчилиқ вә бу сәвәблик келип чиқидиған ирқий қирғинчилиқ болуши; йоқитилиш қисмитигә дучар болған милләтләрниң миллий кимлик еңиниң күчийишини кәлтүрүп чиқириши ениқ. Бу дәл хитайниң “шинҗаң синипи” пиланиниң мәғлуп болушидики асаслиқ сәвәбтур. Бу әһвал бизгә шуни чүшәндүрүп беридуки, хитайниң нөвәттики маарип системиси уйғур балилириниң балилиқ, өсмүрлүк һаятиға тәһдит пәйда қилипла қалмастин, бәлки хитай балилириғиму еғир бесимларни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи ениқ. Навада бу һаләткә хатимә берилмигәндә, келип чиқидиған ақивәтләр, уйғур балилириниң хитай һакимийитигә болған қаршилиқ туйғусини күчәйтиш биләнла чәкләнмәслики мумкин. Худди ли муәллимгә учур тәминлигән хитай оқуғучилардәк, хитайниң маарип зораванлиқиға қарши йеңи бир әвлад хитай яшлириниң барлиққа келидиғанлиқиму еһтималдин йирақ әмәс!

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.