Ғәрбниң хитай чүшәнчисидики кәмтүклүкләр вә әпсаниви тәсәввурлар

Мухбиримиз әзиз
2021.07.16
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Heinz-Alfred-Kissinger-shi-jinping.jpg Американиң дипломатийә саһәсидики муһим шәхсләрдин бири болған хенри киссингер әпәнди хитай рәиси ши җинпиң билән. 2018-Йили 8-ноябир, бейҗиң.
AFP

Хитай һөкүмити 2015-йили оттуриға қойған “2025 хитайда ишләнгән” чақириқи хитай һөкүмитиниң 13- вә 14-“бәш йиллиқ пилан” басқучлири арқилиқ һазирқидәк дуняниң төвән техникилиқ вә әрзан баһалиқ мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған “әмгәк күчи базири” болушидин “дуняви техника дөлити” гә айлиниш арзусини намаян қилди. Һалбуки аридин һечқанчә өтмәй көплигән мутәхәссссләрвә сиясийонлар буниң маһийәттә хитай һөкүмитиниң чәтәл ширкәтлирини мәҗбурлаш түсини алған әқлий мүлүк оғрилиқини қанунлаштуруш арқилиқ дуняниң пән-техника йетәкчиси болувелиш урунуши икәнликини тезла байқивалди. Нәтиҗидә ғәрб дуняси билән хитай оттурисидики дәсләпки сүркилишниң пәрдиси ечилди. Америка билән хитай оттурисидики сода уруши болса бу сүркилишни бир балдақ юқири көтүрди. Икки тәрәп оттурисидики мунасивәт мушу тәриқидә барғансери йириклишиватқанда бир қисим америка дипломатлири, җүмлидин 1970-йиллири америка билән хитай оттурисида дипломатик алақә орнитишта муһим рол ойниған сабиқ ташқи ишлар министири һенрий кисингир ашкара һалда хитай һөкүмитини тәрипләп “нөвәттә биз үчүн хитай билән қайтидин сөһбәтлишип, әйни вақиттики достлуқни әслигә кәлтүрүш әң ақиланә чарә” дәп көрсәтти.

Нөвәттә бу хилдики қарашлар қисмәнликкә вәкиллик қиливатқан болсиму, әмма униң қайтидин оттуриға чиқиши нурғун сиясийонлар вә анализчиларниң тәнқидигә дуч кәлди. Калифорнийә университетиниң профессори перрий линк алдинқи айда “америка демократийәни илгири сүрүш фонди” ниң муһакимә йиғинида бу һәқтә мәхсус тохтилип “хитайниң чин сулалиси вә сүй сулалиси өмри кота ханиданлиқлар иди. Әмма уларниң һоқуқни әң йүксәк дәриҗидә мәркәзгә мәркәзләштүрүши һәмдә сәддичин арқилиқ хитай болмиған милләтләрни чәткә қеқиши дәл хитай компартийәсиниң һазирқи һалитигә охшайду” деди. Коломбийә университетиниң профессори андрев нейсен болса “хитай компартийәси әнә шу хил әнәниви қарашларниң орнини әркинлик қарашлириниң игилишидин бәкму әнсирәйду. Чүнки әркинлик қариши хитай һөкүмитиниң мәвҗутлуқиға бәкму зиянлиқ” дәп көрсәтти. Америкадики өктичи хитай зиялийси, хитай мәркизий партийә мәктипиниң сабиқ профессори сәй шя болса бу әһвалларни хуласиләп: “америка вә башқа ғәрб әллири хитай һәққидики бу хил садда чүшәнчилирини чөрүп ташлиши, шуниңдәк мустәбитлик шәклидә америка вә башқа демократик әлләрдики қиммәт қариши билән қаршилишиватқан бу һакимийәткә тақабил турушниң бир йүрүш тәдбирлирини түзүп чиқиши лазим” деди.

Ғәрб дунясидики шунчә көп кишиләрдә немә үчүн хитай тоғрисида әнә шундақ “кәмтүк” чүшәнчиләрниң мәвҗут болуп келиватқанлиқи оксфорд университетиниң профессори рана метирниң бу һәқтики мулаһизә мақалисидә тәпсилий йорутулди. Болупму униңда хитайда өткән 30 йил мабәйнидә ғайәт зор өзгиришләр барлиққа кәлгән болсиму, әмма ғәрб дунясиниң хитай һәққидики қарашлирида һечқандақ йеңилинишниң болмиғанлиқи тәпсилий муһакимә қилинди. Апторниң бу һәқтики селиштурушлири шуни намаян қилғанки, ғәрб дунясида “иқтисадий ислаһатниң барлиққа келиши өз нөвитидә сиясий әркинликкә йол ачиду” дегән мәркизий чүшәнчә изчил асасий еқимни тәшкил қилип кәлгән. Әмма бу һал хитай дөлитигә кәлгәндә ундақ болмай қалған.

Апторниң қаришичә, хитай компартийәси ойнитиватқан “һакимийәт тәңгиси” ниң икки йүзи пүтүнләй пәрқлиқ болуп, буниңда демократийә билән иқтисадий гүллинишниң пүтүнләй пәрқлиқ һәмдә бир-биригә бағланмас һадисә болидиғанлиқи муқимлаштурулған. Хитайдики пуқралар әмәс, оттура вә юқири тәбиқә кишилириму ‍өзлириниң қанчилик бай болушидин қәтийнәзәр һечқачан сиясий җәһәттики мәсилиләрни демократик шәкилдә мулаһизә қилиш яки өз пикрини билдүрүш һоқуқиға игә қилинмиған. Буниң билән америка президенти бил клинтон ейтқандәк “дуня сода тәшкилатиға әза болғандин кейин хитай ғәрбтин техиму көп мәһсулатларни импорт қилиш билән биргә техиму илғар идийәләрниму импорт қилиду” дегән һөкүм әмәлгә ашмай қалған. Шу сәвәбтин “хитай кәмбәғәлликтин қутулуп бай болса тәбиий һалда демократийәгә қарап маңиду” дәйдиған саддиларчә қарашниң хата болғанлиқи ашкара испатланған. Чүнки хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқ әндизисидә хитайни идарә қилишта чәтәлниң идеологийәси әмәс, бәлки өзлириниң нәччә миң йил давам қилған хитайчә һөкүмранлиқ әндизиси йетәкчи болуши лазим, дәп қарилиду. Бундақ әһвалда һечкимму хитайниң һөкүмранлиқ әндизиси һәққидә ‍өзгичә пикир қилишни халимайду. Бу һәқтә сөз болғанда профессор рана мундақ дәйду.

“һакиммутләқ һакимийәт һәққидә сөз болғанда гуман қилиш һечқандақ һаҗәт болмиған бир нуқта шуки, хитай компартийәси 1949-йили һакимийәтни қолиға алғандин буян изчил һалда пүткүл җәмийәтни толуқ контрол қилишқа урунуп кәлгән. Шуңа ғәрб дунясиниң хитайни бу һалдин қол үзүп җәмийәттики әркинликкә рухсәт қилиду, дәп қариши әслидинла хата болған бир қараш. Чүнки һакиммутләқлиқ һечқачан әркинликкә бошлуқ макани қоймайду. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн 1989-йили хитай һөкүмити әркинлик тәләп қилип чиққан оқуғучиларни қанлиқ бастуруп ‛тйәнәнмен қирғинчилиқи‚ни пәйда қилди. Бу бәкму типик болған бир мисал. Бу һал таки ху җинтав рәисликкә чиққучә ашундақ давам қилди. Ху җинтав дәвридә кичиккинә болсиму әркинликниң һидлири оттуриға чиқти. Мәсилән алсақ, бир қисим чәтәл мухбирлири бейҗиңға берип хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң парихорлуқ дегәндәк бәзи иҗтимаий мәсилилирини тәкшүрүп мақалә язалайдиған болди. Хитайниң өзидиму иҗтимаий таратқуларда компартийә вә хитай мәркизий һөкүмити һәққидә қисмән болсиму тәнқидий пикирләр оттуриға чиқалиди. Әмма ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин һәммила нәрсә пүтүнләй йәнә хемиға йенип кәтти. Болупму партийә вә һөкүмәтни тәнқид қилиш қәтий мәни қилинди. Дөләт түзүлмисини өзгәртиш һәққидики пикирләр қәтий чәкләнди. Буниңға боюнтавлиқ қилғанлар ким болушидин қәтийнәзәр еғир җазаларға дуч келишкә башлиди.”

Апторниң пикричә, хитай хәлқи хитай компартийәсиниң нәччә он йиллап давам қилған “тәшвиқат уруши” да хитай хәлқиниң намрат вә бичарә һаләттин қутулғанлиқи, шуниңдәк дунядики алдинқи орунда туридиған иқтисадий қуввәт саһиби болғанлиқи, һәтта хитай һөкүмитиниң таҗсиман вирусини оңушлуқ һалда тармар қилғанлиқи дегәнләргә толуқ ишәндүриветилгән. Йәнә келип ғәрб дуняси хитай компартийәсини әркинлик вә демократийәни дәпсәндә қилди, дәп тәнқидләватқанда хитай компартийәси дәл мушу хил һакиммутләқлиқ вә диктатуриниң хитай хәлқи көрүп туруватқан “аләмшумул иқтисадий тәрәққият вә гүллиниш” ни вуҗудқа кәлтүргәнликини тәкитләп кәлгән. Чүнки “чоң сәкрәп илгириләш” дәвридики зор ачарчилиқта милйонлиған кишиниң ачлиқтин өлгәнлики, әмдиликтә болса хитайниң “баяшатлиққа толғанлиқи” һәққидики телевизийә тәшвиқатлири хитай хәлқини һәқиқәтни көрмәс қилип қойған. Буниң билән хитай хәлқиниң өзлириму тәдриҗий һалда демократийәниң һаҗити йоқлуқиға, аллиқачан шунчә “улуғ мувәппәқийәтләр” ни қолға кәлтүргән компартийәниң давамлиқ һалда диктатора шәклидә һөкүмранлиқ қилишиниң қанунлуқ вә йоллуқ болидиғанлиқиға қайил вә майил болушқа башлиған. Әнә шу сәвәбтин нөвәттики хитай милләтчилики омумйүзлүк баш көтүрүшкә башлиған. Бу һәқтә сөз болғанда профессор рана миттер мундақ дәйду.

“биз чүшәнмәкчи болуватқан йәнә бир нуқта хитай хәлқиниң өзлири бу мәсилиләргә қандақ қарайдиғанлиқидур. Болупму улар телевизорда һәр күни көридиған нәрсилири арқилиқ өзлириниң һөкүмлирини һазирлайду. Чүнки ички қисимдики инсанларниң дуняқариши үчүн бу һал бәкму муһим. Улар телевизорларда көрситиливатқан мәзмунлар асасида хитай хәлқиниң дүшмини ким икәнлики, хитай миллитиниң гүллиниши үчүн бу дүшмәнләргә қандақ тақабил туруш лазимлиқи дегәндәк милләтчилик идийәлири билән суғирилиду. Чүнки хитайда пүткүл телевизийә һоқуқи һөкүмәтниң қолида болиду. Ғәрб дуняси хитайдики бу қәдәр ешип меңиватқан милләтчилик хаһишини чүшинәлмигәндә бәзиләр буниң худди ғәрб дунясида ешип меңиватқан ‛ислам вәһимиси‚ билән бир қелиптики һадисә икәнликини тәкитләйду. Әмәлийәттә бу иккиси пүтүнләй пәрқ қилиду. Чүнки хитайдики милләтчилик хаһиши әмәлийәттә хитай компартийәсиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилиду. Улар өткән әсирниң оттурилири ‛синипий күрәш‚ арқилиқ хитай компартийәсини ‛дүшмән күчләр‚ үстидин ғалип келиштики әң қудрәтлик таянч күч қилип көрсәткән. Әмди болса бу хилдики ‛мәдәнийәт инқилаби‚ шәклини алған кона нәрсиләр билән тоюнған милләтчилик арқилиқ пүткүл хитай хәлқини йәнә бир қетим хитай компартийәси әтрапиға уюштуруп, хитай компартийәси арқилиқ бу дүшмән күчләрни тармар қилғили болидиғанлиқиға ишәндүрмәкчи болуватиду. Буниңда бир яқтин пүткүл хәлқни өз әтрапидин кетәлмәс қилип қойғили болиду, йәнә бир яқтин болса шу арқилиқ һакиммутләқ һакимийәтниң туғма тәбиити болған мутләқ контроллуқни әмәлгә ашурғили болиду. Шуңа улар йеқинқи мәзгилләрдә һәдесә хитай компартийәсиниң ‛хитай хәлқигә рәһбәрлик қилип япон таҗавузчилирини мәғлуп қилғанлиқи‚, ‛японларниң миңлиған хитайларни өлтүрүвәткәнлики‚ дегәнләрни, компартийә болмиса әнә шу хилдики паҗиәләрниң йәнә йүз беридиғанлиқини тәшвиқ қиливатиду. Йәнә келип һазир бу тарихни билидиған һаят шаһитлар асасән қалмиған. Хитай һөкүмити әнә шу йосунда хитай хәлқини өзлири билән бирликтә ‛әмдики нишанимиз қәйәрдә?‚ дәп издинишкә җәлп қиливатиду.”

Апторниң қаришичә, ғәрб дунясидики нурғун кишиләр хитайниң бай болуши вә демократийәгә қарап меңиши һәққидә сөз болғанда изчил “хитайларму инсан. Уларму биздәк һаят кәчүриду, биздәк пикир қилиду вә биздәк йеңилиқ яритиду” дәп ишинип кәлгән. Әмма хитайниң йеқинқи вә һазирқи заман тарихи мәйли хитай хәлқи болсун яки уларниң һөкүмран гуруһи болсун уларниң һечқачан мәсилини ғәрб дунясидәк тәпәккур қилмайдиғанлиқини ашкара көрситиду. Ғәрб дунясидики кишиләрниң хитай хәлқини һәммила җәһәттә өзлиригә охшаш, дәп тәсәввур қилиши дәл мушу хил хата һөкүмгә тупрақ һазирлиған. Хитайлар болса изчил хитай һөкүмитигә әгишидиған вә ишинидиған болуп, чәтәлниң демократийә вә әркинлик чүшәнчилирини пурсәт, дәп қаримайду, әксичә буни бир түрлүк тәһдит яки бозәк қилиш, дәп қарайду. Шуниң үчүн хитай компартийәсиниң “бихәтәрлик вә муқимлиқ” чақириқи һәрқачан ғайәт зор базарға игә болиду. Бу һәқтә сөз болғанда профессор рана миттер мундақ дәйду.

“хитай компартийәси көп мәнбәлик түзүлминиң тоғра вә иҗабий болидиғанлиқиға ишәнмәйду. Буниң нәзәрийәви асасиниму ишәнчсиз, дәп қарайду. Демократик дөләтләрдә дөләт рәһбәрлири ашу хил көп мәнбәлик сиясий пәлсәпә асасида сайлап чиқилиду. Шуңа улар бу әндизини бир өмүр һимайә қилиду. Хитайда болса бундақ сайлам мәвҗут әмәс. Хитай компартийәси өзлириниң муқимлашқан әндизисини сақлап қелиш үчүн изчил юқири пән-техника васитилирини өзлириниң җәмийәтни вә пуқраларни көзитип туруш қорали қилип кәлмәктә. Улар ғайәт зор иқтисадий селинма һесабиға пүткүл пуқраларниң учурини топлап, ғайәт зор санлиқ мәлумат амбири қуруп чиқиватиду. Улар мушу арқилиқ пүткүл хәлқниң өз әтрапиға зич уюшушиға кепиллик қилмақчи болуватиду. Шуниңдәк хәлқ аммисини һазирқи хитай пуқралириниң турмуш сәвийәси уларниң ата-аниси вә бовилириниң дәвридикидин ғайәт зор дәриҗидә яхшиланғанлиқиға ишәндүрүватиду. Буниң билән разимәнлик туйғуси җуш урған хәлқ һәммила йәрни қаплиған назарәт механизми шараитида хитай компартийәсиниң өзлиридин топлиған тәпсилий учурлар асасида өзлирини сиясий җәһәттә қандақ контрол қилип болғанлиқини сезәлмәс болуп қеливатиду.”

Апторниң билдүрүшичә, ғәрб дунясидики һәр саһәниң хитай һәққидики чүшәнчилири әнә шу хил әмәлий болмиған чүшәнчиләрни асас қилғанлиқи үчүн хитай өткән йигирмә йилда ғәрб дуняси арзу қилған йөнилишкә қарап силҗимиған. Әксичә нөвәттә хитай һөкүмити өзлириниң әндизисини дуняға кеңәйтиш койида болуватқан болуп, ғәрб билән шәрқ оттурисидики зор тоқунушниң пәрдиси әнә шу йосунда тәдриҗий ечилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.