Хитай вә туңган анализчилири уйғур елидики әмәлдар алмишишқа баһа бәрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.09.01
zhang-chunshyen-herbiy-emeldar.jpg Уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари җаң чүншйән уйғур аптоном районида турушлуқ һәрбий әмәлдарлар билән қизғин көрүшмәктә. 2015-Йили 16-феврал, үрүмчи.
ts.cn

Биз алдинқи күнләрдики программилиримизда хитайниң уйғур районида әмәлдар алмаштурғанлиқи һәққидә икки нәпәр уйғур көзәткүчиниң қарашлирини аңлатқан идуқ. Нөвәттики программимизда, бу темида бир хитай вә бир туңган мутәхәссисниң көзитишлирини диққитиңларға сунимиз.

29-Авғуст күни хитай даирилири уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйәнниң вәзиписини тибәт аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң өткүзүвалидиғанлиқини елан қилди.

Хитай мәркизи комитетиниң тәйинлиши билән 2010-йили 4-айдин 2016-йили 8-айниң ахириғичә уйғур диярида партком секретари вәзиписини өтигән хитай әмәлдари җаң чүншйән һәққидә уйғур анализчилири вә паалийәтчилири радийомизда өз қарашлирини оттуриға қоюп, “2010-йили хитайниң һөкүмәт таратқулирида ‛мөтидил юмшақ миҗәзи‚ билән мәдһийиләнгән җаң чүншйәнниң 6 йиллиқ хизмәт әмәлийитидә, йүргүзгән қаттиқ қоллуқ сияситидә униңдин илгирики әмәлдар ваң лечүәндинму ешип кәткәнликини, әгәр даириләрниң уйғур елиға қаратқан сияситидә түптин өзгириш болмиса, уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлириниң йәнила давамлишидиғанлиқини” илгири сүргән иди.

Бүгүн радийомиз зияритини қобул қилған чәтәлләрдики хитай вәзийити анализчилиридин америкидики бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәнди вә америка марилән штатидики Frostburg университетиниң туңган миллитидин болған сиясий пәнләр профессори доктор ма хәййүн әпәндиләр, уйғур елида 6 йиллиқ вәзипә муддитини аяғлаштурған партком секретари җаң чүншйән вә униң вәзиписини өткүзүвалған тибәт аптоном райониниң сабиқ партком секретари чен чүәнго һәққидә тохтилип, хитай мәркизи комитетиниң әмәлдар алмаштуруш тактикисиниң район вәзийитидә йеңи өзгириш елип келишигә “үмидвар қаримайдиғанлиқи” ни билдүрди.

Обзорчи ху пиң әпәнди нюйоркта чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң язари вә пәхри баш муһәррири. У 1990-йиллардин буян өзиниң хитай сиясити вә уйғур вәзийити һәққидики обзор-мақалилири билән тонулған хитай вәзийәт анализчиси.

Ху пиң әпәнди җаң чуншйәнниң 6 йиллиқ вәзипә өтәш әмәлийитигә баһа берип :“мән хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур районидики әмәлдарини алмаштуруши билән вәзийәт яхшилиниду дәп қаримаймән. Буниң сәвәби, әйни чағда уйғурларниң наразилиқини пәсәйтиш үчүн хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин тәйинләнгән әмәлдар җаң чүншйән районда юмшақ мөтидил сиясәт йүргүзиду дәп мәдһийиләнгән болсиму, әмма униң 6 йилдин буян йүргүзгән сиясити, қаттиқ қоллуқта ваң лечүәндин ешип кәткәнликини испатлиди, бу җаң чуншйәнниң аталмиш ‛юмшақ мөтидил сиясити‚ ниң пут тирәп туралмиғанлиқини көрсәтти. Нөвәттә җаң чуншйәнниң орниға тәйинләнгән чен чүәнго һәққидә һазирчә баһа бериш тәс. Әмма мениңчә, униң җаң чүншйәндин яхширақ болуши натайин. Чүнки чен чүәнгониң тибәттә далай лама вә тибәт буддистлириға қарита қаттиқ қол радикал сиясәт йүргүзгәнликигә аит әһваллар таратқуларда хәвәр қилинған иди” деди.

Ху пиң әпәнди йәнә җаң чуншйәнниң орниға чен чүәнгониң тәйинлинишидики сәвәб һәққидә тохтилип, хитай рәиси ши җинпиң өз һоқуқини мустәһкәмләш үчүн әмәлдар алмаштуруш тактикиси қолланди дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Ху пиң мундақ деди: “үчинчидин җаң чүншйәнниң бу қетим уйғур дияридин йөткилишини хитай мәркизи һөкүмитиниң ички қисмидики һоқуқ талишиш күришиниң нәтиҗиси дәп қараймән. Униң йөткәп кетилишиниң униң районда йүргүзгән сиясити билән биваситә мунасивити болуши натайин. Чүнки һазирқи әһвалда ши җинпиңниң уйғур райониға қарита сияситидә йеңи пилани барлиқиға даир һечқандақ бир йеңи өзгириш, учур йоқ, әмма ши җинпиңниң җаң чүншйәнгә ишәнмәйдиғанлиқи һәққидә учурлар көп таралмақта. Бултур хитайда тарқалған хитай компартийә әзалириниң ши җинпиңни истепа беришкә чақирған хети уйғур аптоном районлуқ партком билән биваситә алақиси бар вуҗе торида елан қилинди вә җаң чүншйәнниң ши җинпиңға қарши гуруһтики сабиқ хитай рәиси җяң земин вә җу йүңкаңниң йеқинлиридин икәнлики һәққидә пәрәзләр икки йилдин буян оттуриға чиққан иди.”

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидә хәлқара таратқуларда өз қарашлирини оттуриға қоюп келиватқан америка фростбург университетиниң туңган миллитидин болған сиясий пәнләр профессори ма хәййүн әпәнди, җаң чуншйәнниң районда әмәлдар болуп турған мәзгилидә “муқимлиқни баһанә қилип, өзиниң йәрликтики һөкүмранлиқини мустәһкәмләшкә урунуши хитай мәркизи һөкүмитини, болупму хитай рәиси ши җинпиңни әнсирәткәнлики” ни билдүрди.

У мундақ деди: “хитай мәркизи һөкүмитиниң җаң чуншйәнни уйғур аптоном райониниң партком секретарлиқ вәзиписидин қалдурғанлиқиға һәйран қалмидим. Чүнки ши җинпиңға қарши гуруһтики җяң земин тәрәпдари дәп қаралған җаң чуншйән районда вәзипә өтигән 6 йилдин буян йүргүзгән сияситидә ваң лечүән дәвридики ‛қаттиқ бастуруш‚ сияситигә варислиқ қилди. Болупму униң ‛ террорлуққа зәрбә бериш‚ни баһанә қилип, районда мәркизи һөкүмәтниң бирдәк башқуруш сияситидин пәрқлиқ һалда йүргүзгән бир йүрүш йәрлик сиясәтлири хитай өлкилиридин көп пәрқлиқ болди. У районда йүргүзгән сияситидә ‛ диний радикаллиқ вә террорлуққа зәрбә бериш‚ ни зиядә тәкитлиди. У вәзипә өтигән мәзгилләрдә, уйғурларниң наразилиқи сәвәбидин қозғалған қаршилиқ һәрикәтлири барғанчә көпәйди. Мәркизи һөкүмәт уйғур райониниң муқимлиқидин әнсирәйдиған вәзийәт шәкилләнди. Һазир бу һәқтики мулаһизиләрдә җаң чуншйәнниңму өзидин илгирики әмәлдар ваң лечүәнниң уйғур районида ‛йәрлик хақан‚ болуш үчүн районда муқимлиқни тәкитләшни козир қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Ундин башқа бултурдин буян җаң чуншйәнниң хитай рәиси ши җинпиңни вәзиписидин истепа беришкә чақирилған имзалиқ хәт билән мунасивити барлиқи һәққидә миш-миш гәпләр тарқилип, җаң чуншйәнниң ши җинпиңға қарши гуруһтики җяң земин тәрәпдари икәнлики бу әһвалниң ши җинпиңни әнсирәткәнлики һәққидики пәрәзләрму көпәйди.”

Ма хәййүн әпәнди йәнә җаң чуншйәнниң орниға тәйинләнгән йеңи партком секретари чен чүәнго һәққидиму тохтилип: “бултурдин буян тарқалған учурларда тибәт аптоном райониниң партком секретари чен чүәнгониң хитай рәиси ши җинпиңға садақитини билдүрүшкә тиришидиған әмәлдар икәнлики һәққидә учурлар бар. Мәсилән, бултур тибәт вәкиллири бейҗиңдики йиғинға хитай рәиси ши җинпиңниң баш сүрити чүшүрүлгән изнакни тақап барғанлиқи ғулғула қозғиған хәвәргә айланған иди. Бу нуқтидин чен чүәнгониң җаң чуншйәндин пәрқлиқ һалда уйғур районида әмәлдар болған мәзгилидә хитай мәркизи һөкүмитиниң сияситини әйнән иҗра қилиши йәни уйғур аптоном районида йүргүзүлидиған сиясәттә хитай өлкә, шәһәрлиридики сиясәткә нисбәтән йеқин болған, бир қәдәр кәңри сиясәт йүргүзүш еһтималлиқиму болуши мумкин. Әмма йәнә бир тәрәптин, чен чүәнго тибәттә вәзипә өтигән муддәттә тибәт будханилириға хитай рәиси мав зедуңниң рәсимини есишқа охшаш буйруқларни чүшүргән. Әгәр у бу хил компартийиниң динға зиядә арилишивелиш сияситини ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларғиму йүргүзүшкә урунса, у һалда нөвәттә диний етиқади бастурулғанлиқи сәвәбидин наразилиқ һәрикәтлири көпийиватқан уйғур райони вәзийитидә техиму көп қаршилиқ йүз берип, мурәккәп вәзийәт шәкиллиниши мумкин” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.