Мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң тәрәққият пилани арқилиқ уйғурларниң көңлини уталмайдиғанлиқини билдүрмәктә
2013.11.12

Шан робертис вә сикат радниз “ташқи сиясәт” журнилида елан қилған бүгүнки мақалисигә “еғиз майлаш немишқа карға кәлмиди” дәп мавзу қойған болуп, мақалиниң қошумчә мавзусиға болса “хитай һөкүмити етник аз санлиқларниң киримини азрақ ашуруш арқилиқ муқимсизлиқниң алдини алимән, дәп ойлиди. Әмма байлиқ арқилиқ садақәтмәнликни сетивалғили болмайду” дегән бир җүмлә хәт йезип қоюлған. Улар мақалисидә, 28-өктәбир бейҗиңдики вәқәни хитай һөкүмитиниң террорлуқ һәрикити дәп атиғанлиқини, әмма өзлириниң буни уйғур-хитай икки милләт арисидики миллий зиддийәтниң өткүрлишишиниң нәтиҗиси, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
У мақалисини мундақ дәп давам қилған:
-Уйғурлар шинҗаң уйғур аптоном районини өзиниң земини дәп қарайду. Мана бу идийә уйғурлар билән хитайлар арисидики зиддийәтниң әң асасий мәнбәси. Бу зиддийәт өткән 20 йилдин буян хитай һөкүмити уйғурларни хитай дөлитиниң ичигә қошуветиш үчүн йүргүзүватқан сиясәтлири сәвәбидин техиму өткүрлишип маңди. Хитай һөкүмити бу қошулушни ишқа ашуруш үчүн қаттиқ қол васитиләрни қолланди. Улар һәтта уйғурларниң иқтисадий шараитини яхшилаш арқилиқ йәни уларниң еғзини майлаш арқилиқ уйғурларниң хитай дөлитигә болған садақәтмәнликини қолға кәлтүрүшни үмид қилип бақти. Әмма, хитайниң бу вақти өтүп кәткән тактикиси техиму көп муқимсизлиқ яритиштин башқа ишқа яримиди.
Мақалиниң апторлири хитай һөкүмитиниң уйғурларниң хитай дөлитигә қошулушини тезлаштуруш үчүн йүргүзгән әң муназирә қозғайдиған сияситини -уйғурларниң мәдәнийитини вә кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш сиясити йүргүзгәнликини, 1990-йиллардин кейин уйғурларниң динға етиқад қилиш әркинликини чәклигәнликини, һәрқандақ сиясий көз қарашларни қаттиқ чәкләп, пикир әркинликини боғқанлиқини, йүзлигән кишини “қанунсиз диний паалийәт” билән шуғуллиниш, “террорлуқ” “бөлгүнчилик” дегән нам билән қолға алғанлиқини, йеқинқи йиллардин буян уйғур тили маарипини чәкләп, хитай тилини зорлиғанлиқини баян қилған.
У йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қошуветишни тезлаштуруш үчүн уйғурларни ичкиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш, ичкиридә мәктәпкә орунлаштурушқа охшаш “юмшақ күч” ниму қолланғанлиқини, әмма бу сиясәтниңму мәғлуп болуп, уйғурлар билән хитай дөлити арисидики зиддийәтниң техиму өткүрлишип, уйғурларниң әһвалиниң техиму яманлишип кәткәнликини баян қилған. У мулаһизисини мундақ дәп давам қилған:
-Бундақ сиясәтлириниң ишқа яримиғанлиқини көргән хитай сиясәтчиләр наһайитиму җиддийлишип кәтти. Әмма улар уйғурларниң бу қаршилиқиға һәйран қалмаслиқи керәк, чүнки дуняниң һечқандақ йеридә аз санлиқ милләтләргә иқтисадий тәрәққият арқилиқ тәсәлли бериш сиясити ишқа ярап баққан әмәс. Улардинму охшаш нәтиҗә келип чиққан. Ундақта немишқа байлиқ арқилиқ садақәтмәнликни сетивалғили болмайду? аптор мулаһизисини давам қилип буниң сәвәблирини төвәндикидәк чүшәндүрүп өткән :
-Биринчидин, иқтисадий тәрәққият кишиләрни сиясий җәһәттин пассиплаштурушниң орниға уларни техиму сиясәткә йеқинлаштуриду. Модернизм алимлири нәччә он йиллар илгирила шәһәрлишиш, маарип вә хусусий киримдики артишниң кишиләрдә техиму бәк өз мәнпәәтини қоғдайдиған һаләт шәкилләндүридиғанлиқини байқап болған. Мана бу һәм 19-әсирдә явропада мәйданға кәлгән инқилабларниң сәвәбидур...
Иккинчиси, тәрәққият тәкши болмиған милләтчиликни йоқиталмайду. Болупму у дөләт тәрипидин йетәкчилик қилинғанда техиму шундақ. Тәрәққиятниң мевиси көпинчә һалларда аз санлиқларға тәгмәйду. Униң мевиси көп санлиқлар ичидә яки дөләткә йеқин туридиғанлар арисида бөлүниду. Бу хил әһвал бара-бара көп санлиқлар билән аз санлиқлар арисидики пәрқниң зорийишини кәлтүрүп чиқириду. Тәрәққият давамида көп санлиқлар аз санлиқларниң земинлириға йәрлишишкә башлайду. Бу көпинчә һалларда аз санлиқ гуруппиларниң өз земинида туруп иқтисадий вә мәдәний җәһәттин чәткә қеқилишини кәлтүрүп чиқириду. Мана бу пәрқму зиддийәт пәйда қилиду.
Үчинчидин, модернизм истратегийисиниң мәғлуп болушидики йәнә бир сәвәб болса, инсан тәбиити. Инсанлар бәзи қиммәтләрни һәммә нәрсидин бәк үстүн көриду. Пул, мал-дуня дегән яхши нәрсә. Лекин адаләткә, баравәрликкә, өзини-өзи идарә қилиш вә инсан ғуруриниң қәдирлинишигә болған интилиш болса инсан үчүн техиму зор әһмийәткә игә. Мана бу үч нуқтидин чиқип туруп уйғурларниң мәсилисигә қарайдиған болсақ, хитай һөкүмити уйғур елида йолға қойған тәрәққият пилани уйғурларниң өз земинида техиму илгирилигән һалда чәткә қеқилишини кәлтүрүп чиқарди. Уларниң өз ана маканлиридин көчүшигә сәвәб болди. Буниң әң яхши мисали, қәшқәр конашәһәр районидики аһалиләрниң көчүрүлүшидур. Хитай һөкүмити нурғун қурулуш пиланлири баһанисидә уйғурларни йеридин мәҗбурий көчүрмәктә. Буниңға қошуп, хитай һөкүмити йәнә хитай көчмәнлиригә нурғун имтиязларни бериш арқилиқ уларни уйғур елиға көчүшкә илһамландурди вә бу арқилиқ уйғурлар еришидиған пайдини техиму азайтивәтти. Нәтиҗидә, уйғурлар шәһәрләрдики хизмәткә орунлишишта миллий кәмситишкә учриди вә райондики иқтисадий тәрәққияттин келиватқан пайда асасән хитайларға қарап ақти.
Аптор мулаһизисини давам қилип мундақ дегән :
-Хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида йүргүзгән замани өтүп кәткән тәрәққият истратегийиси пәқәт киши бешиға тоғра келидиған миллий ишләпчиқириш қиммитини ашуриду. Әмма, у пуқраларниң һаятини өзгәртәлмәйду. Шуңа уйғурлар хитай һөкүмити уйғур районида йүргүзгән иқтисадий тәрәққият пиланини өзлириниң мәвҗудийитигә қилинған бир һуҗум дәп қариди... Бундақ бир милләтниң кимлики арилашқан мәсилиләрдә, адәттә тәрәққият пилани чоқум барлиқ милләтләрни тәң өз ичигә елиши керәк, байлиқ тәң баравәрчә бөлүнүши керәк. Әгәр ундақ болмайдикән, хитай һөкүмити яхши болмиған ақивәтләр билән йүзлишиду. Тйәнмендикигә охшаш һуҗумлар бәлким адәттики бир ишларға айлинип қелиши мумкин.
Ташқи сиясәт журнилида елан қилинған бу мақалиниң апторлириниң бири болған шан робертс җорҗи вашингтон университетиниң профессори болуп, у тонулған хитай ишлири мутәхәссиси. Шундақла уйғуршунас. Шавн робертс уйғурлар һәққидики түрлүк илмий муһакимә йиғинлириға қатнишип, уйғурлар һәққидики тәтқиқатлирини ортақлишиш билән биргә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә ечилған йиғинлардиму қиммәтлик пикирлирини берип кәлмәктә. У, америкиниң пайтәхти вашингтонда 2011-йили ечилған шәрқий түркистан алий кеңишиниң йиғинидиму мәхсус доклат берип, хитай һөкүмитиниң тәрәққият пилани үстидә тохталған иди. У сөзидә, һазир көплигән хәлқаралиқ ширкәтләрниң уйғур райониға көпләп мәбләғ селиватқанлиқини, буниңдин кейинки 10 йил ичидә бу хил мәбләғ салидиғанларниң техиму көпийидиғанлиқини, шуңа уйғурларниң бу ширкәтләргә вә шундақла б д т ниң алақидар органлириға уйғур елиға мәбләғ селишниң өзлири үчүн пайдилиқ әмәсликини билдүрүши керәкликини ейтқан иди.