Анализчилар хитай хәлқ җумһурийитиниң 70 йилиға баһа бәрди
2019.10.03
Хитай компартийәси өзиниң хитайдики һөкүмранлиқиниң 70 йиллиқини дағдуғилиқ тәбрикләватқан болсиму, әмма чәтәлләрдики мутәхәссисләр вә вәзийәт анализчилири бу 70 йилда хитай миқясида яшаватқан инсанларниң мислисиз азаб-оқубәтләрни чәккәнликини билдүрмәктә.
1-Өктәбир күни “ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған “хитай хәлқ җумһурийити мүшкүлат үстигә қурулди” намлиқ мақалидә “хитай компартийәси 1949-йили хитай азад болди дәп җакарлиған болсиму, әмма шундин буян бу дөләттә әркинлик вә демократийәниң кишиләр әң мутаҗ нәрсигә айланғанлиқи” оттуриға қоюлған.
Мақалә аптори франк дикоттер хоңкоң университетиниң хитай һазирқи заман тарихи тәтқиқатчиси болуп, у мақалисиниң бешидила хитай хәлқ җумһурийитиниң 70 йили һәққидә мундақ баһа бериду: “2019-йили 1-өктәбир күни хитай компартийәси хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбриклиди, әмма бу 70 йил мавчиларниң мустәбит һөкүмранлиқи астидики йиллар болди.”
Мақалида франк дикоттер хитай компартийәсиниң рәһбири мав зедоңниң 1948-йили совет иттипақи рәһбири сталинниң ярдимидә манҗурийәни игиләш тарихини әсләп өтиду. У мақалисидә мундақ дәп язиду: “1948-йили манҗурийәниң оттура қисмидики чаңчүн шәһири 5 ай қоршивелинди, 160 миң хәлқ ачарчилиқта өлгәндин кейин андин чаң чүн шәһири коммунистлар тәрипидин ишғал қилинди, башқа шәһәрләрму охшаш тәқдирдә қалмаслиқ үчүн арқа-арқидин коммунистларға тәслим болди. 1949-Йилиниң ахири бейҗиңда қизил байрақ ләпилдиди.”
Мәзкур мақалидә йәнә хитай хәлқ җумһурийити қурулған дәсләпки мәзгилләрдики бастуруш һәққидә мундақ дейилиду: “1949-йилдин 1952-йилға қәдәр хитай коммунист һакимийити террорлуқ сиясити йүргүзүп, 2 милйон хәлқниң һаятини набут қилди. Уларниң зор көп қисми үстидин тәнтәрбийә сарайлирида аммиви йиғилиш өткүзүлүп, һөкүм елан қилинди һәмдә өлүм җазалири иҗра қилинди.”
Мәзкур мақалидә йәнә хитай коммунист һөкүмитиниң 1958-йилдики “чоң сәкрәп илгириләш”, 1966-йилидин 1976-йилғичә давам қилған “мәдәнийәт зор инқилабий” дәвридики қирғинчилиқлар вә униңдин кейинки әһваллар оттуриға қоюлуп, хитай коммунист һөкүмитиниң бүгүнки күндә 70 йиллиқ нәтиҗилирини тәбрикләш әмәс, бәлки өзиниң зораван һакимийитиниң тәқдири үстидә ойлинишиниң зөрүрлүки тәкитләнгән.
Мақалә “бир партийәлик бу дөләттә һазир узун муддәтлиқ иқтисадий муқимлиқ тәкитлиниватиду, һөкүмәт һазир 70 йил илгири вәдә қилған баравәрлик, адаләт вә әркинлик вәдисини қайта тилға елишни халимайду. У һазир қелиплашқан сиясий өлчәм бойичә бастуруш васитисини қоллинип, пуқраларниң хилму хил еқимлардики сиясий арзусини кәң көләмдә бастурмақта. Әмма хитай компартийәси солчиллиқ, оңчиллиқ яки башқа қалпақлардики нишанлиқ бастурушларни йүргүзүватқинида өзини аллиқачан халта кочиға тиқип болди,” дегән сөзләр билән ахирлишиду.
Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип,
Франк дикоттерниң мәзкур мақалисигә болған қарашлирини оттуриға қойди. Шуниң билән бир вақитта йәнә өзиниң хитай хәлқ җумһурийитиниң 70 йиллиқи һәққидики баһалирини аңлармәнләр билән ортақлашти.
У мундақ деди: “бу наһайити ениқ бир мәсилә. Хитай коммунист һөкүмити һакимийәтни қолға алғандин кейин өлтүргән адәм сани униң һакимийитини тикләштин илгирики уруш мәзгилидә өлтүргән адәм санидин зор дәриҗидә ешип кәтти. Әмма хитай коммунист һөкүмитиниң нәзәрийәси бойичә ейтқанда, бу әҗәблинәрлик әмәс. Худди мав зедоң ейтқандәк, дөләт һакимийитини қолға елиш 10 миң чақиримлиқ узун сәпәрниң 1-қәдимини басқанлиқ болиду, чүнки компартийәниң һакимийәтни қолға алғандин кейин йәнә шунчә адәмни өлтүрүши мав зедоң ейтқан аталмиш коммунизим ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн болған. Шуңа компартийә өзиниң коммунизим ғайисигә уйғун кәлмәйдиған һәрқандақ кишини тазилаш нишани қилди. У һакимийәтни қолға елип күчләнгәндин кейин сотсиялистик инқилаб намида зор қирғинчилиқ вә бастуруш елип барди. Мана бу компартийәниң һакиммутләқиниң испати. Компартийәниң нәзәрийәсигә асасланғанда у өзи яман дәп қариған һәрқандақ қарашни вә кишини рәһимсизлик билән йоқутушни нишан қилиду. Бу бу әһвал һазирму давамлишиватиду.”
Ху пиң әпәнди йәнә хитай коммунист һөкүмити өз һөкүмранлиқиниң 70 йилини тәбрикләватқан бүгүнки күндә униң һөкүмранлиқи астида яшаватқан хәлқләрниң хитай тәшвиқатида дейилгәндәк бәхт-саадәт ичидә әмәс, бәлки еғир апәт ичидә яшаватқанлиқини билдүрди.
Ху пиң мундақ деди: “хитай комммунист һакимийити қурулған 70 йил мабәйнидә хитай хәлқигә еғир апәт елип кәлди. Хитайдики уйғурлар, тибәтләргиму еғир апәтләрни елип кәлди. Һәқиқәтәнму хитай кейинки 40 йиллиқ иқтисадий тәрәққият җәрянида намратлиқтин қутулди вә дуняда алдинқи орунға өтти. Әмма хитай компартийәсиниң бастуруши изчил давамлишиватиду, униң хәлққә кәлтүргән апити бүгүнгә қәдәр ахирлашмиди. Биз билидиған шинҗаңдики лагерлар, тибәтләргә қаритилған бастуруш, хитай кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш қатарлиқларниң һәммиси бу апәтниң техи аяғлашмиғанлиқини көрситиду.”
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, хитай вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәндиму 1-өктәбир күни уйғур кишилик һоқуқ қурулушниң торида мақалә елан қилип, хитай коммунист һакимийитиниң 70 йиллиқ мустәбит һөкүмранлиқи җәрянида уйғурлар, тибәтләр вә хитай пуқралириниң өзигиму мислисиз еғир паҗиәләрни елип кәлгәнликини билдүргән.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмити 1-өктәбир өз һакимийитиниң 70 йиллиқини тәбрикләватқан болсиму, әмма коммунист һөкүмәт һакимийәт йүргүзгән бу 70 йилда хитайда ачарчилиқ, әксилинқилабчиларни тазилаш, синипий күрәш, буржуа идийәсигә зәрбә бериш дегәндәк һәр хил намларда елип берилған һәрикәтләрдә өлтүрүлгән вә бастурулғанларниң өзила хитай һакимийитиниң 70 йилда инсанийәткә қандақ еғир апәт елип кәлгәнликини ениқ көрситип беридикән.
Илшат әпәнди йәнә хитай дуняға махтиниватқан кейинки 40 йиллиқ иқтисадий тәрәққият дәври һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
У баянида бу йилларда хитайда демократийә вә инсан һоқуқи барғанчә чекингәнликини, болупму уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған хәлқләрниң диний етиқад һәм мәдәнийитиниң тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә бастурушқа учриғанлиқи, милйонларчә уйғурниң җаза лагерлириға қамилип ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини баян қилип өтти.