Яң җйәнли: йеңи баш әлчи шйе фең америка-хитай мунасивитидә “чилбөрә” дипломатийәсини давамлаштуруши мумкин икән
2023.05.25
Хитайниң америкада турушлуқ баш әлчилики орниға, хитайниң муавин ташқи ишлар министири шйе феңниң тәйинлиниши һәр саһәниң диққитини қозғиди.
Шйе фең 23-май күни вашингтонға йетип кәлгән болуп, у 24-май күни инглиз тилида мухбирларға баянат берип, өзиниң баш әлчилик йеңи вәзиписини тапшурувалғанлиқини вә хитай-америка мунасивитидики дипломатлиқ вәзиписини ада қилидиғанлиқини билдүргән.
Шйе фең һәққидики учурлардин мәлум болушичә, 1964-йили4-айда туғулған шйе фиң бу йил 59 яшқа киргән. У хитайниң бейҗиңдики дипломатийә университетидики оқушини тамамлиғандин кейин, хитайниң ташқи ишлар министирлиқида хизмитини башлиған. 2014-Йилдин 2017-йилғичә хитайниң һиндонезийәдики баш әлчиси қилип тәйинләнгән. 2019-Йилдин 2021-йилғичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң хоңкоң алаһидә районида турушлуқ 6-нөвәтлик комиссари вәзиписини өтигән. 2021-Йилдин 2023-йили 5-айниң23-күнигичә хитай ташқи ишлар министирлиқида муавин ташқи ишлар министири вәзиписидә болғаникән.
Хитайниң америкадики йеңи нөвәтлик баш әлчиси шйе фең вә америка-хитай мунасивитиниң кәлгүси йүзлиниши һәққидә нөвәттә таратқуларда көплигән мулаһизиләр оттуриға чиқмақта.
Америкадики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи, доктор яң җйәнли әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң америкада турушлуқ сабиқ баш әлчиси чин гаң бу йил 1-айда баш әлчилик вәзиписидин айрилип, хитай ташқи ишлар министири қилип тәйинләнгәндин кейин, бу орун төт айдин буян бош қалған болуп, нөвәттә шйе фиң бу вәзипигә тәйинләнгәникән.
Америкада чиқидиған “политико” гезитидә дейилишичә, америка-хитай мунасивити дунядики әң муһим мунасивәт һесаблансиму, лекин хитайниң 4 айдин бери вашингтонға баш әлчи әвәтмәслики, икки дөләт мунасивитиниң қанчилик өткүр һәм начарлашқанлиқини көрситип бериду, дәп қаралған.
Яң җйәнли әпәнди, америка-хитай мунасивитидики җиддийлик сәвәбидин хитай һөкүмитиниң америкадики баш әлчилик орнини төт айғичә бош қалдурған болуши мумкинликини билдүрүп мундақ деди: “хели илгирила шйе феңниң йеңи нөвәтлик баш әлчи болидиғанлиқи һәққидә гәпләр тарқалғаниди. Әмма бу орун үзлүксиз бош турди. Икки дөләт мунасивитидә ашкара ипадиләнмәйдиған мәсилиләрниң бири баш әлчи тәйинлимәсликтә көрүлиду. Бу икки дөләт мунасивитиниң начарлашқанлиқини яки муһим әмәсликини көрситиду. Башқичә қилип ейтқанда, илгирики нәччә ай мәзгилидә хитайниң шйе феңни дәрһал бу вәзипигә әвәтмәслики бу имканийәтниң йоқлуқидин әмәс, бәлки қәстәнлик билән болған дейиливатиду. Бу униң хитайниң америка билән болған мунасивитиниң яхши әмәсликигә қайтурған инкаси десәкму болиду. Бу йәрдә хитай униң америка билән һәл болмиған нурғунлиған мәсилиләрниң барлиқини вә аридики мунасивәтни юмшитиш нийитиниң йоқлиғини билдүрмәкчи. Буниңда америка дөләт мудапиә министириниң хитай дөләт мудапиә министири билән көрүшүш тәлипиниң етибарға елинмаслиқи, америка президенти байденниң хитай рәһбири ши җинпиң билән телефонда сөзлишиш тәлипигә инкас қайтурмаслиқи қатарлиқларниң һәммиси хитайниң позитсийәдики ипадиләш усули десәк болиду. Шуңа шйе феңниң америкаға келип бу вәзипигә олтурушини униң хитай һөкүмитиниң илгирики позитсийәсидә бәзи өзгиришләр болди дәп қарисақму болиду. Бәлким икки дөләтниң юқири дәриҗилик башлиқлар учришиши башлинишиму мумкин”.
Яң җйәнли йәнә шйе феңниң хитай компартийәси тәрбийәлигән дипломат икәнликини билдүрди.
Яң җйәнли шйе феңни бир кәспий дипломат шундақла америка-хитай мунасивәтлирини бирқәдәр яхши билидиған мутәхәссис дәп тәриплиди. Әмма йәнә хитай ташқи ишлар министирлиқиниң мустәқил бир орган әмәсликини тәкитләп, бу вәзипидики дипломатларниң тарихтин буян хитай компартийәсиниң көрсәтмиси бойичә иш қилидиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, хитайниң америкадики баш әлчиси қилип тәйинләнгән шйе феңниңму бәрибир ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һөкүмитиниң вәкили болғини үчүн, нөвәттики җиддий вәзийәткә көрә хитайниң ташқи сияситидики “чилбөрә” дипломатийәсини давамлаштуруши мумкин икән.
Америка-хитай мунасивәтлири йеқинқи бирнәччә йилдин буян, икки дөләт оттурисидики сода, технологийә, тәйвән, җәнубий деңиз, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидики уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири мәсилиси, хитайдин америка һава бошлуқида киргән җасуслуқ шари қатарлиқ бир қатар вәқәләр сәвәбидин барғанчә өткүрләшкән. Икки дөләтниң алий дәриҗилик учришишиму өткән йили 11-айдин буян тоңлитилғаниди. Бу һәқтики анализларда көрситилишичә, шйе феңниң мушундақ бир вәзийәттә вашингтонға йетип келиши хитайниң америка билән болған ихтилапни юмшитиш позитсийәсини көрситиши мумкин икән.
Әмма америкадики хитай вәзийити анализчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәнди, йеңи тәйинләнгән баш әлчи шйе феңниң келиши билән, бундин кейинки америка-хитай мунасивитидә юмшаш яки яхшилиниш болуши тәс икән.
Тең бияв мундақ деди: “бәзиләр хитайниң шйе феңни америкадики баш әлчиси қилип тәйинлиши, хитай-америка мунасивитини юмшитиш һәққидә берилгән сигнал дәп қаримақта. Әмма мениң қаришимчә, нөвәттики вәзийәттә хитай-америка мунасивити нөвәттики вәзийәттә яхшилинишқа йүзлиниши интайин тәс. Чоң вәзийәттин алғанда хитай билән америка оттурисидики мунасивәт вә хитай билән ғәрб дунясидики тоқунуш барғанчә шиддәтлик болуши мумкин.”
Тең бияв әпәнди йәнә бу тоқунушниң сәвәби һәққидә тохталди.
Униң қаришичә хитайниң мәқсити америка билән тәң орунда туруш вә хитайниң мустәбит һөкүмранлиқиға мәнпәәт йәткүзидиған дуня тәртипини бәрпа қилиш икән. Һалбуки америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлириму хитайниң дуняға елип келиватқан тәһдитини барғанчә ениқ тонуп йәткән. Шуңа алдинқи бирқанчә йилда хәлқара иқтисад, сода-техника, кишилик һоқуқ мәсилиси тәрәпләрдики тоқунушларниң күчийишиму шу сәвәбтин икән. Тең бияв әпәндиниң тәкитлишидә бу хил вәзийәтниң йеқин кәлгүсидә өзгириш ясиши вә юмшиши мумкин әмәс икән.
24-Май хитайниң америка әлчиханисиға баш әлчи қилип тәйинләнгән шйе фең вашингтонда өз хизмити һәққидә баянат бәргән күни, америкадики уйғурлар наразилиқ билдүрүш паалийәтлири өткүзгән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир ханим шу күндики наразилиқ намайиши һәққидә зияритимизни қобул қилди.
Униң билдүрүшичә улар хитайниң америка тәйинләнгән баш әлчисиниң америкиға келиши мунасивити билән, америкадики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқини ипадиләш паалийәтлиридә болған. Улар 24-май әтигәндә америкадики хитай әлчиханиси алдиға қара гүлчәмбирәк, ирқий қирғинчилиқни тохтат дегән хәтләр йезилған майка вә лозункини қойған. Шу күни кәчқурун ақсарай алдида йәнә наразилиқ намайиши өткүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини тохтитишни тәләп қилған. Улар йәнә америка һөкүмити вә хәлқиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни унтуп қалмаслиқини тәләп қилған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.